< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 4 >

1 Andin Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Андин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
2 Sǝn Lawiylar iqidin ata jǝmǝti boyiqǝ Koⱨat ǝwladlirining omumiy sanini tizimliƣin,
Сән Лавийлар ичидин ата җәмәти бойичә Коһат әвлатлириниң умумий санини тизимлиғин,
3 ottuz yaxtin ǝllik yaxⱪiqǝ bolƣan, jamaǝt qedirida ix-hizmǝt ⱪilixⱪa kelǝlǝydiƣanlarning ⱨǝmmisini tizimlap qiⱪ.
оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида иш-хизмәт қилишқа келәләйдиғанларниң һәммисини тизимлап чиқ.
4 Koⱨat ǝwladlirining jamaǝt qediri iqidiki wǝzipisi ǝng muⱪǝddǝs buyumlarni baxⱪurux bolidu.
Коһат әвлатлириниң җамаәт чедири ичидики вәзиписи әң муқәддәс буюмларни башқуруш болиду.
5 Bargaⱨ kɵqürülidiƣan qaƣda, Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri kirip «[ǝng muⱪǝddǝs jay]»diki «ayrima pǝrdǝ-yopuⱪ»ni qüxürüp, uning bilǝn ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ sanduⱪini yɵgisun;
Баргаһ көчүрүлидиған чағда, Һарун билән униң оғуллири кирип «[әң муқәддәс җай]»дики «айрима пәрдә-йопуқ»ни чүшүрүп, униң билән һөкүм-гувалиқ сандуғини йөгисун;
6 andin uning üstini delfinning terisidin etilgǝn yopuⱪ bilǝn orap, üstigǝ kɵk bir rǝhtni yepip, andin kɵtüridiƣan baldaⱪlarni ɵtküzsun.
андин униң үстини делфинниң терисидин етилгән йопуқ билән орап, үстигә көк бир рәхтни йепип, андин көтиридиған балдақларни өткүзсун.
7 Tǝⱪdim nan [tizilƣan] xirǝgǝ kɵk bir rǝht selinip, üstigǝ legǝn, tǝhsǝ, piyalǝ wǝ xarab ⱨǝdiyǝlirini qaqidiƣan ⱪǝdǝⱨlǝr tizip ⱪoyulsun; xirǝdimu «daimiy nan» tizilip turiwǝrsun;
Тәқдим нан [тизилған] ширәгә көк бир рәхт селинип, үстигә легән, тәхсә, пиялә вә шарап һәдийәлирини чачидиған қәдәһләр тизип қоюлсун; ширәдиму «дайимий нан» тизилип туривәрсун;
8 bu nǝrsilǝrning üsti ⱪizil rǝht bilǝn, uning üsti yǝnǝ delfin terisidǝ etilgǝn bir yopuⱪ bilǝn yepilip, andin kɵtiridiƣan baldaⱪlar ɵtküzüp ⱪoyulsun.
бу нәрсиләрниң үсти қизил рәхт билән, униң үсти йәнә делфин терисидә етилгән бир йопуқ билән йепилип, андин көтиридиған балдақлар өткүзүп қоюлсун.
9 Ular kɵk rǝht elip, uning bilǝn qiraƣdan bilǝn üstidiki qiraƣlarni, pilik ⱪisⱪuqlarni, küldanlarni wǝ qiraƣdanƣa ixlitidiƣan, barliⱪ may ⱪaqilaydiƣan ⱪaqilarni yepip ⱪoysun.
Улар көк рәхт елип, униң билән чирақдан билән үстидики чирақларни, пилик қисқучларни, күлданларни вә чирақданға ишлитидиған, барлиқ май қачилайдиған қачиларни йепип қойсун.
10 Ular yǝnǝ qiraƣdan bilǝn qiraƣdanƣa ixlitidiƣan ⱨǝmmǝ ⱪaqa-ⱪuqa ǝswablarni delfin terisidin etilgǝn yopuⱪ bilǝn yɵgǝp, andin ǝpkǝxkǝ selip ⱪoysun.
Улар йәнә чирақдан билән чирақданға ишлитидиған һәммә қача-қуча әсвапларни делфин терисидин етилгән йопуқ билән йөгәп, андин әпкәшкә селип қойсун.
