< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 22 >

1 Israillar yǝnǝ yolƣa qiⱪip Moab tüzlǝnglikliridǝ, yǝni Iordan dǝryasining xǝrⱪ tǝripidǝ, Yerihoning udulida qedir tikti.
Исраиллар йәнә йолға чиқип Моаб түзләңликлиридә, йәни Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидә, Йерихониң удулида чедир тикти.
2 Israillarning Amoriylarƣa ⱪilƣan ixlirining ⱨǝmmisini Zipporning oƣli Balaⱪ kɵrüp turƣanidi.
Исраилларниң Аморийларға қилған ишлириниң һәммисини Зиппорниң оғли Балақ көрүп турған еди.
3 Moablar hǝlⱪtin intayin ⱪorⱪuxti, qünki ular bǝk kɵp idi; Moabiylar Israillarning sǝwǝbidin bǝk alaⱪzadǝ bolup ketixti.
Моаблар хәлиқтин интайин қорқушти, чүнки улар бәк көп еди; Моабийлар Исраилларниң сәвәвидин бәк алақзадә болуп кетишти.
4 Moabiylar Midiyan aⱪsaⱪalliriƣa: «Bu bir top adǝm ǝtrapimizdiki ⱨǝmmǝ nǝrsini, huddi kala etizdiki otni yalmiƣandǝk yalmap yǝp ketidiƣan boldi» — deyixti. U qaƣda Zipporning oƣli Balaⱪ Moabning padixaⱨi idi.
Моабийлар Мидиян ақсақаллириға: «Бу бир топ адәм әтрапимиздики һәммә нәрсини, худди кала етиздики отни ялмиғандәк ялмап йәп кетидиған болди» — дейишти. У чағда Зиппорниң оғли Балақ Моабниң падишаси еди.
5 U ǝlqilǝrni Beorning oƣli Balaamning aldiƣa, Balaamning ana yurtidiki uluƣ dǝrya boyidiki Petor xǝⱨirigǝ berip, Balaamni qaⱪirip kelixkǝ ǝwǝtip: padixaⱨimiz: — «Ⱪarisila, bir hǝlⱪ Misirdin qiⱪⱪanidi; mana, ular pütün zeminƣa yamrap kǝtti, mana ular bizning udulimizƣa kelip qüxti.
У әлчиләрни Беорниң оғли Балаамниң алдиға, Балаамниң ана жутидики улуқ дәрия бойидики Петор шәһиригә берип, Балаамни чақирип келишкә әвәтип: падишасимиз: — «Қарисила, бир хәлиқ Мисирдин чиққан еди; мана, улар пүтүн зиминға ямрап кәтти, мана улар бизниң удулимизға келип чүшти.
6 Ular meningdin küqlük bolƣaqⱪa, ǝmdi ɵzliri kelip bu hǝlⱪni mǝn üqün bir ⱪarƣap bǝrgǝn bolsila; bǝlkim mǝn ularni yengip, bu zemindin ⱪoƣlap qiⱪirixim mumkin; qünki ɵzliri kimgǝ bǝht tilisilǝ xuning bǝht ⱪuqidiƣanliⱪini, kimni ⱪarƣisila, xuning ⱪarƣixⱪa ⱪalidiƣanliⱪini bilimǝn» dǝydu, dǝnglar, — dedi.
Улар мениңдин күчлүк болғачқа, әнди өзлири келип бу хәлиқни мән үчүн бир қарғап бәргән болсила; бәлким мән уларни йеңип, бу зиминдин қоғлап чиқиришим мумкин; чүнки өзлири кимгә бәхит тилисилә шуниң бәхит қучидиғанлиғини, кимни қарғисила, шуниң қарғишқа қалидиғанлиғини билимән» дәйду, дәңлар, — деди.
7 Moabning aⱪsaⱪalliri bilǝn Midiyanning aⱪsaⱪalliri ⱪollirida pal selix in’amlirini elip mangdi; ular Balaamning aldiƣa kelip Balaⱪning gǝplirini yǝtküzdi.
