< Luⱪa 18 >
1 Wǝ u ularƣa, boxaxmay, ⱨǝrdaim dua ⱪilip turux kerǝkliki toƣrisida bir tǝmsil kǝltürüp mundaⱪ dedi:
Вә у уларға, бошашмай, һәрдайим дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида бир тәмсил кәлтүрүп мундақ деди:
2 — «Mǝlum xǝⱨǝrdǝ bir sotqi bar ikǝn. U Hudadinmu ⱪorⱪmaydikǝn, adǝmlǝrgimu pǝrwa ⱪilmaydikǝn.
— «Мәлум шәһәрдә бир сотчи бар екән. У Худадинму қорқмайдикән, адәмләргиму пәрва қилмайдикән.
3 Xu xǝⱨǝrdǝ bir tul ayal bar ikǝn wǝ u daim sotqining aldiƣa kelip: «Əyibkardin ⱨǝⱪⱪimni elip bǝrgin» dǝp tǝlǝp ⱪilidikǝn.
Шу шәһәрдә бир тул аял бар екән вә у дайим сотчиниң алдиға келип: «Әйипкардин һәққимни елип бәргин» дәп тәләп қилидикән.
4 U heli waⱪitⱪiqǝ uni rǝt ⱪiptu; biraⱪ keyin kɵnglidǝ: Hudadinmu ⱪorⱪmaymǝn, adǝmlǝrgimu pǝrwa ⱪilmaymǝn,
У хелә вақитқичә уни рәт қипту; бирақ кейин көңлидә: Худадинму қорқмаймән, адәмләргиму пәрва қилмаймән,
5 lekin bu tul hotun meni awarǝ ⱪilip ketiwatidu, uning manga qaplixiwelip meni ⱨalimdin kǝtküzüwǝtmǝsliki üqün ⱨǝrⱨalda uning dǝwayini sorap ⱪoyay!» — dǝp oylaptu».
лекин бу тул хотун мени аварә қилип кетиватиду, униң маңа чаплишивелип мени һалимдин кәткүзүвәтмәслиги үчүн һәрһалда униң дәвайини сорап қояй!» — дәп ойлапту».
6 Rǝb: Ⱪaranglar, adalǝtsiz bu sotqining nemǝ degǝnlirigǝ!
Рәб: Қараңлар, адаләтсиз бу сотчиниң немә дегәнлиригә!
7 U xundaⱪ ⱪilƣan yǝrdǝ, Huda Ɵzigǝ keqǝ-kündüz nida ⱪiliwatⱪan talliƣan bǝndilirigǝ ⱪandaⱪ ⱪilar? Gǝrqǝ Huda Ɵz bǝndilirigǝ ⱨǝmdǝrd bolux bilǝn birgǝ [rǝzillikkǝ] uzunƣiqǝ sǝwr-taⱪǝt ⱪilsimu, ahirida bǝndilirining dǝrdigǝ yǝtmǝsmu?
У шундақ қилған йәрдә, Худа Өзигә кечә-күндүз нида қиливатқан таллиған бәндилиригә қандақ қилар? Гәрчә Худа Өз бәндилиригә һәмдәрд болуш билән биргә [рәзилликкә] узунғичә сәвир-тақәт қилсиму, ахирида бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму?
8 Mǝn silǝrgǝ eytayki: U ularning dǝrdigǝ yetip naⱨayiti tezla ⱨǝⱪⱪini elip beridu! Lekin Insan’oƣli kǝlgǝndǝ yǝr yüzidǝ iman-ixǝnq tapalamdu? — dedi.
Мән силәргә ейтайки: У уларниң дәрдигә йетип наһайити тезла һәққини елип бериду! Лекин Инсаноғли кәлгәндә йәр йүзидә иман-ишәш тапаламду? — деди.
9 U ɵzlirini ⱨǝⱪⱪaniy dǝp ⱪarap, baxⱪilarni kɵzigǝ ilmaydiƣan bǝzilǝrgǝ ⱪaritip, mundaⱪ bir tǝmsilni eytti:
У өзлирини һәққаний дәп қарап, башқиларни көзигә илмайдиған бәзиләргә қаритип, мундақ бир тәмсилни ейтти:
10 — Ikki adǝm dua ⱪilƣili ibadǝthaniƣa beriptu. Biri Pǝrisiy, yǝnǝ biri bajgir ikǝn.
