< Malaki 2 >

1 — Əmdi, ⱨǝy kaⱨinlar, bu ǝmr-pǝrman silǝrgǝ qüxti: —
— Әнди, һәй каһинлар, бу әмир-пәрман силәргә чүшти: —
2 Silǝr anglimisanglar, namimƣa xan-xǝrǝp kǝltürüxkǝ kɵngül ⱪoymisanglar, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, — Mǝn aranglarƣa lǝnǝtni qüxürüp ǝwǝtimǝn; silǝrning bǝrikǝtliringlarƣimu lǝnǝt ⱪilimǝn. Bǝrⱨǝⱪ, Mǝn alliⱪaqan ularƣa lǝnǝt oⱪudum, qünki silǝr [xǝripimgǝ] kɵngül ⱪoymidinglar.
Силәр аңлимисаңлар, намимға шан-шәрәп кәлтүрүшкә көңүл қоймисаңлар, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — Мән араңларға ләнәтни чүшүрүп әвәтимән; силәрниң бәрикәтлириңларғиму ләнәт қилимән. Бәрһәқ, Мән аллиқачан уларға ләнәт оқудум, чүнки силәр [шәривимгә] көңүл қоймидиңлар.
3 Mana, Mǝn uruⱪliringlarƣa tǝnbiⱨ berimǝn, silǝrning yüzünglǝrgǝ poⱪ, ⱨeytinglardiki poⱪni sürimǝn; birsi silǝrni xu poⱪ bilǝn billǝ apirip taxlaydu.
Мана, Мән уруқлириңларға тәнбиһ беримән, силәрниң йүзүңләргә поқ, һейтиңлардики поқни сүримән; бириси силәрни шу поқ билән биллә апирип ташлайду.
4 Xuning bilǝn silǝr Mening silǝrgǝ bu ǝmrni ǝwǝtkǝnlikimni bilisilǝr, mǝⱪsǝt, Mening Lawiy bilǝn tüzgǝn ǝⱨdǝmning saⱪliniwerixi üqündur, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
Шуниң билән силәр Мениң силәргә бу әмирни әвәткәнлигимни билисиләр, мәхсәт, Мениң Лавий билән түзгән әһдәмниң сақлинивериши үчүндур, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
5 — Mening uning bilǝn tüzgǝn ǝⱨdǝm ⱨayatliⱪ ⱨǝm aram-hatirjǝmlik elip kelidu; uni Mǝndin ⱪorⱪsun dǝp bularni uningƣa bǝrdim; u Mǝndin ⱪorⱪup namim aldida titrigǝnidi.
— Мениң униң билән түзгән әһдәм һаятлиқ һәм арам-хатирҗәмлик елип келиду; уни Мәндин қорқсун дәп буларни униңға бәрдим; у Мәндин қорқуп намим алдида титригән еди.
6 Aƣzidin ⱨǝⱪiⱪǝtning tǝlim-tǝrbiyisi qüxmigǝn, lǝwliridin naⱨǝⱪliⱪ tepilmiƣan; u aramliⱪ-hatirjǝmlik ⱨǝm durusluⱪta Mǝn bilǝn billǝ mangƣan, nurƣun kixilǝrni ⱪǝbiⱨliktin yandurƣan.
Ағзидин һәқиқәтниң тәлим-тәрбийиси чүшмигән, ләвлиридин наһәқлиқ тепилмиған; у арамлиқ-хатирҗәмлик һәм дуруслуқта Мән билән биллә маңған, нурғун кишиләрни қәбиһликтин яндурған.
7 Qünki kaⱨinning lǝwliri ilim-bilimni saⱪlixi kerǝk, hǝⱪlǝr uning aƣzidin Tǝwrat-ⱪanunini izdixi lazim; qünki u samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning ǝlqisidur.
Чүнки каһинниң ләвлири илим-билимни сақлиши керәк, хәлиқләр униң ағзидин Тәврат-қанунини издиши лазим; чүнки у самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң әлчисидур.
