< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 11 >
1 Wǝ xundaⱪ boldiki, hǝlⱪ ƣotuldixatti, ularning ƣotuldaxliri Pǝrwǝrdigarning ⱪuliⱪiƣa yetip intayin rǝzil anglandi; U bu sɵzlǝrni anglidi wǝ Uning ƣǝzipi ⱪozƣaldi; Pǝrwǝrdigarning ot-yalⱪuni ularning arisida tutixip, bargaⱨning qetidiki bǝzilǝrni kɵydürüxkǝ baxlidi.
Вә шундақ болдики, хәлиқ ғотулдишатти, уларниң ғотулдашлири Пәрвәрдигарниң қулиқиға йетип интайин рәзил аңланди; У бу сөзләрни аңлиди вә Униң ғәзиви қозғалди; Пәрвәрдигарниң от-ялқуни уларниң арисида тутишип, баргаһниң четидики бәзиләрни көйдүрүшкә башлиди.
2 Hǝlⱪ bu qaƣda Musaƣa yalwuriwidi, Musa Pǝrwǝrdigardin tilidi; xuning bilǝn ot pǝsiyip ɵqti.
Хәлиқ бу чағда Мусаға ялвуривиди, Муса Пәрвәрдигардин тилиди; шуниң билән от пәсийип өчти.
3 Pǝrwǝrdigarning oti ularning otturisida tutaxⱪanliⱪi üqün u u yǝrgǝ «Tabǝraⱨ» dǝp at ⱪoydi.
Пәрвәрдигарниң оти уларниң оттурисида туташқанлиғи үчүн у у йәргә «Табәраһ» дәп ат қойди.
4 Ularning arisidiki xalƣut kixilǝrning nǝpsi taⱪildap kǝtti, Israillarmu yǝnǝ yiƣlaxⱪa baxlidi: «Əmdi bizgǝ kim gɵx beridu?
Уларниң арисидики шалғут кишиләрниң нәпси тақилдап кәтти, Исраилларму йәнә жиғлашқа башлиди: «Әнди бизгә ким гөш бериду?
5 Ⱨelimu esimizdiki, biz Misirdiki qaƣlarda pul hǝjlimǝy turupmu beliⱪ yeyǝlǝyttuⱪ, yǝnǝ tǝrhǝmǝk, tawuz, piyaz wǝ küdǝ piyaz bilǝn samsaⱪmu bar idi.
Һелиму есимиздики, биз Мисирдики чағларда пул хәҗлимәй турупму белиқ йейәләйттуқ, йәнә тәрхәмәк, тавуз, пияз вә күдә пияз билән самсақму бар еди.
6 Mana bu yǝrdǝ ⱨazir kɵz aldimizda mannadin baxⱪa ⱨeqnemǝ yoⱪ, ǝmdi bizning jenimizmu ⱪurup ketiwatidu» deyixti.
Мана бу йәрдә һазир көз алдимизда маннадин башқа һеч немә йоқ, әнди бизниң җенимизму қуруп кетиватиду» дейишти.
7 Manna goya yumƣaⱪsüt uruⱪiƣa, kɵrünüxi goya kǝⱨriwaƣa ohxaytti.
Манна гоя юмғақсүт уруғиға, көрүнүши гоя кәһриваға охшайтти.
8 Kixilǝr uyan-buyan qepip uni yiƣip, bǝzidǝ yarƣunqaⱪta ezip, bǝzidǝ ⱨawanqida soⱪup, ya bǝzidǝ ⱪazanda pixurup nan ⱪilip yǝytti; tǝmi zǝytun mayliⱪ toⱪaqlarƣa ohxaytti.
Кишиләр уян-буян чепип уни жиғип, бәзидә ярғунчақта езип, бәзидә һаванчида соқуп, я бәзидә қазанда пиширип нан қилип йәйтти; тәми зәйтун майлиқ тоғачларға охшайтти.