— Икки адәм дуа қилғили ибадәтханиға берипту. Бири Пәрисий, йәнә бири баҗгир екән.
11 Pǝrisiy ɵrǝ turup ɵz-ɵzigǝ mundaⱪ dua ⱪiliptu: — «Əy Huda, mening baxⱪa adǝmlǝrdǝk bulangqi, adalǝtsiz, zinahor wǝ ⱨǝtta bu bajgirdǝk bolmiƣinim üqün sanga xükür!
Пәрисий өрә туруп өз-өзигә мундақ дуа қипту: — «Әй Худа, мениң башқа адәмләрдәк булаңчи, адаләтсиз, зинахор вә һәтта бу баҗгирдәк болмиғиним үчүн саңа шүкүр!
12 Ⱨǝr ⱨǝptidǝ ikki ⱪetim roza tutimǝn wǝ tapⱪanlirimning ondin bir ülüxini sǝdiⱪǝ ⱪilimǝn».
Һәр һәптидә икки қетим роза тутимән вә тапқанлиримниң ондин бир үлүшини сәдиқә қилимән».
13 Biraⱪ ⱨeliⱪi bajgir yiraⱪta turup bexini kɵtürüp asmanƣa ⱪaraxⱪimu petinalmay mǝydisigǝ urup turup: «Əy Huda, mǝn muxu gunaⱨkarƣa rǝⱨim ⱪilƣaysǝn!» — dǝptu.
Бирақ һелиқи баҗгир жирақта туруп бешини көтирип асманға қарашқиму петиналмай мәйдисигә уруп туруп: «Әй Худа, мән мошу гунакарға рәһим қилғайсән!» — дәпту.
14 Mǝn silǝrgǝ xuni eytayki, bu ikkiylǝndin [Pǝrisiy] ǝmǝs, bǝlki [bajgir] kǝqürümgǝ erixip ɵyigǝ ⱪaytiptu. Qünki ⱨǝrkim ɵzini üstün tutsa tɵwǝn ⱪilinar, lekin kimki ɵzini tɵwǝn tutsa üstün kɵtürülǝr.
Мән силәргә шуни ейтайки, бу иккиләндин [Пәрисий] әмәс, бәлки [баҗгир] кәчүрүмгә еришип өйигә қайтипту. Чүнки һәр ким өзини үстүн тутса төвән қилинар, лекин кимки өзини төвән тутса үстүн көтириләр.
15 Əmdi ⱪolini tǝgküzsun dǝp, kixilǝr kiqik balilirinimu uning aldiƣa elip kelǝtti. Lekin buni kɵrgǝn muhlislar ularni ǝyiblidi.
Әнди қолини тәккүзсун дәп, кишиләр кичик балилириниму униң алдиға елип келәтти. Лекин буни көргән мухлислар уларни әйиплиди.
16 Əmma Əysa balilarni yeniƣa qaⱪirip: Kiqik balilarni aldimƣa kǝlgili ⱪoyunglar, ularni tosuxmanglar. Qünki Hudaning padixaⱨliⱪi dǝl muxundaⱪlardin tǝrkib tapⱪandur.
Амма Әйса балиларни йениға чақирип: Кичик балиларни алдимға кәлгили қоюңлар, уларни тосушмаңлар. Чүнки Худаниң падишалиғи дәл мошундақлардин тәркиб тапқандур.
17 Mǝn silǝrgǝ bǝrⱨǝⱪ xuni eytip ⱪoyayki: Kimki Hudaning padixaⱨliⱪini sǝbiy balidǝk ⱪobul ⱪilmisa, uningƣa ⱨǝrgiz kirǝlmǝydu, — dedi.
Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки: Кимки Худаниң падишалиғини сәбий балидәк қобул қилмиса, униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди.
18 Mǝlum bir ⱨɵkümdar Əysadin: I yahxi ustaz, mǝnggülük ⱨayatⱪa waris bolmaⱪ üqün nemǝ ixni ⱪilixim kerǝk, — dǝp soridi. (aiōnios )
Мәлум бир һөкүмдар Әйсадин: И яхши устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк, — дәп сориди. (aiōnios )
19 Lekin Əysa: Meni nemǝ üqün yahxi dǝysǝn? Yahxi bolƣuqi pǝⱪǝt birla, yǝni Hudadur.
Лекин Әйса: Мени немә үчүн яхши дәйсән? Яхши болғучи пәқәт бирла, йәни Худадур.
