< Luⱪa 10 >

1 Bu ixlardin keyin, Rǝb muhlislardin yǝnǝ yǝtmixini tǝyinlǝp, ɵzi barmaⱪqi bolƣan barliⱪ xǝⱨǝr-yezilarƣa ikki-ikkidin ɵzidin burun ǝwǝtti.
Бу ишлардин кейин, Рәб мухлислардин йәнә йәтмишини тайинлап, өзи бармақчи болған барлиқ шәһәр-йезиларға икки-иккидин өзидин бурун әвәтти.
2 U ularƣa mundaⱪ tapilidi: — Yiƣilidiƣan ⱨosul dǝrwǝⱪǝ kɵp, lekin ⱨosulni yiƣⱪuqi ixlǝmqilǝr az ikǝn. Xunga ⱨosul Igisidin kɵprǝk ixlǝmqilǝrni Ɵz ⱨosulungni yiƣixⱪa ǝwǝtkǝysǝn, dǝp tilǝnglar.
У уларға мундақ тапилиди: — Жиғилидиған һосул дәрвәқә көп, лекин һосулни жиққучи ишләмчиләр аз екән. Шуңа һосул Егисидин көпрәк ишләмчиләрни Өз һосулуңни жиғишқа әвәткәйсән, дәп тиләңлар.
3 Menginglar! Mǝn ⱪozilarni bɵrilǝrning arisiƣa ǝwǝtkǝndǝk silǝrni ǝwǝtimǝn.
Меңиңлар! Мән қозиларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк силәрни әвәтимән.
4 Ⱨǝmyan, hurjun wǝ kǝxlǝr almanglar; yolda kixilǝr bilǝn salamlixixⱪa [tohtimanglar].
Һәмян, хурҗун вә кәшләр алмаңлар; йолда кишиләр билән саламлишишқа [тохтимаңлар].
5 Ⱪaysi ɵygǝ kirsǝnglar, aldi bilǝn: «Muxu ɵydikilǝrgǝ aramliⱪ bolƣay!» dǝnglar.
Қайси өйгә кирсәңлар, алди билән: «Мошу өйдикиләргә арамлиқ болғай!» дәңлар.
6 U ɵydǝ «aramliⱪ igisi» bolsa, tiligǝn aramliⱪinglar xu ɵygǝ ⱪonidu; ǝgǝr bolmisa, u aramliⱪ ɵzünglarƣa yanidu.
У өйдә «арамлиқ егиси» болса, тилигән арамлиғиңлар шу өйгә қониду; әгәр болмиса, у арамлиқ өзүңларға яниду.
7 Andin qüxkǝn ɵydǝ turup yɵtkǝlmǝnglǝr, xu ɵydikilǝrning bǝrginini yǝp-iqinglar, qünki ixlǝmqi ɵz ix ⱨǝⱪⱪini elixⱪa ⱨǝⱪliⱪtur. U ɵydin bu ɵygǝ yɵtkilip yürmǝnglar.
Андин чүшкән өйдә туруп йөткәлмәңләр, шу өйдикиләрниң бәргинини йәп-ичиңлар, чүнки ишләмчи өз иш һәққини елишқа һәқлиқтур. У өйдин бу өйгә йөткилип жүрмәңлар.
8 Silǝr ⱪaysi xǝⱨǝrgǝ kirsǝnglar, ular silǝrni ⱪobul ⱪilsa, ular aldinglarƣa nemǝ ⱪoysa xuni yǝnglar.
Силәр қайси шәһәргә кирсәңлар, улар силәрни қобул қилса, улар алдиңларға немә қойса шуни йәңлар.
9 U yǝrdiki kesǝllǝrni saⱪaytip, ularƣa: «Hudaning padixaⱨliⱪi silǝrgǝ yeⱪinlaxti!» dǝnglar.
У йәрдики кесәлләрни сақайтип, уларға: «Худаниң падишалиғи силәргә йеқинлашти!» дәңлар.
10 Biraⱪ silǝr ⱪaysi xǝⱨǝrgǝ kirsǝnglar, ular silǝrni ⱪobul ⱪilmisa, ularning rǝstǝ-koqiliriƣa qiⱪip kɵpqilikkǝ:
Бирақ силәр қайси шәһәргә кирсәңлар, улар силәрни қобул қилмиса, уларниң рәстә-кочилириға чиқип көпчиликкә:
11 «Silǝrgǝ agaⱨ bolsun üqün ⱨǝtta xǝⱨiringlarning ayiƣimizƣa qaplaxⱪan topisinimu ⱪeⱪip qüxürüwetimiz! Ⱨalbuki, xuni bilip ⱪoyunglarki, Hudaning padixaⱨliⱪi silǝrgǝ [rasttinla] yeⱪinlaxti!» — dǝnglar.