9 Keqidǝ bargaⱨⱪa xǝbnǝm qüxkǝndǝ, mannamu xuning üstigǝ qüxǝtti.
Кечидә баргаһқа шәбнәм чүшкәндә, маннаму шуниң үстигә чүшәтти.
10 Musa hǝlⱪning ailimu-ailǝ ⱨǝrbiri ɵz qedirining ixiki aldida yiƣa-zar ⱪilixiwatⱪinini anglidi; buningƣa Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi ⱪattiⱪ ⱪozƣaldi, bu ix Musaning nǝziridimu yaman kɵründi.
Муса хәлиқниң аилиму-аилә һәр бири өз чедириниң ишиги алдида жиға-зерә қилишиватқинини аңлиди; буниңға Пәрвәрдигарниң ғәзиви қаттиқ қозғалди, бу иш Мусаниң нәзиридиму яман көрүнди.
11 Musa Pǝrwǝrdigarƣa: — Sǝn bu barliⱪ hǝlⱪning eƣir yükini manga artip ⱪoyup, mǝn ⱪulungni nemixⱪa bundaⱪ ⱪiynaysǝn; nemixⱪa mǝn Sening aldingda iltipat tapmaymǝn?
Муса Пәрвәрдигарға: — Сән бу барлиқ хәлиқниң еғир жүкини маңа артип қоюп, мән қулуңни немишкә бундақ қийнайсән; немишкә мән Сениң алдиңда илтипат тапмаймән?
12 Ya mǝn bu pütün hǝlⱪⱪǝ ⱨamilidar bolup, ularni tuƣdummu? Sǝn tehi manga: «Sǝn ularni Mǝn ⱪǝsǝm iqip ularning ata-bowiliriƣa miras ⱪilƣan xu yǝrgǝ yǝtküzgüqǝ, huddi baⱪⱪan atisi ǝmqǝktiki bowaⱪni baƣriƣa alƣandǝk baƣringƣa elip kɵtürüp mang» dǝwatisǝn?
Я мән бу пүтүн хәлиққә һамилдар болуп, уларни туғдумму? Сән техи маңа: «Сән уларни Мән қәсәм ичип уларниң ата-бовилириға мирас қилған шу йәргә йәткүзгичә, худди баққан атиси әмчәктики бовақни бағриға алғандәк бағриңға елип көтирип маң» дәватисән?
13 Mǝn bu hǝlⱪⱪǝ nǝdin gɵx tepip berǝlǝymǝn? Qünki ular manga yiƣlap: «Sǝn bizgǝ yegüdǝk gɵx tepip bǝr!» deyixmǝktǝ.
Мән бу хәлиққә нәдин гөш тепип берәләймән? Чүнки улар маңа жиғлап: «Сән бизгә йегидәк гөш тепип бәр!» дейишмәктә.
14 Mǝn bu hǝlⱪni kɵtürüxni yalƣuz üstümgǝ elip ketǝlmǝydikǝnmǝn, bu ix manga bǝk eƣir keliwatidu.
Мән бу хәлиқни көтиришни ялғуз үстүмгә елип кетәлмәйдикәнмән, бу иш маңа бәк еғир келиватиду.
15 Əgǝr Sǝn manga muxundaⱪ muamilǝ ⱪilmaⱪqi bolsang, mǝn ɵtünüp ⱪalay, bu harab ⱨalitimni manga kɵrsǝtmǝy, iltipat ⱪilip meni ɵltürüwǝt! — dedi.
Әгәр Сән маңа мошундақ муамилә қилмақчи болсаң, мән өтүнүп қалай, бу харап һалитимни маңа көрсәтмәй, илтипат қилип мени өлтүрүвәт! — деди.
16 Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ dedi: — Israil aⱪsaⱪalliri iqidin, sǝn yenimƣa tonuydiƣan hǝlⱪ aⱪsaⱪalliri wǝ bǝglǝrdin yǝtmixni tallap yiƣⱪin, ularni jamaǝt qedirining aldiƣa ǝkǝl. Ular sening bilǝn billǝ xu yǝrdǝ tursun.
