< Nǝⱨǝmiya 8 >
1 Yǝttinqi ayƣa kǝlgǝndǝ, Israillarning ⱨǝmmisi ɵz xǝⱨǝrlirigǝ kelip orunlixip boldi. Bu qaƣda pütün halayiⱪ huddi bir adǝmdǝk bolup «Su ⱪowuⱪi» aldidiki mǝydanƣa yiƣilip, tǝwratxunas Əzradin Pǝrwǝrdigarning Musaning wastisi bilǝn Israilƣa tapiliƣan Tǝwrat-ⱪanun kitabini kǝltürüxni tǝlǝp ⱪildi.
Йәттинчи айға кәлгәндә, Исраилларниң һәммиси өз шәһәрлиригә келип орунлишип болди. Бу чағда пүтүн халайиқ худди бир адәмдәк болуп «Су қовуқи» алдидики мәйданға жиғилип, тәвратшунас Әзрадин Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән Исраилға тапилиған Тәврат-қанун китавини кәлтүрүшни тәләп қилди.
2 Yǝttinqi ayning birinqi küni kaⱨin Əzra Tǝwrat-ⱪanun kitabini jamaǝtkǝ, yǝni ǝr-ayallar, xundaⱪla anglap qüxinǝlǝydiƣan barliⱪ kixilǝrning aldiƣa elip qiⱪti;
Йәттинчи айниң биринчи күни каһин Әзра Тәврат-қанун китавини җамаәткә, йәни әр-аяллар, шундақла аңлап чүшинәләйдиған барлиқ кишиләрниң алдиға елип чиқти;
3 «Su ⱪowuⱪi»ning aldidiki mǝydanda, ǝtigǝndin qüxkiqǝ, ǝr-ayallarƣa, xundaⱪla anglap qüxinǝlǝydiƣan kixilǝrgǝ oⱪup bǝrdi. Pütkül jamaǝtning ⱪulaⱪliri Tǝwrat-ⱪanun kitabidiki sɵzlǝrdǝ idi.
«Су қовуқи»ниң алдидики мәйданда, әтигәндин чүшкичә, әр-аялларға, шундақла аңлап чүшинәләйдиған кишиләргә оқуп бәрди. Пүткүл җамаәтниң қулақлири Тәврат-қанун китавидики сөзләрдә еди.
4 Tǝwratxunas Əzra mǝhsus muxu ixⱪa ⱨazirlanƣan yaƣaq munbǝrgǝ qiⱪip turdi; uning ong tǝripidǝ turƣini Mattitiya, Xema, Anayaⱨ, Uriya, Ⱨilⱪiya bilǝn Maaseyaⱨlar idi; sol tǝripidǝ turƣini Pidaya, Mixaǝl, Malkiya, Ⱨaxom, Ⱨaxbaddana, Zǝkǝriya bilǝn Mǝxullam idi.
Тәвратшунас Әзра мәхсус мошу ишқа һазирланған яғач мунбәргә чиқип турди; униң оң тәрипидә турғини Маттития, Шема, Анаяһ, Урия, Һилқия билән Маасеяһлар еди; сол тәрипидә турғини Пидая, Мишаәл, Малкия, Һашом, Һашбаддана, Зәкәрия билән Мәшуллам еди.
5 Əzra pütkül halayiⱪning kɵz aldida kitabni aqti, qünki u pütün halayiⱪtin egizdǝ turatti; u kitabni aqⱪanda, barliⱪ halayiⱪ ornidin ⱪopti.
Әзра пүткүл халайиқниң көз алдида китапни ачти, чүнки у пүтүн халайиқтин егиздә туратти; у китапни ачқанда, барлиқ халайиқ орнидин қопти.
6 Əzra uluƣ Huda bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa mǝdⱨiyǝlǝr oⱪuwidi, barliⱪ halayiⱪ ⱪollirini kɵtürüp jawabǝn: «Amin! Amin!» deyixti; andin tizlinip, pixanisini yǝrgǝ yeⱪip, Pǝrwǝrdigarƣa sǝjdǝ ⱪildi.
Әзра улуқ Худа болған Пәрвәрдигарға мәдһийәләр оқувиди, барлиқ халайиқ қоллирини көтирип җававән: «Амин! Амин!» дейишти; андин тизлинип, пишанисини йәргә йеқип, Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.