11 Altun huxbuygaⱨⱪa kɵk bir rǝht selip, yǝnǝ delfin terisidǝ etilgǝn yopuⱪ bilǝn yepip, andin kɵtürgüqkǝ ⱪox baldaⱪlarni ɵtküzüp ⱪoysun.
Алтун хушбуйгаһқа көк бир рәхт селип, йәнә делфин терисидә етилгән йопуқ билән йепип, андин көтәргүчкә қош балдақларни өткүзүп қойсун.
12 Muⱪǝddǝs jayning iqidǝ ixlitidiƣan barliⱪ ⱪaqa-ⱪuqilarni kɵk bir rǝht bilǝn yɵgǝp, andin üstigǝ delfin terisidǝ etilgǝn yopuⱪni yepip, andin bir ǝpkǝxkǝ selip ⱪoysun.
Муқәддәс җайниң ичидә ишлитидиған барлиқ қача-қучиларни көк бир рәхт билән йөгәп, андин үстигә делфин терисидә етилгән йопуқни йепип, андин бир әпкәшкә селип қойсун.
13 Ular ⱪurbangaⱨni külidin tazilap, üstigǝ sɵsün rǝnglik bir rǝhtni yeyip ⱪoysun.
Улар қурбангаһни күлидин тазилап, үстигә сөсүн рәңлик бир рәхтни йейип қойсун.
14 Andin yǝnǝ ⱪurbangaⱨta ixlitilidiƣan ǝswablar — küldan, ilmǝk, bǝlgürjǝk, qinilǝr, xundaⱪla barliⱪ ǝswablarni ⱪurbangaⱨ üstigǝ tizip, andin delfin terisidǝ etilgǝn bir yopuⱪ bilǝn yepip, andin kɵtüridiƣan baldaⱪlarni ɵtküzüp ⱪoysun.
Андин йәнә қурбангаһта ишлитилидиған әсваплар — күлдан, илмәк, бәлгүҗәк, чиниләр, шундақла барлиқ әсвапларни қурбангаһ үстигә тизип, андин делфин терисидә етилгән бир йопуқ билән йепип, андин көтиридиған балдақларни өткүзүп қойсун.
15 Pütün bargaⱨtikilǝr yolƣa qiⱪidiƣan qaƣda, Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri muⱪǝddǝs jay wǝ muⱪǝddǝs jaydiki barliⱪ ⱪaqa-ⱪuqa ǝswablarni yepip bolƣandin keyin, Koⱨatning ǝwladliri kelip kɵtürsun; lekin ɵlüp kǝtmǝslik üqün muⱪǝddǝs buyumlarƣa ⱪol tǝgküzmisun. Jamaǝt qediri iqidiki nǝrsilǝrdin xularni Koⱨatning ǝwladliri kɵtürüxi kerǝk.
Пүтүн баргаһтикиләр йолға чиқидиған чағда, Һарун билән униң оғуллири муқәддәс җай вә муқәддәс җайдики барлиқ қача-қуча әсвапларни йепип болғандин кейин, Коһатниң әвлатлири келип көтәрсун; лекин өлүп кәтмәслик үчүн муқәддәс буюмларға қол тәккүзмисун. Җамаәт чедири ичидики нәрсиләрдин шуларни Коһатниң әвлатлири көтириши керәк.
16 Ⱨarunning oƣli Əliazarning wǝzipisi qiraƣ meyi, huxbuy ǝtir, daimiy tǝⱪdim ⱪilinidiƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝ bilǝn mǝsiⱨlǝx meyiƣa ⱪarax, xundaⱪla pütkül ibadǝt qediri bilǝn uning iqidiki barliⱪ nǝrsilǝr, muⱪǝddǝs jay ⱨǝm muⱪǝddǝs jaydiki ⱪaqa-ⱪuqa ǝswablarƣa ⱪaraxtin ibarǝt.
Һарунниң оғли Әлиазарниң вәзиписи чирақ мейи, хушбуй әтир, дайимий тәқдим қилинидиған ашлиқ һәдийә билән мәсиһләш мейиға қараш, шундақла пүткүл ибадәт чедири билән униң ичидики барлиқ нәрсиләр, муқәддәс җай һәм муқәддәс җайдики қача-қуча әсвапларға қараштин ибарәт.
