< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 15 >

1 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Sǝn Israillarƣa mundaⱪ degin: — Silǝr makanlixixinglar üqün silǝrgǝ tǝⱪdim ⱪilip beridiƣan zeminƣa kirgǝn qeƣinglarda,
Сән Исраилларға мундақ дегин: — Силәр маканлишишиңлар үчүн силәргә тәқдим қилип беридиған зиминға киргән чеғиңларда,
3 ǝgǝr Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan, uningƣa huxbuy bolsun dǝp birǝr ⱨǝdiyǝ-ⱪurbanliⱪ ⱪilmaⱪqi bolsanglar, ⱪurbanliⱪ kala yaki ⱪoy-ɵqkǝ padisidin bolsun. U kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ bolsun, ⱪǝsǝmni ada ⱪilix ⱪurbanliⱪi bolsun, ihtiyariy ⱪurbanliⱪ yaki silǝrgǝ bekitilgǝn ⱨeytlardiki zɵrür ⱪurbanliⱪ bolsun,
әгәр Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, униңға хушбуй болсун дәп бирәр һәдийә-қурбанлиқ қилмақчи болсаңлар, қурбанлиқ кала яки қой-өшкә падисидин болсун. У көйдүрмә қурбанлиқ болсун, қәсәмни ада қилиш қурбанлиғи болсун, ихтиярий қурбанлиқ яки силәргә бекитилгән һейтлардики зөрүр қурбанлиқ болсун,
4 ⱪurbanliⱪ sunƣuqi kixi Pǝrwǝrdigarƣa atiƣiniƣa bir axliⱪ ⱨǝdiyǝsini ⱪoxup kǝltürsun. Kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ yaki baxⱪa ⱪurbanliⱪ ⱪoza bolsa, undaⱪta axliⱪ ⱨǝdiyǝsi zǝytun meyidin bir ⱨinning tɵttin biri ilǝxtürülgǝn esil undin ǝfaⱨning ondin biri bolsun; uningƣa yǝnǝ xarab ⱨǝdiyǝsi süpitidǝ tɵttin bir ⱨin xarabni ⱪuxup sunsun.
қурбанлиқ сунғучи киши Пәрвәрдигарға атиғиниға бир ашлиқ һәдийәсини қошуп кәлтүрсун. Көйдүрмә қурбанлиқ яки башқа қурбанлиқ қоза болса, ундақта ашлиқ һәдийәси зәйтун мейидин бир һинниң төрттин бири иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин бири болсун; униңға йәнә шарап һәдийәси сүпитидә төрттин бир һин шарапни қушуп сунсун.
5
6 Ⱪurbanliⱪing ⱪoqⱪar bolsa, sǝn uningƣa axliⱪ ⱨǝdiyǝsi süpitidǝ üqtin bir ⱨin zǝytun meyi ilǝxtürülgǝn esil undin ǝfaⱨning ondin ikkisi bolsun
Қурбанлиғиң қочқар болса, сән униңға ашлиқ һәдийәси сүпитидә үчтин бир һин зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин иккиси болсун
7 wǝ xarab ⱨǝdiyǝsi süpitidǝ tɵttin bir ⱨin xarabni ⱪuxup sunsun; bular Pǝrwǝrdigarƣa huxbuy qiⱪarsun dǝp sunulsun.
вә шарап һәдийәси сүпитидә төрттин бир һин шарапни қушуп сунсун; булар Пәрвәрдигарға хушбуй чиқарсун дәп сунулсун.
8 Əgǝr sǝn Pǝrwǝrdigarƣa kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, yaki ⱪǝsǝm ada ⱪilix ⱪurbanliⱪi yaki inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ torpaⱪ atiƣan bolsang,
Әгәр сән Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқ, яки қәсәм ада қилиш қурбанлиғи яки енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә топақ атиған болсаң,
9 undaⱪta torpaⱪⱪa axliⱪ ⱨǝdiyǝ süpitidǝ yerim ⱨin zǝytun meyi ilǝxtürülgǝn esil undin ǝfaⱨning ondin üqini,
ундақта топаққа ашлиқ һәдийә сүпитидә йерим һин зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин үчини,
10 xarab ⱨǝdiyǝ süpitidǝ yerim ⱨin xarabni ⱪoxup sunƣin; bular Pǝrwǝrdigarƣa atilip otta sunulup, huxbuy qiⱪarsun dǝp kǝltürülsun.