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Исраил ақсақаллири ичидин, сән йенимға тонуйдиған хәлиқ ақсақаллири вә бәгләрдин йәтмишни таллап жиққин, уларни җамаәт чедириниң алдиға әкәл. Улар сениң билән биллә шу йәрдә турсун.
17 Mǝn xu yǝrgǝ qüxüp sening bilǝn sɵzliximǝn; wǝ sening üstüngdǝ turuwatⱪan Roⱨni elip ularning üstigimu bɵlüp ⱪoyimǝn. Xuning bilǝn ular sǝn bilǝn billǝ hǝlⱪni kɵtürüx mǝs’uliyitini üstigǝ alidu, andin sǝn uni ɵzüng yalƣuz kɵtürmǝydiƣan bolisǝn.
Мән шу йәргә чүшүп сениң билән сөзлишимән; вә сениң үстүңдә туруватқан Роһни елип уларниң үстигиму бөлүп қойимән. Шуниң билән улар сән билән биллә хәлиқни көтириш мәсъулийитини үстигә алиду, андин сән уни өзүң ялғуз көтәрмәйдиған болисән.
18 Sǝn hǝlⱪⱪǝ mundaⱪ degin: «Ətǝ gɵx yiyixkǝ tǝyyarlinip ɵzǝnglǝrni [Hudaƣa] atap paklanglar; qünki silǝr Pǝrwǝrdigarning ⱪuliⱪini aƣritip yiƣlap: «Əmdi kim bizgǝ gɵx beridu? Aⱨ, Misirdiki ⱨalimiz bǝk yahxi idi!» degǝnidinglar ǝmǝsmu? Pǝrwǝrdigar dǝrwǝⱪǝ silǝrgǝ gɵx beridu, silǝr uningdin yǝysilǝr.
Сән хәлиққә мундақ дегин: «Әтә гөш йийишкә тәйярлинип өзәңләрни [Худаға] атап паклаңлар; чүнки силәр Пәрвәрдигарниң қулиқини ағритип жиғлап: «Әнди ким бизгә гөш бериду? Аһ, Мисирдики һалимиз бәк яхши еди!» дегән едиңлар әмәсму? Пәрвәрдигар дәрвәқә силәргә гөш бериду, силәр униңдин йәйсиләр.
19 Silǝr bir kün, ikki kün ǝmǝs, bǝx kün, on kün ǝmǝs, yigirmǝ künmu ǝmǝs,
Силәр бир күн, икки күн әмәс, бәш күн, он күн әмәс, жигирмә күнму әмәс,
20 bǝlki pütün bir ay yǝysilǝr, taki burninglardin etilip qiⱪip ⱨɵ bolƣuqǝ yǝysilǝr; qünki silǝr aranglarda turuwatⱪan Pǝrwǝrdigarni mǝnsitmǝy, uning aldida yiƣlap turup: «Biz nemǝ üqün Misirdin qiⱪtuⱪ?» — dedinglar».
бәлки пүтүн бир ай йәйсиләр, таки бурниңлардин етилип чиқип һө болғичә йәйсиләр; чүнки силәр араңларда туруватқан Пәрвәрдигарни мәнситмәй, униң алдида жиғлап туруп: «Биз немә үчүн Мисирдин чиқтуқ?» — дедиңлар».
21 Musa: — Mǝn ularning arisida turuwatⱪan bu hǝlⱪtin yolƣa qiⱪalaydiƣan ǝrkǝklǝr altǝ yüz ming tursa, Sǝn tehi: «Mǝn ularni gɵx yǝydiƣan, ⱨǝtta pütün bir ay gɵx yǝydiƣan ⱪilimǝn» dǝysǝn;
Муса: — Мән уларниң арисида туруватқан бу хәлиқтин йолға чиқалайдиған әркәкләр алтә йүз миң турса, Сән техи: «Мән уларни гөш йәйдиған, һәтта пүтүн бир ай гөш йәйдиған қилимән» дәйсән;
22 ǝmisǝ ⱪoy, kala padilirining ⱨǝmmisi soyulsa ularƣa yetǝmdu? Yaki dengizdiki ⱨǝmmǝ beliⱪ ularƣa tutup berilsǝ, ularning yiyixigǝ yitǝrmu? — dedi.
