< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 32 >

1 Rubǝnning ǝwladliri bilǝn Gadning ǝwladlirining kala padiliri tolimu kɵpǝygǝnidi; ularning Yaazǝrning zemini bilǝn Gileadning zeminiƣa kɵzi qüxti; wǝ mana, xu zemin qarwa beⱪixⱪa mas kelidiƣan yǝr idi.
Рубәнниң әвлатлири билән Гадниң әвлатлириниң кала падилири толиму көпәйгән еди; уларниң Яазәрниң зимини билән Гилеадниң зиминиға көзи чүшти; вә мана, шу зимин чарва беқишқа мас келидиған йәр еди.
2 Xunga ular Musa, kaⱨin Əliazar wǝ jamaǝtning ǝmirlirining aldiƣa kelip ularƣa: —
Шуңа улар Муса, каһин Әлиазар вә җамаәтниң әмирлириниң алдиға келип уларға: —
3 Atarot, Dibon, Yaazǝr, Nimraⱨ, Ⱨǝxbon, Əlǝalǝⱨ, Sǝbam, Nebo, Bǝon degǝn yǝrlǝr,
Атарот, Дибон, Яазәр, Нимраһ, Һәшбон, Әләаләһ, Сәбам, Небо, Бәон дегән йәрләр,
4 yǝni Israil jamaiti aldida Pǝrwǝrdigar mǝƣlup ⱪilip bǝrgǝn yǝrlǝr bolup, qarwa beⱪixⱪa bap yǝrlǝr ikǝn, ⱪulliriningmu qarwa meli bar, — dedi
йәни Исраил җамаити алдида Пәрвәрдигар мәғлуп қилип бәргән йәрләр болуп, чарва беқишқа бап йәрләр екән, қуллириниңму чарва мели бар, — деди
5 wǝ yǝnǝ: — Əgǝr silining aldilirida iltipatliriƣa erixkǝn bolsaⱪ, bizni Iordan dǝryasidin ɵt demǝy, bu yǝrni bizgǝ miras ⱪilip bǝrsilǝ, — dedi.
вә йәнә: — Әгәр силиниң алдилирида илтипатлириға еришкән болсақ, бизни Иордан дәриясидин өт демәй, бу йәрни бизгә мирас қилип бәрсилә, — деди.
6 Musa Gadning ǝwladliri bilǝn Rubǝnning ǝwladliriƣa: — Ⱪerindaxliringlar jǝnggǝ qiⱪⱪan waⱪtida silǝr muxu yǝrdǝ turamtinglar?
Муса Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлириға: — Қериндашлириңлар җәңгә чиққан вақтида силәр мошу йәрдә турамтиңлар?
7 Silǝr nemǝ üqün Israillarning [dǝryadin] ɵtüp Pǝrwǝrdigar ularƣa ata ⱪilip bǝrgǝn zeminƣa kirixigǝ kɵngullirini sowutisilǝr?
Силәр немә үчүн Исраилларниң [дәриядин] өтүп Пәрвәрдигар уларға ата қилип бәргән зиминға киришигә көңуллирини совутисиләр?
8 Ilgiri mǝn Ⱪadǝx-Barneadin ata-bowiliringlarni xu zeminni qarlap kelixkǝ ǝwǝtkinimdǝ ularmu xundaⱪ ⱪilixⱪanidi.
Илгири мән Қадәш-Барнеадин ата-бовилириңларни шу зиминни чарлап келишкә әвәткинимдә уларму шундақ қилишқан еди.
9 Ular Əxkol jilƣisiƣa qiⱪip, u zeminni kɵrüp, Israillarning kɵnglini Pǝrwǝrdigar ata ⱪilip bǝrgǝn zeminƣa kirixtin sowutⱪan.
Улар Әшкол җилғисиға чиқип, у зиминни көрүп, Исраилларниң көңлини Пәрвәрдигар ата қилип бәргән зиминға кириштин совутқан.
10 Xu qaƣda Pǝrwǝrdigarning aqqiⱪi kelip ⱪǝsǝm ⱪilip:
Шу чағда Пәрвәрдигарниң аччиғи келип қәсәм қилип:
11 «Misirdin qiⱪⱪan yigirmǝ yaxtin yuⱪirilar qin kɵnglidin Manga ǝgǝxmigǝqkǝ, ular Mǝn Ibraⱨim, Isⱨaⱪ, Yaⱪuplarƣa «Silǝrgǝ ata ⱪilimǝn» dǝp ⱪǝsǝm ⱪilƣan zeminni kɵrsǝ, [Mǝn Pǝrwǝrdigar bolmay ketǝy]!
«Мисирдин чиққан жигирмә яштин жуқурилар чин көңлидин Маңа әгәшмигәчкә, улар Мән Ибраһим, Исһақ, Яқупларға «Силәргә ата қилимән» дәп қәсәм қилған зиминни көрсә, [Мән Пәрвәрдигар болмай кетәй]!