«Силәргә агаһ болсун үчүн һәтта шәһириңларниң айиғимизға чаплашқан тописиниму қеқип чүшүрүветимиз! Һалбуки, шуни билип қоюңларки, Худаниң падишалиғи силәргә [растинла] йеқинлашти!» — дәңлар.
12 Mǝn silǝrgǝ eytip ⱪoyayki, xu küni ⱨǝtta Sodom xǝⱨiridikilǝrning kɵridiƣini bu xǝⱨǝrdikilǝrningkidin yenik bolidu.
Мән силәргә ейтип қояйки, шу күни һәтта Содом шәһиридикиләрниң көридиғини бу шәһәрдикиләрниңкидин йеник болиду.
13 Ⱨalinglarƣa way, ǝy ⱪorazinliⱪlar! Ⱨalinglarƣa way, ǝy Bǝyt-Saidaliⱪlar! Qünki silǝrdǝ kɵrsitilgǝn mɵjizilǝr Tur wǝ Zidon xǝⱨǝrliridǝ kɵrsitilgǝn bolsa, u yǝrlǝrdikilǝr heli burunla bɵzgǝ yɵginip, külgǝ milinip towa ⱪilƣan bolatti.
Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй Бәйт-Саидалиқлар! Чүнки силәрдә көрситилгән мөҗизиләр Тур вә Зидон шәһәрлиридә көрситилгән болса, у йәрләрдикиләр хелә бурунла бөзгә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти.
14 Ⱪiyamǝt künidǝ Tur wǝ Zidondikilǝrning kɵridiƣini silǝrningkidin yenik bolidu.
Қиямәт күнидә Тур вә Зидондикиләрниң көридиғини силәрниңкидин йеник болиду.
15 Əy ǝrxkǝ kɵtürülgǝn Kǝpǝrnaⱨumluⱪlar! Silǝr tǝⱨtisaraƣa qüxürülisilǝr! (Hadēs g86)
Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар! Силәр тәһтисараға чүшүрүлисиләр! (Hadēs g86)
16 [U muhlisliriƣa yǝnǝ]: — Kimdǝkim silǝrni tingxisa, menimu tingxiƣan bolidu; kimdǝkim silǝrni qǝtkǝ ⱪaⱪsa, menimu qǝtkǝ ⱪaⱪⱪan bolidu; kim meni qǝtkǝ ⱪaⱪⱪan bolsa, meni ǝwǝtküqinimu qǝtkǝ ⱪaⱪⱪan bolidu, — dedi.
[У мухлислириға йәнә]: — Кимдәким силәрни тиңшиса, мениму тиңшиған болиду; кимдәким силәрни чәткә қақса, мениму чәткә қаққан болиду; ким мени чәткә қаққан болса, мени әвәткүчиниму чәткә қаққан болиду, — деди.
17 Yǝtmix muhlis huxal-huramliⱪ iqidǝ ⱪaytip kelip: — I Rǝb! Ⱨǝtta jinlarmu sening naming bilǝn bizgǝ boysunidikǝn! — dǝp mǝlum ⱪildi.
Йәтмиш мухлис хошал-хурамлиқ ичидә қайтип келип: — И Рәб! Һәтта җинларму сениң намиң билән бизгә бойсунидикән! — дәп мәлум қилди.
18 U ularƣa: — Mǝn Xǝytanning asmandin qaⱪmaⱪtǝk qüxüp kǝtkǝnlikini kɵrgǝnmǝn.
У уларға: — Мән Шәйтанниң асмандин чақмақтәк чүшүп кәткәнлигини көргәнмән.
19 Mana, mǝn silǝrgǝ yilan-qayanlarni dǝssǝp yanjixⱪa wǝ düxmǝnning barliⱪ küq-ⱪudritini besip taxlaxⱪa ⱨoⱪuⱪ bǝrdim. Ⱨeqⱪaqan ⱨeqⱪandaⱪ nǝrsǝ silǝrgǝ zǝrǝr yǝtküzǝlmǝydu.
