< Nǝⱨǝmiya 13 >
1 Xu kündǝ Musaning kitabi jamaǝt aldida oⱪup berildi, kitabta: Ammoniylar bilǝn Moabiylar mǝnggü Hudaning jamaitigǝ kirmisun,
Шу күндә Мусаниң китави җамаәт алдида оқуп берилди, китапта: Аммонийлар билән Моабийлар мәңгү Худаниң җамаитигә кирмисун,
2 Qünki ular Israillarni ozuⱪluⱪ wǝ su ǝkilip ⱪarxi almay, ǝksiqǝ ularni ⱪarƣaxⱪa Balaamni yalliwalƣan; ⱨalbuki, Hudayimiz u ⱪarƣaxlarni bǝht-bǝrikǝtkǝ aylanduriwǝtkǝn, dǝp yezilƣan sɵzlǝr qiⱪti.
Чүнки улар Исраилларни озуқлуқ вә су әкилип қарши алмай, әксичә уларни қарғашқа Балаамни ялливалған; һалбуки, Худайимиз у қарғашларни бәхит-бәрикәткә айландуривәткән, дәп йезилған сөзләр чиқти.
3 Xundaⱪ boldiki, jamaǝt bu ⱪanun sɵzlirini anglap barliⱪ xalƣut kixilǝrni ilƣap qiⱪiriwǝtti.
Шундақ болдики, җамаәт бу қанун сөзлирини аңлап барлиқ шалғут кишиләрни илғап чиқиривәтти.
4 Bu ixtin awwal, Hudayimizning ɵyining hǝzinisini baxⱪuruxⱪa mǝs’ul kaⱨin Əliyaxib Tobiyaning tuƣⱪini bolup,
Бу иштин авал, Худайимизниң өйиниң ғәзнисини башқурушқа мәсъул каһин Әлияшиб Тобияниң туққини болуп,
5 uningƣa kǝngri bir ɵyni tǝyyarlap bǝrgǝnidi. Xu ɵydǝ ilgiri axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝr, mǝstiki, ⱪaqa-ⱪuqa, xuningdǝk Lawiylar, ƣǝzǝlkǝxlǝr wǝ dǝrwaziwǝnlǝrgǝ berixkǝ buyrulƣan axliⱪ ɵxrilǝr, yengi xarab wǝ yengi zǝytun meyi, xundaⱪla kaⱨinlarƣa atalƣan «kɵtürmǝ ⱪurbanliⱪ»lar saⱪlinatti.
униңға кәңри бир өйни тәйярлап бәргән еди. Шу өйдә илгири ашлиқ һәдийәләр, мәстики, қача-қуча, шуниңдәк Лавийлар, ғәзәлкәшләр вә дәрвазивәнләргә беришкә буйрулған ашлиқ өшриләр, йеңи шарап вә йеңи зәйтун мейи, шундақла каһинларға аталған «көтәрмә қурбанлиқ»лар сақлинатти.
6 Bu waⱪitlarda mǝn Yerusalemda ǝmǝs idim; qünki Babil padixaⱨi Artahxaxtaning ottuz ikkinqi yili mǝn padixaⱨning yeniƣa ⱪaytip kǝtkǝnidim; bir mǝzgildin keyin mǝn yǝnǝ padixaⱨtin ruhsǝt elip
Бу вақитларда мән Йерусалимда әмәс едим; чүнки Бабил падишаси Артахшаштаниң оттуз иккинчи жили мән падишаниң йениға қайтип кәткән едим; бир мәзгилдин кейин мән йәнә падишадин рухсәт елип
7 Yerusalemƣa ⱪaytip barsam, Əliyaxibning Hudaning ɵyidiki ⱨoylilarda Tobiyaƣa ɵy ⱨazirlap bǝrgǝnlikidǝk rǝzil ixni uⱪtum.
Йерусалимға қайтип барсам, Әлияшибниң Худаниң өйидики һойлиларда Тобияға өй һазирлап бәргәнлигидәк рәзил ишни уқтум.
