< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 3 >

1 Pǝrwǝrdigar Sinay teƣida Musa bilǝn sɵzlǝxkǝn künlǝrdǝ, Ⱨarun bilǝn Musaning ǝwladliri tɵwǝndikilǝrdin ibarǝt idi.
Пәрвәрдигар Синай теғида Муса билән сөзләшкән күнләрдә, Һарун билән Мусаниң әвлатлири төвәндикиләрдин ибарәт еди.
2 Ⱨarunning oƣullirining ismi mundaⱪ: tunji oƣlining ismi Nadab idi, uning yǝnǝ Abiⱨu, Əliazar, Itamar degǝn oƣulliri bar idi.
Һарунниң оғуллириниң исми мундақ: тунҗа оғлиниң исми Надаб еди, униң йәнә Абиһу, Әлиазар, Итамар дегән оғуллири бар еди.
3 Ⱨarunning oƣullirining ismi ǝnǝ xundaⱪ idi, ular mǝsiⱨlǝngǝn kaⱨinlar idi; [Musa] ularni kaⱨinliⱪ wǝzipisini ɵtǝxkǝ Hudaƣa atap ayriƣanidi.
Һарунниң оғуллириниң исми әнә шундақ еди, улар мәсиһләнгән каһинлар еди; [Муса] уларни каһинлиқ вәзиписини өтәшкә Худаға атап айриған еди.
4 Lekin Nadab bilǝn Abiⱨu Sinay qɵlidǝ ƣǝyriy bir otni Pǝrwǝrdigarning aldiƣa sunƣini tüpǝylidin Pǝrwǝrdigar aldida ɵldi wǝ ularning ⱨeq nǝsli ⱪaldurulmidi; Əliazar bilǝn Itamar ɵz atisi Ⱨarun aldida kaⱨinliⱪ wǝzipisini ɵtidi.
Лекин Надаб билән Абиһу Синай чөлидә ғәйрий бир отни Пәрвәрдигарниң алдиға сунғини түпәйлидин Пәрвәрдигар алдида өлди вә уларниң һеч нәсли қалдурулмиди; Әлиазар билән Итамар өз атиси Һарун алдида каһинлиқ вәзиписини өтиди.
5 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
6 Sǝn Lawiy ⱪǝbilisini aldingƣa kǝltürüp, ularni kaⱨin Ⱨarunning hizmitidǝ boluxⱪa uning aldiƣa ⱨazir ⱪil.
Сән Лавий қәбилисини алдиңға кәлтүрүп, уларни каһин Һарунниң хизмитидә болушқа униң алдиға һазир қил.
7 Ular Ⱨarunning ⱨajiti wǝ pütkül jamaǝtning ⱨajitidin qiⱪip jamaǝt qedirining aldida wǝzipǝ ɵtǝp, ibadǝt qedirining hizmitini bejirsun.
Улар Һарунниң һаҗити вә пүткүл җамаәтниң һаҗитидин чиқип җамаәт чедириниң алдида вәзипә өтәп, ибадәт чедириниң хизмитини беҗирсун.
8 Ular yǝnǝ jamaǝt qediridiki barliⱪ ⱪaqa-ⱪuqa ǝswablarni baxⱪurux bilǝn Israillarning hizmitidǝ bolup wǝzipǝ ɵtǝp, ibadǝt qedirining ixlirini bejirsun.
Улар йәнә җамаәт чедиридики барлиқ қача-қуча әсвапларни башқуруш билән Исраилларниң хизмитидә болуп вәзипә өтәп, ибадәт чедириниң ишлирини беҗирсун.
9 Sǝn Lawiylarni Ⱨarun bilǝn uning oƣulliriƣa tǝⱪsimlǝp bǝrgin; ular Israillar iqidin mǝhsus uningƣa tallap berilgǝn.
Сән Лавийларни Һарун билән униң оғуллириға тәқсимләп бәргин; улар Исраиллар ичидин мәхсус униңға таллап берилгән.
10 Ⱨarun bilǝn oƣullirini bolsa sǝn ɵzining kaⱨinliⱪ wǝzipisini ɵtǝxkǝ bekitkin; ⱨǝrⱪandaⱪ yat kixi yeⱪinlaxsa ɵltürülsun, — dedi.
Һарун билән оғуллирини болса сән өзиниң каһинлиқ вәзиписини өтәшкә бекиткин; һәр қандақ ят киши йеқинлашса өлтүрүлсун, — деди.
