< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 20 >

1 Birinqi ayning iqidǝ Israillar, yǝni pütkül Israil jamaiti Zin qɵligǝ yetip kelip, Ⱪadǝxtǝ turup ⱪaldi; Mǝryǝm xu yǝrdǝ wapat boldi wǝ xu yǝrgǝ dǝpnǝ ⱪilindi.
Биринчи айниң ичидә Исраиллар, йәни пүткүл Исраил җамаити Зин чөлигә йетип келип, Қадәштә туруп қалди; Мәрйәм шу йәрдә вапат болди вә шу йәргә дәпнә қилинди.
2 Jamaǝtkǝ iqidiƣanƣa su yoⱪ idi, ular yiƣilip Musa bilǝn Ⱨarunƣa ⱨujum ⱪilƣili turdi.
Җамаәткә ичидиғанға су йоқ еди, улар жиғилип Муса билән Һарунға һуҗум қилғили турди.
3 Hǝlⱪ Musa bilǝn tǝgixip: — Ⱪerindaxlirimiz Pǝrwǝrdigarning aldida ɵlgǝn qaƣda bizmu billǝ ɵlsǝk boptikǝn!
Хәлиқ Муса билән тәгишип: — Қериндашлиримиз Пәрвәрдигарниң алдида өлгән чағда бизму биллә өлсәк боптикән!
4 Silǝr nemǝ üqün biz wǝ qarpaylirimizni bu yǝrdǝ ɵlüp kǝtsun dǝp, Pǝrwǝrdigarning jamaitini bu qɵl-jǝzirigǝ baxlap kǝldinglar?
Силәр немә үчүн биз вә чарпайлиримизни бу йәрдә өлүп кәтсун дәп, Пәрвәрдигарниң җамаитини бу чөл-җәзиригә башлап кәлдиңлар?
5 Silǝr nemǝ üqün bizni Misirdin elip qiⱪip bundaⱪ dǝⱨxǝtlik yǝrgǝ ǝkǝldinglar? Bu yǝrdǝ ya teriⱪqiliⱪ ⱪilƣili yǝr bolmisa, ya ǝnjür, üzüm, anar bolmisa, iqidiƣanƣa sumu bolmisa, — deyixti.
Силәр немә үчүн бизни Мисирдин елип чиқип бундақ дәһшәтлик йәргә әкәлдиңлар? Бу йәрдә я териқчилиқ қилғили йәр болмиса, я әнҗир, үзүм, анар болмиса, ичидиғанға суму болмиса, — дейишти.
6 Xuning bilǝn Musa bilǝn Ⱨarun jamaǝttin ayrilip jamaǝt qedirining dǝrwazisi aldiƣa kelip düm yiⱪiliwidi, Pǝrwǝrdigarning julasi u ikkisigǝ ayan boldi.
Шуниң билән Муса билән Һарун җамаәттин айрилип җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға келип дүм жиқиливиди, Пәрвәрдигарниң җуласи у иккисигә аян болди.
7 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
8 Ⱨasini ⱪolungƣa al, andin sǝn akang Ⱨarun bilǝn birliktǝ jamaǝtni yiƣip, ularning kɵz aldidila ⱪoram taxⱪa buyruⱪ ⱪil; xundaⱪ ⱪilsang ⱪoram tax ɵz süyini qiⱪiridu; xu yol bilǝn sǝn ularƣa su qiⱪirip, jamaǝt wǝ qarpayliri iqidiƣanƣa su berisǝn.
Һасини қолуңға ал, андин сән акаң Һарун билән бирликтә җамаәтни жиғип, уларниң көз алдидила қорам ташқа буйруқ қил; шундақ қилсаң қорам таш өз сүйини чиқириду; шу йол билән сән уларға су чиқирип, җамаәт вә чарпайлири ичидиғанға су берисән.
9 Xuning bilǝn Musa Pǝrwǝrdigarning ǝmri boyiqǝ Pǝrwǝrdigarning ⱨuzuridin ⱨasini aldi.
Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә Пәрвәрдигарниң һозуридин һасини алди.
10 Musa bilǝn Ⱨarun ikkisi jamaǝtni ⱪoram taxning aldiƣa yiƣdi wǝ Musa ularƣa: — Gepimgǝ ⱪulaⱪ selinglar, i asiylar! Biz silǝrgǝ bu ⱪoram taxtin su qiⱪirip berǝylimu?! — dedi.
Муса билән Һарун иккиси җамаәтни қорам ташниң алдиға жиғди вә Муса уларға: — Гепимгә қулақ селиңлар, и асийлар! Биз силәргә бу қорам таштин су чиқирип берәйлиму?! — деди.