20 Əmrlǝrni bilisǝn: — «Zina ⱪilma, ⱪatilliⱪ ⱪilma, oƣriliⱪ ⱪilma, yalƣan guwaⱨliⱪ bǝrmǝ, atangni wǝ anangni ⱨɵrmǝt ⱪil» — dedi.
Әмирләрни билисән: — «Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, атаңни вә анаңни һөрмәт қил» — деди.
21 — Bularning ⱨǝmmisigǝ kiqikimdin tartip ǝmǝl ⱪilip keliwatimǝn, — dedi u.
— Буларниң һәммисигә кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди у.
22 Əysa buni anglap uningƣa: — Sǝndǝ yǝnǝ bir ix kǝm. Pütkül mal-mülkingni setip, pulini yoⱪsullarƣa ülǝxtürüp bǝrgin wǝ xundaⱪ ⱪilsang, ǝrxtǝ hǝzinǝng bolidu; andin kelip manga ǝgǝxkin! — dedi.
Әйса буни аңлап униңға: — Сәндә йәнә бир иш кәм. Пүткүл мал-мүлкиңни сетип, пулини йоқсулларға үләштүрүп бәргин вә шундақ қилсаң, әрштә ғәзнәң болиду; андин келип маңа әгәшкин! — деди.
23 Əmma u bu gǝpni anglap tolimu ⱪayƣuƣa qɵmüp kǝtti; qünki u naⱨayiti bay idi.
Амма у бу гәпни аңлап толиму қайғуға чөмүп кәтти; чүнки у наһайити бай еди.
24 Tolimu ⱪayƣuƣa qɵmüp kǝtkǝnlikini kɵrgǝn Əysa: — Mal-dunyasi kɵplǝrning Hudaning padixaⱨliⱪiƣa kirixi nemidegǝn tǝs-ⱨǝ!
Толиму қайғуға чөмүп кәткәнлигини көргән Әйса: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң падишалиғиға кириши немидегән тәс-һә!
25 Tɵgining yingnining kɵzidin ɵtüxi bay adǝmning Hudaning padixaⱨliⱪiƣa kirixidin asandur! — dedi.
Төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди.
26 Buni angliƣanlar: — Undaⱪ bolsa, kim nijatⱪa erixǝlisun? — deyixti.
Буни аңлиғанлар: — Ундақ болса, ким ниҗатқа еришәлисун? — дейишти.
27 Əmma u jawabǝn: — Insanlarƣa mumkin bolmiƣan ixlar Hudaƣa mumkindur — dedi.
Амма у җававән: — Инсанларға мүмкин болмиған ишлар Худаға мүмкиндур — деди.
28 Əmdi Petrus: — Mana, biz bar-yoⱪimizni taxlap sanga ǝgǝxtuⱪ!? — dedi.
Әнди Петрус: — Мана, биз бар-йоқимизни ташлап саңа әгәштуқ!? — деди.
29 U ularƣa: — Mǝn silǝrgǝ bǝrⱨǝⱪ xuni eytayki, Hudaning padixaⱨliⱪi üqün ɵy-waⱪ ya ata-anisi ya ⱪerindaxliri ya ayali ya baliliridin waz kǝqkǝnlǝrning ⱨǝrbiri
У уларға: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтайки, Худаниң падишалиғи үчүн өй-вақ я ата-аниси я қериндашлири я аяли я балилиридин ваз кәчкәнләрниң һәр бири
30 bu zamanda bularƣa kɵp ⱨǝssilǝp muyǝssǝr bolidu wǝ kelidiƣan zamandimu mǝnggülük ⱨayatⱪa erixmǝy ⱪalmaydu. — dedi. (aiōn , aiōnios )
бу заманда буларға көп һәссиләп муйәссәр болиду вә келидиған замандиму мәңгүлүк һаятқа еришмәй қалмайду. — деди. (aiōn , aiōnios )
31 Andin u on ikkǝylǝnni ɵz yeniƣa elip ularƣa mundaⱪ dedi: — Mana, biz ⱨazir Yerusalemƣa qiⱪiwatimiz wǝ pǝyƣǝmbǝrlǝrning Insan’oƣli toƣrisida pütkǝnlirining ⱨǝmmisi [xu yǝrdǝ] ǝmǝlgǝ axurulidu.
