< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 27 >
1 Yüsüpning oƣli Manassǝⱨning nǝslidin bolƣan jǝmǝtlǝr iqidǝ Manassǝⱨning qǝwrisi, Makirning ǝwrisi, Gileadning nǝwrisi, Ⱨǝfǝrning oƣli Zǝlofiⱨadning ⱪizliri bolup, ularning ismi Maⱨlaⱨ, Noaⱨ, Ⱨoglaⱨ, Milkaⱨ, wǝ Tirzaⱨ idi.
Йүсүпниң оғли Манассәһниң нәслидин болған җәмәтләр ичидә Манассәһниң чәвриси, Макирниң әвриси, Гилеадниң нәвриси, Һәфәрниң оғли Зәлофиһадниң қизлири болуп, уларниң исми Маһлаһ, Ноаһ, Һоглаһ, Милкаһ, вә Тирзаһ еди.
2 Ular jamaǝt qedirining dǝrwazisi aldiƣa kelip, Musa bilǝn kaⱨin Əliazar wǝ ǝmirlǝr bilǝn pütkül jamaǝtning aldida turup:
Улар җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға келип, Муса билән каһин Әлиазар вә әмирләр билән пүткүл җамаәтниң алдида туруп:
3 — Bizning atimiz qɵldǝ ɵlüp kǝtkǝn; u u yǝrdǝ Pǝrwǝrdigarƣa ⱨujum ⱪilƣili yiƣilƣanlardin ǝmǝs, yǝni Koraⱨ guruⱨidikilǝrdin ǝmǝs; u bǝlki ɵz gunaⱨi iqidǝ ɵlgǝn, wǝ uning oƣul pǝrzǝnti yoⱪ idi.
— Бизниң атимиз чөлдә өлүп кәткән; у у йәрдә Пәрвәрдигарға һуҗум қилғили жиғилғанлардин әмәс, йәни Кораһ гуруһидикиләрдин әмәс; у бәлки өз гунайи ичидә өлгән, вә униң оғул пәрзәнти йоқ еди.
4 Nemǝ üqün atimizning oƣli yoⱪluⱪi sǝwǝblik uning nami uning jǝmǝtidin ɵqürüwetilidu? Ɵzlirining bizgǝ atimizning ⱪerindaxliri ⱪatarida miras bɵlüp berixlirini ɵtünimiz, — dedi.
Немә үчүн атимизниң оғли йоқлуғи сәвәплик униң нами униң җәмәтидин өчүрүветилиду? Өзлириниң бизгә атимизниң қериндашлири қатарида мирас бөлүп беришлирини өтүнимиз, — деди.
5 Musa ularning bu ixini Pǝrwǝrdigarning aldiƣa ⱪoydi.
Муса уларниң бу ишини Пәрвәрдигарниң алдиға қойди.
6 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
7 Zǝlofiⱨadning ⱪizlirining eytⱪini durus, sǝn qoⱪum ularƣa atisining ⱪerindaxliri ⱪatarida miras bǝr; ularning atisining mirasini ularƣa ɵtküzüp bǝrgin.
Зәлофиһадниң қизлириниң ейтқини дурус, сән чоқум уларға атисиниң қериндашлири қатарида мирас бәр; уларниң атисиниң мирасини уларға өткүзүп бәргин.
8 Sǝn Israillarƣa eytⱪin: «Bir adǝm ɵlüp kǝtkǝn qaƣda uning oƣli bolmisa, undaⱪta silǝr uning mirasini ⱪiziƣa ɵtküzüp beringlar.
Сән Исраилларға ейтқин: «Бир адәм өлүп кәткән чағда униң оғли болмиса, ундақта силәр униң мирасини қизиға өткүзүп бериңлар.
9 Ⱪizi bolmisa, mirasini ⱪerindaxliriƣa beringlar.
Қизи болмиса, мирасини қериндашлириға бериңлар.
10 Ⱪerindaxliri bolmisa, mirasini ata jǝmǝt taƣiliriƣa beringlar.
Қериндашлири болмиса, мирасини ата җәмәт тағилириға бериңлар.
11 Əgǝr uning atisining ⱪerindaxliri bolmisa, undaⱪta uning mirasini uning jǝmǝtidiki ǝng yeⱪin bir tuƣⱪiniƣa beringlar; u adǝm uning mirasiƣa igǝ bolsun. Bu Pǝrwǝrdigar Musaƣa buyruƣandǝk, Israillarƣa qüxürülgǝn ⱨɵküm, ⱪanun-bǝlgilimǝ bolup ⱪalsun».
Әгәр униң атисиниң қериндашлири болмиса, ундақта униң мирасини униң җәмәтидики әң йеқин бир туққиниға бериңлар; у адәм униң мирасиға егә болсун. Бу Пәрвәрдигар Мусаға буйруғандәк, Исраилларға чүшүрүлгән һөкүм, қанун-бәлгүлимә болуп қалсун».