17 Andin Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Андин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
18 Silǝr Koⱨat jǝmǝtidikilǝrni Lawiylar arisidin ⱪǝt’iy yoⱪitip ⱪoymanglar;
Силәр Коһат җәмәтидикиләрни Лавийлар арисидин қәтъий йоқитип қоймаңлар;
19 bǝlki ularning ɵlmǝy, ⱨayat ⱪelixi üqün ular «ǝng muⱪǝddǝs» buyumlarƣa yeⱪinlaxⱪan qaƣda, Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri kirip ularning ⱨǝrbirigǝ ⱪilidiƣan wǝ kɵtüridiƣan ixlarni kɵrsitip ⱪoysun;
бәлки уларниң өлмәй, һаят қелиши үчүн улар «әң муқәддәс» буюмларға йеқинлашқан чағда, Һарун билән униң оғуллири кирип уларниң һәр биригә қилидиған вә көтиридиған ишларни көрситип қойсун;
20 ular pǝⱪǝt muⱪǝddǝs jayƣa kirgǝndǝ muⱪǝddǝs buyumlarƣa bir dǝⱪiⱪimu ⱪarimisun, undaⱪ ⱪilip ⱪoysa ɵlüp ketidu.
улар пәқәт муқәддәс җайға киргәндә муқәддәс буюмларға бир дәқиқиму қаримисун, ундақ қилип қойса өлүп кетиду.
21 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
22 Gǝrxon ǝwladliri iqidǝ ata jǝmǝti wǝ aililiri boyiqǝ, ottuz yaxtin ǝllik yaxⱪiqǝ bolƣan, jamaǝt qediri iqidǝ hizmǝt ⱪilix sepigǝ kirǝlǝydiƣan ⱨǝmmisini sanaⱪtin ɵtküzüp omumiy sanini al.
Гәршон әвлатлири ичидә ата җәмәти вә аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедири ичидә хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммисини санақтин өткүзүп умумий санини ал.
24 Gǝrxon aililirining ⱪilidiƣan hizmiti wǝ ular kɵtüridiƣan nǝrsilǝr tɵwǝndikiqǝ:
Гәршон аилилириниң қилидиған хизмити вә улар көтиридиған нәрсиләр төвәндикичә:
25 — ular jamaǝt qedirining ɵzini, yǝni astidiki iqki pǝrdiliri wǝ sirtⱪi pǝrdilirini, uning yapⱪuqini, xundaⱪla üstigǝ yapⱪan delfin terisidǝ etilgǝn yopuⱪni wǝ jamaǝt qedirining kirix ixikining pǝrdisini,
— улар җамаәт чедириниң өзини, йәни астидики ички пәрдилири вә сиртқи пәрдилирини, униң япқучини, шундақла үстигә япқан делфин терисидә етилгән йопуқни вә җамаәт чедириниң кириш ишигиниң пәрдисини,
26 ibadǝt qediri bilǝn ⱪurbangaⱨni qɵridǝp tartilƣan ⱨoylidiki pǝrdilǝr bilǝn kirix dǝrwazisining pǝrdisini, xularƣa has tanilirini wǝ ixlitidiƣan barliⱪ ⱪaqa-ⱪuqa ǝswablarni kɵtürsun; bu ǝswab-üskünilǝrgǝ munasiwǝtlik kerǝk bolƣan ixlarni ⱪilsun.
ибадәт чедири билән қурбангаһни чөридәп тартилған һойлидики пәрдиләр билән кириш дәрвазисиниң пәрдисини, шуларға хас танилирини вә ишлитидиған барлиқ қача-қуча әсвапларни көтәрсун; бу әсвап-үскүниләргә мунасивәтлик керәк болған ишларни қилсун.
27 Gǝrxon ǝwladlirining pütün wǝzipisi, yǝni ular kɵtüridiƣan wǝ bejiridiƣan barliⱪ ixlar Ⱨarun wǝ uning oƣullirining kɵrsǝtmiliri boyiqǝ bolsun; ularning nemǝ kɵtüridiƣanliⱪini silǝr bǝlgilǝp beringlar.
