< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 1 >

1 Wǝ Israillar Misirdin qiⱪⱪandin keyin ikkinqi yili ikkinqi ayning birinqi küni Pǝrwǝrdigar Sinay qɵlidǝ, jamaǝt qedirida turup Musaƣa mundaⱪ dedi: —
Вә Исраиллар Мисирдин чиққандин кейин иккинчи жили иккинчи айниң биринчи күни Пәрвәрдигар Синай чөлидә, җамаәт чедирида туруп Мусаға мундақ деди: —
2 Silǝr pütkül Israil jamaitini ⱪǝbilisi, ata jǝmǝti boyiqǝ sanini elip qiⱪinglar; adǝmlǝrning ismi asas ⱪilinip, barliⱪ ǝrkǝklǝr tizimlansun.
Силәр пүткүл Исраил җамаитини қәбилиси, ата җәмәти бойичә санини елип чиқиңлар; адәмләрниң исми асас қилинип, барлиқ әркәкләр тизимлансун.
3 Israillar iqidǝ omumǝn yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarni Ⱨarun bilǝn ikkinglar ularning ⱪoxun-ⱪismiliri boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzünglar.
Исраиллар ичидә умумән жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларни Һарун билән иккиңлар уларниң қошун-қисмилири бойичә санақтин өткүзүңлар.
4 Ⱨǝrbir ⱪǝbilidin silǝrgǝ yardǝmlixidiƣan birdin kixi bolsun; ularning ⱨǝrbiri ularning ata jǝmǝtining bexi bolidu.
Һәр бир қәбилидин силәргә ярдәмлишидиған бирдин киши болсун; уларниң һәр бири уларниң ата җәмәтиниң беши болиду.
5 Tɵwǝndikilǝr silǝrgǝ yardǝmlixidiƣanlarning isimliki: — Rubǝn ⱪǝbilisidin Xidɵrning oƣli Əlizur;
Төвәндикиләр силәргә ярдәмлишидиғанларниң исимлиғи: — Рубән қәбилисидин Шидөрниң оғли Әлизур;
6 Ximeon ⱪǝbilisidin Zuri-xaddayning oƣli Xelumiyǝl;
Шимеон қәбилисидин Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл;
7 Yǝⱨuda ⱪǝbilisidin Amminadabning oƣli Naⱨxon;
Йәһуда қәбилисидин Амминадабниң оғли Наһшон;
8 Issakar ⱪǝbilisidin Zuarning oƣli Nǝtanǝl;
Иссакар қәбилисидин Зуарниң оғли Нәтанәл;
9 Zǝbulun ⱪǝbilisidin Ⱨelonning oƣli Eliab;
Зәбулун қәбилисидин Һелонниң оғли Елиаб;
10 Yüsüp ǝwladliri iqidǝ Əfraim ⱪǝbilisidin Ammiⱨudning oƣli Əlixama; Manassǝⱨ ⱪǝbilisidin Pidaⱨzurning oƣli Gamaliyǝl;
Йүсүп әвлатлири ичидә Әфраим қәбилисидин Аммиһудниң оғли Әлишама; Манассәһ қәбилисидин Пидаһзурниң оғли Гамалийәл;
11 Binyamin ⱪǝbilisidin Gideonining oƣli Abidan;
Бинямин қәбилисидин Гидеониниң оғли Абидан;
12 Dan ⱪǝbilisidin Ammixaddayning oƣli Aⱨiǝzǝr;
Дан қәбилисидин Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр;
13 Axir ⱪǝbilisidin Okranning oƣli Pagiyǝl;
Ашир қәбилисидин Окранниң оғли Пагийәл;
14 Gad ⱪǝbilisidin Deuǝlning oƣli Əliasaf;
Гад қәбилисидин Деуәлниң оғли Әлиасаф;
15 Naftali ⱪǝbilisidin Enanning oƣli Aⱨira».
Нафтали қәбилисидин Енанниң оғли Аһира».
16 Bular jamaǝt iqidin qaⱪirilƣanlar, yǝni ata jǝmǝt-ⱪǝbililirining baxliⱪliri, mingliƣan Israillarning bax sǝrdarliri idi.
Булар җамаәт ичидин чақирилғанлар, йәни ата җәмәт-қәбилилириниң башлиқлири, миңлиған Исраилларниң баш сәрдарлири еди.