шарап һәдийә сүпитидә йерим һин шарапни қошуп сунғин; булар Пәрвәрдигарға атилип отта сунулуп, хушбуй чиқарсун дәп кәлтүрүлсун.
11 Ⱨǝrbir sunulƣan torpaⱪ, ⱪoqⱪar, ⱪoza yaki oƣlaⱪⱪa nisbǝtǝn muxundaⱪ ⱪilinsun.
Һәр бир сунулған топақ, қочқар, қоза яки оғлаққа нисбәтән мошундақ қилинсун.
12 Silǝr sunidiƣininglarning sani boyiqǝ, ⱨǝrhil ⱪurbanliⱪning saniƣa ⱪarap xundaⱪ ⱪilisilǝr.
Силәр сунидиғиниңларниң сани бойичә, һәр хил қурбанлиқниң саниға қарап шундақ қилисиләр.
13 Xu zeminda tuƣulƣanlarning ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarƣa huxbuy qiⱪarsun dǝp, otta sunulidiƣan ⱪurbanliⱪ ⱪilmaⱪqi bolsa ǝnǝ xundaⱪ ⱪilsun.
Шу зиминда туғулғанларниң һәммиси Пәрвәрдигарға хушбуй чиқарсун дәп, отта сунулидиған қурбанлиқ қилмақчи болса әнә шундақ қилсун.
14 Xuningdǝk silǝr bilǝn billǝ turuwatⱪan musapir yaki ǝwladmu-ǝwlad silǝr bilǝn billǝ turuwatⱪanlar bolsa, huxbuy qiⱪarsun dǝp otta sunulidiƣan ⱪurbanliⱪ ⱪilmaⱪqi bolsa, silǝr ⱪandaⱪ ⱪilƣan bolsanglar, ularmu xundaⱪ ⱪilsun.
Шуниңдәк силәр билән биллә туруватқан мусапир яки әвлатму-әвлат силәр билән биллә туруватқанлар болса, хушбуй чиқарсун дәп отта сунулидиған қурбанлиқ қилмақчи болса, силәр қандақ қилған болсаңлар, уларму шундақ қилсун.
15 Pütkül jamaǝtkǝ, mǝyli silǝr bolunglar yaki silǝr bilǝn billǝ turuwatⱪan musapir bolsun, ⱨǝmminglar üqün ohxax bir bǝlgilimǝ bolidu; silǝr üqün dǝwrmu-dǝwr ǝbǝdiy bir bǝlgilimǝ bolidu; Pǝrwǝrdigar aldida silǝr ⱪandaⱪ bolsanglar, musapirlarmu xundaⱪtur.
Пүткүл җамаәткә, мәйли силәр болуңлар яки силәр билән биллә туруватқан мусапир болсун, һәммиңлар үчүн охшаш бир бәлгүлимә болиду; силәр үчүн дәвирму-дәвир әбәдий бир бәлгүлимә болиду; Пәрвәрдигар алдида силәр қандақ болсаңлар, мусапирларму шундақтур.
16 Silǝrgimu, aranglarda turuwatⱪan musapirlarƣimu ohxax bir ⱪanun-bǝlgilimǝ, ohxax bir ⱨɵküm bolsun.
Силәргиму, араңларда туруватқан мусапирларғиму охшаш бир қанун-бәлгүлимә, охшаш бир һөкүм болсун.
17 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
18 Sǝn Israillarƣa sɵz ⱪilip ularƣa mundaⱪ degin: — «Silǝr Mǝn silǝrni ǝkiridiƣan zeminƣa yetip barƣanda,
Сән Исраилларға сөз қилип уларға мундақ дегин: — «Силәр Мән силәрни әкиридиған зиминға йетип барғанда,
19 xu yǝrdin qiⱪⱪan axliⱪni yǝydiƣan qeƣinglarda, Pǝrwǝrdigarƣa bir «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» tǝⱪdim ⱪilinglar.
