< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 19 >
1 Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
2 Mǝn Pǝrwǝrdigar ǝmr ⱪilƣan ⱪanun-bǝlgilimǝ xuki: — Sǝn Israillarƣa buyruƣin, ular bejirim, nuⱪsansiz, boyunturuⱪ selinmiƣan ⱪizil yax siyirdin birni sening yeningƣa ǝkǝlsun.
Мән Пәрвәрдигар әмир қилған қанун-бәлгүлимә шуки: — Сән Исраилларға буйруғин, улар беҗирим, нуқсансиз, боюнтуруқ селинмиған қизил яш сийирдин бирни сениң йениңға әкәлсун.
3 Sǝn siyirni kaⱨin Əliazarƣa tapxur, u uni qedirgaⱨning sirtiƣa ǝpqiⱪsun, andin birsi siyirni uning aldida boƣuzlisun.
Сән сийирни каһин Әлиазарға тапшур, у уни чедиргаһниң сиртиға әпчиқсун, андин бириси сийирни униң алдида боғузлисун.
4 Kaⱨin Əliazar barmiⱪini ⱪanƣa milǝp, jamaǝt qedirining aldiƣa ⱪaritip yǝttǝ mǝrtǝm qaqsun.
Каһин Әлиазар бармиғини қанға миләп, җамаәт чедириниң алдиға қаритип йәттә мәртәм чачсун.
5 Andin birsi Əliazarning kɵz aldida pütkül siyirni kɵydürsun, yǝni uning terisi, gɵxi, ⱪeni wǝ tezǝklirini kɵydürsun.
Андин бириси Әлиазарниң көз алдида пүткүл сийирни көйдүрсун, йәни униң териси, гөши, қени вә тезәклирини көйдүрсун.
6 Kaⱨin kedir yaƣiqi, zofa ɵsümlüki wǝ ⱪizil rǝhtni siyir kɵydürülidiƣan otⱪa taxlisun.
Каһин кедир яғичи, зофа өсүмлүги вә қизил рәхтни сийир көйдүрүлидиған отқа ташлисун.
7 Andin kaⱨin ɵz kiyimini yusun wǝ bǝdinini suda yusun, andin keyin bargaⱨⱪa kirixkǝ bolidu; lekin kaⱨin kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Андин каһин өз кийимини жуйсун вә бәдинини суда жуйсун, андин кейин баргаһқа киришкә болиду; лекин каһин кәч киргичә напак саналсун.
8 Siyirni kɵydürgǝn kiximu kiyimlirini su bilǝn yuyup, ɵz bǝdinini suda yusun, andin u kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Сийирни көйдүргән кишиму кийимлирини су билән жуюп, өз бәдинини суда жуйсун, андин у кәч киргичә напак саналсун.
9 Pak bir adǝm siyirning külini yiƣip bargaⱨning sirtidiki pak bir yǝrgǝ ⱪoysun; u Israil jamaiti üqün «napakliⱪni qiⱪarƣuqi su»ni yasaxⱪa xu yǝrdǝ saⱪlansun, u bir «gunaⱨni pakliƣuqi»dur.
Пак бир адәм сийирниң күлини жиғип баргаһниң сиртидики пак бир йәргә қойсун; у Исраил җамаити үчүн «напаклиқни чиқарғучи су»ни ясашқа шу йәрдә сақлансун, у бир «гунани паклиғучи»дур.
10 Siyirning külini yiƣixturƣan adǝm ɵzining kiyimlirini yusun wǝ kǝq kirgüqǝ napak sanalsun. Bu Israillarƣa wǝ ularning arisida turuwatⱪan musapirlarƣa mǝnggülük ⱪanun-bǝlgilimǝ bolidu.
Сийирниң күлини жиғиштурған адәм өзиниң кийимлирини жуйсун вә кәч киргичә напак саналсун. Бу Исраилларға вә уларниң арисида туруватқан мусапирларға мәңгүлүк қанун-бәлгүлимә болиду.
11 — Ɵlükkǝ, yǝni ⱨǝrⱪandaⱪ ɵlgǝn kixining jǝsitigǝ tegip kǝtkǝn ⱨǝrbir kixi yǝttǝ kün napak sanilidu.
— Өлүккә, йәни һәр қандақ өлгән кишиниң җәситигә тегип кәткән һәр бир киши йәттә күн напак санилиду.
12 U adǝm üqinqi küni [axu su] bilǝn ɵzini paklisun, ⱨǝmdǝ yǝttinqi künimu paklisun, andin u pak sanilidu; ǝgǝr u üqinqi küni ⱨǝmdǝ yǝttinqi küni ɵzini paklimisa, pak sanalmaydu.
У адәм үчинчи күни [ашу су] билән өзини паклисун, һәмдә йәттинчи күниму паклисун, андин у пак санилиду; әгәр у үчинчи күни һәмдә йәттинчи күни өзини паклимиса, пак саналмайду.
13 Ⱨǝrⱪandaⱪ adǝm ɵlükkǝ, yǝni ⱨǝrⱪandaⱪ ɵlgǝn kixining jǝsitigǝ tegip kǝtsǝ, ⱨǝmdǝ ɵzini paklimisa, Pǝrwǝrdigarning qedirini bulƣiƣan bolidu; xu kixi Israil arisidin üzüp taxlinidu; qünki «napakliⱪni qiⱪarƣuqi su» uningƣa sepilmigǝqkǝ, u napak sanilidu; uning napakliⱪi tehiqǝ üstidǝ turidu.