Андин у он иккәйләнни өз йениға елип уларға мундақ деди: — Мана, биз һазир Йерусалимға чиқиватимиз вә пәйғәмбәрләрниң Инсаноғли тоғрисида пүткәнлириниң һәммиси [шу йәрдә] әмәлгә ашурулиду.
32 Qünki u yat ǝllǝrning ⱪoliƣa tapxurulidu wǝ ular uni mǝshirǝ ⱪilip, harlaydu, uning üstigǝ tüküridu;
Чүнки у ят әлләрниң қолиға тапшурулиду вә улар уни мәсқирә қилип, харлайду, униң үстигә түкүриду;
33 ular uni ⱪamqiliƣandin keyin ɵltürüwetidu; wǝ u üqinqi küni ⱪayta tirilidu, — dedi.
улар уни қамчилиғандин кейин өлтүрүветиду; вә у үчинчи күни қайта тирилиду, — деди.
34 Biraⱪ ular bu sɵzlǝrdin ⱨeqnemini qüxǝnmidi. Bu sɵzning mǝnisi ulardin yoxurulƣan bolup, uning nemǝ eytⱪinini bilǝlmǝy ⱪaldi.
Бирақ улар бу сөзләрдин һеч немини чүшәнмиди. Бу сөзниң мәнаси улардин йошурулған болуп, униң немә ейтқинини биләлмәй қалди.
35 Wǝ xundaⱪ ix boldiki, u Yeriho xǝⱨirigǝ yeⱪinlaxⱪanda, bir kor kixi yolning boyida olturup tilǝmqilik ⱪiliwatatti.
Вә шундақ иш болдики, у Йерихо шәһиригә йеқинлашқанда, бир кор киши йолниң бойида олтирип тиләмчилик қиливататти.
36 U kɵpqilikning ɵtüp ketiwatⱪanliⱪini anglap: — Nemǝ ix bolƣandu? — dǝp soridi.
У көпчиликниң өтүп кетиватқанлиғини аңлап: — Немә иш болғанду? — дәп сориди.
37 Hǝⱪ uningƣa: — Nasarǝtlik Əysa bu yǝrdin ɵtüp ketiwatidu, — dǝp hǝwǝr bǝrdi.
Хәқ униңға: — Насарәтлик Әйса бу йәрдин өтүп кетиватиду, — дәп хәвәр бәрди.
38 — I Dawutning oƣli Əysa, manga rǝⱨim ⱪilƣaysǝn! — dǝp warⱪirap kǝtti u.
— И Давутниң оғли Әйса, маңа рәһим қилғайсән! — дәп вақирап кәтти у.
39 Wǝ Əysaning aldida mengiwatⱪanlar uni: — Xük oltur! dǝp ǝyiblǝxti. Biraⱪ u: — I Dawutning oƣli, manga rǝⱨim ⱪilƣaysǝn! — dǝp tehimu ⱪattiⱪ warⱪiridi.
Вә Әйсаниң алдида меңиватқанлар уни: — Шүк олтар! дәп әйипләшти. Бирақ у: — И Давутниң оғли, маңа рәһим қилғайсән! — дәп техиму қаттиқ вақириди.
40 Əysa ⱪǝdimini tohtitip, uni aldiƣa baxlap kelixni buyrudi. Ⱪariƣu uningƣa yeⱪin kǝlgǝndǝ u uningdin:
Әйса қедимини тохтитип, уни алдиға башлап келишни буйруди. Қариғу униңға йеқин кәлгәндә у униңдин:
41 — Sǝn meni nemǝ ⱪilip bǝr, dǝysǝn? — dǝp soridi. — I Rǝbbim, ⱪayta kɵridiƣan bolsam’idi! — dedi u.
— Сән мени немә қилип бәр, дәйсән? — дәп сориди. — И Рәббим, қайта көридиған болсамиди! — деди у.
42 Əysa uningƣa: — Kɵridiƣan bolƣin! Etiⱪading seni saⱪaytti, — dedi.
Әйса униңға: — Көридиған болғин! Етиқатиң сени сақайтти, — деди.
43 Wǝ uning kɵzi xuan eqildi; u Əysaƣa ǝgixip, yol boyi Hudani uluƣlap mangdi. Wǝ barliⱪ halayiⱪmu buni kɵrüp Hudaƣa mǝdⱨiyǝ oⱪudi.
Вә униң көзи шуан ечилди; у Әйсаға әгишип, йол бойи Худани улуқлап маңди. Вә барлиқ халайиқму буни көрүп Худаға мәдһийә оқуди.