< Malaki 3 >

1 — Mana ǝmdi Mǝn Ɵz ǝlqimni ǝwǝtimǝn, u Mening aldimda yol tǝyyarlaydu; silǝr izdigǝn Rǝb, yǝni silǝr hursǝnlik dǝp bilgǝn ǝⱨdǝ Əlqisi Ɵz ibadǝthanisiƣa tuyuⱪsiz kiridu; mana, U keliwatidu, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
— Мана әнди Мән Өз әлчимни әвәтимән, у Мениң алдимда йол тәйярлайду; силәр издигән Рәб, йәни силәр хурсәнлик дәп билгән әһдә Әлчиси Өз ибадәтханисиға туюқсиз кириду; мана, У келиватиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
2 — Biraⱪ Uning kǝlgǝn künidǝ kim qidiyalisun? U kɵrüngǝndǝ kim turalisun? Qünki U tawliƣuqining oti, kirqining aⱪartⱪuq xoltisidǝk bolidu;
— Бирақ Униң кәлгән күнидә ким чидиялисун? У көрүнгәндә ким туралисун? Чүнки У тавлиғучиниң оти, кирчиниң ақартқуч шолтисидәк болиду;
3 U kümüxni tawliƣuqi ⱨǝm eriƣdiƣuqidǝk tawlap olturidu; Lawiyning balilirini saplaxturidu, ularni altun-kümüxni tawliƣandǝk tawlaydu; xuning bilǝn ular Pǝrwǝrdigarƣa ⱨǝⱪⱪaniyliⱪta ⱪilinƣan ⱪurbanliⱪ-ⱨǝdiyǝni sunidu.
У күмүчни тавлиғучи һәм ериғдиғучидәк тавлап олтириду; Лавийниң балилирини саплаштуриду, уларни алтун-күмүчни тавлиғандәк тавлайду; шуниң билән улар Пәрвәрдигарға һәққанийлиқта қилинған қурбанлиқ-һәдийәни суниду.
4 Andin Yǝⱨuda ⱨǝm Yerusalemning ⱪurbanliⱪ-ⱨǝdiyiliri Pǝrwǝrdigarƣa kona zamanlardikidǝk, ilgiriki waⱪitlardikidǝk xerin bolidu.
Андин Йәһуда һәм Йерусалимниң қурбанлиқ-һәдийилири Пәрвәрдигарға кона заманлардикидәк, илгәрки вақитлардикидәк шерин болиду.
5 Mǝn ⱨesab elixⱪa silǝrgǝ yeⱪin kelimǝn; Mǝn seⱨirgǝrlǝrgǝ, zinahorlarƣa, yalƣan ⱪǝsǝm iqküqilǝrgǝ, mǝdikarlarning ⱨǝⱪⱪini tutuwelip bozǝk ⱪilƣuqilarƣa, tul hotunlar ⱨǝm yetim-yesirlarni harliƣuqilarƣa, yat adǝmlǝrni ɵz ⱨǝⱪⱪidin ayriwǝtküqilǝrgǝ, xuningdǝk Mǝndin ⱨeq ⱪorⱪmiƣanlarƣa tezdin ǝyibligüqi guwaⱨqi bolimǝn, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
Мән һесап елишқа силәргә йеқин келимән; Мән сеһиргәрләргә, зинахорларға, ялған қәсәм ичкүчиләргә, мәдикарларниң һәққини тутувелип бозәк қилғучиларға, тул хотунлар һәм житим-йесирларни харлиғучиларға, ят адәмләрни өз һәққидин айривәткүчиләргә, шуниңдәк Мәндин һеч қорқмиғанларға тездин әйиплигүчи гувачи болимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
6 Qünki Mǝnki Pǝrwǝrdigar ɵzgǝrmǝsturmǝn; xunga silǝr, i Yaⱪupning oƣulliri, tügǝxmigǝnsilǝr.
Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар өзгәрмәстурмән; шуңа силәр, и Яқупниң оғуллири, түгәшмигәнсиләр.
7 — Ata-bowiliringlarning künliridin tartip silǝr bǝlgilimilirimdin qǝtnǝp, ularni ⱨeq tutmiƣansilǝr. Mening yenimƣa ⱪaytip kelinglar, Mǝn yeninglarƣa ⱪaytimǝn, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, — biraⱪ silǝr: «Biz ⱪandaⱪmu ⱪaytip kelimiz?» — dǝysilǝr.
— Ата-бовилириңларниң күнлиридин тартип силәр бәлгүлимилиримдин чәтнәп, уларни һеч тутмиғансиләр. Мениң йенимға қайтип келиңлар, Мән йениңларға қайтимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — бирақ силәр: «Биз қандақму қайтип келимиз?» — дәйсиләр.
8 Adǝm Hudaningkini bulisa bolamdu? — Biraⱪ Manga Meningkini bulap kǝldinglar. Silǝr yǝnǝ: «Biz ⱪandaⱪsigǝ Sanga bulangqiliⱪ ⱪiliwatimiz» — dǝysilǝr. Silǝr «ondin bir» ülüx ɵxriliringlarni ⱨǝm «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝlǝr»ni sunƣininglarda xundaⱪ ⱪilisilǝr!
Адәм Худаниңкини булиса боламду? — Бирақ Маңа Мениңкини булап кәлдиңлар. Силәр йәнә: «Биз қандақсигә Саңа булаңчилиқ қиливатимиз» — дәйсиләр. Силәр «ондин бир» үлүш өшрилириңларни һәм «көтәрмә һәдийәләр»ни сунғиниңларда шундақ қилисиләр!
