< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 6 >

1 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Sǝn Israillarƣa eytⱪin: «Mǝyli ǝr yaki ayal bolsun, «Ɵzümni Pǝrwǝrdigarƣa atap, nazariylardin bolimǝn» degǝn alaⱨidǝ bir ⱪǝsǝmni iqkǝn bolsa,
Сән Исраилларға ейтқин: «Мәйли әр яки аял болсун, «Өзүмни Пәрвәрдигарға атап, назарийлардин болимән» дегән алаһидә бир қәсәмни ичкән болса,
3 undaⱪta u ɵzini ⱨaraⱪ-xarabtin ayrip pǝrⱨiz tutsun; ⱨaraⱪ-xarab bilǝn ixlǝngǝn sirkinimu iqmisun yaki ⱨǝrⱪandaⱪ üzüm xǝrbitini iqmisun wǝ ⱨɵl-ⱪuruⱪ üzümlǝrnimu yemisun.
ундақта у өзини һарақ-шараптин айрип пәрһиз тутсун; һарақ-шарап билән ишләнгән сиркиниму ичмисун яки һәр қандақ үзүм шәрбитини ичмисун вә һөл-қуруқ үзүмләрниму йемисун.
4 Ɵzini Pǝrwǝrdigarƣa atiƣan barliⱪ künlǝrdǝ, üzüm telidin qiⱪⱪan ⱨǝrⱪandaⱪ nǝrsini, mǝyli üzüm uruⱪi bolsun, posti bolsun, ularni yeyixkǝ bolmaydu.
Өзини Пәрвәрдигарға атиған барлиқ күнләрдә, үзүм телидин чиққан һәр қандақ нәрсини, мәйли үзүм уруғи болсун, шакили болсун, уларни йейишкә болмайду.
5 Ɵzümni Pǝrwǝrdigarƣa atidim dǝp ⱪǝsǝm ⱪilƣan künliridǝ, ularning bexiƣa ustira tǝgküzüxkǝ bolmaydu; ɵzini Pǝrwǝrdigarƣa atiƣan künlǝr ɵtüp bolmiƣuqǝ, u muⱪǝddǝs boluxi kerǝk; ular qaqlirini uzun ⱪoyuxi kerǝk.
Өзүмни Пәрвәрдигарға атидим дәп қәсәм қилған күнлиридә, уларниң бешиға устира тәккүзүшкә болмайду; өзини Пәрвәрдигарға атиған күнләр өтүп болмиғичә, у муқәддәс болуши керәк; улар чачлирини узун қоюши керәк.
6 U ⱪǝsǝm iqkǝn barliⱪ künliridǝ ⱨeqⱪandaⱪ ɵlüklǝrgǝ yeⱪinlixixⱪa bolmaydu.
У қәсәм ичкән барлиқ күнлиридә һеч қандақ өлүкләргә йеқинлишишқа болмайду.
7 Uning ɵz atisi, anisi, ⱪerindixi yaki ⱨǝdǝ-singilliri ɵlüp ⱪalƣan bolsa, ularni dǝp ɵzini napak ⱪilmasliⱪi kerǝk; qünki bexida Pǝrwǝrdigarƣila has bolimǝn dǝp bǝrgǝn wǝdisining bǝlgisi bolidu.
Униң өз атиси, аниси, қериндиши яки һәдә-сиңиллири өлүп қалған болса, уларни дәп өзини напак қилмаслиғи керәк; чүнки бешида Пәрвәрдигарғила хас болимән дәп бәргән вәдисиниң бәлгүси болиду.
8 Ɵzini Hudaƣa atiwǝtkǝn barliⱪ künlǝrdǝ u Pǝrwǝrdigar aldida muⱪǝddǝs bolup tursun.
Өзини Худаға ативәткән барлиқ күнләрдә у Пәрвәрдигар алдида муқәддәс болуп турсун.
9 Mubada bir kixi uning yenida tuyuⱪsiz ɵlüp ⱪelip, ɵzini Pǝrwǝrdigarƣa atiƣanliⱪning bǝlgisi bolƣan bexi bulƣanƣan bolsa, u ɵzini paklax küni wǝ keyinki yǝttinqi künimu qeqini aldursun.
Мабада бир киши униң йенида туюқсиз өлүп қелип, өзини Пәрвәрдигарға атиғанлиқниң бәлгүси болған беши булғанған болса, у өзини паклаш күни вә кейинки йәттинчи күниму чечини алдурсун.
10 Sǝkkizinqi küni u ikki pahtǝkni yaki ikki baqkini elip jamaǝt qedirining dǝrwazisi aldida kaⱨinƣa tapxursun.
Сәккизинчи күни у икки пахтәкни яки икки бачкини елип җамаәт чедириниң дәрвазиси алдида каһинға тапшурсун.