12 Pǝⱪǝt kǝnizziylǝrdin bolƣan Yǝfunnǝⱨning oƣli Kalǝb bilǝn Nunning oƣli Yǝxuala Manga qin kɵnglidin ǝgǝxkǝn bolƣaqⱪa, zeminni kɵrǝlǝydu», degǝnidi.
Пәқәт кәниззийләрдин болған Йәфуннәһниң оғли Каләб билән Нунниң оғли Йәшуала Маңа чин көңлидин әгәшкән болғачқа, зиминни көрәләйду», дегән еди.
13 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigarning Israillarƣa aqqiⱪi ⱪozƣalƣaqⱪa, Pǝrwǝrdigarning aldida rǝzil bolƣanni ⱪilƣan ǝxu bir ǝwlad ɵlüp tügigüqǝ, u ularni qɵl-bayawanda ⱪiriⱪ yil sǝrgǝrdanliⱪta yürgüzdi.
Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Исраилларға аччиғи қозғалғачқа, Пәрвәрдигарниң алдида рәзил болғанни қилған әшу бир әвлат өлүп түгигичә, у уларни чөл-баяванда қириқ жил сәргәрданлиқта жүргүзди.
14 Əmdi mana, gunaⱨkarlarning ǝwladliri bolƣan silǝrmu ata-bowanglarning izini besip Pǝrwǝrdigarning Israillarƣa bolƣan ⱪattiⱪ ƣǝzipini tehimu ⱪozƣimaⱪqi bopsilǝr-dǝ!
Әнди мана, гунакарларниң әвлатлири болған силәрму ата-боваңларниң изини бесип Пәрвәрдигарниң Исраилларға болған қаттиқ ғәзивини техиму қозғимақчи бопсиләр-дә!
15 Əgǝr silǝr uningƣa ǝgixixtin burulup kǝtsǝnglar, undaⱪta U [Israillarni] yǝnǝ qɵl-bayawanƣa taxliwetidu, bu ⱨalda silǝr bu barliⱪ hǝlⱪni harab ⱪilƣan bolisilǝr, — dedi.
Әгәр силәр униңға әгишиштин бурулуп кәтсәңлар, ундақта У [Исраилларни] йәнә чөл-баяванға ташливетиду, бу һалда силәр бу барлиқ хәлиқни харап қилған болисиләр, — деди.
16 Ikki ⱪǝbilining adǝmliri Musaning aldiƣa kelip uningƣa: — Biz bu yǝrdǝ mallirimizƣa ⱪotan, balilirimizƣa ⱪǝl’ǝ-xǝⱨǝr salayli.
Икки қәбилиниң адәмлири Мусаниң алдиға келип униңға: — Биз бу йәрдә маллиримизға қотан, балилиримизға қәлъә-шәһәр салайли.
17 Biz bolsaⱪ ⱪorallinip, Israillarni ɵzigǝ tǝwǝ jayliriƣa baxlap barƣuqǝ sǝpning aldida mangimiz; bu zemindiki yat hǝlⱪlǝr sǝwǝblik, bizning kiqik balilirimiz mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrlǝrdǝ turuxi kerǝk.
Биз болсақ қураллинип, Исраилларни өзигә тәвә җайлириға башлап барғичә сәпниң алдида маңимиз; бу зиминдики ят хәлиқләр сәвәплик, бизниң кичик балилиримиз мустәһкәм шәһәрләрдә туруши керәк.
18 Israillar ɵz mirasliriƣa igǝ bolmiƣuqǝ biz ɵyimizgǝ ⱨǝrgiz ⱪaytmaymiz.
Исраиллар өз мираслириға егә болмиғичә биз өйимизгә һәргиз қайтмаймиз.
19 Qünki biz ular bilǝn Iordan dǝryasining kün petix tǝripidiki zeminƣa yaki uningdinmu yiraⱪtiki zeminƣa tǝng igidar bolmaymiz, qünki mirasimiz Iordan dǝryasining bu tǝripidǝ, yǝni kün qiⱪixtidur, — dedi.
Чүнки биз улар билән Иордан дәриясиниң күн петиш тәрипидики зиминға яки униңдинму жирақтики зиминға тәң егидар болмаймиз, чүнки мирасимиз Иордан дәриясиниң бу тәрипидә, йәни күн чиқиштидур, — деди.
