< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 9 >
1 Misir zeminidin qiⱪⱪandin keyinki ikkinqi yili birinqi ayda, Pǝrwǝrdigar Sinay qɵlidǝ Musaƣa buyrup: —
Мисир зиминидин чиққандин кейинки иккинчи жили биринчи айда, Пәрвәрдигар Синай чөлидә Мусаға буйруп: —
2 Israillar bekitilgǝn waⱪitta ɵtüp ketix ⱨeytini ɵtküzsun;
Исраиллар бекитилгән вақитта өтүп кетиш һейтини өткүзсун;
3 yǝni muxu ayning on tɵtinqi küni gugumda, bekitilgǝn waⱪitta, barliⱪ bǝlgilimǝ wǝ ⱪaidǝ-tǝrtip boyiqǝ ⱨeytni ɵtküzünglar, — dedi.
йәни мошу айниң он төртинчи күни гугумда, бекитилгән вақитта, барлиқ бәлгүлимә вә қаидә-тәртип бойичә һейтни өткүзүңлар, — деди.
4 Xuning bilǝn Musa Israillarƣa sɵz ⱪilip ɵtüp ketix ⱨeytini ɵtküzüxni buyrudi.
Шуниң билән Муса Исраилларға сөз қилип өтүп кетиш һейтини өткүзүшни буйруди.
5 Ular birinqi ayning on tɵtinqi küni gugumda, Sinay qɵlidǝ ɵtüp ketix ⱨeytini ɵtküzdi; Pǝrwǝrdigar Musaƣa ⱪandaⱪ buyruƣan bolsa, Israillar xundaⱪ ⱪildi.
Улар биринчи айниң он төртинчи күни гугумда, Синай чөлидә өтүп кетиш һейтини өткүзди; Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, Исраиллар шундақ қилди.
6 Bir nǝqqǝylǝn bir ɵlükkǝ tegip ketip napak bolup ⱪalƣanliⱪi üqün, ular xu küni ɵtüp ketix ⱨeytini ɵtküzǝlmidi-dǝ, ular xu küni Musa bilǝn Ⱨarunning aldiƣa kelip Musaƣa: —
Бир нәччәйлән бир өлүккә тегип кетип напак болуп қалғанлиғи үчүн, улар шу күни өтүп кетиш һейтини өткүзәлмиди-дә, улар шу күни Муса билән Һарунниң алдиға келип Мусаға: —
7 Biz ɵlüp ⱪalƣan adǝmgǝ tegip ketip napak bolup ⱪalƣan bolsaⱪmu, lekin nemixⱪa Israillarning ⱪatarida, bekitilgǝn waⱪitta Pǝrwǝrdigarƣa sunuxⱪa kerǝk bolƣinini elip kelixtin rǝt ⱪilinimiz? — deyixti.
Биз өлүп қалған адәмгә тегип кетип напак болуп қалған болсақму, лекин немишкә Исраилларниң қатарида, бекитилгән вақитта Пәрвәрдигарға сунушқа керәк болғинини елип келиштин рәт қилинимиз? — дейишти.
8 — Tohtap turunglar, mǝn berip Pǝrwǝrdigar silǝr toƣranglarda nemǝ buyruydikin, anglap baⱪay, — dedi Musa ularƣa.
— Тохтап туруңлар, мән берип Пәрвәрдигар силәр тоғраңларда немә буйруйдикин, аңлап бақай, — деди Муса уларға.
9 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
10 Sǝn Israillarƣa mundaⱪ degin: «Silǝr wǝ silǝrning ǝwladliringlar iqidǝ bǝzilǝr ɵlüklǝrgǝ tegip ketip napak bolup ⱪalƣan bolsa yaki uzaⱪ sǝpǝr üstidǝ bolsa, ular yǝnila Pǝrwǝrdigar üqün ɵtüp ketix ⱨeytini ɵtküzüxkǝ bolidu.