8 Bu ix meni ⱪattiⱪ azablidi, mǝn Tobiyaning ɵyidiki barliⱪ ɵy jaⱨazlirini ⱪoymay talaƣa taxlatⱪuziwǝttim.
Бу иш мени қаттиқ азаплиди, мән Тобияниң өйидики барлиқ өй җаһазлирини қоймай талаға ташлатқузивәттим.
9 Mǝn yǝnǝ ǝmr ⱪilip, u ɵylǝrni paklatⱪuzup, andin Hudaning ɵyidiki ⱪaqa-ⱪuqa, axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝr bilǝn mǝstikni u yǝrgǝ ǝkirgüzüp ⱪoydum.
Мән йәнә әмир қилип, у өйләрни паклатқузуп, андин Худаниң өйидики қача-қуча, ашлиқ һәдийәләр билән мәстикни у йәргә әкиргүзүп қойдум.
10 Mǝn yǝnǝ hǝⱪlǝrning Lawiylarning elixⱪa tegixlik ülüxlirini bǝrmigǝnlikini, ⱨǝtta wǝzipigǝ ⱪoyulƣan Lawiylar bilǝn ƣǝzǝlkǝxlǝrning ⱨǝrbirining ɵz yǝr-etizliⱪiƣa ⱪeqip kǝtkǝnlikini bayⱪidim;
Мән йәнә хәқләрниң Лавийларниң елишқа тегишлик үлүшлирини бәрмигәнлигини, һәтта вәзипигә қоюлған Лавийлар билән ғәзәлкәшләрниң һәр бириниң өз йәр-етизлиғиға қечип кәткәнлигини байқидим;
11 xunga mǝn ǝmǝldarlar bilǝn soⱪuxup, ularni ǝyiblǝp: — Nemixⱪa Hudaning ɵyi xundaⱪ taxliwetildi?! — dǝp, [Lawiylarni] yiƣip ularni ilgiriki orniƣa yengiwaxtin turƣuzdum.
шуңа мән әмәлдарлар билән соқушуп, уларни әйипләп: — Немишкә Худаниң өйи шундақ ташливетилди?! — дәп, [Лавийларни] жиғип уларни илгәрки орниға яңливаштин турғуздум.
12 Andin barliⱪ Yǝⱨudiyǝ hǝlⱪi axliⱪ ɵxrisini, yengi xarab wǝ yengi zǝytun meyini hǝzinǝ-ambarliriƣa elip kelip tapxurdi.
Андин барлиқ Йәһудийә хәлқи ашлиқ өшрисини, йеңи шарап вә йеңи зәйтун мейини ғәзнә-амбарлириға елип келип тапшурди.
13 Mǝn hǝzinǝ-ambarlarƣa mǝs’ul boluxⱪa hǝziniqi-ambarqilarni tǝyinlidim; ular kaⱨin Xǝlǝmiya, tǝwratxunas Zadok bilǝn Lawiylardin bolƣan Pidaya idi; ularning ⱪol astida Mattaniyaning nǝwrisi, Zakkurning oƣli Ⱨanan bar idi; qünki bularning ⱨǝmmisi sadiⱪ, ixǝnqlik dǝp ⱨesablinatti; ularning wǝzipisi ⱪerindaxliriƣa tegixlik ülüxlǝrni ülǝxtürüp berix idi.
Мән ғәзнә-амбарларға мәсъул болушқа ғәзничи-амбарчиларни тайинлидим; улар каһин Шәләмия, тәвратшунас Задок билән Лавийлардин болған Пидая еди; уларниң қол астида Маттанияниң нәвриси, Заккурниң оғли Һанан бар еди; чүнки буларниң һәммиси садиқ, ишәшлик дәп һесаплинатти; уларниң вәзиписи қериндашлириға тегишлик үлүшләрни үләштүрүп бериш еди.