7 Andin keyin Lawiylardin Yǝxuya, Bani, Xǝrǝbiya, Yamin, Akkub, Xabbitay, Hodiya, Maaseyaⱨ, Kelita, Azariya, Yozabad, Ⱨanan wǝ Pelayalar halayiⱪⱪa Tǝwrat ⱪanunini qüxǝndürdi; jamaǝt ɵrǝ turatti.
Андин кейин Лавийлардин Йәшуя, Бани, Шәрәбия, Ямин, Аккуб, Шаббитай, Ходия, Маасеяһ, Келита, Азария, Йозабад, Һанан вә Пелаялар халайиққа Тәврат қанунини чүшәндүрди; җамаәт өрә туратти.
8 Ular jamaǝtkǝ kitabtin Hudaning Tǝwrat-ⱪanunini jarangliⱪ oⱪup bǝrdi wǝ oⱪulƣanni qüxiniwelixi üqün uning mǝnisi wǝ ǝⱨmiyiti toƣrisida eniⱪ tǝbir bǝrdi.
Улар җамаәткә китаптин Худаниң Тәврат-қанунини җараңлиқ оқуп бәрди вә оқулғанни чүшинивелиши үчүн униң мәнаси вә әһмийити тоғрисида ениқ тәбир бәрди.
9 Waliy Nǝⱨǝmiya bilǝn tǝwratxunas kaⱨin Əzra wǝ hǝlⱪⱪǝ ⱪanunning mǝnisini ɵgitidiƣan Lawiylar pütkül jamaǝtkǝ: — Bügün Hudayinglar bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan muⱪǝddǝs kündur, yiƣa-zar ⱪilmanglar! — dedi. Qünki halayiⱪning ⱨǝmmisi Tǝwrat ⱪanunidiki sɵzlǝrni anglap yiƣa-zar ⱪilip ketixkǝnidi.
Валий Нәһәмия билән тәвратшунас каһин Әзра вә хәлиққә қанунниң мәнасини үгитидиған Лавийлар пүткүл җамаәткә: — Бүгүн Худайиңлар болған Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс күндур, жиға-зерә қилмаңлар! — деди. Чүнки халайиқниң һәммиси Тәврат қанунидики сөзләрни аңлап жиға-зерә қилип кетишкән еди.
10 Andin [Nǝⱨǝmiya] ularƣa: — Silǝr berip nazu-nemǝtlǝrni yǝp, xǝrbǝtlǝrni iqinglar, ɵzigǝ [yimǝk-iqmǝk] tǝyyarliyalmiƣanlarƣa yemǝk-iqmǝk bɵlüp beringlar; qünki bügün Rǝbbimizgǝ atalƣan muⱪǝddǝs bir kündur. Ƣǝmkin bolmanglar; qünki Pǝrwǝrdigarning xadliⱪi silǝrning küqünglardur, dedi.
Андин [Нәһәмия] уларға: — Силәр берип назу-немәтләрни йәп, шәрбәтләрни ичиңлар, өзигә [йимәк-ичмәк] тәйярлалмиғанларға йемәк-ичмәк бөлүп бериңлар; чүнки бүгүн Рәббимизгә аталған муқәддәс бир күндур. Ғәмкин болмаңлар; чүнки Пәрвәрдигарниң шатлиғи силәрниң күчүңлардур, деди.
11 Lawiylarmu: — Bügün muⱪǝddǝs kün bolƣaqⱪa, tinqlininglar, ƣǝmkin bolmanglar! — dǝp jamaǝtni tinqlandurdi.
Лавийларму: — Бүгүн муқәддәс күн болғачқа, тиничлиниңлар, ғәмкин болмаңлар! — дәп җамаәтни тиничландурди.
12 Jamaǝt ⱪaytip berip, yǝp-iqixti, baxⱪilarƣimu yimǝk-iqmǝk ülǝxtürüp bǝrdi, xad-huramliⱪⱪa qɵmdi; qünki ular berilgǝn tǝlim sɵzlirini qüxǝngǝnidi.
Җамаәт қайтип берип, йәп-ичишти, башқиларғиму йимәк-ичмәк үләштүрүп бәрди, шат-хурамлиққа чөмди; чүнки улар берилгән тәлим сөзлирини чүшәнгән еди.