Һәр қандақ адәм өлүккә, йәни һәр қандақ өлгән кишиниң җәситигә тегип кәтсә, һәмдә өзини паклимиса, Пәрвәрдигарниң чедирини булғиған болиду; шу киши Исраил арисидин үзүп ташлиниду; чүнки «напаклиқни чиқарғучи су» униңға сепилмигәчкә, у напак санилиду; униң напаклиғи техичә үстидә туриду.
14 Əgǝr birǝr kixi bir qedir iqidǝ ɵlüp ⱪalƣan bolsa, u toƣruluⱪ ⱪanun-bǝlgilimǝ mundaⱪ bolidu: — xu qedirƣa kirgǝn ⱨǝrbirsi wǝ qedirda turup ⱪalƣanlarning ⱨǝrbiri yǝttǝ kün napak sanilidu.
Әгәр бирәр киши бир чедир ичидә өлүп қалған болса, у тоғрилиқ қанун-бәлгүлимә мундақ болиду: — шу чедирға киргән һәр бирси вә чедирда туруп қалғанларниң һәр бири йәттә күн напак санилиду.
15 Ⱨǝrbir oquⱪ turƣan, aƣzi yepilmiƣan ⱪaqa-ⱪuqilarning ⱨǝmmisi napak sanilidu.
Һәр бир очуқ турған, ағзи йепилмиған қача-қучиларниң һәммиси напак санилиду.
16 Xuningdǝk dalada ⱪiliq-xǝmxǝr bilǝn ɵltürülgǝnlǝrgǝ, yaki ɵzi ɵlüp ⱪalƣanning ɵlükigǝ, yaki adǝmning ustihininiƣa yaki ⱪǝbrisigǝ tǝgkǝn ⱨǝrbir kixi yǝttǝ küngiqǝ napak sanilidu.
Шуниңдәк далада қилич-шәмшәр билән өлтүрүлгәнләргә, яки өзи өлүп қалғанниң өлүгигә, яки адәмниң устихининиға яки қәбригә тәккән һәр бир киши йәттә күнгичә напак санилиду.
17 Kixilǝr bu napak kixi üqün «paklandurƣuqi ⱪurbanliⱪ»ning külidin azraⱪ elip komzǝkkǝ selip, ularning üstigǝ eⱪin su ⱪuysun.
Кишиләр бу напак киши үчүн «пакландурғучи қурбанлиқ»ниң күлидин азрақ елип комзәккә селип, уларниң үстигә еқин су қуйсун.
18 Andin pak bir kixi zofa ɵsümlükini elip xu suƣa tǝgküzüp uni qedirƣa wǝ iqidiki barliⱪ ⱪaqa-ⱪuqilarƣa ⱨǝm xu yǝrdǝ turƣan barliⱪ kixilǝrning üstigǝ sepip ⱪoysun, wǝ yǝnǝ uni ustihanƣa, ɵltürülgüqigǝ yaki ⱪǝbrigǝ tǝgkǝn kixining üstigǝ sepip ⱪoysun.
Андин пак бир киши зофа өсүмлүгини елип шу суға тәккүзүп уни чедирға вә ичидики барлиқ қача-қучиларға һәм шу йәрдә турған барлиқ кишиләрниң үстигә сепип қойсун, вә йәнә уни устиханға, өлтүрүлгүчигә яки қәбиргә тәккән кишиниң үстигә сепип қойсун.
19 Üqinqi küni wǝ yǝttinqi küni ⱨeliⱪi pak adǝm [pak bolmiƣan adǝmlǝrning] üstigǝ xu suni sepip ⱪoysun; xundaⱪ ⱪilƣanda, yǝttinqi künigǝ kǝlgǝndǝ u kixi paklanƣan bolidu; andin u kixi kiyimlirini yuyup, bǝdinini suda yusun, kǝq kirgǝndǝ u pak sanilidu.
Үчинчи күни вә йәттинчи күни һелиқи пак адәм [пак болмиған адәмләрниң] үстигә шу суни сепип қойсун; шундақ қилғанда, йәттинчи күнигә кәлгәндә у киши пакланған болиду; андин у киши кийимлирини жуюп, бәдинини суда жуйсун, кәч киргәндә у пак санилиду.
20 Lekin napak bolup ⱪelip, ɵzini paklimiƣan kixi Pǝrwǝrdigarning muⱪǝddǝs jayini bulƣiƣini üqün, jamaǝt arisidin üzüp taxlinidu; «napakliⱪni qiⱪarƣuqi su» uning üstigǝ sepilmigǝn, xunga u napak sanilidu.
Лекин напак болуп қелип, өзини паклимиған киши Пәрвәрдигарниң муқәддәс җайини булғиғини үчүн, җамаәт арисидин үзүп ташлиниду; «напаклиқни чиқарғучи су» униң үстигә сепилмигән, шуңа у напак санилиду.
21 Bu Israillarƣa mǝnggülük bǝlgilimǝ bolidu, «napakliⱪni qiⱪarƣuqi su»ni sǝpkǝn kixi bolsa ɵzining kiyimlirini yusun wǝ «napakliⱪni qiⱪarƣuqi su»ƣa tǝgkǝn kixi kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Бу Исраилларға мәңгүлүк бәлгүлимә болиду, «напаклиқни чиқарғучи су»ни сәпкән киши болса өзиниң кийимлирини жуйсун вә «напаклиқни чиқарғучи су»ға тәккән киши кәч киргичә напак саналсун.
22 Napak kixi tǝgkǝn ⱨǝrⱪandaⱪ nǝrsimu napak sanilidu; bu nǝrsilǝrgǝ tǝgkǝn kixilǝrmu kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Напак киши тәккән һәр қандақ нәрсиму напак санилиду; бу нәрсиләргә тәккән кишиләрму кәч киргичә напак саналсун.