шу йәрдин чиққан ашлиқни йәйдиған чеғиңларда, Пәрвәрдигарға бир «көтәрмә һәдийә» тәқдим қилиңлар.
20 Silǝr ⱨǝrbir yengi hemirdin pixⱪan nanlardin birini «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» ⱪilip tǝⱪdim ⱪilinglar; silǝr uni tǝⱪdim ⱪilƣanda huddi hamanning «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ»sigǝ ohxax bolsun.
Силәр һәр бир йеңи хемирдин пишқан нанлардин бирини «көтәрмә һәдийә» қилип тәқдим қилиңлар; силәр уни тәқдим қилғанда худди хаманниң «көтәрмә һәдийә»сигә охшаш болсун.
21 Dǝwrdin-dǝwrgǝ silǝr dǝslǝpki ⱨosuldin qiⱪⱪan hemirdin bir nanni «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» süpitidǝ Pǝrwǝrdigarƣa sununglar.
Дәвирдин-дәвиргә силәр дәсләпки һосулдин чиққан хемирдин бир нанни «көтәрмә һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарға сунуңлар.
22 Əgǝr silǝr ɵzünglar bilmǝy ezip gunaⱨ ⱪilip, Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣan bu barliⱪ ǝmirlirigǝ ǝmǝl ⱪilmiƣan bolsanglar,
Әгәр силәр өзүңлар билмәй езип гуна қилип, Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруған бу барлиқ әмирлиригә әмәл қилмиған болсаңлар,
23 yǝni Pǝrwǝrdigar buyruƣan kündin etibarǝn barliⱪ ǝwladliringlarƣiqǝ Pǝrwǝrdigarning Musaning wastisi bilǝn silǝrgǝ buyruƣan barliⱪ ixliriƣa ǝmǝl ⱪilmiƣan bolsanglar,
йәни Пәрвәрдигар буйруған күндин етиварән барлиқ әвлатлириңларғичә Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән силәргә буйруған барлиқ ишлириға әмәл қилмиған болсаңлар,
24 jamaǝt xundaⱪ birǝr gunaⱨning bilmǝy ɵtküzülgǝnlikidin hǝwǝrsiz bolsa, undaⱪta pütkül jamaǝt Pǝrwǝrdigarƣa huxbuy qiⱪarsun dǝp yax bir torpaⱪni kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ süpitidǝ sunsun ⱨǝmdǝ ⱪaidǝ-nizam boyiqǝ uningƣa munasiwǝtlik axliⱪ ⱨǝdiyǝ bilǝn xarab ⱨǝdiyǝni ⱪoxup sunsun, wǝ uning üstigǝ bir tekini gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ sunsun.
җамаәт шундақ бирәр гунаниң билмәй өткүзүлгәнлигидин хәвәрсиз болса, ундақта пүткүл җамаәт Пәрвәрдигарға хушбуй чиқарсун дәп яш бир топақни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунсун һәмдә қаидә-низам бойичә униңға мунасивәтлик ашлиқ һәдийә билән шарап һәдийәни қошуп сунсун, вә униң үстигә бир текини гуна қурбанлиғи сүпитидә сунсун.
25 Xu yol bilǝn kaⱨin pütkül Israil jamaiti üqün kafarǝt kǝltürüp, bu gunaⱨ ulardin kǝqürüm ⱪilinidu; qünki bu bilmǝy ɵtküzüp ⱪoyƣan gunaⱨ wǝ ular ɵzlirining bilmǝy ɵtküzüp ⱪoyƣan gunaⱨi üqün ⱪurbanliⱪ, yǝni Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan ⱪurbanliⱪ wǝ gunaⱨ ⱪurbanliⱪini birliktǝ Pǝrwǝrdigar aldiƣa sunƣan.