14 — «Aⱨ Hudayim, muxu ix yüzisidin meni yad ǝyligǝysǝn, Hudayimning ɵyi wǝ uningƣa ait hizmǝtlǝr üqün kɵrsǝtkǝn meⱨrimni ɵqürüwǝtmigǝysǝn!»
— «Аһ Худайим, мошу иш йүзисидин мени яд әйлигәйсән, Худайимниң өйи вә униңға аит хизмәтләр үчүн көрсәткән меһримни өчүрүвәтмигәйсән!»
15 Xu künlǝrdimu mǝn Yǝⱨudiyǝdǝ bǝzilǝrning xabat künliridǝ xarab kɵlqǝklirini qǝylǝwatⱪinini, ɵnqilǝrni baƣlap, bularni wǝ xuningdǝk xarab, üzüm, ǝnjür wǝ ⱨǝrhil yüklǝrni exǝklǝrgǝ artip, toxup yürgǝnlikini kɵrdüm; ular bularni Yerusalemƣa xabat künidǝ elip kirdi; ularning muxu ax-tülüklǝrni setip yürgǝn küni mǝn ularni guwaⱨliⱪ berip agaⱨlandurup ⱪoydum.
Шу күнләрдиму мән Йәһудийәдә бәзиләрниң шабат күнлиридә шарап көлчәклирини чәйләватқинини, өнчиләрни бағлап, буларни вә шуниңдәк шарап, үзүм, әнҗир вә һәр хил жүкләрни ешәкләргә артип, тошуп жүргәнлигини көрдүм; улар буларни Йерусалимға шабат күнидә елип кирди; уларниң мошу аш-түлүкләрни сетип жүргән күни мән уларни гувалиқ берип агаһландуруп қойдум.
16 Yǝnǝ Yǝⱨudiyǝdǝ turuwatⱪan bǝzi Turluⱪlar beliⱪ wǝ ⱨǝrhil mal-tawarlarni toxup kelip xabat küni Yǝⱨudiyǝliklǝrgǝ satidikǝn, yǝnǝ kelip bularni Yerusalemda satidikǝn!
Йәнә Йәһудийәдә туруватқан бәзи Турлуқлар белиқ вә һәр хил мал-таварларни тошуп келип шабат күни Йәһудийәликләргә сатидикән, йәнә келип буларни Йерусалимда сатидикән!
17 Xu sǝwǝbtin mǝn Yǝⱨudiyǝ ǝmirliri bilǝn soⱪuxup, ularni ǝyiblǝp: — Silǝrning xabat künini bulƣap, rǝzil ix ⱪilƣininglar nemisi?
Шу сәвәптин мән Йәһудийә әмирлири билән соқушуп, уларни әйипләп: — Силәрниң шабат күнини булғап, рәзил иш қилғиниңлар немиси?
18 Ilgiri ata-bowanglar ohxax ixni ⱪilƣan ǝmǝsmu, xuning bilǝn Hudayimiz bizning beximizƣa wǝ bu xǝⱨǝrgǝ ⱨazirⱪi bu balayi’apǝtni yaƣdurƣan ǝmǝsmu? Əmdi silǝr xabat künini bulƣap, Israilning bexiƣa Hudaning ƣǝzipini tehimu yaƣduridiƣan boldunglar, dedim.
Илгири ата-боваңлар охшаш ишни қилған әмәсму, шуниң билән Худайимиз бизниң бешимизға вә бу шәһәргә һазирқи бу балаю-апәтни яғдурған әмәсму? Әнди силәр шабат күнини булғап, Исраилниң бешиға Худаниң ғәзивини техиму яғдуридиған болдуңлар, дедим.
19 Xunga, xundaⱪ boldiki, xabat künidin ilgiri, gugum sayisi Yerusalem ⱪowuⱪliriƣa qüxkǝn waⱪtida, mǝn xǝⱨǝr ⱪowuⱪlirini etixni buyrudum wǝ xuningdǝk xabat küni ɵtüp kǝtküqǝ ⱪowuⱪlarni aqmasliⱪ toƣrisida buyruⱪ qüxürdum. Mǝn yǝnǝ ⱨeqⱪandaⱪ yükning toxulup ⱪowuⱪlardin kirgüzülmǝsliki üqün hizmǝtkarlirimning bǝzilirini xǝⱨǝr ⱪowuⱪliriƣa kɵzǝtqi ⱪilip turƣuzup ⱪoydum.