Моабниң ақсақаллири билән Мидиянниң ақсақаллири қоллирида пал селиш инъамлирини елип маңди; улар Балаамниң алдиға келип Балақниң гәплирини йәткүзди.
8 Balaam ularƣa: — Bügün ahxam muxu yǝrdǝ ⱪonup ⱪelinglar, mǝn Pǝrwǝrdigarning manga ⱪilƣan sɵzi boyiqǝ silǝrgǝ jawap yǝtküzimǝn, — dedi. Xuning bilǝn Moabning xu ǝmirliri Balaamningkidǝ ⱪonup ⱪaldi.
Балаам уларға: — Бүгүн ахшам мошу йәрдә қонуп қелиңлар, мән Пәрвәрдигарниң маңа қилған сөзи бойичә силәргә җавап йәткүзимән, — деди. Шуниң билән Моабниң шу әмирлири Балаамниңкидә қонуп қалди.
9 Huda Balaamningkigǝ kelip: — Sening bilǝn billǝ turƣan bu adǝmlǝr kim? — dewidi,
Худа Балаамниңкигә келип: — Сениң билән биллә турған бу адәмләр ким? — девиди,
10 Balaam Hudaƣa: — Moab padixaⱨi Zipporning oƣli Balaⱪ ǝlqilǝrni ǝwǝtip manga:
Балаам Худаға: — Моаб падишаси Зиппорниң оғли Балақ әлчиләрни әвәтип маңа:
11 «Ⱪarisila, Misirdin bir hǝlⱪ qiⱪⱪanidi, ular pütün zeminƣa yamrap kǝtti; bu yǝrgǝ kelip mening üqün ularni ⱪarƣap bǝrsilǝ, xundaⱪ ⱪilsila bǝlkim ularni yengip, bu yǝrdin ⱪoƣliwetǝlixim mumkin» — dedi, — dedi.
«Қарисила, Мисирдин бир хәлиқ чиққан еди, улар пүтүн зиминға ямрап кәтти; бу йәргә келип мениң үчүн уларни қарғап бәрсилә, шундақ қилсила бәлким уларни йеңип, бу йәрдин қоғливетәлишим мумкин» — деди, — деди.
12 Huda Balaamƣa: Sǝn ular bilǝn billǝ barsang bolmaydu, u hǝlⱪni ⱪarƣisangmu bolmaydu, qünki ularƣa bǝht-bǝrikǝt ata ⱪilinƣan, — dedi.
Худа Балаамға: Сән улар билән биллә барсаң болмайду, у хәлиқни қарғисаңму болмайду, чүнки уларға бәхит-бәрикәт ата қилинған, — деди.
13 Balaam ǝtigǝn turup Balaⱪning ǝmǝldarliriƣa: — Silǝr ɵz yurtunglarƣa ⱪaytip ketinglar, qünki Pǝrwǝrdigar mening silǝr bilǝn billǝ beriximƣa ruhsǝt ⱪilmidi, — dedi.
Балаам әтигән туруп Балақниң әмәлдарлириға: — Силәр өз жутуңларға қайтип кетиңлар, чүнки Пәрвәрдигар мениң силәр билән биллә беришимға рухсәт қилмиди, — деди.
14 Moabning ǝmǝldarliri ⱪopup Balaⱪning yeniƣa kelip uningƣa: — Balaam biz bilǝn billǝ kelixkǝ unimidi, — dedi.
Моабниң әмәлдарлири қопуп Балақниң йениға келип униңға: — Балаам биз билән биллә келишкә унимиди, — деди.
15 Xuning bilǝn Balaⱪ tehimu kɵp wǝ tehimu mɵtiwǝr ǝmǝldarlarni ǝwǝtti,
Шуниң билән Балақ техиму көп вә техиму мөтивәр әмәлдарларни әвәтти,
16 Ular Balaamning aldiƣa kelip uningƣa: — «Zipporning oƣli Balaⱪ mundaⱪ dǝydu: — «Ⱨeqnemǝ silining yenimƣa kelixlirini tosumiƣay;
Улар Балаамниң алдиға келип униңға: — «Зиппорниң оғли Балақ мундақ дәйду: — «Һеч немә силиниң йенимға келишлирини тосумиғай;
17 qünki mǝn ɵzlirini zor xan-xɵⱨrǝtkǝ igǝ ⱪilimǝn; nemǝ desilǝ maⱪul dǝymǝn; xunga manga ǝxu hǝlⱪni ⱪarƣap bǝrsilila bolidu», — dedi.