Сән Исраилларға мундақ дегин: «Силәр вә силәрниң әвлатлириңлар ичидә бәзиләр өлүкләргә тегип кетип напак болуп қалған болса яки узақ сәпәр үстидә болса, улар йәнила Пәрвәрдигар үчүн өтүп кетиш һейтини өткүзүшкә болиду.
11 Undaⱪ kixilǝr ikkinqi ayning on tɵtinqi küni gugumda ⱨeytni ɵtküzsun; [ⱨeyt taamini] petir nan wǝ aqqiⱪ kɵktatlar bilǝn billǝ yesun;
Ундақ кишиләр иккинчи айниң он төртинчи күни гугумда һейтни өткүзсун; [һейт таамини] петир нан вә аччиқ көктатлар билән биллә йесун;
12 ulardin ǝtigǝ azraⱪmu ⱪaldurmisun wǝ [ⱪozisining] ustihanliridin birǝrsinimu sundurƣuqi bolmisun; ular ⱨeytni ɵtüp ketix ⱨeytining barliⱪ bǝlgilimiliri boyiqǝ ɵtküzsun.
улардин әтигә азрақму қалдурмисун вә [қозисиниң] устиханлиридин бирәрсиниму сундурғучи болмисун; улар һейтни өтүп кетиш һейтиниң барлиқ бәлгүлимилири бойичә өткүзсун.
13 Ⱨalbuki, pak bolƣan, sǝpǝr üstidimu bolmiƣan ǝmma ɵtüp ketix ⱨeytini ɵtküzüxkǝ etibar bǝrmigǝn kixi bolsa ɵz hǝlⱪidin üzüp taxlinidu; qünki bekitilgǝn waⱪitta Pǝrwǝrdigarƣa sunux kerǝk bolƣinini sunmiƣanliⱪi üqün, u ɵz gunaⱨini ɵz üstigǝ alidu.
Һалбуки, пак болған, сәпәр үстидиму болмиған амма өтүп кетиш һейтини өткүзүшкә етивар бәрмигән киши болса өз хәлқидин үзүп ташлиниду; чүнки бекитилгән вақитта Пәрвәрдигарға сунуш керәк болғинини сунмиғанлиғи үчүн, у өз гунайини өз үстигә алиду.
14 Əgǝr aranglarda turuwatⱪan yat ǝllik bir musapir Pǝrwǝrdigar üqün ɵtüp ketix ⱨeytini ɵtküzüxni halisa, u ɵtüp ketix ⱨeyti toƣrisidiki bǝlgilimǝ wǝ ⱪaidǝ-tǝrtip boyiqǝ ɵtküzsun; yat ǝllik musapirlar üqün wǝ zeminda tuƣulƣanlar üqünmu aranglarda xu birla nizam bolsun.
Әгәр араңларда туруватқан ят әллик бир мусапир Пәрвәрдигар үчүн өтүп кетиш һейтини өткүзүшни халиса, у өтүп кетиш һейти тоғрисидики бәлгүлимә вә қаидә-тәртип бойичә өткүзсун; ят әллик мусапирлар үчүн вә зиминда туғулғанлар үчүнму араңларда шу бирла низам болсун.
15 Ibadǝt qediri tiklǝngǝn küni, bulut ibadǝt qedirini, yǝni ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ qedirini ⱪaplap turdi; kǝqtin taki ǝtigǝngiqǝ, bulut huddi ottǝk ibadǝt qedirining üstidǝ turdi.
Ибадәт чедири тикләнгән күни, булут ибадәт чедирини, йәни һөкүм-гувалиқ чедирини қаплап турди; кәчтин таки әтигәнгичә, булут худди оттәк ибадәт чедириниң үстидә турди.
16 Daim xundaⱪ bolatti; [kündüzi] bulut ibadǝt qedirini ⱪaplap turatti, keqisi u otⱪa ohxaytti.
Дайим шундақ болатти; [күндүзи] булут ибадәт чедирини қаплап туратти, кечиси у отқа охшайтти.
