< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 30 >

1 Musa Israillarning ⱪǝbilǝ baxliⱪliriƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: — Pǝrwǝrdigarning buyruƣanliri mundaⱪ: —
Муса Исраилларниң қәбилә башлиқлириға сөз қилип мундақ деди: — Пәрвәрдигарниң буйруғанлири мундақ: —
2 Əgǝr biraw Pǝrwǝrdigarƣa ⱪǝsǝm iqkǝn bolsa yaki ɵz ɵzini qǝklimǝkqi bolup ⱪǝsǝm iqkǝn bolsa, lǝwzidin ⱪaytixⱪa bolmaydu, ⱨaman aƣzidin qiⱪⱪan ⱨǝmmǝ gǝp boyiqǝ ix tutuxi kerǝk.
Әгәр бирәв Пәрвәрдигарға қәсәм ичкән болса яки өз өзини чәклимәкчи болуп қәсәм ичкән болса, ләвзидин қайтишқа болмайду, һаман ағзидин чиққан һәммә гәп бойичә иш тутуши керәк.
3 Ⱪiz bala yax bolup, tehi atisining ɵyidiki qaƣda, ɵz-ɵzini qǝklǝx toƣruluⱪ Pǝrwǝrdigarƣa ⱪǝsǝm bǝrgǝn bolsa,
Қиз бала яш болуп, техи атисиниң өйидики чағда, өз-өзини чәкләш тоғрилиқ Пәрвәрдигарға қәсәм бәргән болса,
4 ǝmma atisi ⱪizining ⱪǝsimini yaki ɵz-ɵzini qǝklǝx toƣrisida bǝrgǝn wǝdisini angliƣan wǝ ⱪizining aldida ündimǝy xük turƣan bolsa, undaⱪta uning barliⱪ ⱪǝsǝmliri wǝ ɵz-ɵzini qǝklǝx toƣrisida ⱪilƣan ⱨǝmmǝ wǝdisi inawǝtlik bolidu.
амма атиси қизиниң қәсимини яки өз-өзини чәкләш тоғрисида бәргән вәдисини аңлиған вә қизиниң алдида үндимәй шүк турған болса, ундақта униң барлиқ қәсәмлири вә өз-өзини чәкләш тоғрисида қилған һәммә вәдиси инавәтлик болиду.
5 Lekin ⱪizning atisi angliƣan qaƣda uni tosⱪan bolsa, uning ⱪilƣan ⱪǝsǝmliri yaki ɵz-ɵzini qǝklǝx toƣrisida ⱪilƣan wǝdiliridin ⱨeqbiri inawǝtlik bolmaydu; atisi uni tosⱪan bolƣaqⱪa, Pǝrwǝrdigarmu uni kǝqüridu.
Лекин қизниң атиси аңлиған чағда уни тосқан болса, униң қилған қәсәмлири яки өз-өзини чәкләш тоғрисида қилған вәдилиридин һеч бири инавәтлик болмайду; атиси уни тосқан болғачқа, Пәрвәрдигарму уни кәчүриду.
6 — Əgǝr u ⱪǝsǝm ⱪilƣan yaki ɵz-ɵzini qǝklǝxkǝ aƣzida tǝntǝklik bilǝn wǝdǝ ⱪilƣan ⱨalǝttǝ ǝrgǝ tǝgkǝn bolsa,
— Әгәр у қәсәм қилған яки өз-өзини чәкләшкә ағзида тәнтәклик билән вәдә қилған һаләттә әргә тәккән болса,
7 eri xuni angliƣan bolsa, lekin angliƣan küni ündimǝy xük turƣan bolsa, undaⱪta uning ⱪilƣan ⱪǝsǝmliri yaki ɵz-ɵzini qǝklǝxkǝ ⱪilƣan gǝpliri inawǝtlik bolidu.
ери шуни аңлиған болса, лекин аңлиған күни үндимәй шүк турған болса, ундақта униң қилған қәсәмлири яки өз-өзини чәкләшкә қилған гәплири инавәтлик болиду.
8 Əgǝr eri angliƣan küni uni tosⱪan bolsa, uning ⱪilƣan ⱪǝsimini wǝ ɵz-ɵzini qǝklǝx toƣruluⱪ aƣzidin qiⱪarƣan tǝntǝk gǝplirini bikar ⱪilsa, undaⱪta ular inawǝtsiz bolidu; Pǝrwǝrdigar uni kǝqüridu.
Әгәр ери аңлиған күни уни тосқан болса, униң қилған қәсимини вә өз-өзини чәкләш тоғрилиқ ағзидин чиқарған тәнтәк гәплирини бекар қилса, ундақта улар инавәтсиз болиду; Пәрвәрдигар уни кәчүриду.
9 Lekin tul hotun yaki eridin ajrixip kǝtkǝn hotunlar ⱪilƣan ⱪǝsǝm, yǝni uning ɵzini qǝklǝx toƣruluⱪ ⱪilƣan barliⱪ wǝdiliri bolsa inawǝtlik bolidu.