чүнки мән өзлирини зор шан-шөһрәткә егә қилимән; немә десилә мақул дәймән; шуңа маңа әшу хәлиқни қарғап бәрсилила болиду», — деди.
18 Balaam Balaⱪning hizmǝtkarliriƣa jawabǝn: — Balaⱪ manga ɵzining altun-kümüxkǝ liⱪ tolƣan ɵz ɵyini bǝrsimu, mǝyli qong yaki kiqik ix ⱪilay, Hudayim Pǝrwǝrdigarning manga buyruƣanliridin ⱨalⱪip ketǝlmǝymǝn.
Балаам Балақниң хизмәткарлириға җававән: — Балақ маңа өзиниң алтун-күмүчкә лиқ толған өз өйини бәрсиму, мәйли чоң яки кичик иш қилай, Худайим Пәрвәрдигарниң маңа буйруғанлиридин һалқип кетәлмәймән.
19 Silǝrmu bügün ahxam muxu yǝrdǝ ⱪonup ⱪelinglar, Pǝrwǝrdigar yǝnǝ xu ixlar toƣrisida manga nemǝ dǝydikin, xuni bilǝy, — dedi.
Силәрму бүгүн ахшам мошу йәрдә қонуп қелиңлар, Пәрвәрдигар йәнә шу ишлар тоғрисида маңа немә дәйдикин, шуни биләй, — деди.
20 Xu keqisi Huda Balaamningkigǝ kelip uningƣa: — U kixilǝr seni tǝklip ⱪilip kǝlgǝn bolsa, ular bilǝn billǝ barƣin, lekin sǝn Mening sanga eytidiƣanlirim boyiqǝ ix ⱪilixing kerǝk, — dedi.
Шу кечиси Худа Балаамниңкигә келип униңға: — У кишиләр сени тәклип қилип кәлгән болса, улар билән биллә барғин, лекин сән Мениң саңа ейтидиғанлирим бойичә иш қилишиң керәк, — деди.
21 Balaam ǝtigǝn turup exikini toⱪup Moabning ǝmirliri bilǝn billǝ mangdi.
Балаам әтигән туруп ешигини тоқуп Моабниң әмирлири билән биллә маңди.
22 Huda Balaamning mangƣanliⱪidin ƣǝzǝplǝndi; Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi uni tosuxⱪa yolda turatti. U xu qaƣda exikigǝ minip ikki ƣulami bilǝn billǝ ketiwatatti.
Худа Балаамниң маңғанлиғидин ғәзәпләнди; Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уни тосушқа йолда туратти. У шу чағда ешигигә минип икки ғулами билән биллә кетивататти.
23 Mada exǝk Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisining ⱪoliƣa ⱪiliq alƣan ⱨalda yolda turƣanliⱪini kɵrüp, yoldin qiⱪip etizliⱪ bilǝn mengiwidi, Balaam exǝkni yolƣa qiⱪip mengixⱪa dumbalap urdi.
Мада ешәк Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң қолиға қилич алған һалда йолда турғанлиғини көрүп, йолдин чиқип етизлиқ билән меңивиди, Балаам ешәкни йолға чиқип меңишқа думбалап урди.
24 Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi ikki tǝripi tosma tam bilǝn tosalƣan üzümzarliⱪtiki tar bir yolda turuwaldi.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси икки тәрипи тосма там билән тосалған үзүмзарлиқтики тар бир йолда турувалди.
25 Exǝk Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisini kɵrüp, tamƣa ⱪistilip mengip, Balaamning putini tamƣa ⱪistap yarilandurup ⱪoydi; Balaam exǝkni yǝnǝ dumbalidi.