Гәршон әвлатлириниң пүтүн вәзиписи, йәни улар көтиридиған вә беҗиридиған барлиқ ишлар Һарун вә униң оғуллириниң көрсәтмилири бойичә болсун; уларниң немә көтиридиғанлиғини силәр бәлгүләп бериңлар.
28 Gǝrxon ǝwladlirining jǝmǝtlirining jamaǝt qedirining iqidǝ ⱪilidiƣan hizmiti xular; ular kaⱨin Ⱨarunning oƣli Itamarning ⱪol astida turup ixlisun.
Гәршон әвлатлириниң җәмәтлириниң җамаәт чедириниң ичидә қилидиған хизмити шулар; улар каһин Һарунниң оғли Итамарниң қол астида туруп ишлисун.
29 Mǝrarining ǝwladlirinimu, ularni ata jǝmǝti, aililiri boyiqǝ, sanaⱪtin ɵtküz;
Мәрариниң әвлатлириниму, уларни ата җәмәти, аилилири бойичә, санақтин өткүз;
30 ottuz yaxtin ǝllik yaxⱪiqǝ bolƣan, jamaǝt qediri iqidǝ hizmǝt ⱪilix sepigǝ kirǝlǝydiƣan ⱨǝmmisini sanaⱪtin ɵtküzüp omumiy sanini al.
оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедири ичидә хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммисини санақтин өткүзүп умумий санини ал.
31 Ularning jamaǝt qediri iqidiki barliⱪ hizmiti, yǝni kɵtürüx wǝzipisi mundaⱪ: — Ular jamaǝt qedirining tahtayliri, baldaⱪliri, hadiliri wǝ ularning tǝglikliri,
Уларниң җамаәт чедири ичидики барлиқ хизмити, йәни көтириш вәзиписи мундақ: — Улар җамаәт чедириниң тахтайлири, балдақлири, хадилири вә уларниң тәгликлири,
32 ⱨoylining tɵt ǝtrapidiki hadilar, ularning tǝglikliri, ⱪozuⱪliri, tanaliri, barliⱪ ǝswab-üskünǝ ⱨǝm xularƣa kerǝklik bolƣan barliⱪ nǝrsilǝrni kɵtürüx bolsun; ular kɵtüridiƣan ǝswab-üskünilǝrni namini atap bir-birlǝp ⱨǝr adǝmgǝ kɵrsitip beringlar.
һойлиниң төрт әтрапидики хадилар, уларниң тәгликлири, қозуқлири, таналири, барлиқ әсвап-үскүнә һәм шуларға керәклик болған барлиқ нәрсиләрни көтириш болсун; улар көтиридиған әсвап-үскүниләрни намини атап бир-бирләп һәр адәмгә көрситип бериңлар.
33 Mǝrari jǝmǝt-aililirining jamaǝt qediri iqidǝ ⱪilidiƣan barliⱪ ixliri ǝnǝ xular; ular kaⱨin Ⱨarunning oƣli Itamarning ⱪol astida turup ixlisun.
Мәрари җәмәт-аилилириниң җамаәт чедири ичидә қилидиған барлиқ ишлири әнә шулар; улар каһин Һарунниң оғли Итамарниң қол астида туруп ишлисун.
34 Musa bilǝn Ⱨarun wǝ jamaǝtning ǝmirliri Koⱨatning ǝwladlirining ottuz yaxtin ǝllik yaxⱪiqǝ bolƣan, jamaǝt qedirida hizmǝt ⱪilix sepigǝ kirǝlǝydiƣanlarning ⱨǝmmisini ata jǝmǝti, aililiri boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzdi.
Муса билән Һарун вә җамаәтниң әмирлири Коһатниң әвлатлириниң оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиғанларниң һәммисини ата җәмәти, аилилири бойичә санақтин өткүзди.
36 Ulardin jǝmǝti boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ikki ming yǝttǝ yüz ǝllik kixi bolup qiⱪti.
Улардин җәмәти бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий икки миң йәттә йүз әллик киши болуп чиқти.
37 Muxular Koⱨat jǝmǝtidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr bolup, jamaǝt qedirida ix ⱪilidiƣan ⱨǝrbiri, yǝni Pǝrwǝrdigarning Musaning wastisi bilǝn ⱪilƣan ǝmri boyiqǝ Musa bilǝn Ⱨarun sanaⱪtin ɵtküzgǝnlǝr idi.