Лекин тул хотун яки еридин аҗришип кәткән хотунлар қилған қәсәм, йәни униң өзини чәкләш тоғрилиқ қилған барлиқ вәдилири болса инавәтлик болиду.
10 Əgǝr u erining ɵyidǝ ⱪǝsǝm ⱪilƣan yaki ɵz-ɵzini qǝklǝx toƣruluⱪ ⱪǝsǝm-wǝdǝ iqkǝn,
Әгәр у ериниң өйидә қәсәм қилған яки өз-өзини чәкләш тоғрилиқ қәсәм-вәдә ичкән,
11 eri anglap turuⱪluⱪ xük turuwelip tosmiƣan bolsa, undaⱪta uning barliⱪ ⱪilƣan ⱪǝsǝmliri wǝ ɵz-ɵzini qǝklǝx toƣruluⱪ ⱪilƣan barliⱪ wǝdiliri inawǝtlik bolidu.
ери аңлап туруқлуқ шүк турувелип тосмиған болса, ундақта униң барлиқ қилған қәсәмлири вә өз-өзини чәкләш тоғрилиқ қилған барлиқ вәдилири инавәтлик болиду.
12 Lekin uning eri anglap turƣan qaƣda uning ⱪǝsǝm-wǝdilirini eniⱪ rǝt ⱪilƣan bolsa, ayal aƣzidin qiⱪarƣan wǝdǝ berix wǝ ɵz-ɵzini qǝklǝp turux toƣruluⱪ ⱪilƣan barliⱪ wǝdilirining ⱨeqⱪaysisi inawǝtlik bolmaydu; uning eri bularni rǝt ⱪilƣan bolƣaqⱪa, Pǝrwǝrdigar uni kǝqüridu.
Лекин униң ери аңлап турған чағда униң қәсәм-вәдилирини ениқ рәт қилған болса, аял ағзидин чиқарған вәдә бериш вә өз-өзини чәкләп туруш тоғрилиқ қилған барлиқ вәдилириниң һеч қайсиси инавәтлик болмайду; униң ери буларни рәт қилған болғачқа, Пәрвәрдигар уни кәчүриду.
13 Ayalning bǝrgǝn wǝdisini wǝ uning qidap turup ɵzümni qǝklǝymǝn dǝp ⱪilƣan ⱪǝsǝm-wǝdisini uning eri inawǝtlikmu ⱪilalaydu, inawǝtsizmu ⱪilalaydu.
Аялниң бәргән вәдисини вә униң чидап туруп өзүмни чәкләймән дәп қилған қәсәм-вәдисини униң ери инавәтликму қилалайду, инавәтсизму қилалайду.
14 Əgǝr uning eri ⱨǝrküni uning aldida xük turuwelip gǝp ⱪilmisa, undaⱪta uning bǝrgǝn barliⱪ ⱪilƣan ⱪǝsǝmlirini wǝ ɵz-ɵzini qǝklǝp turux toƣruluⱪ ⱪilƣan ⱨǝmmǝ wǝdilirini inawǝtlik ⱪilƣanliⱪi ⱨesablinidu; qünki erining anglap turƣan künidǝ gǝp ⱪilmay xük turƣanliⱪi uning ayalining ⱪǝsǝm-wǝdilirini küqkǝ igǝ ⱪilƣanliⱪidur.
Әгәр униң ери һәр күни униң алдида шүк турувелип гәп қилмиса, ундақта униң бәргән барлиқ қилған қәсәмлирини вә өз-өзини чәкләп туруш тоғрилиқ қилған һәммә вәдилирини инавәтлик қилғанлиғи һесаплиниду; чүнки ериниң аңлап турған күнидә гәп қилмай шүк турғанлиғи униң аялиниң қәсәм-вәдилирини күчкә егә қилғанлиғидур.
15 Lekin eri ayalining ⱪǝsǝm-wǝdilirini anglap naⱨayiti uzaⱪ waⱪitlardin keyin andin uning ⱪǝsǝm-wǝdilirini inawǝtsiz ⱪilsa, undaⱪta u ayalining gunaⱨini ɵz üstigǝ alƣan bolidu.
Лекин ери аялиниң қәсәм-вәдилирини аңлап наһайити узақ вақитлардин кейин андин униң қәсәм-вәдилирини инавәтсиз қилса, ундақта у аялиниң гунайини өз үстигә алған болиду.
16 Yuⱪiriⱪilar Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣanliri, yǝni eri bilǝn ayali, ata bilǝn ɵz ɵyidǝ turuwatⱪan, tehi yaxliⱪida bolƣan ⱪizi otturisidiki nizam-bǝlgimilǝrdur.
Жуқириқилар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлири, йәни ери билән аяли, ата билән өз өйидә туруватқан, техи яшлиғида болған қизи оттурисидики низам-бәлгүмиләрдур.

< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 30 >