11 Andin Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ dedi: —
Андин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
12 — Ⱪara, Mǝn Israillar iqidin Lawiylarni tallidim, ularni Israil iqidǝ baliyatⱪuning barliⱪ tunji mewisining orniƣa, yǝni qong oƣullirining orniƣa ⱪoyimǝn, xunga Lawiylar Mening bolidu.
— Қара, Мән Исраиллар ичидин Лавийларни таллидим, уларни Исраил ичидә балиятқуниң барлиқ тунҗа мевисиниң орниға, йәни чоң оғуллириниң орниға қойимән, шуңа Лавийлар Мениң болиду.
13 Qünki tunji oƣullarning ⱨǝmmisi Meningkidur; Mǝn Misir zeminida tunji tuƣulƣanlarning ⱨǝmmisini ⱪǝtl ⱪilƣan künidǝ Israillarning iqidiki tunjilarning ⱨǝmmisini, mǝyli adǝm bolsun yaki ⱨaywan bolsun, muⱪǝddǝs ⱨesablap Meningki ⱪilƣanidim. Ular Meningkidur; Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
Чүнки тунҗа оғулларниң һәммиси Мениңкидур; Мән Мисир зиминида тунҗа туғулғанларниң һәммисини қәтл қилған күнидә Исраилларниң ичидики тунҗиларниң һәммисини, мәйли адәм болсун яки һайван болсун, муқәддәс һесаплап Мениңки қилған едим. Улар Мениңкидур; Мән Пәрвәрдигардурмән.
14 Andin Pǝrwǝrdigar Sinay qɵl-bayawanida Musaƣa: —
Андин Пәрвәрдигар Синай чөл-баяванида Мусаға: —
15 — Sǝn Lawiylarni ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküz; barliⱪ ǝrkǝklǝrni, yǝni bir ayliⱪtin axⱪanlarning ⱨǝmmisini sanaⱪtin ɵtküz, — dedi.
— Сән Лавийларни ата җәмәти, аилиси бойичә санақтин өткүз; барлиқ әркәкләрни, йәни бир айлиқтин ашқанларниң һәммисини санақтин өткүз, — деди.
16 Xuning bilǝn Musa Pǝrwǝrdigarning ǝmri boyiqǝ, ɵzigǝ deyilgǝndǝk Lawiylarni sanaⱪtin ɵtküzdi.
Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, өзигә дейилгәндәк Лавийларни санақтин өткүзди.
17 Lawiyning oƣullirining ismi mundaⱪ: — Gǝrxon, Koⱨat, Mǝrari.
Лавийниң оғуллириниң исми мундақ: — Гәршон, Коһат, Мәрари.
18 Gǝrxonning oƣullirining ismi aililiri boyiqǝ Libni wǝ Ximǝy idi.
Гәршонниң оғуллириниң исми аилилири бойичә Либни вә Шимәй еди.
19 Koⱨatning oƣulliri aililiri boyiqǝ Amram, Izⱨar, Ⱨebron wǝ Uzziǝl idi.
Коһатниң оғуллири аилилири бойичә Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззиәл еди.
20 Mǝrarining oƣulliri aililiri boyiqǝ Maⱨli wǝ Muxi idi. Bularning ⱨǝmmisi ata jǝmǝti boyiqǝ Lawiylarning jǝmǝti boldi.
Мәрариниң оғуллири аилилири бойичә Маһли вә Муши еди. Буларниң һәммиси ата җәмәти бойичә Лавийларниң җәмәти болди.
21 Gǝrxondin Libnilarning jǝmǝti bilǝn Ximǝylǝrning jǝmǝti wujudⱪa kǝldi; bular Gǝrxonlarning jǝmǝtliri idi.
Гәршондин Либниларниң җәмәти билән Шимәйләрниң җәмәти вуҗудқа кәлди; булар Гәршонларниң җәмәтлири еди.
22 Barliⱪ ǝrlǝrning saniƣa asasǝn, bir ayliⱪtin axⱪanlirining sanaⱪtin ɵtküzülgǝnliri jǝmiy yǝttǝ ming bǝx yüz kixi boldi.
Барлиқ әрләрниң саниға асасән, бир айлиқтин ашқанлириниң санақтин өткүзүлгәнлири җәмий йәттә миң бәш йүз киши болди.