12 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Sǝn mawu Abarim teƣiƣa qiⱪip, Mǝn Israillarƣa tǝⱪdim ⱪilƣan zeminƣa ⱪarap baⱪ.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән маву Абарим теғиға чиқип, Мән Исраилларға тәқдим қилған зиминға қарап бақ.
13 Kɵrüp bolƣandin keyin sǝnmu akang Ⱨarunƣa ohxax ɵz hǝlⱪliringgǝ ⱪoxulisǝn.
Көрүп болғандин кейин сәнму акаң Һарунға охшаш өз хәлиқлириңгә қошулисән.
14 Qünki Zin qɵlidǝ, jamaǝt jedǝl qiⱪarƣan qaƣda, ikkinglar Mening buyruⱪimƣa asiyliⱪ ⱪilip, suning ixida (Zin qɵlidǝ, Ⱪadǝxtiki «Mǝribaⱨ suliri» degǝn jayda) Meni jamaǝtning aldida muⱪǝddǝs dǝp ⱨɵrmǝtlimidinglar, — dedi.
Чүнки Зин чөлидә, җамаәт җедәл чиқарған чағда, иккиңлар Мениң буйруғимға асийлиқ қилип, суниң ишида (Зин чөлидә, Қадәштики «Мәрибаһ сулири» дегән җайда) Мени җамаәтниң алдида муқәддәс дәп һөрмәтлимидиңлар, — деди.
15 Musa Pǝrwǝrdigarƣa sɵz ⱪilip:
Муса Пәрвәрдигарға сөз қилип:
16 — I Pǝrwǝrdigar, barliⱪ ǝt igilirining roⱨlirining Hudasi, Ɵz jamaitining padiqisiz padidǝk bolup ⱪelixining aldini elix üqün jamaǝtni idarǝ ⱪilidiƣan, ularning aldiƣa kirip qiⱪalaydiƣan, ularni baxlap mangalaydiƣan bir adǝmni tiklǝp berixingni tilǝymǝn, — dedi.
— И Пәрвәрдигар, барлиқ әт егилириниң роһлириниң Худаси, Өз җамаитиниң падичисиз падидәк болуп қелишиниң алдини елиш үчүн җамаәтни идарә қилидиған, уларниң алдиға кирип чиқалайдиған, уларни башлап маңалайдиған бир адәмни тикләп беришиңни тиләймән, — деди.
18 Sǝn Nunning oƣli Yǝxuani talliƣin, — dedi Pǝrwǝrdigar Musaƣa, — Uningda Roⱨim bar, sǝn ⱪolungni uning bexiƣa ⱪoy,
Сән Нунниң оғли Йәшуани таллиғин, — деди Пәрвәрдигар Мусаға, — Униңда Роһум бар, сән қолуңни униң бешиға қой,
19 uni kaⱨin Əliazar wǝ barliⱪ jamaǝtning aldida turƣuzup wǝzipigǝ ⱪoy.
уни каһин Әлиазар вә барлиқ җамаәтниң алдида турғузуп вәзипигә қой.
20 Sǝn pütkül Israil jamaiti uning gepigǝ kirixi üqün ɵzüngning izzǝt-xɵⱨritingdin bir ⱪismini uningƣa bǝrgin.
Сән пүткүл Исраил җамаити униң гепигә кириши үчүн өзүңниң иззәт-шөһритиңдин бир қисмини униңға бәргин.
21 U kaⱨin Əliazarning aldida tursun, [Əliazar] urimning ⱨɵkümini wasitǝ ⱪilip turup, Pǝrwǝrdigarning ⱨuzurida uning üqün yol sorisun; Israil hǝlⱪi, yǝni pütkül jamaǝt uning buyruⱪi bilǝn qiⱪidu, uning buyruⱪi bilǝn kirixi kerǝk.
У каһин Әлиазарниң алдида турсун, [Әлиазар] уримниң һөкүмини васитә қилип туруп, Пәрвәрдигарниң һозурида униң үчүн йол сорисун; Исраил хәлқи, йәни пүткүл җамаәт униң буйруғи билән чиқиду, униң буйруғи билән кириши керәк.
22 Xuning bilǝn Musa Pǝrwǝrdigarning buyruⱪi boyiqǝ ix kɵrüp, Yǝxuani baxlap kelip, kaⱨin Əliazarning wǝ barliⱪ jamaǝtning aldida turƣuzdi;
Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә иш көрүп, Йәшуани башлап келип, каһин Әлиазарниң вә барлиқ җамаәтниң алдида турғузди;
23 [Əliazar] ⱪolini uning bexiƣa ⱪoyup, uni Pǝrwǝrdigarning Musaning wasitisi bilǝn buyruƣinidǝk wǝzipigǝ ⱪoydi.
[Әлиазар] қолини униң бешиға қоюп, уни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән буйруғинидәк вәзипигә қойди.