Шуңа, шундақ болдики, шабат күнидин илгири, гугум сайиси Йерусалим қовуқлириға чүшкән вақтида, мән шәһәр қовуқлирини етишни буйрудум вә шуниңдәк шабат күни өтүп кәткичә қовуқларни ачмаслиқ тоғрисида буйруқ чүшүрдум. Мән йәнә һеч қандақ жүкниң тошулуп қовуқлардин киргүзүлмәслиги үчүн хизмәткарлиримниң бәзилирини шәһәр қовуқлириға күзәтчи қилип турғузуп қойдум.
20 Xundaⱪ bolsimu sodigǝrlǝr wǝ ⱨǝrhil mal-tawar satidiƣanlar bir-ikki ⱪetim Yerusalemning sirtida tünidi.
Шундақ болсиму содигәрләр вә һәр хил мал-тавар сатидиғанлар бир-икки қетим Йерусалимниң сиртида түниди.
21 Mǝn ularni agaⱨlandurup: — Silǝr nemixⱪa sepilning aldida tünǝysilǝr? Yǝnǝ xundaⱪ ⱪilidiƣan bolsanglar, mǝn üstünglarƣa ⱪol salimǝn, dewidim, ular xuningdin baxlap xabat künidǝ kǝlmidi.
Мән уларни агаһландуруп: — Силәр немишкә сепилниң алдида түнәйсиләр? Йәнә шундақ қилидиған болсаңлар, мән үстүңларға қол салимән, девидим, улар шуниңдин башлап шабат күнидә кәлмиди.
22 Andin xabat künining muⱪǝddǝslikini saⱪlax üqün, mǝn Lawiylarƣa: — Ɵzünglarni paklanglar; andin kelip sepil dǝrwazilirini beⱪinglar, dedim. — «I Hudayim, muxu ix yüzisidinmu meni yad ǝyligǝysǝn, Ɵzüngning zor ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiting bilǝn meni ayiƣaysǝn!»
Андин шабат күниниң муқәддәслигини сақлаш үчүн, мән Лавийларға: — Өзүңларни паклаңлар; андин келип сепил дәрвазилирини беқиңлар, дедим. — «И Худайим, мошу иш йүзисидинму мени яд әйлигәйсән, Өзүңниң зор өзгәрмәс муһәббитиң билән мени айиғайсән!»
23 Xu künlǝrdǝ mǝn yǝnǝ Axdod, Ammon wǝ Moab ⱪizlirini hotunluⱪⱪa alƣan bǝzi Yǝⱨudalarni bayⱪidim.
Шу күнләрдә мән йәнә Ашдод, Аммон вә Моаб қизлирини хотунлуққа алған бәзи Йәһудаларни байқидим.
24 Ularning pǝrzǝntlirining yerimi Axdodqǝ sɵzlǝydikǝn (wǝ yaki yuⱪiriⱪi ǝllǝrning birining tilida sɵzlǝydiƣan) wǝ Yǝⱨudiy tilida xɵzliyǝlmǝydikǝn.
Уларниң пәрзәнтлириниң йерими Ашдодчә сөзләйдикән (вә яки жуқуриқи әлләрниң бириниң тилида сөзләйдиған) вә Йәһудий тилида шөзләлмәйдикән.
25 Mǝn ularni [soⱪuxup] ǝyiblidim, ularni ⱪarƣidim, bir nǝqqisini urup qaq-saⱪallirini yuldum, Hudaning nami bilǝn ⱪǝsǝm iqküzüp: — Silǝrning ⱪizliringlarni ularning oƣulliriƣa bǝrmǝysilǝr, oƣulliringlarƣimu, ɵzünglarƣimu ulardin ⱪiz almaysilǝr!