8 — Biraⱪ silǝr yoldin qǝtnǝp kǝttinglar; silǝr nurƣun kixilǝr üqün Tǝwrat-ⱪanunini putlikaxangƣa aylanduruwǝttinglar; silǝr Lawiy bilǝn tüzülgǝn ǝⱨdini buzƣansilǝr — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar,
— Бирақ силәр йолдин чәтнәп кәттиңлар; силәр нурғун кишиләр үчүн Тәврат-қанунини путликашаңға айландурувәттиңлар; силәр Лавий билән түзүлгән әһдини бузғансиләр — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар,
9 — xunga Mǝn silǝrnimu pütün hǝlⱪ aldida nǝprǝtlik wǝ pǝskǝx ⱪildim, qünki silǝr yollirimni tutmiƣan, xundaⱪla Tǝwrat-ⱪanunini ijra ⱪilƣanda bir tǝrǝpkǝ yan basⱪan.
— шуңа Мән силәрниму пүтүн хәлиқ алдида нәпрәтлик вә пәскәш қилдим, чүнки силәр йоллиримни тутмиған, шундақла Тәврат-қанунини иҗра қилғанда бир тәрәпкә ян басқан.
10 — Bizdǝ bir ata bar ǝmǝsmu? Bizni Yaratⱪuqi pǝⱪǝt birla Tǝngri ǝmǝsmu? Əmdi nemixⱪa ⱨǝrbirimiz ɵz ⱪerindiximizƣa wapasizliⱪ ⱪilip, ata-bowilirimiz bilǝn tüzgǝn ǝⱨdisini bulƣaymiz?
— Биздә бир ата бар әмәсму? Бизни Яратқучи пәқәт бирла Тәңри әмәсму? Әнди немишкә һәр биримиз өз қериндишимизға вапасизлиқ қилип, ата-бовилиримиз билән түзгән әһдисини булғаймиз?
11 Yǝⱨuda wapasizliⱪ ⱪildi, Israilda ⱨǝm Yerusalemda yirginqlik bir ix sadir ⱪilindi; qünki Yǝⱨuda Pǝrwǝrdigar sɵygǝn muⱪǝddǝs jayini bulƣap, yat bir ilaⱨning ⱪizini ǝmrigǝ aldi.
Йәһуда вапасизлиқ қилди, Исраилда һәм Йерусалимда жиркиничлик бир иш садир қилинди; чүнки Йәһуда Пәрвәрдигар сөйгән муқәддәс җайини булғап, ят бир илаһниң қизини әмригә алди.
12 Undaⱪ ⱪilƣuqi, yǝni azdurƣuqi bolsun, azdurulƣuqi bolsun, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa «axliⱪ ⱨǝdiyǝ»ni elip kǝlgüqi bolsun, Pǝrwǝrdigar ularni Yaⱪupning qedirliridin üzüp taxlaydu.
Ундақ қилғучи, йәни аздурғучи болсун, аздурулғучи болсун, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға «ашлиқ һәдийә»ни елип кәлгүчи болсун, Пәрвәрдигар уларни Яқупниң чедирлиридин үзүп ташлайду.
13 Silǝr xuningdǝk xundaⱪ ⱪilisilǝrki, ⱪurbangaⱨni kɵz yaxliri, yiƣa, aⱨ-zarlar bilǝn ⱪaplaysilǝr — qünki U ⱪurbanliⱪ-ⱨǝdiyilǝrgǝ ⱨeq ⱪarimaydiƣan boldi, uningdin ⱨeq razi bolmay ⱪolunglardin ⱪobul ⱪilmaydiƣan boldi.
Силәр шуниңдәк шундақ қилисиләрки, қурбангаһни көз яшлири, жиға, аһ-зарлар билән қаплайсиләр — чүнки У қурбанлиқ-һәдийиләргә һеч қаримайдиған болди, униңдин һеч рази болмай қолуңлардин қобул қилмайдиған болди.
