< Naⱨum 2 >
1 Bitqit ⱪilidiƣan birsi kɵz aldingƣila kǝldi; Əmdi istiⱨkam üstidǝ kɵzǝt ⱪil, Yolƣa ⱪara, belingni baƣla, küqliringni yiƣip tehimu küqǝyt!
Битчит қилидиған бириси көз алдиңғила кәлди; Әнди истиһкам үстидә күзәт қил, Йолға қара, белиңни бағла, күчлириңни жиғип техиму күчәйт!
2 (Qünki Pǝrwǝrdigar Yaⱪupning xan-xǝripini ǝsligǝ kǝltürdi, Uni Israilning xan-xǝripigǝ layiⱪ dǝrijidǝ ǝsligǝ kǝltürdi; Qünki ⱪuruⱪdiƣuqilar ularni ⱪuruⱪdap ⱪoyƣanidi, Ularning üzüm tal xahlirini wǝyran ⱪilƣanidi).
(Чүнки Пәрвәрдигар Яқупниң шан-шәривини әслигә кәлтүрди, Уни Исраилниң шан-шәривигә лайиқ дәриҗидә әслигә кәлтүрди; Чүнки қуруқдиғучилар уларни қуруқдап қойған еди, Уларниң үзүм тал шахлирини вәйран қилған еди).
3 [Bitqit ⱪilƣuqining] palwanlirining ⱪalⱪanliri ⱪizil boyaldi, Uning baturliri pǝrǝngdǝ kiygüzüldi; Tǝyyarliⱪ künidǝ, jǝng ⱨarwiliri polatning julasida yaltirap ketidu, Nǝyzilǝr oynitilidu;
[Битчит қилғучиниң] палванлириниң қалқанлири қизил боялди, Униң батурлири пәрәңдә кийгүзүлди; Тәйярлиқ күнидә, җәң һарвулири полатниң җуласида ялтирап кетиду, Нәйзиләр ойнитилиду;
4 Jǝng ⱨarwiliri koqilarda güldürlixip qepixiwatidu; Kǝng yollarda bir-birigǝ soⱪulidu; Ularning ⱪiyapiti mǝx’ǝllǝrdǝk bolidu, Ular qaⱪmaⱪlardǝk yügürüxidu.
Җәң һарвулири кочиларда гүлдүрлишип чепишиватиду; Кәң йолларда бир-биригә соқулиду; Уларниң қияпити мәшъәлләрдәк болиду, Улар чақмақлардәк жүгүрүшиду.
5 [Sǝrdar] ǝmirlirigǝ ǝmr qüxüridu; Ular yürüx ⱪilƣinida aldiriƣinidin bir-birigǝ putlixip mangidu; Ninǝwǝning sepiliƣa ⱪarap aldiraydu, [Baxliriƣa] bolsa «muⱨasirǝ ⱪalⱪini» tǝyyarlinidu.
[Сәрдар] әмирлиригә әмир чүшүриду; Улар жүрүш қилғинида алдириғинидин бир-биригә путлишип маңиду; Нинәвәниң сепилиға қарап алдирайду, [Башлириға] болса «муһасирә қалқини» тәйярлиниду.
6 «Dǝryalarning dǝrwaziliri» eqilidu, [Padixaⱨning] ordisi erip ketidu.
«Дәрияларниң дәрвазилири» ечилиду, [Падишаһниң] ордиси ерип кетиду.
7 Huzzabning bolsa uyatliri eqilidu — [Düxmǝn] tǝripidin yalap epketilidu, Dedǝkliri huddi pahtǝklǝrning sadasidǝk aⱨ-uⱨ tartip, Mǝydilirini urup ketidu.
Хуззабниң болса уятлири ечилиду — [Дүшмән] тәрипидин ялап епкетилиду, Дедәклири худди пахтәкләрниң садасидәк аһ-уһ тартип, Мәйдилирини уруп кетиду.
8 Ninǝwǝ apiridǝ bolƣandin beri kɵl süyidǝk [tinq] bolup kǝldi, Biraⱪ ular ⱨazir ⱪeqip ketidu... Əy tohta! Əy tohta! — Biraⱪ ⱨeqkim kǝynigǝ ⱪarimaydu.
Нинәвә апиридә болғандин бери көл сүйидәк [тинч] болуп кәлди, Бирақ улар һазир қечип кетиду... Әй тохта! Әй тохта! — Бирақ һеч ким кәйнигә қаримайду.
9 Kümüxlǝrni buliwelinglar, altunlarni buliwelinglar; Qünki uning xǝwkǝtlik hǝzinisidiki ⱪimmǝt ⱪaqa-ⱪuqilirining sani yoⱪtur.
Күмүчләрни буливелиңлар, алтунларни буливелиңлар; Чүнки униң шәвкәтлик ғәзнисидики қиммәт қача-қучилириниң сани йоқтур.
10 U ⱪuruⱪdalƣan, wǝyran ⱪilinƣan, bǝrbat bolƣan! Yüriki erip ketidu, Tizliri bir-birigǝ jalaⱪlap tǝgmǝktǝ; Bǝlliri tolƣaⱪ tutⱪandǝk tolƣinidu, Barliⱪ yüzlǝr tatirip ketidu.
У қуруқдалған, вәйран қилинған, бәрбат болған! Жүриги ерип кетиду, Тизлири бир-биригә җалақлап тәгмәктә; Бәллири толғақ тутқандәк толғиниду, Барлиқ йүзләр татирип кетиду.
11 Ⱪeni, xirlarning uwisi? Yax xirlar ozuⱪlinidiƣan jay, Xir, qixi xir, xir arslini ⱨeqkimdin ⱪorⱪmay yürgǝn jay ⱪeni?
Қени, ширларниң угиси? Яш ширлар озуқлинидиған җай, Шир, чиши шир, шир арслини һеч кимдин қорқмай жүргән җай қени?
12 Xir ɵz arslanlirini ⱪanduruxⱪa owlarni titma-titma ⱪilƣanidi, Qixi xirliri üqün owlarni boƣⱪanidi; Ɵngkürlirini ow bilǝn, uwilirini olja bilǝn toxⱪuzƣanidi.
Шир өз асланлирини қандурушқа овларни титма-титма қилған еди, Чиши ширлири үчүн овларни боққан еди; Өңкүрлирини ов билән, угилирини олҗа билән тошқузған еди.
13 Mana, Mǝn sanga ⱪarximǝn, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar; Mǝn sening jǝng ⱨarwiliringni is-tütǝkkǝ aylandurup kɵydüriwetimǝn; Ⱪiliq yax xirliringni yǝwatidu, Owangni yǝr yüzidin elip taxlaymǝn; Əlqiliringning awazliri ⱪayta ⱨeq anglanmaydu.
Мана, Мән саңа қаршимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар; Мән сениң җәң һарвулириңни ис-түтәккә айландуруп көйдүриветимән; Қилич яш ширлириңни йәватиду, Оваңни йәр йүзидин елип ташлаймән; Әлчилириңниң авазлири қайта һеч аңланмайду.