Мән уларни [соқушуп] әйиплидим, уларни қарғидим, бир нәччисини уруп чач-сақаллирини юлдум, Худаниң нами билән қәсәм ичкүзүп: — Силәрниң қизлириңларни уларниң оғуллириға бәрмәйсиләр, оғуллириңларғиму, өзүңларғиму улардин қиз алмайсиләр!
26 Israil padixaⱨi Sulayman muxundaⱪ ixlarda gunaⱨ sadir ⱪilƣan ǝmǝsmu? Nurƣun ǝllǝr arisida uningƣa ohxax ⱨeqⱪandaⱪ padixaⱨ yoⱪ idi; u ɵz Hudasi tǝripidin sɵyülgǝn, Huda uni pütkül Israil üstigǝ padixaⱨ ⱪilip tikligǝn bolsimu, lekin ⱨǝtta unimu yat ǝllik ayallar azdurup gunaⱨⱪa patⱪuzƣan.
Исраил падишаси Сулайман мошундақ ишларда гуна садир қилған әмәсму? Нурғун әлләр арисида униңға охшаш һеч қандақ падиша йоқ еди; у өз Худаси тәрипидин сөйүлгән, Худа уни пүткүл Исраил үстигә падиша қилип тиклигән болсиму, лекин һәтта униму ят әллик аяллар аздуруп гунаға патқузған.
27 Əmdi silǝrning gepinglarƣa kirip bundaⱪ qong rǝzillik ⱪilip, yat ǝllik ⱪizlarni elip Hudayimizƣa wapasizliⱪ ⱪilimizmu? — dedim.
Әнди силәрниң гепиңларға кирип бундақ чоң рәзиллик қилип, ят әллик қизларни елип Худайимизға вапасизлиқ қилимизму? — дедим.
28 Bax kaⱨin Əliyaxibning nǝwrisi, Yoyadaning oƣulliridin biri Ⱨoronluⱪ Sanballatning küy’oƣli idi; mǝn uni yenimdin ⱪoƣliwǝttim.
Баш каһин Әлияшибниң нәвриси, Йояданиң оғуллиридин бири Һоронлуқ Санбаллатниң күйоғли еди; мән уни йенимдин қоғливәттим.
29 — «I Hudayim, Sǝn ularni yadingda tutⱪaysǝn, qünki ular kaⱨinliⱪⱪa daƣ tǝgkügüqilǝr, kaⱨinliⱪ ⱨǝm Lawiylarƣa tǝwǝ ǝⱨdinimu bulƣiƣuqilardur!».
— «И Худайим, Сән уларни ядиңда тутқайсән, чүнки улар каһинлиққа дағ тәккүгүчиләр, каһинлиқ һәм Лавийларға тәвә әһдиниму булғиғучилардур!».
30 Xuning bilǝn mǝn ularni yat ǝlliklǝrning bulƣaxliridin neri ⱪilip paklandurdum wǝ kaⱨinlar bilǝn Lawiylarning wǝzipilirinimu [yengiwaxtin] bǝlgilǝp, ⱨǝrkimni ɵzining ixiƣa igǝ ⱪildim.
Шуниң билән мән уларни ят әлликләрниң булғашлиридин нери қилип пакландурдум вә каһинлар билән Лавийларниң вәзипилириниму [яңливаштин] бәлгүләп, һәр кимни өзиниң ишиға егә қилдим.
31 Mǝn yǝnǝ ɵz waⱪtida otun-yaƣaq elip kelinixi wǝ dǝslǝpki ⱨosulni yǝtküzüp turuxⱪimu adǝm orunlaxturdum. «Aⱨ Hudayim, meni yadingda tutup, manga xapaǝt kɵrsǝtkǝysǝn!».
Мән йәнә өз вақтида отун-яғач елип келиниши вә дәсләпки һосулни йәткүзүп турушқиму адәм орунлаштурдум. «Аһ Худайим, мени ядиңда тутуп, маңа шапаәт көрсәткәйсән!».