< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 10 >
1 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Sǝn ɵzünggǝ ikki kanay yasatⱪin; ularni kümüxtin soⱪtur. Ular jamaǝtni yiƣixⱪa, xundaⱪla jamaǝtni bargaⱨlirini yiƣixturup yolƣa qiⱪixⱪa qaⱪirix üqün ixlitilidu.
Сән өзүңгә икки канай ясатқин; уларни күмүчтин соқтур. Улар җамаәтни жиғишқа, шундақла җамаәтни баргаһлирини жиғиштуруп йолға чиқишқа чақириш үчүн ишлитилиду.
3 Ikki kanay qelinƣanda pütkül jamaǝt sening yeningƣa jamaǝt qediri dǝrwazisining aldiƣa yiƣilidiƣan bolsun.
Икки канай челинғанда пүткүл җамаәт сениң йениңға җамаәт чедири дәрвазисиниң алдиға жиғилидиған болсун.
4 Əgǝr yalƣuz biri qelinsa, ǝmirliri, yǝni mingliƣan Israillarning mingbexiliri sening yeningƣa kelip yiƣilsun.
Әгәр ялғуз бири челинса, әмирлири, йәни миңлиған Исраилларниң миң бешилири сениң йениңға келип жиғилсун.
5 Silǝr ⱪattiⱪ yuⱪiri awaz bilǝn qalƣanda kün qiⱪix tǝrǝptiki bargaⱨlar yolƣa qiⱪsun.
Силәр қаттиқ жуқури аваз билән чалғанда күн чиқиш тәрәптики баргаһлар йолға чиқсун.
6 Andin silǝr ikkinqi ⱪetim ⱪattiⱪ, yuⱪiri awaz bilǝn qalƣanda jǝnub tǝrǝptiki bargaⱨlar yolƣa qiⱪsun; ular yolƣa qiⱪⱪan qaƣda kanay ⱪattiⱪ, yuⱪiri awaz bilǝn qelinixi kerǝktur.
Андин силәр иккинчи қетим қаттиқ, жуқури аваз билән чалғанда җәнуп тәрәптики баргаһлар йолға чиқсун; улар йолға чиққан чағда канай қаттиқ, жуқури аваз билән челиниши керәктур.
7 Jamaǝtni yiƣilixⱪa qaⱪiridiƣan qaƣda, kanay qelinglar, ǝmma ⱪattiⱪ, yuⱪiri awaz bilǝn qalmanglar;
Җамаәтни жиғилишқа чақиридиған чағда, канай челиңлар, амма қаттиқ, жуқури аваз билән чалмаңлар;
8 Ⱨarunning ǝwladliri, kaⱨin bolƣanlar kanaylarni qalsun; bular silǝrgǝ ǝwladmu-ǝwlad bir ǝbǝdiy bǝlgilimǝ bolsun.
Һарунниң әвлатлири, каһин болғанлар канайларни чалсун; булар силәргә әвлатму-әвлат бир әбәдий бәлгүлимә болсун.
9 Əgǝr silǝr ɵz zemininglarda silǝrgǝ zulum salƣan düxmininglar bilǝn jǝng ⱪilixⱪa qiⱪsanglar, ⱪattiⱪ, yuⱪiri awaz bilǝn qelinglar. Xuning bilǝn ɵzünglarning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarning aldida yad etilip, düxmininglardin ⱪutulisilǝr.
Әгәр силәр өз зиминиңларда силәргә зулум салған дүшминиңлар билән җәң қилишқа чиқсаңлар, қаттиқ, жуқури аваз билән челиңлар. Шуниң билән өзүңларниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң алдида яд етилип, дүшминиңлардин қутулисиләр.
10 Buningdin baxⱪa, huxal künliringlarda, bekitilgǝn ⱨeytliringlarda wǝ ayning birinqi künliridǝ, silǝr kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ wǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirini sunƣininglarda, ⱪurbanliⱪlarning aldida turup kanay qelinglar; xuning bilǝn [kanaylar] silǝrni Hudayinglarƣa ǝslǝtküqi bolidu; Mǝn Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
Буниңдин башқа, хошал күнлириңларда, бекитилгән һейтлириңларда вә айниң биринчи күнлиридә, силәр көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлирини сунғиниңларда, қурбанлиқларниң алдида туруп канай челиңлар; шуниң билән [канайлар] силәрни Худайиңларға әсләткүчи болиду; Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
11 Ikkinqi yili, ikkinqi ayning yigirminqi küni bulut ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ qedirining üstidin kɵtürüldi;
Иккинчи жили, иккинчи айниң жигирминчи күни булут һөкүм-гувалиқ чедириниң үстидин көтирилди;
12 xuning bilǝn Israillar Sinay qɵlidin qiⱪip, yol elip sǝpǝrlirini baxlidi; bulut Paran qɵlidǝ tohtidi.