23 Gǝrxonning jǝmǝti ibadǝt qedirining arⱪa tǝripidǝ, yǝni ƣǝrb tǝrǝptǝ bargaⱨ ⱪurdi;
Гәршонниң җәмәти ибадәт чедириниң арқа тәрипидә, йәни ғәрип тәрәптә баргаһ қурди;
24 Gǝrxon jǝmǝtining ǝmiri Laǝlning oƣli Əliasaf idi.
Гәршон җәмәтиниң әмри Лаәлниң оғли Әлиасаф еди.
25 Gǝrxonlarning jamaǝt qediridiki wǝzipisi ibadǝt qedirining ɵzidiki astinⱪi ikki yapⱪuq-pǝrdǝ, uning üstidiki yopuⱪ wǝ jamaǝt qedirining ixik pǝrdisigǝ,
Гәршонларниң җамаәт чедиридики вәзиписи ибадәт чедириниң өзидики астинқи икки япқуч-пәрдә, униң үстидики йопуқ вә җамаәт чедириниң ишик пәрдисигә,
26 xundaⱪla ⱨoyla ǝtrapidiki pǝrdilǝr, ⱨoyla dǝrwazisining pǝrdisi (ⱨoyla pǝrdiliri ibadǝt qediri bilǝn ⱪurbangaⱨni qɵridǝp turatti) wǝ ⱨoylida ixlitilidiƣan munasiwǝtlik barliⱪ tanilarƣa ⱪarax idi.
шундақла һойла әтрапидики пәрдиләр, һойла дәрвазисиниң пәрдиси (һойла пәрдилири ибадәт чедири билән қурбангаһни чөридәп туратти) вә һойлида ишлитилидиған мунасивәтлик барлиқ таниларға қараш еди.
27 Koⱨattin Amramlarning jǝmǝti, Izⱨarlarning jǝmǝti, Ⱨebronlarning jǝmǝti wǝ Uzziǝllǝrning jǝmǝti wujudⱪa kǝldi; bu Koⱨatlarning jǝmǝtliri idi.
Коһаттин Амрамларниң җәмәти, Изһарларниң җәмәти, Һебронларниң җәмәти вә Уззиәлләрниң җәмәти вуҗудқа кәлди; бу Коһатларниң җәмәтлири еди.
28 Barliⱪ ǝrkǝklǝrning sani boyiqǝ, bir ayliⱪtin axⱪanlar jǝmiy sǝkkiz ming altǝ yüz adǝm bolup qiⱪti; ular muⱪǝddǝs jayƣa ⱪarax wǝzipisini ɵtǝydiƣan boldi.
Барлиқ әркәкләрниң сани бойичә, бир айлиқтин ашқанлар җәмий сәккиз миң алтә йүз адәм болуп чиқти; улар муқәддәс җайға қараш вәзиписини өтәйдиған болди.
29 Koⱨat ǝwladlirining jǝmǝtliri jamaǝt qedirining jǝnub tǝripidǝ bargaⱨ tikti.
Коһат әвлатлириниң җәмәтлири җамаәт чедириниң җәнуп тәрипидә баргаһ тикти.
30 Koⱨat jǝmǝtining ǝmiri Uzziǝlning oƣli Əlizafan idi.
Коһат җәмәтиниң әмри Уззиәлниң оғли Әлизафан еди.
31 Ularning wǝzipisi ǝⱨdǝ sanduⱪi, xirǝ, qiraƣdan, ikki ⱪurbangaⱨ, xuningdǝk muⱪǝddǝs jayning iqidǝ ixlitidiƣan ⱪaqa-ⱪuqa, pǝrdǝ wǝ ibadǝt qedirining iqidǝ ixlitidiƣan barliⱪ nǝrsilǝrgǝ ⱪarax idi.
Уларниң вәзиписи әһдә сандуғи, ширә, чирақдан, икки қурбангаһ, шуниңдәк муқәддәс җайниң ичидә ишлитидиған қача-қуча, пәрдә вә ибадәт чедириниң ичидә ишлитидиған барлиқ нәрсиләргә қараш еди.
32 Lawiylarning ǝmirlirining ǝmiri bolsa kaⱨin Ⱨarunning oƣli Əliazar idi; u muⱪǝddǝshaniƣa ⱪarax wǝzipisini ɵtǝydiƣanlar üstidin nazarǝt ⱪilidiƣan boldi.
Лавийларниң әмирлириниң әмри болса каһин Һарунниң оғли Әлиазар еди; у муқәддәсханиға қараш вәзиписини өтәйдиғанлар үстидин назарәт қилидиған болди.