11 Andin Musa ⱨasisi bilǝn ⱪoram taxni ikki ⱪetim uruwidi, naⱨayiti kɵp su eⱪip qiⱪti, sudin jamaǝtmu, qarpaylarmu iqixti.
Андин Муса һасиси билән қорам ташни икки қетим урувиди, наһайити көп су еқип чиқти, судин җамаәтму, чарпайларму ичишти.
12 Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunƣa: — Silǝr Manga ixǝnmǝy, Israillar aldida Meni muⱪǝddǝs dǝp ⱨɵrmǝtlimigininglar üqün, ikkinglarning bu jamaǝtni Mǝn ularƣa tǝⱪdim ⱪilip bǝrgǝn zeminƣa baxlap kirixinglarƣa yol ⱪoymaymǝn, — dedi.
Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға: — Силәр Маңа ишәнмәй, Исраиллар алдида Мени муқәддәс дәп һөрмәтлимигиниңлар үчүн, иккиңларниң бу җамаәтни Мән уларға тәқдим қилип бәргән зиминға башлап киришиңларға йол қоймаймән, — деди.
13 Su qiⱪirilƣan jay «Mǝribaⱨ suliri» dǝp atalƣan; Israillar xu yǝrdǝ Pǝrwǝrdigar bilǝn takallaxⱪanliⱪi üqün, U ularning otturisida Ɵzining muⱪǝddǝs ikǝnlikini kɵrsǝtti.
Су чиқирилған җай «Мәрибаһ сулири» дәп аталған; Исраиллар шу йәрдә Пәрвәрдигар билән такаллашқанлиғи үчүн, У уларниң оттурисида Өзиниң муқәддәс екәнлигини көрсәтти.
14 Musa Ⱪadǝxtin Edom padixaⱨi bilǝn kɵrüxüxkǝ ǝlqi ǝwǝtip uningƣa: «Ⱪerindaxliri Israil mundaⱪ dǝydu: — Biz tartiwatⱪan jǝbr-japalarning ⱪandaⱪliⱪi ɵzlirigǝ mǝlum,
Муса Қадәштин Едом падишаси билән көрүшүшкә әлчи әвәтип униңға: «Қериндашлири Исраил мундақ дәйду: — Биз тартиватқан җәбр-җапаларниң қандақлиғи өзлиригә мәлум,
15 bizning ata-bowilirimiz Misirƣa qüxkǝn bolup, biz Misirda uzaⱪ zaman turup kǝttuⱪ; misirliⱪlar bizgimu, bizning ata-bowilirimizƣimu yaman muamilǝ ⱪildi;
бизниң ата-бовилиримиз Мисирға чүшкән болуп, биз Мисирда узақ заман туруп кәттуқ; мисирлиқлар бизгиму, бизниң ата-бовилиримизғиму яман муамилә қилди;
16 biz Pǝrwǝrdigarƣa yeliniweduⱪ, U bizning zarimizƣa ⱪulaⱪ selip, Pǝrixtǝ ǝwǝtip bizni Misirdin elip qiⱪti. Ⱨazir mana, biz ɵzlirining qegrisiƣa jaylaxⱪan Ⱪadǝx degǝn bir xǝⱨǝrdǝ turuwatimiz.
биз Пәрвәрдигарға йелиниведуқ, У бизниң заримизға қулақ селип, Пәриштә әвәтип бизни Мисирдин елип чиқти. Һазир мана, биз өзлириниң чегарисиға җайлашқан Қадәш дегән бир шәһәрдә туруватимиз.
17 Əmdi bizning zeminliridin ɵtüximizgǝ ruhsǝt ⱪilƣan bolsila, biz etiz-eriⱪ wǝ üzümzarliⱪlardin ɵtmǝymiz, ⱪuduⱪliringladin sumu iqmǝymiz; «Han yoli» bilǝn mengip qegriliridin ɵtüp kǝtküqǝ ong-solƣa burulmaymiz» — dedi.
Әнди бизниң зиминлиридин өтүшимизгә рухсәт қилған болсила, биз етиз-ериқ вә үзүмзарлиқлардин өтмәймиз, қудуқлириңладин суму ичмәймиз; «Хан йоли» билән меңип чегарилиридин өтүп кәткичә оң-солға бурулмаймиз» — деди.
18 Lekin Edomlar uningƣa: «Silǝrning bizning zeminimizdin ɵtüxünglǝrgǝ bolmaydu, ɵtimǝn desǝnglar ⱪiliq kɵtürüp silǝrgǝ jǝnggǝ qiⱪimiz» — dedi.
Лекин Едомлар униңға: «Силәрниң бизниң зиминимиздин өтүшүңләргә болмайду, өтимән десәңлар қилич көтирип силәргә җәңгә чиқимиз» — деди.