17 Xuning bilǝn Musa bilǝn Ⱨarun ismi atalƣan bu kixilǝrni baxlap,
Шуниң билән Муса билән Һарун исми аталған бу кишиләрни башлап,
18 ikkinqi ayning birinqi küni pütkül jamaǝtni yiƣdi; ular hǝlⱪning ⱨǝrbirining ⱪǝbilǝ-nǝsǝbi, ata jǝmǝti boyiqǝ ismini asas ⱪilip, yigirmǝ yaxtin yuⱪirilarning ⱨǝmmisini bir-birlǝp tizimlidi.
иккинчи айниң биринчи күни пүткүл җамаәтни жиғди; улар хәлиқниң һәр бириниң қәбилә-нәсәби, ата җәмәти бойичә исмини асас қилип, жигирмә яштин жуқуриларниң һәммисини бир-бирләп тизимлиди.
19 Pǝrwǝrdigar Musaƣa ⱪandaⱪ buyruƣan bolsa, Musa Sinay qɵlidǝ ularni xundaⱪ sanaⱪtin ɵtküzdi.
Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, Муса Синай чөлидә уларни шундақ санақтин өткүзди.
20 Israilning tunji oƣli Rubǝnning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣan ǝrkǝklǝrning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
Исраилниң тунҗа оғли Рубәнниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиған әркәкләрниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
21 Rubǝn ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ⱪiriⱪ altǝ ming bǝx yüz kixi boldi.
Рубән қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ алтә миң бәш йүз киши болди.
22 Ximeonning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣan ǝrkǝklǝrning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
Шимеонниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиған әркәкләрниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
23 Ximeon ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ǝllik toⱪⱪuz ming üq yüz kixi boldi.
Шимеон қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик тоққуз миң үч йүз киши болди.
24 Gadning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
Гадниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
25 Gad ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ⱪiriⱪ bǝx ming altǝ yüz ǝllik kixi boldi.
Гад қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ бәш миң алтә йүз әллик киши болди.
26 Yǝⱨudaning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
Йәһуданиң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
27 Yǝⱨuda ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy yǝtmix tɵt ming altǝ yüz kixi boldi.
Йәһуда қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий йәтмиш төрт миң алтә йүз киши болди.
28 Issakarning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
Иссакарниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
29 Issakar ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ǝllik tɵt ming tɵt yüz kixi boldi.
Иссакар қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик төрт миң төрт йүз киши болди.
30 Zǝbulunning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
Зәбулунниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
31 Zǝbulun ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ǝllik yǝttǝ ming tɵt yüz kixi boldi.
Зәбулун қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик йәттә миң төрт йүз киши болди.
32 Yüsüpning ǝwladliri: — uning oƣli Əfraimning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
Йүсүпниң әвлатлири: — униң оғли Әфраимниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
33 Əfraim ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ⱪiriⱪ ming bǝx yüz kixi boldi.
Әфраим қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ миң бәш йүз киши болди.
34 [Yüsüpning ikkinqi oƣli] Manassǝⱨning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
[Йүсүпниң иккинчи оғли] Манассәһниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
35 Manassǝⱨ ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ottuz ikki ming ikki yüz kixi boldi.
Манассәһ қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий оттуз икки миң икки йүз киши болди.
36 Binyaminning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
Биняминниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
37 Binyamin ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ottuz bǝx ming tɵt yüz kixi boldi.
Бинямин қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий оттуз бәш миң төрт йүз киши болди.
38 Danning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
Данниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
39 Dan ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy atmix ikki ming yǝttǝ yüz kixi boldi.
Дан қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий атмиш икки миң йәттә йүз киши болди.
40 Axirning ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
Аширниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
41 Axir ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ⱪiriⱪ bir ming bǝx yüz kixi boldi.
Ашир қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ бир миң бәш йүз киши болди.
42 Naftalining ǝwladliri ata jǝmǝti, ailisi boyiqǝ, ismi asas ⱪilinip, yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birlǝp tizimlandi;
Нафталиниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди;
43 Naftali ⱪǝbilisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy ǝllik üq ming tɵt yüz kixi boldi.
Нафтали қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик үч миң төрт йүз киши болди.
44 Yuⱪiriⱪilar bolsa sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr bolup, Musa bilǝn Ⱨarun ⱨǝm Israillarning on ikki ǝmiri (ⱨǝrbiri ɵz ata jǝmǝtigǝ wǝkil boldi) ularni sanaⱪtin ɵtkǝzgǝn.
Жуқириқилар болса санақтин өткүзүлгәнләр болуп, Муса билән Һарун һәм Исраилларниң он икки әмри (һәр бири өз ата җәмәтигә вәкил болди) уларни санақтин өткәзгән.