Мана, мән силәргә илан-чаянларни дәссәп янҗишқа вә дүшмәнниң барлиқ күч-қудритини бесип ташлашқа һоқуқ бәрдим. Һеч қачан һеч қандақ нәрсә силәргә зәрәр йәткүзәлмәйду.
20 Lekin silǝr roⱨlarning silǝrgǝ boysunƣanliⱪi tüpǝylidin xadlanmanglar, bǝlki naminglarning ǝrxlǝrdǝ pütülgǝnliki tüpǝylidin xadlininglar, — dedi.
Лекин силәр роһларниң силәргә бойсунғанлиғи түпәйлидин шатланмаңлар, бәлки намиңларниң әршләрдә пүтүлгәнлиги түпәйлидин шатлиниңлар, — деди.
21 Xu waⱪitta, Əysa roⱨta huxallinip mundaⱪ dedi: «Asman-zemin Igisi i Ata! Sǝn bu ⱨǝⱪiⱪǝtlǝrni danixmǝn wǝ ǝⱪilliⱪlardin yoxurup, sǝbiy balilarƣa axkariliƣanliⱪing üqün seni mǝdⱨiyilǝymǝn! Bǝrⱨǝⱪ, i Ata, nǝziringdǝ bundaⱪ ⱪilix rawa idi.
Шу вақитта, Әйса роһта хошаллинип мундақ деди: «Асман-зимин Егиси и Ата! Сән бу һәқиқәтләрни данишмән вә әқиллиқлардин йошуруп, сәбий балиларға ашкарилиғанлиғиң үчүн сени мәдһийиләймән! Бәрһәқ, и Ата, нәзириңдә бундақ қилиш рава еди.
22 Ⱨǝmmǝ manga Atamdin tǝⱪdim ⱪilindi; Oƣulning kimlikini Atidin baxⱪa ⱨeqkim bilmǝydu, wǝ Atiningmu kimlikini Oƣul wǝ Oƣul axkarilaxni layiⱪ kɵrgǝn kixilǝrdin baxⱪa ⱨeqkim bilmǝydu».
Һәммә маңа Атамдин тәқдим қилинди; Оғулниң кимлигини Атидин башқа һеч ким билмәйду, вә Атиниңму кимлигини Оғул вә Оғул ашкарилашни лайиқ көргән кишиләрдин башқа һеч ким билмәйду».
23 Andin u muhlisliriƣa burulup, ularƣa astiƣina: Silǝr kɵrüwatⱪan ixlarni kɵrgǝn kɵzlǝr nǝⱪǝdǝr bǝhtliktur!
Андин у мухлислириға бурулуп, уларға астиғина: Силәр көрүватқан ишларни көргән көзләр нәқәдәр бәхитликтур!
24 Qünki mǝn silǝrgǝ xuni eytip ⱪoyayki, nurƣun pǝyƣǝmbǝrlǝr wǝ padixaⱨlar silǝr kɵrgǝn ixlarni kɵrüxkǝ intizar bolƣini bilǝn ularni kɵrmigǝn; wǝ silǝr anglawatⱪan ixlarni anglaxⱪa intizar bolƣini bilǝn, ularni anglap baⱪmiƣan, — dedi.
Чүнки мән силәргә шуни ейтип қояйки, нурғун пәйғәмбәрләр вә падишалар силәр көргән ишларни көрүшкә интизар болғини билән уларни көрмигән; вә силәр аңлаватқан ишларни аңлашқа интизар болғини билән, уларни аңлап бақмиған, — деди.
25 Wǝ mana, Tǝwrat ustazliridin biri ornidin turup Əysani sinimaⱪqi bolup: — Ustaz, mǝnggülük ⱨayatⱪa waris bolmaⱪ üqün nemǝ ixni ⱪilixim kerǝk? — dǝp soridi. (aiōnios g166)
Вә мана, Тәврат устазлиридин бири орнидин туруп Әйсани синимақчи болуп: — Устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк? — дәп сориди. (aiōnios g166)
26 U jawabǝn: — Tǝwrat ⱪanunida nemǝ pütülgǝn? Buningƣa ɵzüng ⱪandaⱪ ⱪaraysǝn? — dedi.
У җававән: — Тәврат қанунида немә пүтүлгән? Буниңға өзүң қандақ қарайсән? — деди.