33 Mǝraridin Maⱨli jǝmǝti bilǝn Muxi jǝmǝti wujudⱪa kǝldi; bular Mǝrarining jǝmǝtliri boldi.
Мәраридин Маһли җәмәти билән Муши җәмәти вуҗудқа кәлди; булар Мәрариниң җәмәтлири болди.
34 Barliⱪ ǝrkǝklǝrning saniƣa asasǝn, bir ayliⱪtin yuⱪiri bolƣanlar sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy altǝ ming ikki yüz kixi qiⱪti.
Барлиқ әркәкләрниң саниға асасән, бир айлиқтин жуқури болғанлар санақтин өткүзүлгәндә җәмий алтә миң икки йүз киши чиқти.
35 Mǝrarining jǝmǝtining ǝmiri Abiⱨayilning oƣli Zuriyǝl boldi; ular ibadǝt qedirining ximal tǝripigǝ bargaⱨ ⱪurdi.
Мәрариниң җәмәтиниң әмри Абиһайилниң оғли Зурийәл болди; улар ибадәт чедириниң шимал тәрипигә баргаһ қурди.
36 Mǝrari ǝwladlirining wǝzipisi ibadǝt qedirining tahtayliri, baldaⱪliri, hadiliriƣa, tǝglikliri barliⱪ ǝswab-jabduⱪliriƣa ⱪarax, xuningdǝk bularƣa munasiwǝtlik ixlitilidiƣan barliⱪ nǝrsilǝrgǝ,
Мәрари әвлатлириниң вәзиписи ибадәт чедириниң тахтайлири, балдақлири, хадилириға, тәгликлири барлиқ әсвап-җабдуқлириға қараш, шуниңдәк буларға мунасивәтлик ишлитилидиған барлиқ нәрсиләргә,
37 xundaⱪla ⱨoylining tɵt ǝtrapidiki hadilarƣa wǝ ularning tǝglikliri, ⱪozuⱪ wǝ tanilarƣa mǝs’ul boluxⱪa bǝlgilǝnidi.
шундақла һойлиниң төрт әтрапидики хадиларға вә уларниң тәгликлири, қозуқ вә таниларға мәсъул болушқа бәлгүләниди.
38 Ibadǝt qedirining aldiƣa, xǝrⱪ tǝripigǝ, yǝni jamaǝt qedirining künqiⱪix tǝripigǝ bargaⱨ ⱪurƣanlar Musa, Ⱨarun wǝ Ⱨarunning oƣulliri idi; ular Israillarning hizmitidǝ bolux wǝzipisini ɵtǝp, muⱪǝddǝs jayƣa ⱪaraydiƣan boldi; ularƣa yat bolƣan ⱨǝrⱪandaⱪ adǝm [muⱪǝddǝs] jayƣa yeⱪinlaxsa, ɵltürülǝtti.
Ибадәт чедириниң алдиға, шәриқ тәрипигә, йәни җамаәт чедириниң күнчиқиш тәрипигә баргаһ қурғанлар Муса, Һарун вә Һарунниң оғуллири еди; улар Исраилларниң хизмитидә болуш вәзиписини өтәп, муқәддәс җайға қарайдиған болди; уларға ят болған һәр қандақ адәм [муқәддәс] җайға йеқинлашса, өлтүрүләтти.
39 Musa bilǝn Ⱨarun Pǝrwǝrdigarning ǝmri boyiqǝ, sanaⱪtin ɵtküzgǝn barliⱪ Lawiylar, jǝmǝtliri boyiqǝ, yǝni bir ayliⱪtin yuⱪiri sanaⱪtin ɵtküzülgǝn ǝrkǝklǝr jǝmiy yigirmǝ ikki ming qiⱪti.
Муса билән Һарун Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, санақтин өткүзгән барлиқ Лавийлар, җәмәтлири бойичә, йәни бир айлиқтин жуқури санақтин өткүзүлгән әркәкләр җәмий жигирмә икки миң чиқти.
40 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Sǝn Israillar iqidǝ bir ayliⱪtin axⱪan tunji oƣullarni sanaⱪtin ɵtküzüp, isim-familisi boyiqǝ tizimlap qiⱪ.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән Исраиллар ичидә бир айлиқтин ашқан тунҗа оғулларни санақтин өткүзүп, исим-фамилиси бойичә тизимлап чиқ.
41 Sǝn Lawiylarni Israillarning barliⱪ tunjilirining ornida Manga has ⱪil (Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn); Lawiylarning mal-qarwilirinimu Israillarning barliⱪ tunji mal-qarwilirining ornida Manga has ⱪil, — dedi.