13 Ətisi halayiⱪ iqidiki ⱪǝbilǝ kattiwaxliri, kaⱨinlar wǝ Lawiylar tǝwratxunas Əzraning yeniƣa yiƣilip, Tǝwrat ⱪanunidiki sɵzlǝrni tehimu qüxinip pǝm-parasǝtkǝ erixmǝkqi boldi.
Әтиси халайиқ ичидики қәбилә каттивашлири, каһинлар вә Лавийлар тәвратшунас Әзраниң йениға жиғилип, Тәврат қанунидики сөзләрни техиму чүшинип пәм-парасәткә еришмәкчи болди.
14 Ular Tǝwrat ⱪanunida Pǝrwǝrdigar Musaning wastisi bilǝn Israillarƣa yǝttinqi aydiki ⱨeytta kǝpilǝrdǝ turuxi kerǝkliki pütülgǝnlikini uⱪti,
Улар Тәврат қанунида Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән Исраилларға йәттинчи айдики һейтта кәпиләрдә туруши керәклиги пүтүлгәнлигини уқти,
15 xundaⱪla ɵzliri turuwatⱪan barliⱪ xǝⱨǝrlǝrdǝ wǝ Yerusalemda: «Silǝr taƣⱪa qiⱪip, zǝytun xehi bilǝn yawa zǝytun xahlirini, hadas ɵjmǝ xahlirini, horma dǝrǝhlirining xahlirini wǝ yopurmaⱪliri baraⱪsan dǝrǝh xahlirini ǝkilip, Tǝwratta yezilƣinidǝk kǝpilǝrni yasanglar» degǝnlikini tarⱪitip jarkalaxni buyruƣanliⱪini uⱪti.
шундақла өзлири туруватқан барлиқ шәһәрләрдә вә Йерусалимда: «Силәр таққа чиқип, зәйтун шехи билән явайи зәйтун шахлирини, хадас өҗмә шахлирини, хорма дәрәқлириниң шахлирини вә йопурмақлири барақсан дәрәқ шахлирини әкилип, Тәвратта йезилғинидәк кәпиләрни ясаңлар» дегәнлигини тарқитип җаркалашни буйруғанлиғини уқти.
16 Xuning bilǝn halayiⱪ qiⱪip xah ǝkilip ɵzliri üqün, ⱨǝrbiri ɵylirining ɵgziliridǝ, ⱨoylilirida, Hudaning ɵyidiki ⱨoylilarda, «Su ⱪowuⱪi»ning qong mǝydanida wǝ «Əfraim dǝrwazisi»ning qong mǝydanida kǝpilǝrni yasap tikti.
Шуниң билән халайиқ чиқип шах әкилип өзлири үчүн, һәр бири өйлириниң өгүзлиридә, һойлилирида, Худаниң өйидики һойлиларда, «Су қовуқи»ниң чоң мәйданида вә «Әфраим дәрвазиси»ниң чоң мәйданида кәпиләрни ясап тикти.
17 Sürgünlüktin ⱪaytip kǝlgǝn pütkül jamaǝt kǝpilǝrni yasap tikti wǝ xundaⱪla kǝpilǝrgǝ jaylaxti; Nunning oƣli Yǝxuaning künliridin tartip xu küngiqǝ Israillar undaⱪ ⱪilip baⱪmiƣanidi. Ⱨǝmmǝylǝn ⱪattiⱪ huxal boluxti.
Сүргүнлүктин қайтип кәлгән пүткүл җамаәт кәпиләрни ясап тикти вә шундақла кәпиләргә җайлашти; Нунниң оғли Йәшуаниң күнлиридин тартип шу күнгичә Исраиллар ундақ қилип бақмиған еди. Һәммәйлән қаттиқ хошал болушти.
18 Birinqi kündin ahirⱪi küngiqǝ [Əzra] ⱨǝrküni Hudaning Tǝwrat-ⱪanun kitabini oⱪudi. Ular yǝttǝ kün ⱨeyt ɵtküzdi; sǝkkizinqi küni bǝlgilimǝ boyiqǝ tǝntǝnilik ibadǝt yiƣilixi ɵtküzüldi.
Биринчи күндин ахирқи күнгичә [Әзра] һәр күни Худаниң Тәврат-қанун китавини оқуди. Улар йәттә күн һейт өткүзди; сәккизинчи күни бәлгүлимә бойичә тәнтәнилик ибадәт жиғилиши өткүзүлди.