< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 12 >
1 Mǝriyǝm bilǝn Ⱨarun Musaning ⱨǝbǝxlik ⱪizni hotunluⱪⱪa alƣini üqün uningƣa ⱪarxi sɵz ⱪildi (qünki u ⱨǝbǝxlik bir ⱪizni alƣanidi).
Мәрийәм билән Һарун Мусаниң һәбәшлик қизни хотунлуққа алғини үчүн униңға қарши сөз қилди (чүнки у һәбәшлик бир қизни алған еди).
2 Ular: — Pǝrwǝrdigar pǝⱪǝt Musa bilǝnla sɵzlixip, biz bilǝn sɵzlǝxmǝptimu? — deyixti. Bu gǝpni Pǝrwǝrdigar anglidi.
Улар: — Пәрвәрдигар пәқәт Муса биләнла сөзлишип, биз билән сөзләшмәптиму? — дейишти. Бу гәпни Пәрвәрдигар аңлиди.
3 Musa degǝn bu adǝm intayin kǝmtǝr-mɵmin adǝm bolup, bu tǝrǝptǝ yǝr yüzidikilǝr arisida uning aldiƣa ɵtidiƣini yoⱪ idi.
Муса дегән бу адәм интайин кәмтәр-мөмин адәм болуп, бу тәрәптә йәр йүзидикиләр арисида униң алдиға өтидиғини йоқ еди.
4 Pǝrwǝrdigar Musa, Ⱨarun wǝ Mǝriyǝmgǝ tuyuⱪsiz: — Silǝr üqünglar jamaǝt qediriƣa kelinglar, — dedi. Üqilisi qiⱪip kǝldi.
Пәрвәрдигар Муса, Һарун вә Мәрийәмгә туюқсиз: — Силәр үчүңлар җамаәт чедириға келиңлар, — деди. Үчилиси чиқип кәлди.
5 Andin Pǝrwǝrdigar [ǝrxtin] bulut tüwrüki iqidǝ qüxüp, jamaǝt qedirining aldida tohtap, Ⱨarun bilǝn Mǝryǝmni ⱪiqⱪiriwidi, ular aldiƣa kǝldi.
Андин Пәрвәрдигар [әрштин] булут түврүги ичидә чүшүп, җамаәт чедириниң алдида тохтап, Һарун билән Мәрйәмни қичқиривиди, улар алдиға кәлди.
6 U ularƣa: — Əmdi silǝr gepimni anglanglar, ǝgǝr silǝrning aranglarda pǝyƣǝmbǝr bolsa, Mǝn Pǝrwǝrdigar alamǝt kɵrünüxtǝ uningƣa Ɵzümni ayan ⱪilimǝn, qüxidǝ uning bilǝn sɵzliximǝn.
У уларға: — Әнди силәр гепимни аңлаңлар, әгәр силәрниң араңларда пәйғәмбәр болса, Мән Пәрвәрдигар аламәт көрүнүштә униңға Өзүмни аян қилимән, чүшидә униң билән сөзлишимән.
7 Lekin ⱪulum Musaƣa nisbǝtǝn undaⱪ ǝmǝs; u barliⱪ ailǝm iqidǝ tolimu sadiⱪtur;
Лекин қулум Мусаға нисбәтән ундақ әмәс; у барлиқ аиләм ичидә толиму садиқтур;
8 Mǝn uning bilǝn tepixmaⱪ eytip olturmay, yüzmu yüz turup biwasitǝ sɵzliximǝn; u Mǝn Pǝrwǝrdigarning ⱪiyapitini kɵrǝlǝydu. Əmdi silǝr nemixⱪa ⱪulum Musa toƣruluⱪ yaman gǝp ⱪilixtin ⱪorⱪmidinglar? — dedi.
Мән униң билән тепишмақ ейтип олтармай, йүзму йүз туруп беваситә сөзлишимән; у Мән Пәрвәрдигарниң қияпитини көрәләйду. Әнди силәр немишкә қулум Муса тоғрилиқ яман гәп қилиштин қорқмидиңлар? — деди.
9 Pǝrwǝrdigarning otluⱪ ƣǝzipi ularƣa ⱪozƣaldi wǝ u ketip ⱪaldi.
Пәрвәрдигарниң отлуқ ғәзиви уларға қозғалди вә у кетип қалди.
10 Xuning bilǝn bulut jamaǝt qediri üstidin kǝtti, wǝ mana, Mǝryǝm huddi ap’aⱪ ⱪardǝk pesǝ-mahaw bolup kǝtti; Ⱨarun burulup Mǝryǝmgǝ ⱪariwidi, mana, u pesǝ-mahaw bolup ⱪalƣanidi.
Шуниң билән булут җамаәт чедири үстидин кәтти, вә мана, Мәрйәм худди аппақ қардәк песә-мохо болуп кәтти; Һарун бурулуп Мәрйәмгә қаривиди, мана, у песә-мохо болуп қалған еди.
11 Ⱨarun Musaƣa: — Way hojam! Nadanliⱪ ⱪilip gunaⱨ ɵtküzüp ⱪoyƣanliⱪimiz sǝwǝbidin bu gunaⱨni bizning üstimizgǝ artmiƣaysǝn.
Һарун Мусаға: — Вай ғоҗам! Наданлиқ қилип гуна өткүзүп қойғанлиғимиз сәвәвидин бу гунани бизниң үстимизгә артмиғайсән.
12 U huddi anisining ⱪorsiⱪidin qiⱪⱪandila bǝdini yerim qirik, ɵlük tuƣulƣan balidǝk bolup ⱪalmiƣay! — dedi.
У худди анисиниң қосиғидин чиққандила бәдини йерим чирик, өлүк туғулған балидәк болуп қалмиғай! — деди.
13 Xuning bilǝn Musa Pǝrwǝrdigarƣa: — I Tǝngri, uning kesilini saⱪaytiwǝtkǝn bolsang, — dǝp nida ⱪildi.
Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарға: — И Тәңри, униң кесилини сақайтивәткән болсаң, — дәп нида қилди.
14 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Əgǝr atisi uning yüzigǝ tükürgǝn bolsa, u yǝttǝ kün hijilqiliⱪ iqidǝ turƣan bolatti ǝmǝsmu? Əmdi u bargaⱨning sirtiƣa yǝttǝ kün ⱪamap ⱪoyulsun, andin u ⱪaytip kǝlsun, — dedi.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Әгәр атиси униң йүзигә түкүргән болса, у йәттә күн хиҗилчилиқ ичидә турған болатти әмәсму? Әнди у баргаһниң сиртиға йәттә күн қамап қоюлсун, андин у қайтип кәлсун, — деди.
15 Xuning bilǝn Mǝryǝm bargaⱨ sirtiƣa yǝttǝ kün ⱪamap ⱪoyuldi, taki Mǝryǝm ⱪaytip kǝlgüqǝ hǝlⱪ yolƣa qiⱪmay turup turdi.
Шуниң билән Мәрйәм баргаһ сиртиға йәттә күн қамап қоюлди, таки Мәрйәм қайтип кәлгичә хәлиқ йолға чиқмай туруп турди.
16 Andin keyin hǝlⱪ Ⱨazirottin yolƣa qiⱪip, Paran qɵlidǝ bargaⱨ ⱪurdi.
Андин кейин хәлиқ Һазироттин йолға чиқип, Паран чөлидә баргаһ қурди.