әмисә қой, кала падилириниң һәммиси союлса уларға йетәмду? Яки деңиздики һәммә белиқ уларға тутуп берилсә, уларниң йийишигә йитәрму? — деди.
23 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Pǝrwǝrdigarning ⱪoli ⱪisⱪa bolup ⱪaptimu? Əmdi kɵrüp baⱪⱪinǝ, Mening sanga degǝn sɵzüm ǝmǝlgǝ axurulamdu-yoⱪ? — dedi.
Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Пәрвәрдигарниң қоли қисқа болуп қаптиму? Әнди көрүп баққинә, Мениң саңа дегән сөзүм әмәлгә ашуруламду-йоқ? — деди.
24 Xuning bilǝn Musa qiⱪip Pǝrwǝrdigarning sɵzini hǝlⱪⱪǝ yǝtküzdi wǝ hǝlⱪ iqidiki aⱪsaⱪallardin yǝtmix adǝmni tallap yiƣip ularni jamaǝt qedirining ǝtrapida turƣuzdi.
Шуниң билән Муса чиқип Пәрвәрдигарниң сөзини хәлиққә йәткүзди вә хәлиқ ичидики ақсақаллардин йәтмиш адәмни таллап жиғип уларни җамаәт чедириниң әтрапида турғузди.
25 Andin Pǝrwǝrdigar bulut iqidin qüxüp, Musa bilǝn sɵzlixip, uningdiki Roⱨtin elip yǝtmix aⱪsaⱪalƣa ⱪoydi; Roⱨ ularning üstigǝ ⱪonuxi bilǝn ular bexarǝt berixkǝ kirixti. Lekin xu waⱪittin keyin ular undaⱪ ⱪilmidi.
Андин Пәрвәрдигар булут ичидин чүшүп, Муса билән сөзлишип, униңдики Роһтин елип йәтмиш ақсақалға қойди; Роһ уларниң үстигә қонуши билән улар бешарәт беришкә киришти. Лекин шу вақиттин кейин улар ундақ қилмиди.
26 Lekin u qaƣda ulardin ikki adǝm bargaⱨta ⱪaldi; birsining ismi Əldad, ikkinqisi Medad idi (ular ǝslidǝ aⱪsaⱪallarning arisida tizimlanƣanidi, lekin ibadǝt qediriƣa qiⱪmay ⱪalƣanidi). Roⱨ ularning üstidimu ⱪondi wǝ ular bargaⱨ iqidǝ bexarǝt berixkǝ baxlidi.
Лекин у чағда улардин икки адәм баргаһта қалди; бирисиниң исми Әлдад, иккинчиси Медад еди (улар әслидә ақсақалларниң арисида тизимланған еди, лекин ибадәт чедириға чиқмай қалған еди). Роһ уларниң үстидиму қонди вә улар баргаһ ичидә бешарәт беришкә башлиди.
27 Yax bir yigit yügürüp kelip Musaƣa: — Əldad bilǝn Medad bargaⱨta bexarǝt beriwatidu, — dedi.
Яш бир жигит жүгүрүп келип Мусаға: — Әлдад билән Медад баргаһта бешарәт бериватиду, — деди.
28 Musaning hizmǝtkari, Musa talliƣan sǝrhil yigitliridin biri, Nunning oƣli Yǝxua ⱪopup: — I hojam Musa, ularni tosuƣayla, — dedi.