Шу йол билән каһин пүткүл Исраил җамаити үчүн кафарәт кәлтүрүп, бу гуна улардин кәчүрүм қилиниду; чүнки бу билмәй өткүзүп қойған гуна вә улар өзлириниң билмәй өткүзүп қойған гунайи үчүн қурбанлиқ, йәни Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ вә гуна қурбанлиғини бирликтә Пәрвәрдигар алдиға сунған.
26 Bu gunaⱨ pütkül Israil jamaiti bilǝn ularning arisida turuwatⱪan musapirlarning ⱨǝmmisidin kǝqürüm ⱪilinidu, qünki bu pütkül hǝlⱪ bilmǝy turup ɵtküzüp ⱪoyƣan gunaⱨtur.
Бу гуна пүткүл Исраил җамаити билән уларниң арисида туруватқан мусапирларниң һәммисидин кәчүрүм қилиниду, чүнки бу пүткүл хәлиқ билмәй туруп өткүзүп қойған гунадур.
27 Əgǝr bir kixi bilmǝstin gunaⱨ ⱪilip ⱪoyƣan bolsa, u bir yaxliⱪ bir qixi oƣlaⱪni gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ sunsun.
Әгәр бир киши билмәстин гуна қилип қойған болса, у бир яшлиқ бир чиши оғлақни гуна қурбанлиғи сүпитидә сунсун.
28 Kaⱨin xu yol bilǝn bilmǝy gunaⱨ ⱪilip ⱪoyƣan adǝm üqün kafarǝt kǝltüridu; uning üqün kafarǝt kǝltürsǝ uning Pǝrwǝrdigar aldida bilmǝy ɵtküzgǝn gunaⱨi uningdin kǝqürüm ⱪilinidu.
Каһин шу йол билән билмәй гуна қилип қойған адәм үчүн кафарәт кәлтүриду; униң үчүн кафарәт кәлтүрсә униң Пәрвәрдигар алдида билмәй өткүзгән гунайи униңдин кәчүрүм қилиниду.
29 Bilmǝy birǝr sǝwǝnlik ɵtküzüp ⱪoyƣan barliⱪ kixilǝrgǝ, mǝyli xu zeminda tuƣulƣan Israillar bolsun yaki ularning arisida turuwatⱪan musapirlarƣa bolsun, — silǝrning ⱨǝmminglarƣa ohxax bir ⱪanun-bǝlgilimǝ tǝtbiⱪlinidu.
Билмәй бирәр сәһвәнлик өткүзүп қойған барлиқ кишиләргә, мәйли шу зиминда туғулған Исраиллар болсун яки уларниң арисида туруватқан мусапирларға болсун, — силәрниң һәммиңларға охшаш бир қанун-бәлгүлимә тәтбиқлиниду.
30 Lekin yürikini ⱪaptǝk ⱪilip ix kɵrgǝn kixi, mǝyli u zeminda tuƣulƣan bolsun yaki musapir bolsun, Pǝrwǝrdigarƣa ⱨaⱪarǝt kǝltürgǝn bolidu; u ⱨaman ɵz hǝlⱪidin üzüp taxlinidu.
Лекин жүригини қаптәк қилип иш көргән киши, мәйли у зиминда туғулған болсун яки мусапир болсун, Пәрвәрдигарға һақарәт кәлтүргән болиду; у һаман өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
31 U Pǝrwǝrdigarning sɵzini mǝnsitmigǝnikǝn, Pǝrwǝrdigarning ǝmrigǝ hilapliⱪ ⱪilƣanikǝn; xuning üqün u qoⱪum üzüp taxlinidu; gunaⱨi ɵzining bexiƣa qüxidu.
У Пәрвәрдигарниң сөзини мәнситмигән екән, Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилған екән; шуниң үчүн у чоқум үзүп ташлиниду; гунайи өзиниң бешиға чүшиду.
32 Israillar qɵl-jǝziridiki waⱪitlirida, bir kixining xabat künidǝ otun tǝrgǝnliki bayⱪaldi.
Исраиллар чөл-җәзиридики вақитлирида, бир кишиниң шабат күнидә отун тәргәнлиги байқалди.