20 Musa ularƣa: — Əgǝr xundaⱪ ⱪilsanglar, yǝni Pǝrwǝrdigarning aldida ⱪorallinip jǝnggǝ qiⱪip,
Муса уларға: — Әгәр шундақ қилсаңлар, йәни Пәрвәрдигарниң алдида қураллинип җәңгә чиқип,
21 silǝrdin ⱪorallanƣanlarning ⱨǝmmisi Iordan dǝryasidin ɵtüp, Pǝrwǝrdigar Ɵz düxmǝnlirini ularning zeminidin ⱪoƣlap qiⱪirip bolƣanda,
силәрдин қуралланғанларниң һәммиси Иордан дәриясидин өтүп, Пәрвәрдигар Өз дүшмәнлирини уларниң зиминидин қоғлап чиқирип болғанда,
22 xu zemin Pǝrwǝrdigar aldida boysundurulup bolƣanda andin ⱪaytsanglar, silǝr Pǝrwǝrdigar wǝ Israillar aldida gunaⱨsiz ⱨesablinisilǝr; bu zeminmu Pǝrwǝrdigar aldida silǝrgǝ miras ⱪilip berilidu.
шу зимин Пәрвәрдигар алдида бойсундурулуп болғанда андин қайтсаңлар, силәр Пәрвәрдигар вә Исраиллар алдида гунасиз һесаплинисиләр; бу зиминму Пәрвәрдигар алдида силәргә мирас қилип берилиду.
23 Lekin bundaⱪ ⱪilmisanglar, mana, Pǝrwǝrdigar aldida gunaⱨkar bolisilǝr; xuni obdan bilixinglar kerǝkki, gunaⱨinglar ɵzünglarni ⱪoƣlap bexinglarƣa qüxidu.
Лекин бундақ қилмисаңлар, мана, Пәрвәрдигар алдида гунакар болисиләр; шуни убдан билишиңлар керәкки, гунайиңлар өзүңларни қоғлап бешиңларға чүшиду.
24 Əmdi silǝr aƣzinglardin qiⱪⱪan gepinglar boyiqǝ ix tutunglar, baliliringlar üqün xǝⱨǝr, ⱪoy padiliringlar üqün ⱪotan selinglar, — dedi.
Әнди силәр ағзиңлардин чиққан гепиңлар бойичә иш тутуңлар, балилириңлар үчүн шәһәр, қой падилириңлар үчүн қотан селиңлар, — деди.
25 Gadning ǝwladliri bilǝn Rubǝnning ǝwladliri Musaƣa: — Ⱪulliri ƣojam eytⱪinidǝk ⱪilidu.
Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлири Мусаға: — Қуллири ғоҗам ейтқинидәк қилиду.
26 Hotun-bala qaⱪilirimiz, kalilar wǝ barliⱪ qarpaylirimiz Gileadning ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrliridǝ ⱪalidu;
Хотун-бала чақилиримиз, калилар вә барлиқ чарпайлиримиз Гилеадниң һәр қайси шәһәрлиридә қалиду;
27 Lekin ⱪulliri, jǝnggǝ tǝyyarlinip ⱪorallanƣanlarning ⱨǝrbiri ƣojam eytⱪandǝk [dǝryadin] ɵtüp Pǝrwǝrdigarning aldida jǝng ⱪilidu, — dedi.
Лекин қуллири, җәңгә тәйярлинип қуралланғанларниң һәр бири ғоҗам ейтқандәк [дәриядин] өтүп Пәрвәрдигарниң алдида җәң қилиду, — деди.
28 Xuning bilǝn Musa ular toƣruluⱪ kaⱨin Əliazar bilǝn Nunning oƣli Yǝxuaƣa wǝ Israilning barliⱪ ⱪǝbilǝ baxliⱪliriƣa tapilap,
Шуниң билән Муса улар тоғрилиқ каһин Әлиазар билән Нунниң оғли Йәшуаға вә Исраилниң барлиқ қәбилә башлиқлириға тапилап,
29 ularƣa: — Əgǝr Gadning ǝwladliri bilǝn Rubǝnning ǝwladliri ⱪorallinip Pǝrwǝrdigarning aldida jǝnggǝ qiⱪixⱪa silǝr bilǝn birliktǝ Iordan dǝryasidin ɵtsǝ, u zemin silǝrning aldinglarda boy sundurulsa, undaⱪta silǝr Gilead zeminini ularƣa miras ⱪilip beringlar.
уларға: — Әгәр Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлири қураллинип Пәрвәрдигарниң алдида җәңгә чиқишқа силәр билән бирликтә Иордан дәриясидин өтсә, у зимин силәрниң алдиңларда бой сундурулса, ундақта силәр Гилеад зиминини уларға мирас қилип бериңлар.
30 Əgǝr ular ⱪorallinip silǝr bilǝn billǝ ɵtmǝymiz desǝ, undaⱪta ularning mirasi aranglarda, yǝni Ⱪanaan zeminida bolsun, — dedi.
Әгәр улар қураллинип силәр билән биллә өтмәймиз десә, ундақта уларниң мираси араңларда, йәни Қанаан зиминида болсун, — деди.