Мусаниң хизмәткари, Муса таллиған сәрхил жигитлиридин бири, Нунниң оғли Йәшуа қопуп: — И ғоҗам Муса, уларни тосуғайла, — деди.
29 Lekin Musa uningƣa: — Sǝn mening sǝwǝbimdin ⱨǝsǝt ⱪiliwatamsǝn? Pǝrwǝrdigarning pütün hǝlⱪi pǝyƣǝmbǝr bolup kǝtsǝ idi, Pǝrwǝrdigar Ɵzining Roⱨini ularning üstigǝ ⱪoysa idi! — dedi.
Лекин Муса униңға: — Сән мениң сәвәвимдин һәсәт қиливатамсән? Пәрвәрдигарниң пүтүн хәлқи пәйғәмбәр болуп кәтсә еди, Пәрвәрдигар Өзиниң Роһини уларниң үстигә қойса еди! — деди.
30 Xuning bilǝn Musa bilǝn Israil aⱪsaⱪallirining ⱨǝmmisi bargaⱨⱪa ⱪaytip ketixti.
Шуниң билән Муса билән Исраил ақсақаллириниң һәммиси баргаһқа қайтип кетишти.
31 Əmdi Pǝrwǝrdigar aldidin bir xamal qiⱪip, u dengiz tǝrǝptin bɵdünilǝrni uqurtup kelip, bargaⱨning ǝtrapiƣa yeyiwǝtti; bɵdünilǝr bargaⱨning u tǝripidimu bir künlük yol, bu tǝripidimu bir künlük yol kǝlgüdǝk yǝr yüzini ikki gǝz egizliktǝ kǝlgüdǝk ⱪaplidi.
Әнди Пәрвәрдигар алдидин бир шамал чиқип, у деңиз тәрәптин бөдүниләрни учуртуп келип, баргаһниң әтрапиға йейивәтти; бөдүниләр баргаһниң у тәрипидиму бир күнлүк йол, бу тәрипидиму бир күнлүк йол кәлгидәк йәр йүзини икки гәз егизликтә кәлгидәк қаплиди.
32 Hǝlⱪ ornidin turup pütkül xu küni, xu keqisi wǝ ǝtisi pütün kün bɵdünǝ tutup yiƣdi, ǝng az degǝnlirimu alaⱨazǝl ikki homir yiƣdi; ular bularni bargaⱨning tɵt ǝtrapiƣa ɵzliri üqün yeyixti.
Хәлиқ орнидин туруп пүткүл шу күни, шу кечиси вә әтиси пүтүн күн бөдүнә тутуп жиғди, әң аз дегәнлириму алаһазәл икки хомир жиғди; улар буларни баргаһниң төрт әтрапиға өзлири үчүн йейишти.
33 Ular gɵxni qaynap ezip bolmay, gɵx tehi qixliri arisida turƣanda, Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi ularƣa ⱪozƣilip, hǝlⱪni intayin eƣir bir waba bilǝn urdi.
Улар гөшни чайнап езип болмай, гөш техи чишлири арисида турғанда, Пәрвәрдигарниң ғәзиви уларға қозғилип, хәлиқни интайин еғир бир ваба билән урди.
34 Xunga kixilǝr xu yǝrni «Ⱪibrot-Ⱨattawaⱨ» dǝp atidi; qünki ular xu yǝrdǝ nǝpsi taⱪildiƣan kixilǝrni yǝrlikkǝ ⱪoyƣanidi.
Шуңа кишиләр шу йәрни «Қиброт-Һаттаваһ» дәп атиди; чүнки улар шу йәрдә нәпси тақилдиған кишиләрни йәрликкә қойған еди.
35 Keyin hǝlⱪ Ⱪibrot-Ⱨattawaⱨtin yolƣa qiⱪip Ⱨazirotⱪa kelip, Ⱨazirotta tohtidi.
Кейин хәлиқ Қиброт-Һаттаваһтин йолға чиқип Һазиротқа келип, Һазиротта тохтиди.