шуниң билән Исраиллар Синай чөлидин чиқип, йол елип сәпәрлирини башлиди; булут Паран чөлидә тохтиди.
13 Bu ularning birinqi ⱪetim Pǝrwǝrdigarning Musaning wastisi bilǝn ⱪilƣan ǝmri boyiqǝ yolƣa qiⱪixi boldi.
Бу уларниң биринчи қетим Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә йолға чиқиши болди.
14 Yǝⱨuda bargaⱨi ɵzining tuƣi astida ⱪoxun-ⱪoxun bolup aldi bilǝn yolƣa qiⱪti; ⱪoxunning baxliⱪi Amminadabning oƣli Naⱨxon idi.
Йәһуда баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп алди билән йолға чиқти; қошунниң башлиғи Амминадабниң оғли Наһшон еди.
15 Issakar ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Zuarning oƣli Nǝtanǝl idi.
Иссакар қәбилиси қошуниниң башлиғи Зуарниң оғли Нәтанәл еди.
16 Zǝbulun ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Ⱨelonning oƣli Eliab idi.
Зәбулун қәбилиси қошуниниң башлиғи Һелонниң оғли Елиаб еди.
17 Andin ibadǝt qediri quwulup, Gǝrxonning ǝwladliri bilǝn Mǝrarining ǝwladliri uni kɵtürüp yolƣa qiⱪti.
Андин ибадәт чедири чувулуп, Гәршонниң әвлатлири билән Мәрариниң әвлатлири уни көтирип йолға чиқти.
18 Rubǝn bargaⱨi ɵzining tuƣi astida ⱪoxun-ⱪoxun bolup yolƣa qiⱪti; ⱪoxunning baxliⱪi Xidɵrning oƣli Əlizur idi.
Рубән баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Шидөрниң оғли Әлизур еди.
19 Ximeon ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Zuri-xaddayning oƣli Xelumiyǝl idi.
Шимеон қәбилиси қошуниниң башлиғи Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл еди.
20 Gad ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Deuǝlning oƣli Əliasaf idi.
Гад қәбилиси қошуниниң башлиғи Деуәлниң оғли Әлиасаф еди.
21 Andin Koⱨatlar muⱪǝddǝs buyumlarni kɵtürüp yolƣa qiⱪti; ular yetip kelixtin burun ibadǝt qedirini [kɵtürgüqilǝr] kelip uni tiklǝp ⱪoyuxⱪanidi.
Андин Коһатлар муқәддәс буюмларни көтирип йолға чиқти; улар йетип келиштин бурун ибадәт чедирини [көтәргүчиләр] келип уни тикләп қоюшқан еди.
22 Əfraim bargaⱨi ɵzining tuƣi astida ⱪoxun-ⱪoxun bolup yolƣa qiⱪti; ⱪoxunning baxliⱪi Ammiⱨudning oƣli Əlixama idi.
Әфраим баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Аммиһудниң оғли Әлишама еди.
23 Manassǝⱨ ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Pidaⱨzurning oƣli Gamaliyǝl idi.
Манассәһ қәбилиси қошуниниң башлиғи Пидаһзурниң оғли Гамалийәл еди.
24 Binyamin ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Gideonining oƣli Abidan idi.
Бинямин қәбилиси қошуниниң башлиғи Гидеониниң оғли Абидан еди.
25 Dan bargaⱨi ⱨǝmmǝ bargaⱨlarning arⱪa muⱨapizǝtqisi bolup, ɵzining tuƣi astida ⱪoxun-ⱪoxun bolup yolƣa qiⱪti; ⱪoxunning baxliⱪi Ammixaddayning oƣli Aⱨiǝzǝr idi.
Дан баргаһи һәммә баргаһларниң арқа муһапизәтчиси болуп, өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр еди.
26 Axir ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Okranning oƣli Pagiyǝl idi.
Ашир қәбилиси қошуниниң башлиғи Окранниң оғли Пагийәл еди.
27 Naftali ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Enanning oƣli Aⱨira idi.
Нафтали қәбилиси қошуниниң башлиғи Енанниң оғли Аһира еди.
28 Bular Israillar yolƣa qiⱪⱪanda ⱪoxun-ⱪoxun bolup mengix tǝrtipi idi; ular xu tǝriⱪidǝ yolƣa qiⱪti.
Булар Исраиллар йолға чиққанда қошун-қошун болуп меңиш тәртиви еди; улар шу тәриқидә йолға чиқти.