19 Israillar uningƣa: «Biz «kɵtürülgǝn yol» bilǝn mangimiz, ɵzimiz wǝ mallirimiz süyünglarni iqsǝk, nǝrhi boyiqǝ ⱨǝⱪⱪini berimiz; biz pǝⱪǝt piyadǝ ɵtüp ketimiz, baxⱪa ⱨeq tǝlipimiz yoⱪ» dewidi,
Исраиллар униңға: «Биз «көтирилгән йол» билән маңимиз, өзимиз вә маллиримиз сүйүңларни ичсәк, нәрхи бойичә һәққини беримиз; биз пәқәт пиядә өтүп кетимиз, башқа һеч тәливимиз йоқ» девиди,
20 Edom padixaⱨi: «Yaⱪ. Ɵtmǝysilǝr!» dedi. Edom [padixaⱨi] naⱨayiti kɵp adimini baxlap qiⱪip Israillarƣa zor ⱨǝywǝ kɵrsǝtti.
Едом падишаси: «Яқ. Өтмәйсиләр!» деди. Едом [падишаси] наһайити көп адимини башлап чиқип Исраилларға зор һәйвә көрсәтти.
21 Xundaⱪ ⱪilip Edomlar Israillarning ularning tǝwǝlikidin ɵtüxigǝ ǝnǝ xu yosunda yol ⱪoymidi; xuning bilǝn Israillar Edomlarning aldidin burulup kǝtti.
Шундақ қилип Едомлар Исраилларниң уларниң тәвәлигидин өтүшигә әнә шу йосунда йол қоймиди; шуниң билән Исраиллар Едомларниң алдидин бурулуп кәтти.
22 Ular Ⱪadǝxtin yolƣa qiⱪti; pütkül Israil hǝlⱪi Ⱨor teƣiƣa kǝldi.
Улар Қадәштин йолға чиқти; пүткүл Исраил хәлқи Һор теғиға кәлди.
23 Pǝrwǝrdigar Edomning qegrisidiki Ⱨor teƣida Musa bilǝn Ⱨarunƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Едомниң чегарисидики Һор теғида Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
24 Ⱨarun ɵz hǝlⱪlirigǝ ⱪoxulup ketidu; ikkinglar Mǝribaⱨ suliri degǝn jayda Mening ǝmrimgǝ hilapliⱪ ⱪilƣininglar üqün, uning Mǝn Israillarƣa tǝⱪdim ⱪilip bǝrgǝn zeminƣa kirixigǝ bolmaydu.
Һарун өз хәлиқлиригә қошулуп кетиду; иккиңлар Мәрибаһ сулири дегән җайда Мениң әмримгә хилаплиқ қилғиниңлар үчүн, униң Мән Исраилларға тәқдим қилип бәргән зиминға киришигә болмайду.
25 Sǝn Ⱨarun bilǝn oƣli Əliazarni elip Ⱨor teƣiƣa qiⱪⱪin;
Сән Һарун билән оғли Әлиазарни елип Һор теғиға чиққин;
26 Ⱨarunning kiyimlirini saldurup, oƣli Əliazarƣa kiydürüp ⱪoy; Ⱨarun xu yǝrdǝ ɵlüp, ɵz hǝlⱪlirigǝ ⱪoxulidu.
Һарунниң кийимлирини салдуруп, оғли Әлиазарға кийдүрүп қой; Һарун шу йәрдә өлүп, өз хәлиқлиригә қошулиду.
27 Musa Pǝrwǝrdigarning deginidǝk ⱪildi, üqǝylǝn pütkül jamaǝtning kɵz aldida Ⱨor teƣiƣa qiⱪti.
Муса Пәрвәрдигарниң дегинидәк қилди, үчәйлән пүткүл җамаәтниң көз алдида Һор теғиға чиқти.
28 Musa Ⱨarunning kiyimlirini saldurup uning oƣli Əliazarƣa kiydürüp ⱪoydi; Ⱨarun taƣning qoⱪⱪisida ɵldi. Andin Musa bilǝn Əliazar taƣdin qüxüp kǝldi.
Муса Һарунниң кийимлирини салдуруп униң оғли Әлиазарға кийдүрүп қойди; Һарун тағниң чоққисида өлди. Андин Муса билән Әлиазар тағдин чүшүп кәлди.
29 Pütkül jamaǝt Ⱨarunning ɵlgǝnlikini bildi; xuning bilǝn pütün Israil jǝmǝti Ⱨarun üqün ottuz kün matǝm tutti.
Пүткүл җамаәт Һарунниң өлгәнлигини билди; шуниң билән пүтүн Исраил җәмәти Һарун үчүн оттуз күн матәм тутти.

< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 20 >