Ешәк Пәрвәрдигарниң Пәриштисини көрүп, тамға қистилип меңип, Балаамниң путини тамға қистап яриландуруп қойди; Балаам ешәкни йәнә думбалиди.
26 Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi bolsa yǝnǝ aldiƣiraⱪ berip, ong ya solƣa buruluxⱪa bolmaydiƣan tehimu tar bir yǝrdǝ kütüp turdi.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси болса йәнә алдиғирақ берип, оң я солға бурулушқа болмайдиған техиму тар бир йәрдә күтүп турди.
27 Exǝk Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisini kɵrüp mangmay, Balaamning astida yetiwaldi; Balaam ⱪattiⱪ hapa bolup, exǝkni ⱨasisi bilǝn ⱪattiⱪ dumbalap kǝtti.
Ешәк Пәрвәрдигарниң Пәриштисини көрүп маңмай, Балаамниң астида йетивалди; Балаам қаттиқ хапа болуп, ешәкни һасиси билән қаттиқ думбалап кәтти.
28 Bu qaƣda Pǝrwǝrdigar exǝkkǝ zuwan kirgüzüwidi, exǝk Balaamƣa: — Meni üq ⱪetim dumbalaydiƣanƣa sanga nemǝ yamanliⱪ ⱪiptimǝn? — dewidi,
Бу чағда Пәрвәрдигар ешәккә зуван киргүзүвиди, ешәк Балаамға: — Мени үч қетим думбалайдиғанға саңа немә яманлиқ қиптимән? — девиди,
29 Balaam exǝkkǝ: — Sǝn meni sǝtlǝxtürdüng, ⱪolumda ⱪiliq bolƣan bolsa idi, seni qepip ɵltürüwetǝttim! — dedi.
Балаам ешәккә: — Сән мени сәтләштүрдүң, қолумда қилич болған болса еди, сени чепип өлтүрүветәттим! — деди.
30 Exǝk Balaamƣa: — Mǝn seningki bolƣinimdin tartip minip kǝlgǝn exiking mǝn ǝmǝsmu? Ilgiri mǝn sanga muxundaⱪ ⱪilix aditim bolup baⱪⱪanmu? — dewidi, — Yaⱪ, — dedi [Balaam].
Ешәк Балаамға: — Мән сениңки болғинимдин тартип минип кәлгән ешигиң мән әмәсму? Илгири мән саңа мошундақ қилиш адитим болуп баққанму? — девиди, — Яқ, — деди [Балаам].
31 Ənǝ xu qaƣda Pǝrwǝrdigar Balaamning kɵzlirini aqti, Balaam Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisining ⱪiliqini ƣilipidin qiⱪirip, yolda turƣanliⱪini kɵrdi; u yǝrgǝ bexini ⱪoyup sǝjdǝ ⱪildi.
Әнә шу чағда Пәрвәрдигар Балаамниң көзлирини ачти, Балаам Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң қиличини ғилипидин чиқирип, йолда турғанлиғини көрди; у йәргә бешини қоюп сәҗдә қилди.
32 Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi uningƣa: — Sǝn exikingni nemǝ üqün üq ⱪetim dumbalaysǝn? Ⱪariƣina, mangƣan yolung Mening nǝzirimdǝ tǝtür bolƣaqⱪa, seni tosuxⱪa qiⱪⱪuqi Mǝn Ɵzüm idim.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға: — Сән ешигиңни немә үчүн үч қетим думбалайсән? Қариғина, маңған йолуң Мениң нәзиримдә тәтүр болғачқа, сени тосушқа чиққучи Мән Өзүм едим.
33 Exǝk Meni kɵrüp üq ⱪetim Mening aldimdin burulup kǝtti; ǝgǝr exǝk Mening aldimdin burulup kǝtmigǝn bolsa, Mǝn alliⱪaqan seni ɵltürüp exǝkni tirik ⱪaldurƣan bolattim, — dedi.