Сән Лавийларни Исраилларниң барлиқ тунҗилириниң орнида Маңа хас қил (Мән Пәрвәрдигардурмән); Лавийларниң мал-чарвилириниму Исраилларниң барлиқ тунҗа мал-чарвилириниң орнида Маңа хас қил, — деди.
42 Musa Pǝrwǝrdigarning ǝmri boyiqǝ, Israillarning tunjilirini ⱪoymay sanaⱪtin ɵtküzdi.
Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, Исраилларниң тунҗилирини қоймай санақтин өткүзди.
43 Bir ayliⱪtin yuⱪiri tunji oƣul balilirini isim-familisi bilǝn sanaⱪtin ɵtküzgǝndǝ, ular jǝmiy yigirmǝ ikki ming ikki yüz yǝtmix üq kixi qiⱪti.
Бир айлиқтин жуқури тунҗа оғул балилирини исим-фамилиси билән санақтин өткүзгәндә, улар җәмий жигирмә икки миң икки йүз йәтмиш үч киши чиқти.
44 Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
45 Sǝn Lawiylarni Israillarning tunjilirining ornida Manga talla, xundaⱪla Lawiylarning mal-qarwilirinimu Israillarning mal-qarwilirining ornida Manga talla; xuning bilǝn Lawiylar Meningki bolidu; Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
Сән Лавийларни Исраилларниң тунҗилириниң орнида Маңа талла, шундақла Лавийларниң мал-чарвилириниму Исраилларниң мал-чарвилириниң орнида Маңа талла; шуниң билән Лавийлар Мениңки болиду; Мән Пәрвәрдигардурмән.
46 Wǝ Lawiylarning sanidin artuⱪ qiⱪⱪan Israillarning tunjiliri, yǝni xu ikki yüz yǝtmix üqi üqün ⱨɵrlük ⱨǝⱪⱪini ⱪobul ⱪilƣin;
Вә Лавийларниң санидин артуқ чиққан Исраилларниң тунҗилири, йәни шу икки йүз йәтмиш үчи үчүн һөрлүк һәққини қобул қилғин;
47 xularning ⱨǝrbiri üqün bǝx xǝkǝl kümüx al, kixi saniƣa ⱪarap bolsun; muⱪǝddǝs jaydiki xǝkǝlning ɵlqǝm birliki boyiqǝ ulardin alƣin (bir xǝkǝl yigirmǝ gǝraⱨdur).
шуларниң һәр бири үчүн бәш шәкәл күмүч ал, киши саниға қарап болсун; муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә улардин алғин (бир шәкәл жигирмә гәраһдур).
48 Artuⱪ qiⱪⱪan adǝmlǝrning, yǝni ⱨɵrlük ⱨǝⱪⱪini tɵlixi kerǝk bolƣanlarning kümüxini Ⱨarun bilǝn uning oƣulliriƣa bǝr.
Артуқ чиққан адәмләрниң, йәни һөрлүк һәққини төлиши керәк болғанларниң күмүчини Һарун билән униң оғуллириға бәр.
49 Əmdi Lawiylar tǝripidin «ⱨɵrlükkǝ qiⱪirilƣan» dǝp ⱨesablanƣan tunji oƣullardin artuⱪ qiⱪⱪanlardin bolsa, Musa ulardin xu ⱨɵrlük ⱨǝⱪⱪini aldi;
Әнди Лавийлар тәрипидин «һөрлүккә чиқирилған» дәп һесапланған тунҗа оғуллардин артуқ чиққанлардин болса, Муса улардин шу һөрлүк һәққини алди;
50 u Israillarning tunjiliridin xu kümüxni, yǝni muⱪǝddǝs jaydiki xǝkǝlning ɵlqǝm birliki boyiqǝ jǝmiy bir ming üq yüz atmix bǝx xǝkǝl aldi.
у Исраилларниң тунҗилиридин шу күмүчни, йәни муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә җәмий бир миң үч йүз атмиш бәш шәкәл алди.
51 Musa Pǝrwǝrdigarning ǝmri boyiqǝ «ⱨɵrlükkǝ qiⱪirilƣan»larning kümüxini dǝl Pǝrwǝrdigar buyruƣinidǝk, Ⱨarun bilǝn uning oƣulliriƣa bǝrdi.
Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә «һөрлүккә чиқирилған»ларниң күмүчини дәл Пәрвәрдигар буйруғинидәк, Һарун билән униң оғуллириға бәрди.

< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 3 >