11 Kaⱨin birini gunaⱨ ⱪurbanliⱪi, yǝnǝ birini kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ süpitidǝ sunup, ɵlük sǝwǝbidin napak bolup ⱪalƣan gunaⱨini tilǝp kafarǝt ⱪilsun; nazariy xu künning ɵzidǝ ɵz bexini ⱪaytidin muⱪǝddǝs-pak ⱪilsun,
Каһин бирини гуна қурбанлиғи, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунуп, өлүк сәвәвидин напак болуп қалған гунайини тиләп кафарәт қилсун; назарий шу күнниң өзидә өз бешини қайтидин муқәддәс-пак қилсун,
12 u ɵzini Pǝrwǝrdigarƣa atiƣan künlirini yengiwaxtin baxlisun, xuning bilǝn bir yaxliⱪ bir ǝrkǝk ⱪozini itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi ⱪilip sunsun; ilgiriki künliri bolsa inawǝtsiz ⱨesablansun; qünki uning ɵzini [Pǝrwǝrdigarƣa] atiƣan ⱨaliti bulƣanƣan.
у өзини Пәрвәрдигарға атиған күнлирини яңливаштин башлисун, шуниң билән бир яшлиқ бир әркәк қозини итаәтсизлик қурбанлиғи қилип сунсун; илгәрки күнлири болса инавәтсиз һесаплансун; чүнки униң өзини [Пәрвәрдигарға] атиған һалити булғанған.
13 Nazariylardin biri ɵzini [Pǝrwǝrdigarƣila] atiƣan künlǝr toxⱪan künidǝ u toƣruluⱪ ⱪanun-bǝlgilimǝ mundaⱪ: — Kixilǝr uni jamaǝt qedirining dǝrwazisi aldiƣa ǝkǝlsun;
Назарийлардин бири өзини [Пәрвәрдигарғила] атиған күнләр тошқан күнидә у тоғрилиқ қанун-бәлгүлимә мундақ: — Кишиләр уни җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға әкәлсун;
14 u ɵzi Pǝrwǝrdigarƣa sunulidiƣan kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ üqün bir yaxliⱪ bejirim ǝrkǝk ⱪozini, gunaⱨ ⱪurbanliⱪi üqün bir yaxliⱪ qixi bejirim bir ⱪozini, inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi üqün bejirim bir ⱪoxⱪarni kǝltürsun,
у өзи Пәрвәрдигарға сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир яшлиқ беҗирим әркәк қозини, гуна қурбанлиғи үчүн бир яшлиқ чиши беҗирим бир қозини, енақлиқ қурбанлиғи үчүн беҗирим бир қошқарни кәлтүрсун,
15 xundaⱪla bir sewǝt petir nan, zǝytun meyi ilǝxtürülgǝn esil undin pixurulƣan toⱪaqlar ⱨǝmdǝ zǝytun meyi sürülüp mǝsiⱨlǝngǝn petir ⱨǝmǝk nanlar wǝ xu ⱪurbanliⱪlarning ⱪoxumqǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝliri wǝ xarab ⱨǝdiyǝlirini kǝltürsun.
шундақла бир севәт петир нан, зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин пиширилған тоғачлар һәмдә зәйтун мейи сүрүлүп мәсиһләнгән петир һәмәк нанлар вә шу қурбанлиқларниң қошумчә ашлиқ һәдийәлири вә шарап һәдийәлирини кәлтүрсун.
16 Kaⱨin bularni Pǝrwǝrdigarning ⱨuzuriƣa kǝltürüp, Nazariyning xu gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bilǝn kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪini sunsun;
Каһин буларни Пәрвәрдигарниң һозуриға кәлтүрүп, Назарийниң шу гуна қурбанлиғи билән көйдүрмә қурбанлиғини сунсун;
17 u Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ ⱪoxⱪarni sunsun, uningƣa ⱪoxup bir sewǝt petir nanni sunsun; kaⱨin xular bilǝn tǝng Nazariy ⱪoxup tǝⱪdim ⱪilƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝ bilǝn xarab ⱨǝdiyǝni kǝltürüp sunsun.
у Пәрвәрдигарға аталған енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә қошқарни сунсун, униңға қошуп бир севәт петир нанни сунсун; каһин шулар билән тәң Назарий қошуп тәқдим қилған ашлиқ һәдийә билән шарап һәдийәни кәлтүрүп сунсун.
18 Nazariy jamaǝt qedirining dǝrwazisi aldida ɵzini Pǝrwǝrdigarƣa atiƣanliⱪiƣa bǝlgǝ ⱪilip ⱪoyuwǝtkǝn qeqini qüxürüp, qeqini elip inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi astidiki otⱪa ⱪoysun.