14 Biraⱪ silǝr: «nemixⱪa?» dǝp soraysilǝr. — Qünki Pǝrwǝrdigar sǝn wǝ yaxliⱪingda alƣan ayaling otturisida guwaⱨqi bolƣanidi; sǝn uningƣa wapasizliⱪ ⱪilding, gǝrqǝ u sening ⱨǝmraⱨing wǝ sǝn ǝⱨdǝ tüzgǝn ayaling bolsimu.
Бирақ силәр: «немишкә?» дәп сорайсиләр. — Чүнки Пәрвәрдигар сән вә яшлиғиңда алған аялиң оттурисида гувачи болған еди; сән униңға вапасизлиқ қилдиң, гәрчә у сениң һәмраһиң вә сән әһдә түзгән аялиң болсиму.
15 Huda [ǝr-ayalni] bir ⱪilƣan ǝmǝsmu? Xundaⱪla, buningƣa Roⱨini ⱪaldurƣan ǝmǝsmu? [Huda] nemixⱪa ularni bir ⱪildi? Qünki U ulardin ihlasmǝn pǝrzǝnt kütkǝnidi. Əmdi ⱨǝrbiringlar ɵz ⱪǝlb-roⱨinglarƣa diⱪⱪǝt ⱪilinglar, ⱨeqⱪaysisi yaxliⱪta alƣan ayaliƣa wapasizliⱪ ⱪilmisun!
Худа [әр-аялни] бир қилған әмәсму? Шундақла, буниңға Роһини қалдурған әмәсму? [Худа] немишкә уларни бир қилди? Чүнки У улардин ихласмән пәрзәнт күткән еди. Әнди һәр бириңлар өз қәлб-роһуңларға диққәт қилиңлар, һеч қайсиси яшлиқта алған аялиға вапасизлиқ қилмисун!
16 Qünki Mǝn talaⱪ ⱪilixⱪa ɵqturmǝn, dǝydu Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar, — xuningdǝk ɵz toniƣa zomburluⱪ qaplaxturuwalƣuqiƣa ɵqmǝn, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar. — xunga ⱪǝlb-roⱨinglarƣa diⱪⱪǝt ⱪilinglar, ⱨeqⱪaysinglar wapasizliⱪ ⱪilmanglar!
Чүнки Мән талақ қилишқа өчтурмән, дәйду Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, — шуниңдәк өз тониға зомбурлуқ чаплаштурувалғучиға өчмән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар. — шуңа қәлб-роһуңларға диққәт қилиңлар, һеч қайсиңлар вапасизлиқ қилмаңлар!
17 — Silǝr sɵzliringlar bilǝn Pǝrwǝrdigarning sǝwr-taⱪitini ⱪoymidinglar, andin silǝr: «Biz nemǝ ⱪilip Uning sǝwr-taⱪitini ⱪoymaptuⱪ?» — dǝysilǝr. Sǝwr-taⱪitini ⱪoymiƣanliⱪinglar bolsa dǝl: «Rǝzillik ⱪilƣuqi Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ yahxidur, U ulardin hursǝn bolidu»; yaki «Adalǝtni yürgüzgüqi Huda zadi nǝdidur?» — degininglǝrdǝ bolmamdu!
— Силәр сөзлириңлар билән Пәрвәрдигарниң сәвир-тақитини қоймидиңлар, андин силәр: «Биз немә қилип Униң сәвир-тақитини қоймаптуқ?» — дәйсиләр. Сәвир-тақитини қоймиғанлиғиңлар болса дәл: «Рәзиллик қилғучи Пәрвәрдигарниң нәзиридә яхшидур, У улардин хурсән болиду»; яки «Адаләтни жүргүзгүчи Худа зади нәдидур?» — дегиниңләрдә болмамду!

< Malaki 2 >