29 Musa ɵzining ⱪeynatisi, Midiyanliⱪ Reuǝlning oƣli Ⱨobabⱪa: — Biz Pǝrwǝrdigar wǝdǝ ⱪilƣan yǝrgǝ ⱪarap sǝpǝr ⱪiliwatimiz, U: «Mǝn u yǝrni silǝrgǝ miras ⱪilip berimǝn» degǝn; ɵzlirining biz bilǝn billǝ mengixlirini ɵtünimǝn, biz siligǝ yahxi ⱪaraymiz, qünki Pǝrwǝrdigar Israil toƣruluⱪ bǝht-saadǝt ata ⱪilimǝn dǝp wǝdǝ bǝrgǝn, — dedi.
Муса өзиниң қейинатиси, Мидиянлиқ Реуәлниң оғли Һобабқа: — Биз Пәрвәрдигар вәдә қилған йәргә қарап сәпәр қиливатимиз, У: «Мән у йәрни силәргә мирас қилип беримән» дегән; өзлириниң биз билән биллә меңишлирини өтүнимән, биз силигә яхши қараймиз, чүнки Пәрвәрдигар Исраил тоғрилиқ бәхит-саадәт ата қилимән дәп вәдә бәргән, — деди.
30 Lekin Ⱨobab Musaƣa: — Yaⱪ, mǝn ɵz yurtum, ɵz uruⱪ-tuƣⱪanlirimƣa ketimǝn, — dedi.
Лекин Һобаб Мусаға: — Яқ, мән өз жутум, өз уруқ-туққанлиримға кетимән, — деди.
31 Musa uningƣa: Bizdin ayrilip kǝtmisilǝ; qünki sili qɵldǝ ⱪandaⱪ bargaⱨ ⱪuriximiz kerǝklikini bilila, sili bizgǝ kɵz bolup bǝrsilǝ.
Муса униңға: Биздин айрилип кәтмисилә; чүнки сили чөлдә қандақ баргаһ қуришимиз керәклигини билила, сили бизгә көз болуп бәрсилә.
32 Xundaⱪ boliduki, biz bilǝn billǝ barsila, kǝlgüsidǝ Pǝrwǝrdigar bizgǝ ⱪandaⱪ yahxiliⱪ ⱪilsa, bizmu siligǝ xundaⱪ ⱪilimiz! — dedi.
Шундақ болидуки, биз билән биллә барсила, кәлгүсидә Пәрвәрдигар бизгә қандақ яхшилиқ қилса, бизму силигә шундақ қилимиз! — деди.
33 Israillar Pǝrwǝrdigar teƣidin yolƣa qiⱪip üq kün yol mangdi; Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪi ularƣa aram alidiƣan yǝr izdǝp ularning aldida üq kün yol baxlap mangdi.
Исраиллар Пәрвәрдигар теғидин йолға чиқип үч күн йол маңди; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи уларға арам алидиған йәр издәп уларниң алдида үч күн йол башлап маңди.
34 Ular qedirlirini yiƣixturup yolƣa qiⱪidiƣan qaƣlarda, Pǝrwǝrdigarning buluti ⱨaman ularning üstidǝ bolatti.
Улар чедирлирини жиғиштуруп йолға чиқидиған чағларда, Пәрвәрдигарниң булути һаман уларниң үстидә болатти.
35 Əⱨdǝ sanduⱪi yolƣa qiⱪidiƣan qaƣda Musa: «Ornungdin turƣaysǝn, i Pǝrwǝrdigar; düxmǝnliring tiripirǝn bolsun; Sanga ɵqlǝr yüzüngning aldidin ⱪaqsun!» — dǝytti.
Әһдә сандуғи йолға чиқидиған чағда Муса: «Орнуңдин турғайсән, и Пәрвәрдигар; дүшмәнлириң тирипирән болсун; Саңа өчләр йүзүңниң алдидин қачсун!» — дәйтти.
36 Əⱨdǝ sanduⱪi tohtiƣan qaƣda u: «Ⱪaytip kǝlgǝysǝn, i Pǝrwǝrdigar, mingliƣan-tümǝnligǝn Israil hǝlⱪi arisiƣa ⱪaytip kǝlgǝysǝn!» — dǝytti.
Әһдә сандуғи тохтиған чағда у: «Қайтип кәлгәйсән, и Пәрвәрдигар, миңлиған-түмәнлигән Исраил хәлқи арисиға қайтип кәлгәйсән!» — дәйтти.