Назарий җамаәт чедириниң дәрвазиси алдида өзини Пәрвәрдигарға атиғанлиғиға бәлгү қилип қоювәткән чечини чүшүрүп, чечини елип енақлиқ қурбанлиғи астидики отқа қойсун.
19 Nazariy xu tǝriⱪidǝ ɵzini Pǝrwǝrdigarƣila atiƣanliⱪ qeqini qüxürüp bolƣandin keyin, kaⱨin ⱪaynap pixirilƣan ⱪoxⱪarning bir aldi ⱪolini ⱨǝm sewǝttin bir petir nan bilǝn bir petir ⱨǝmǝk nanni elip kelip Nazariyning ⱪoliƣa tutⱪuzsun.
Назарий шу тәриқидә өзини Пәрвәрдигарғила атиғанлиқ чечини чүшүрүп болғандин кейин, каһин қайнап пиширилған қошқарниң бир алди қолини һәм севәттин бир петир нан билән бир петир һәмәк нанни елип келип Назарийниң қолиға тутқузсун.
20 Kaⱨin bularni Pǝrwǝrdigarning aldida pulanglatma ⱪurbanliⱪ süpitidǝ ɵrüsun; bular pulanglatma ⱪurbanliⱪ süpitidǝ sunƣan tɵx bilǝn kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ ⱪilinƣan aldi ⱪol bilǝn ⱪoxulup, muⱪǝddǝs dǝp ⱨesablinip kaⱨinƣa berilsun; andin keyin Nazariy xarab iqsǝ bolidu.
Каһин буларни Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатма қурбанлиқ сүпитидә өрүсун; булар пулаңлатма қурбанлиқ сүпитидә сунған төш билән көтәрмә һәдийә қилинған алди қол билән қошулуп, муқәддәс дәп һесаплинип каһинға берилсун; андин кейин Назарий шарап ичсә болиду.
21 Xular bolsa ⱪǝsǝm iqkǝn Nazariy toƣrisida, ɵzini Pǝrwǝrdigarƣa ataxta sunux zɵrür bolƣan ⱪurbanliⱪ-ⱨǝdiyǝlǝr toƣrisida bekitilgǝn ⱪanun-bǝlgilimidur; xuningdǝk uning ⱪoli nemigǝ yǝtsǝ xuni sunsimu bolidu; u iqkǝn ⱪǝsimi boyiqǝ, yǝni ɵzini Hudaƣa atax wǝdisi toƣruluⱪ xu nizam-bǝlgilimǝ boyiqǝ ⱨǝmmǝ ixni ada ⱪilsun; wǝdisigǝ ǝmǝl ⱪilsun.
Шулар болса қәсәм ичкән Назарий тоғрисида, өзини Пәрвәрдигарға аташта сунуш зөрүр болған қурбанлиқ-һәдийәләр тоғрисида бекитилгән қанун-бәлгүлимидур; шуниңдәк униң қоли немигә йәтсә шуни сунсиму болиду; у ичкән қәсими бойичә, йәни өзини Худаға аташ вәдиси тоғрилиқ шу низам-бәлгүлимә бойичә һәммә ишни ада қилсун; вәдисигә әмәл қилсун.
22 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
23 Sǝn Ⱨarun bilǝn uning oƣulliriƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ degin: — Silǝr Israillarƣa mundaⱪ bǝht-bǝrikǝt tilǝnglar: —
Сән Һарун билән униң оғуллириға сөз қилип мундақ дегин: — Силәр Исраилларға мундақ бәхит-бәрикәт тиләңлар: —
24 «Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ bǝht-bǝrikǝt ata ⱪilƣay, silǝrni Ɵz panaⱨida saⱪliƣay;
«Пәрвәрдигар силәргә бәхит-бәрикәт ата қилғай, силәрни Өз панаһида сақлиғай;
25 Pǝrwǝrdigar yüzini silǝrning üstünglǝrdǝ yorutup, silǝrgǝ xapaǝt ⱪilƣay;
Пәрвәрдигар йүзини силәрниң үстүңләрдә йорутуп, силәргә шапаәт қилғай;
26 Pǝrwǝrdigar yüzini üstünglarƣa ⱪaritip kɵtürüp, silǝrgǝ hatirjǝmlik bǝrgǝy!» — dǝp tilǝnglar.
Пәрвәрдигар йүзини үстүңларға қаритип көтирип, силәргә хатирҗәмлик бәргәй!» — дәп тиләңлар.
27 Ular xundaⱪ ⱪilip namimni Israillarning üstigǝ ⱪonduridu wǝ Mǝn ularƣa bǝht-bǝrikǝt ata ⱪilimǝn.
Улар шундақ қилип намимни Исраилларниң үстигә қондуриду вә Мән уларға бәхит-бәрикәт ата қилимән.

< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 6 >