31 Gadning ǝwladliri bilǝn Rubǝnning ǝwladliri: — Pǝrwǝrdigar ⱪulliriƣa ⱪandaⱪ buyruƣan bolsa, biz xundaⱪ ⱪilimiz.
Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлири: — Пәрвәрдигар қуллириға қандақ буйруған болса, биз шундақ қилимиз.
32 Biz ⱪorallinip Pǝrwǝrdigarning aldida dǝryadin ɵtüp Ⱪanaan zeminiƣa kirimiz, andin Iordan dǝryasining bu yeⱪidiki zemin bizgǝ miras ⱪilip berilidiƣan bolidu, — deyixti.
Биз қураллинип Пәрвәрдигарниң алдида дәриядин өтүп Қанаан зиминиға киримиз, андин Иордан дәриясиниң бу йеқидики зимин бизгә мирас қилип берилидиған болиду, — дейишти.
33 Xuning bilǝn Musa Amoriylarning padixaⱨi Siⱨonning padixaⱨliⱪi bilǝn Baxanning padixaⱨi Ogning padixaⱨliⱪini, zemin wǝ tǝwǝsidiki xǝⱨǝrlǝrni, ǝtrapidiki xǝⱨǝrlǝr bilǝn ⱪoxup, ⱨǝmmisini Gadning ǝwladliriƣa, Rubǝnning ǝwladliriƣa wǝ Yüsüpning oƣli Manassǝⱨning yerim ⱪǝbilisigǝ bǝrdi.
Шуниң билән Муса Аморийларниң падишаси Сиһонниң падишалиғи билән Башанниң падишаси Огниң падишалиғини, зимин вә тәвәсидики шәһәрләрни, әтрапидики шәһәрләр билән қошуп, һәммисини Гадниң әвлатлириға, Рубәнниң әвлатлириға вә Йүсүпниң оғли Манассәһниң йерим қәбилисигә бәрди.
34 Gadning ǝwladliri Dibon, Atarot, Aroǝr,
Гадниң әвлатлири Дибон, Атарот, Ароәр,
35 Atrot-Xofan, Yaazǝr, Yogbihaⱨ,
Атрот-Шофан, Яазәр, Йогбихаһ,
36 Bǝyt-Nimraⱨ, Bǝyt-Ⱨaran ⱪatarliⱪ mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrlǝrni saldi wǝ xundaⱪla ⱪotanlarni saldi.
Бәйт-Нимраһ, Бәйт-Һаран қатарлиқ мустәһкәм шәһәрләрни салди вә шундақла қотанларни салди.
37 Rubǝnning ǝwladliri [yengidin] Ⱨǝxbon, Əlǝalǝⱨ, Kiriatayim,
Рубәнниң әвлатлири [йеңидин] Һәшбон, Әләаләһ, Кириатайим,
38 Nebo, Baal-Meon (yuⱪiriⱪi isimlar ɵzgirtilgǝn) wǝ Sibmaⱨni saldi; ⱨǝm ular salƣan xǝⱨǝrlǝrgǝ yengidin nam bǝrdi.
Небо, Баал-Меон (жуқуриқи исимлар өзгиртилгән) вә Сибмаһни салди; һәм улар салған шәһәрләргә йеңидин нам бәрди.
39 Manassǝⱨning oƣli Makirning ǝwladliri Gileadⱪa yürüx ⱪilip, u yǝrni elip, xu yǝrdǝ turuxluⱪ Amoriylarni ⱪoƣliwǝtti.
Манассәһниң оғли Макирниң әвлатлири Гилеадқа жүрүш қилип, у йәрни елип, шу йәрдә турушлуқ Аморийларни қоғливәтти.
40 Xuning bilǝn Musa Gileadni Manassǝⱨning oƣli Makirƣa beriwidi, u xu yǝrdǝ turup ⱪaldi.
Шуниң билән Муса Гилеадни Манассәһниң оғли Макирға беривиди, у шу йәрдә туруп қалди.
41 Manassǝⱨning oƣli Yair Amoriylarning yeza-ⱪixlaⱪlirini ⱨujum ⱪilip elip, bu yeza-ⱪixlaⱪlarni Ⱨawot-Yair dǝp atidi.
Манассәһниң оғли Яир Аморийларниң йеза-қишлақлирини һуҗум қилип елип, бу йеза-қишлақларни Һавот-Яир дәп атиди.
42 Nobaⱨ Kinat wǝ uningƣa ⱪaraxliⱪ yeza-ⱪixlaⱪlarni ⱨujum ⱪilip elip Kinatni ɵz ismi bilǝn Nobaⱨ dǝp atidi.
Нобаһ Кинат вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларни һуҗум қилип елип Кинатни өз исми билән Нобаһ дәп атиди.

< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 32 >