< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 36 >
1 Yüsüp ǝwladlirining jǝmǝtliridin Manassǝⱨning nǝwrisi, Makirning oƣli Gileadning ǝwladlirining jǝmǝt baxliⱪliri Musa wǝ Israillarning kattiliri bolƣan ǝmirlǝrning aldiƣa kelip mundaⱪ dedi: —
Йүсүп әвлатлириниң җәмәтлиридин Манассәһниң нәвриси, Макирниң оғли Гилеадниң әвлатлириниң җәмәт башлиқлири Муса вә Исраилларниң каттилири болған әмирләрниң алдиға келип мундақ деди: —
2 «Pǝrwǝrdigar ilgiri ƣojamƣa qǝk taxlap zeminni Israil hǝlⱪigǝ miras ⱪilip tǝⱪsim ⱪilip berixni buyruƣan; ƣojammu Pǝrwǝrdigarning ⱪerindiximiz Zǝlofiⱨadning mirasini uning ⱪizliriƣa tǝⱪsim ⱪilip berix toƣrisidiki buyruⱪinimu alƣan.
«Пәрвәрдигар илгири ғоҗамға чәк ташлап зиминни Исраил хәлқигә мирас қилип тәқсим қилип беришни буйруған; ғоҗамму Пәрвәрдигарниң қериндишимиз Зәлофиһадниң мирасини униң қизлириға тәқсим қилип бериш тоғрисидики буйруғиниму алған.
3 Lekin, ular Israillarning baxⱪa ⱪǝbilisidikilǝrgǝ yatliⱪ bolup kǝtsǝ, ularning mirasimu ata-bowilirimizning mirasidin qiⱪip ularning ǝrlirining ⱪǝbilisining mirasiƣa ⱪoxulup ketidu; undaⱪ bolƣanda biz qǝk taxlap erixkǝn miras tügǝydu.
Лекин, улар Исраилларниң башқа қәбилисидикиләргә ятлиқ болуп кәтсә, уларниң мирасиму ата-бовилиримизниң мирасидин чиқип уларниң әрлириниң қәбилисиниң мирасиға қошулуп кетиду; ундақ болғанда биз чәк ташлап еришкән мирас түгәйду.
4 Israillarning «azadliⱪ yili» kǝlgǝndǝ ularning mirasi ularning ǝrlirining ⱪǝbilisining mirasiƣa ⱪoxulup ketidu; bundaⱪ bolƣanda ularning mirasi bizning ata-bowilirimizning mirasidin elip ketilidu».
Исраилларниң «азатлиқ жили» кәлгәндә уларниң мираси уларниң әрлириниң қәбилисиниң мирасиға қошулуп кетиду; бундақ болғанда уларниң мираси бизниң ата-бовилиримизниң мирасидин елип кетилиду».
5 Musa Pǝrwǝrdigarning sɵzi boyiqǝ Israillarƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ ǝmr ⱪilip: — Yüsüp ⱪǝbilisidikilǝr toƣra eytidu.
Муса Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә Исраилларға сөз қилип мундақ әмир қилип: — Йүсүп қәбилисидикиләр тоғра ейтиду.
6 Zǝlofiⱨadning ⱪizliri toƣrisida Pǝrwǝrdigarning buyruƣini mundaⱪ: «Ular ɵzliri haliƣan ǝrgǝ yatliⱪ bolsa boluweridu, lekin ɵz jǝmǝti, ɵz ata ⱪǝbilisidin bolƣan birigǝ yatliⱪ boluxi kerǝk.
Зәлофиһадниң қизлири тоғрисида Пәрвәрдигарниң буйруғини мундақ: «Улар өзлири халиған әргә ятлиқ болса болувериду, лекин өз җәмәти, өз ата қәбилисидин болған биригә ятлиқ болуши керәк.
7 Xundaⱪ bolƣanda Israillarning mirasi bir ⱪǝbilidin yǝnǝ bir ⱪǝbiligǝ yɵtkilip kǝtmǝydu; Israillarning ⱨǝrbiri ɵz ata-bowilirining ⱪǝbilisining mirasini qing tutup ⱪoyup bǝrmǝsliki kerǝk.
Шундақ болғанда Исраилларниң мираси бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә йөткилип кәтмәйду; Исраилларниң һәр бири өз ата-бовилириниң қәбилисиниң мирасини чиң тутуп қоюп бәрмәслиги керәк.
8 Israillarning ⱨǝrbiri ɵz ata-bowilirining mirasini igilǝx üqün Israil ⱪǝbililiridin mirasⱪa warisliⱪ ⱪilƣan ⱨǝrbir ⱪiz-ayal ɵz ata-bowilirining ⱪǝbilisidin bolƣan birsigǝ yatliⱪ boluxi kerǝk.
Исраилларниң һәр бири өз ата-бовилириниң мирасини егиләш үчүн Исраил қәбилилиридин мирасқа варислиқ қилған һәр бир қиз-аял өз ата-бовилириниң қәбилисидин болған бирисигә ятлиқ болуши керәк.
9 Muxundaⱪ bolƣanda, Israillarning mirasi bir ⱪǝbilidin yǝnǝ bir ⱪǝbiligǝ yɵtkilip kǝtmǝydu; qünki Israil ⱪǝbililiri ɵz mirasini ⱪolidin bǝrmǝsliki kerǝk, — dedi.
Мошундақ болғанда, Исраилларниң мираси бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә йөткилип кәтмәйду; чүнки Исраил қәбилилири өз мирасини қолидин бәрмәслиги керәк, — деди.
10 Pǝrwǝrdigar Musaƣa ⱪandaⱪ ǝmr ⱪilƣan bolsa, Zǝlofiⱨadning ⱪizlirimu xundaⱪ ⱪildi.
Пәрвәрдигар Мусаға қандақ әмир қилған болса, Зәлофиһадниң қизлириму шундақ қилди.
11 Zǝlofiⱨadning ⱪizliridin Maⱨlaⱨ, Tirzaⱨ, Ⱨoglaⱨ, Milkaⱨ wǝ Noaⱨlar ɵz taƣilirining oƣulliriƣa yatliⱪ boldi.
Зәлофиһадниң қизлиридин Маһлаһ, Тирзаһ, Һоглаһ, Милкаһ вә Ноаһлар өз тағилириниң оғуллириға ятлиқ болди.
12 Ular Yüsüpning oƣli Manassǝⱨning ǝwladlirining jǝmǝtidikilǝrgǝ yatliⱪ boldi; ularning mirasi yǝnila atisining ⱪǝbilisi iqidǝ ⱪaldi.
Улар Йүсүпниң оғли Манассәһниң әвлатлириниң җәмәтидикиләргә ятлиқ болди; уларниң мираси йәнила атисиниң қәбилиси ичидә қалди.
13 Bular Pǝrwǝrdigar Yerihoning udulida, Iordan dǝryasining boyidiki Moab tüzlǝnglikliridǝ Musaning wasitisi bilǝn Israillarƣa buyruƣan ǝmrlǝr wǝ ⱨɵkümlǝrdur.
Булар Пәрвәрдигар Йерихониң удулида, Иордан дәриясиниң бойидики Моаб түзләңликлиридә Мусаниң вастиси билән Исраилларға буйруған әмирләр вә һөкүмләрдур.