Мошулар Коһат җәмәтидин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җамаәт чедирида иш қилидиған һәр бири, йәни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә Муса билән Һарун санақтин өткүзгәнләр еди.
38 Gǝrxonlarning ata jǝmǝti, aililiri boyiqǝ, ottuz yaxtin ǝllik yaxⱪiqǝ bolƣan, jamaǝt qedirida hizmǝt ⱪilix sepigǝ kirǝlǝydiƣan ⱨǝmmisi sanaⱪtin ɵtküzüldi;
Гәршонларниң ата җәмәти, аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммиси санақтин өткүзүлди;
40 ata jǝmǝti, aililiri boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ikki ming altǝ yüz ottuz kixi bolup qiⱪti.
ата җәмәти, аилилири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий икки миң алтә йүз оттуз киши болуп чиқти.
41 Muxular Gǝrxon jǝmǝtidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr bolup, jamaǝt qedirida ix ⱪilidiƣan ⱨǝrbiri, yǝni Pǝrwǝrdigarning Musaning wastisi bilǝn ⱪilƣan ǝmri boyiqǝ Musa bilǝn Ⱨarun sanaⱪtin ɵtküzgǝnlǝr idi.
Мошулар Гәршон җәмәтидин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җамаәт чедирида иш қилидиған һәр бири, йәни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә Муса билән Һарун санақтин өткүзгәнләр еди.
42 Mǝrarilarning ata jǝmǝti, aililiri boyiqǝ, ottuz yaxtin ǝllik yaxⱪiqǝ bolƣan, jamaǝt qedirida hizmǝt ⱪilix sepigǝ kirǝlǝydiƣan ⱨǝmmisi sanaⱪtin ɵtküzüldi;
Мәрариларниң ата җәмәти, аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммиси санақтин өткүзүлди;
44 ata jǝmǝti, aililiri boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy üq ming ikki yüz kixi bolup qiⱪti.
ата җәмәти, аилилири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий үч миң икки йүз киши болуп чиқти.
45 Muxular Mǝrari jǝmǝtidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr bolup, jamaǝt qedirida ix ⱪilidiƣan ⱨǝrbiri, yǝni Pǝrwǝrdigarning Musaning wastisi bilǝn ⱪilƣan ǝmri boyiqǝ Musa bilǝn Ⱨarun sanaⱪtin ɵtküzgǝnlǝr idi.
Мошулар Мәрари җәмәтидин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җамаәт чедирида иш қилидиған һәр бири, йәни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә Муса билән Һарун санақтин өткүзгәнләр еди.
46 Sanaⱪtin ɵtküzülgǝn Lawiylar mana xular idi; Musa bilǝn Ⱨarun ⱨǝm Israillarning ǝmirliri ulardin ata jǝmǝti, aililiri boyiqǝ, ottuz yaxtin ǝllik yaxⱪiqǝ bolƣan, jamaǝt qedirida hizmǝt ⱪilix wǝ yük kütürüx wǝzipisigǝ kirǝlǝydiƣanlarni sanaⱪtin ɵtküzgǝn.
Санақтин өткүзүлгән Лавийлар мана шулар еди; Муса билән Һарун һәм Исраилларниң әмирлири улардин ата җәмәти, аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш вә жүк күтүрүш вәзиписигә кирәләйдиғанларни санақтин өткүзгән.
48 Ularning sani jǝmiy sǝkkiz ming bǝx yüz sǝksǝn adǝm bolup qiⱪti.
Уларниң сани җәмий сәккиз миң бәш йүз сәксән адәм болуп чиқти.
49 Pǝrwǝrdigarning ǝmri boyiqǝ, ular Musa tǝripidin sanaⱪtin ɵtküzüldi; ⱨǝrkim ɵzi ⱪilidiƣan Ixi wǝ kɵtüridiƣan yükigǝ asasǝn sanaⱪtin ɵtküzüldi. Bularning ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarning Musaƣa ǝmr ⱪilƣinidǝk boldi.
Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, улар Муса тәрипидин санақтин өткүзүлди; һәр ким өзи қилидиған Иши вә көтиридиған жүкигә асасән санақтин өткүзүлди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға әмир қилғинидәк болди.

< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 4 >