45 Xundaⱪ ⱪilip, Israillarning ⱨǝmmisi, yǝni Israilda yigirmǝ yaxtin axⱪanlardin, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarning ⱨǝmmisi ata jǝmǝtliri boyiqǝ tizimlandi;
Шундақ қилип, Исраилларниң һәммиси, йәни Исраилда жигирмә яштин ашқанлардин, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси ата җәмәтлири бойичә тизимланди;
46 Sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr jǝmiy altǝ yüz üq ming bǝx yüz ǝllik kixi boldi.
Санақтин өткүзүлгәнләр җәмий алтә йүз үч миң бәш йүз әллик киши болди.
47 Biraⱪ Lawiylar ata jǝmǝt-ⱪǝbilisi boyiqǝ sanaⱪning iqigǝ kirgüzülmidi.
Бирақ Лавийлар ата җәмәт-қәбилиси бойичә санақниң ичигә киргүзүлмиди.
48 Qünki Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip: —
Чүнки Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
49 «Sǝn pǝⱪǝt Lawiy ⱪǝbilisinila xu ⱨesabⱪa kirgüzmigin, ularning omumiy saninimu Israillarning ⱪatariƣa kirgüzmigin.
«Сән пәқәт Лавий қәбилисинила шу һесапқа киргүзмигин, уларниң умумий саниниму Исраилларниң қатариға киргүзмигин.
50 Lekin sǝn Lawiylarni [Hudaning] ⱨɵküm-guwaⱨliⱪi saⱪlaⱪliⱪ qedir wǝ uning iqidiki barliⱪ ⱪaqa-ⱪuqa ǝswablarni ⱨǝm uningƣa dair barliⱪ nǝrsilǝrni baxⱪuruxⱪa tǝyinligin; ular [ibadǝt] qedirini wǝ uning iqidiki barliⱪ ⱪaqa-ⱪuqa ǝswablarni kɵtüridu; ibadǝt qedirining hizmitini ⱪilƣuqilar xular bolsun, ular qedirning tɵt ǝtrapida ɵz qedirlirini tiksun.
Лекин сән Лавийларни [Худаниң] һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедир вә униң ичидики барлиқ қача-қуча әсвапларни һәм униңға даир барлиқ нәрсиләрни башқурушқа тайинлиғин; улар [ибадәт] чедирини вә униң ичидики барлиқ қача-қуча әсвапларни көтириду; ибадәт чедириниң хизмитини қилғучилар шулар болсун, улар чедирниң төрт әтрапида өз чедирлирини тиксун.
51 Qedirni kɵqüridiƣan qaƣda uni Lawiylar sɵksun; qedirni tikidiƣan qaƣda uni Lawiylar tiksun; [Lawiylarƣa] yat bolƣan ⱨǝrⱪandaⱪ adǝm uningƣa yeⱪinlaxsa ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinsun.
Чедирни көчүридиған чағда уни Лавийлар сөксун; чедирни тикидиған чағда уни Лавийлар тиксун; [Лавийларға] ят болған һәр қандақ адәм униңға йеқинлашса өлүмгә мәһкүм қилинсун.
52 Israillar bargaⱨ ⱪurƣanda ⱨǝr adǝm ɵz ⱪismida, ɵzigǝ has tuƣ astiƣa qedir tiksun.
Исраиллар баргаһ қурғанда һәр адәм өз қисмида, өзигә хас туғ астиға чедир тиксун.
53 Biraⱪ [Hudaning] ƣǝzipi Israil jamaitining üstigǝ qüxmǝsliki üqün, Lawiylar Hudaning ⱨɵküm-guwaⱨliⱪi saⱪlaⱪliⱪ qedirning tɵt ǝtrapiƣa bargaⱨ ⱪursun; Lawiylar Hudaning ⱨɵküm-guwaⱨliⱪi saⱪlaⱪliⱪ qedirni muⱨapizǝt ⱪilixⱪa mǝs’ul bolidu» — degǝnidi.
Бирақ [Худаниң] ғәзиви Исраил җамаитиниң үстигә чүшмәслиги үчүн, Лавийлар Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедирниң төрт әтрапиға баргаһ қурсун; Лавийлар Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедирни муһапизәт қилишқа мәсъул болиду» — дегән еди.
54 Israillar ǝnǝ xundaⱪ ⱪildi; Pǝrwǝrdigar Musaƣa ⱪandaⱪ buyruƣan bolsa, ular xundaⱪ ⱪildi.
Исраиллар әнә шундақ қилди; Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, улар шундақ қилди.

< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 1 >