Ешәк Мени көрүп үч қетим Мениң алдимдин бурулуп кәтти; әгәр ешәк Мениң алдимдин бурулуп кәтмигән болса, Мән аллиқачан сени өлтүрүп ешәкни тирик қалдурған болаттим, — деди.
34 Balaam Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisigǝ: — Mǝn gunaⱨkarmǝn, Ɵzlirining yolda meni tosup turƣanliⱪlirini kɵrmǝptimǝn; mubada ǝmdi mening berixim nǝzǝrliridǝ rǝzil kɵrünsǝ, mǝn ⱪaytip ketǝy, — dedi.
Балаам Пәрвәрдигарниң Пәриштисигә: — Мән гунакармән, Өзлириниң йолда мени тосуп турғанлиқлирини көрмәптимән; мабада әнди мениң беришим нәзәрлиридә рәзил көрүнсә, мән қайтип кетәй, — деди.
35 Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi Balaamƣa yǝnǝ: — Boptu, bu kixilǝr bilǝn billǝ barƣin, biraⱪ pǝⱪǝt Mǝn sanga degǝn sɵznila degin, — dedi. Xuning bilǝn Balaam Balaⱪning ǝmǝldarliri bilǝn billǝ mangdi.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Балаамға йәнә: — Бопту, бу кишиләр билән биллә барғин, бирақ пәқәт Мән саңа дегән сөзнила дегин, — деди. Шуниң билән Балаам Балақниң әмәлдарлири билән биллә маңди.
36 Balaⱪ Balaamni keliwetiptu dǝp anglap, ⱪarxi elix üqün Moabning Arnon dǝryasining boyidiki, qegrining ǝng bexidiki xǝⱨirigǝ kǝldi:
Балақ Балаамни келиветипту дәп аңлап, қарши елиш үчүн Моабниң Арнон дәриясиниң бойидики, чегариниң әң бешидики шәһиригә кәлди:
37 — Mǝn silini qaⱪirixⱪa xunqǝ jiddiy ǝlqi ǝwǝtkǝnidim, nemǝ üqün kelixkǝ unimidila? Mǝn silini xan-xɵⱨrǝtkǝ igǝ ⱪilalmayttimmu? — dedi Balaⱪ Balaamƣa.
— Мән силини чақиришқа шунчә җиддий әлчи әвәткән едим, немә үчүн келишкә унимидила? Мән силини шан-шөһрәткә егә қилалмайттимму? — деди Балақ Балаамға.
38 — Ⱪarisila, mana kǝldimƣu, ǝmdi mǝn ɵz aldimƣa birnemǝ deyǝlǝyttimmu? — dedi Balaam, — Huda aƣzimƣa nemǝ gǝpni salsa, mǝn xunila dǝymǝn.
— Қарисила, мана кәлдимғу, әнди мән өз алдимға бир немә дейәләйттимму? — деди Балаам, — Худа ағзимға немә гәпни салса, мән шунила дәймән.
39 Balaam Balaⱪ bilǝn billǝ yolƣa qiⱪip Kiriat-Huzotⱪa kǝldi.
Балаам Балақ билән биллә йолға чиқип Кириат-Хузотқа кәлди.
40 Balaⱪ kala, ⱪoylarni soyup ⱪurbanliⱪ ⱪilip, ularning gɵxidin Balaam wǝ uning bilǝn billǝ bolƣan ǝmirlǝrgǝ ǝwǝtip bǝrdi.
Балақ кала, қойларни союп қурбанлиқ қилип, уларниң гөшидин Балаам вә униң билән биллә болған әмирләргә әвәтип бәрди.
41 Andin Balaⱪ ǝtisi sǝⱨǝrdǝ Balaamni Baalning egiz jayliriƣa elip qiⱪti; u xu yǝrdin Israil hǝlⱪining ǝng qǝttiki bir ⱪismini kɵrdi.
Андин Балақ әтиси сәһәрдә Балаамни Баалниң егиз җайлириға елип чиқти; у шу йәрдин Исраил хәлқиниң әң чәттики бир қисмини көрди.

< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 22 >