17 Ⱪaqaniki bulut jamaǝt qedirining üstidin kɵtürülsǝ, Israillar yolƣa qiⱪatti; bulut ⱪǝyǝrdǝ tohtisa, Israillar xu yǝrdǝ bargaⱨ tikǝtti.
Қачаники булут җамаәт чедириниң үстидин көтирилсә, Исраиллар йолға чиқатти; булут қәйәрдә тохтиса, Исраиллар шу йәрдә баргаһ тикәтти.
18 Israillar Pǝrwǝrdigarning buyruⱪi boyiqǝ mangatti, Pǝrwǝrdigarning buyruⱪi boyiqǝ bargaⱨ tikǝtti; bulut ibadǝt qedirining üstidǝ ⱪanqǝ uzaⱪ tohtisa, ular bargaⱨta xunqǝ uzaⱪ turatti.
Исраиллар Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә маңатти, Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә баргаһ тикәтти; булут ибадәт чедириниң үстидә қанчә узақ тохтиса, улар баргаһта шунчә узақ туратти.
19 Bulut ibadǝt qedirining üstidǝ heli künlǝrgiqǝ tohtap tursa, Israillarmu Pǝrwǝrdigarning kɵrsitmisini tutup sǝpǝrgǝ qiⱪmaytti;
Булут ибадәт чедириниң үстидә хелә күнләргичә тохтап турса, Исраилларму Пәрвәрдигарниң көрситмисини тутуп сәпәргә чиқмайтти;
20 mubada bulut ibadǝt qedirining üstidǝ pǝⱪǝt birnǝqqǝ künla tohtisa, ular Pǝrwǝrdigarning buyruⱪi boyiqǝ xu waⱪitta bargaⱨ ⱪurup yatatti, andin yǝnǝ Pǝrwǝrdigarning buyruⱪi boyiqǝ sǝpǝrgǝ atlinatti.
мабада булут ибадәт чедириниң үстидә пәқәт бир нәччә күнла тохтиса, улар Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә шу вақитта баргаһ қуруп ятатти, андин йәнә Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә сәпәргә атлинатти.
21 Wǝ mubada bulut pǝⱪǝtla kǝqtin ǝtigǝngiqǝ tohtap, ǝttigǝndǝ bulut yǝnǝ kɵtürülsǝ, ular yǝnǝ yolƣa qiⱪatti; mǝyli kündüzi yaki keqisi bulut kɵtürülsila, ular sǝpǝrgǝ qiⱪatti.
Вә мабада булут пәқәтла кәчтин әтигәнгичә тохтап, әттигәндә булут йәнә көтирилсә, улар йәнә йолға чиқатти; мәйли күндүзи яки кечиси булут көтирилсила, улар сәпәргә чиқатти.
22 Bulut ibadǝt qedirining üstidǝ uzunraⱪ tursa, mǝyli ikki kün, bir ay, bir yil tursimu, Israillar yolƣa qiⱪmay bargaⱨta turuwerǝtti; lekin bulut kɵtürülüp mangsila ular sǝpirini dawamlaxturatti.
Булут ибадәт чедириниң үстидә узунрақ турса, мәйли икки күн, бир ай, бир жил турсиму, Исраиллар йолға чиқмай баргаһта туруверәтти; лекин булут көтирилип маңсила улар сәпирини давамлаштуратти.
23 Pǝrwǝrdigarning buyruⱪi bilǝn ular bargaⱨ ⱪuratti, Pǝrwǝrdigarning buyruⱪi bilǝn ular sǝpǝrni dawamlaxturatti; ular Pǝrwǝrdigarning Musaning wastisi bilǝn bǝrgǝn ǝmri boyiqǝ, Pǝrwǝrdigarning kɵrsitmisini tutatti.
Пәрвәрдигарниң буйруғи билән улар баргаһ қуратти, Пәрвәрдигарниң буйруғи билән улар сәпәрни давамлаштуратти; улар Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән бәргән әмри бойичә, Пәрвәрдигарниң көрситмисини тутатти.