33 Otun teriwatⱪanliⱪini bayⱪap ⱪalƣanlar uni Musa, Ⱨarun wǝ pütkül jamaǝtning aldiƣa elip kǝldi.
Отун териватқанлиғини байқап қалғанлар уни Муса, Һарун вә пүткүл җамаәтниң алдиға елип кәлди.
34 Uni ⱪandaⱪ bir tǝrǝp ⱪilix kerǝkliki tehi kɵrsitilmigǝqkǝ, ular uni ⱪamap ⱪoydi.
Уни қандақ бир тәрәп қилиш керәклиги техи көрситилмигәчкә, улар уни қамап қойди.
35 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — U adǝm ɵltürülmisǝ bolmaydu; pütün jamaǝt uni bargaⱨning texiƣa ǝpqiⱪip qalma-kesǝk ⱪilip ɵltürsun, — dedi.
Пәрвәрдигар Мусаға: — У адәм өлтүрүлмисә болмайду; пүтүн җамаәт уни баргаһниң тешиға әпчиқип чалма-кесәк қилип өлтүрсун, — деди.
36 Andin pütün jamaǝt u adǝmni bargaⱨ sirtiƣa ǝpqiⱪip, huddi Pǝrwǝrdigar Musaƣa buyruƣandǝk, qalma-kesǝk ⱪilip ɵltürdi.
Андин пүтүн җамаәт у адәмни баргаһ сиртиға әпчиқип, худди Пәрвәрдигар Мусаға буйруғандәк, чалма-кесәк қилип өлтүрди.
37 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
38 Sǝn Israillarƣa mundaⱪ degin, ular ǝwladmu-ǝwlad kiyim-keqǝklirining qɵrisigǝ quqilarni tutsun ⱨǝm burjikidiki quqilirining ⱨǝrbirigǝ kɵk xoyna tikip ⱪoysun;
Сән Исраилларға мундақ дегин, улар әвлатму-әвлат кийим-кечәклириниң чөрисигә чучиларни тутсун һәм бүҗигидики чучилириниң һәр биригә көк шойна тикип қойсун;
39 bu hil quqilar silǝrning uni tikip turuxunglar üqün bolidu; uni kɵrgǝndǝ Pǝrwǝrdigarning barliⱪ ǝmrlirini esinglarda tutup, ularƣa ǝmǝl ⱪilixinglar üqün bu silǝrgǝ bir ǝslǝtmǝ bolidu; xuningdǝk silǝrning ⱨazirⱪidǝk ɵzünglarning kɵnglünglar wǝ kɵzünglarning kǝynigǝ kirip, ⱪatirap buzuⱪluⱪ ⱪilip kǝtmǝslikinglar,
бу хил чучилар силәрниң уни тикип турушуңлар үчүн болиду; уни көргәндә Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлирини есиңларда тутуп, уларға әмәл қилишиңлар үчүн бу силәргә бир әсләтмә болиду; шуниңдәк силәрниң һазирқидәк өзүңларниң көңлүңлар вә көзүңларниң кәйнигә кирип, қатирап бузуқлуқ қилип кәтмәслигиңлар,
40 Mening barliⱪ ǝmrlirimni ǝstǝ tutuxunglar ⱨǝm uningƣa ǝmǝl ⱪilip, Hudayinglarƣa atap pak-muⱪǝddǝs boluxunglar üqün bolsun.
Мениң барлиқ әмирлиримни әстә тутушуңлар һәм униңға әмәл қилип, Худайиңларға атап пак-муқәддәс болушуңлар үчүн болсун.
41 Mǝn Hudayinglar bolux üqün silǝrni Misir zeminidin elip qiⱪⱪan Pǝrwǝrdigardurmǝn; Mǝn Pǝrwǝrdigar Hudayinglardurmǝn.
Мән Худайиңлар болуш үчүн силәрни Мисир зиминидин елип чиққан Пәрвәрдигардурмән; Мән Пәрвәрдигар Худайиңлардурмән.

< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 15 >