9 Silǝr eƣir bir lǝnǝtkǝ ⱪaldinglar, qünki Manga bulangqiliⱪ ⱪiliwatisilǝr — silǝr bu pütkül «yat ǝl» xundaⱪ ⱪiliwatisilǝr!
Силәр еғир бир ләнәткә қалдиңлар, чүнки Маңа булаңчилиқ қиливатисиләр — силәр бу пүткүл «ят әл» шундақ қиливатисиләр!
10 Əmdi ɵyümdǝ axliⱪ bolux üqün pütkül «ondin bir» ülüx ɵxrini ambarƣa elip kelinglar wǝ xundaⱪla Meni sinap beⱪinglar, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Mǝn asmanning derizilirini qong eqip silǝrgǝ patⱪuzalmiƣudǝk bir bǝrikǝtni tɵküp beridiƣanliⱪimni kɵrüp baⱪmamsilǝr?
Әнди өйүмдә ашлиқ болуш үчүн пүткүл «ондин бир» үлүш өшрини амбарға елип келиңлар вә шундақла Мени синап беқиңлар, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Мән асманниң деризилирини чоң ечип силәргә патқузалмиғидәк бир бәрикәтни төкүп беридиғанлиғимни көрүп бақмамсиләр?
11 Xundaⱪ bolƣandila Mǝn silǝrni dǝp yǝnǝ yalmiƣuqini ǝyiblǝymǝn, u topriⱪinglardiki mewilǝrni wǝyran ⱪilmaymǝn; silǝrning baƣ-etizliringlardiki tal üzümlǝr waⱪitsiz tɵkülüp kǝtmǝydu, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
Шундақ болғандила Мән силәрни дәп йәнә ялмиғучини әйипләймән, у топриқиңлардики мевиләрни вәйран қилмаймән; силәрниң бағ-етизлириңлардики тал үзүмләр вақитсиз төкүлүп кәтмәйду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
12 — Xuning bilǝn barliⱪ ǝllǝr silǝrni bǝhtlik dǝp ataydu, qünki yeringlar adǝmni ⱨuzurlanduridiƣan bir zemin bolidu, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
— Шуниң билән барлиқ әлләр силәрни бәхитлик дәп атайду, чүнки йериңлар адәмни һозурландуридиған бир зимин болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
13 — Silǝrning sɵzliringlar Manga ⱪattiⱪ tǝgdi, dǝydu Pǝrwǝrdigar, — biraⱪ silǝr yǝnǝ: «Biz sǝn bilǝn ⱪarxilixidiƣan nemǝ sɵz ⱪilduⱪ?» — dǝysilǝr.
— Силәрниң сөзлириңлар Маңа қаттиқ тәгди, дәйду Пәрвәрдигар, — бирақ силәр йәнә: «Биз сән билән қаршилишидиған немә сөз қилдуқ?» — дәйсиләр.
14 — Silǝr: «Hudaning hizmitidǝ bolux biⱨudiliktur» ⱨǝm: «Uning tapxuruⱪini qing tutuximiz wǝ samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar aldida matǝm tutⱪan kixilǝrdǝk yürüximizning nemǝ paydisi?» — dǝysilǝr,
— Силәр: «Худаниң хизмитидә болуш беһудиликтур» һәм: «Униң тапшуруғини чиң тутушимиз вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар алдида матәм тутқан кишиләрдәк жүрүшимизниң немә пайдиси?» — дәйсиләр,
15 ⱨǝm xuningdǝk: «Tǝkǝbburlarni bǝhtlik dǝp ataymiz; rǝzillik ⱪilƣuqilar ronaⱪ tapidu; ular bǝrⱨǝⱪ Hudani sinaydu, biraⱪ ⱪutulup ketidu» — dǝysilǝr.
һәм шуниңдәк: «Тәкәббурларни бәхитлик дәп атаймиз; рәзиллик қилғучилар ронақ тапиду; улар бәрһәқ Худани синайду, бирақ қутулуп кетиду» — дәйсиләр.
16 Pǝrwǝrdigardin ǝyminidiƣanlar [buni anglap] pat-pat bir-biri bilǝn mungdaxti; Pǝrwǝrdigar uni nǝzirigǝ aldi, sɵzlirini anglidi. Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigarning aldida Uningdin ⱪorⱪup, Uning namini seƣinƣanlar üqün ǝslǝtmǝ bolƣan bir hatirǝ kitab yezildi.
Пәрвәрдигардин әйминидиғанлар [буни аңлап] пат-пат бир-бири билән муңдашти; Пәрвәрдигар уни нәзиригә алди, сөзлирини аңлиди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң алдида Униңдин қорқуп, Униң намини сеғинғанлар үчүн әсләтмә болған бир хатирә китап йезилди.
17 — Bu kixilǝr bolsa Ɵzümning alaⱨidǝ gɵⱨǝrimni yiƣⱪan künidǝ Meningki bolidu — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — wǝ Mǝn huddi adǝm ɵz hizmitidǝ bolƣan oƣliƣa iqini aƣritⱪandǝk ularƣa iqimni aƣritimǝn.
— Бу кишиләр болса Өзүмниң алаһидә гөһәримни жиққан күнидә Мениңки болиду — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — вә Мән худди адәм өз хизмитидә болған оғлиға ичини ағритқандәк уларға ичимни ағритимән.
18 Silǝr ⱪaytip kelisilǝr wǝ ⱨǝⱪⱪaniylar bilǝn rǝzillǝrni, Hudaning hizmitidǝ bolƣanlar bilǝn bolmiƣanlarni pǝrⱪ etǝlǝysilǝr.
Силәр қайтип келисиләр вә һәққанийлар билән рәзилләрни, Худаниң хизмитидә болғанлар билән болмиғанларни пәриқ етәләйсиләр.

< Malaki 3 >