27 Ⱨeliⱪi kixi jawabǝn: — «Pǝrwǝrdigar Hudayingni pütün ⱪǝlbing, pütün jening, pütün küqüng wǝ pütün zeⱨning bilǝn sɵygin»; wǝ «Ⱪoxnangni ɵzüngni sɵygǝndǝk sɵy» — dedi.
Һелиқи киши җававән: — «Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн күчүң вә пүтүн зеһниң билән сөйгин»; вә «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — деди.
28 Əysa uningƣa: — Toƣra jawab bǝrding. Mana xundaⱪ ⱪilsang ⱨayat bolisǝn, — dedi.
Әйса униңға: — Тоғра җавап бәрдиң. Мана шундақ қилсаң һаят болисән, — деди.
29 Lekin ɵzini ⱨǝⱪⱪaniy dǝp ispatlimaⱪqi bolup, Əysadin yǝnǝ sorap: — Əmdi «Mening ⱪoxnam» kimdur? — dedi.
Лекин өзини һәққаний дәп испатлимақчи болуп, Әйсадин йәнә сорап: — Әнди «Мениң хошнам» кимдур? — деди.
30 Əysa jawabǝn mundaⱪ dedi: — Bir adǝm Yerusalemdin Yeriho xǝⱨirigǝ qüxüwetip, yolda ⱪaraⱪqilarning ⱪoliƣa qüxüp ⱪaptu. Ⱪaraⱪqilar uning kiyim-keqǝklirini salduruwelip, uni yarilandurup, qala ɵlük ⱨalda taxlap ketiptu.
Әйса җававән мундақ деди: — Бир адәм Йерусалимдин Йерихо шәһиригә чүшүветип, йолда қарақчиларниң қолиға чүшүп қапту. Қарақчилар униң кийим-кечәклирини салдурувелип, уни яриландуруп, чала өлүк һалда ташлап кетипту.
31 Wǝ xundaⱪ boldiki, mǝlum bir kaⱨin xu yoldin qüxüwetip, ⱨeliⱪi adǝmni kɵrüp, yolning u qeti bilǝn mengip ɵtüp ketiptu.
Вә шундақ болдики, мәлум бир каһин шу йолдин чүшүветип, һелиқи адәмни көрүп, йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту.
32 Xuningdǝk bir Lawiyliⱪ [roⱨaniy] bu yǝrgǝ kǝlgǝndǝ, yeniƣa kelip ⱪarap ⱪoyup, yolning u qeti bilǝn mengip ɵtüp ketiptu.
Шуниңдәк бир Лавийлиқ [роһаний] бу йәргә кәлгәндә, йениға келип қарап қоюп, йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту.
33 Lekin sǝpǝrdǝ bolƣan bir Samariyǝlik ⱨeliⱪi adǝmning yeniƣa kǝlgǝndǝ, uni kɵrüpla iq aƣritiptu
Лекин сәпәрдә болған бир Самарийәлик һелиқи адәмниң йениға кәлгәндә, уни көрүпла ич ағритипту
34 wǝ aldiƣa berip, jaraⱨǝtlirigǝ may wǝ xarab ⱪuyup, tengip ⱪoyuptu. Andin uni ɵz uliƣiⱪa mindürüp, bir sarayƣa elip berip, u yǝrdǝ ⱨalidin hǝwǝr aptu.
вә алдиға берип, җараһәтлиригә май вә шарап қуюп, теңип қоюпту. Андин уни өз улиғиқа миндүрүп, бир сарайға елип берип, у йәрдә һалидин хәвәр апту.
35 Ətisi yolƣa qiⱪⱪanda, ikki kümüx dinarni elip saraywǝngǝ berip: «Uningƣa ⱪarap ⱪoyung, buningdin artuⱪ qiⱪim bolsa, ⱪaytiximda sizgǝ tɵlǝymǝn» dǝptu.
Әтиси йолға чиққанда, икки күмүч динарни елип сарайвәнгә берип: «Униңға қарап қоюң, буниңдин артуқ чиқим болса, қайтишимда сизгә төләймән» дәпту.
36 [Əmdi Əysa ⱨeliⱪi ustazdin]: — Seningqǝ, bu üq adǝm iqidǝ ⱪaysisi ⱪaraⱪqilarning ⱪoliƣa qüxkǝn ⱨeliⱪi kixigǝ [ⱨǝⱪiⱪiy] ⱪoxna bolƣan? — dǝp soridi.
[Әнди Әйса һелиқи устаздин]: — Сениңчә, бу үч адәм ичидә қайсиси қарақчиларниң қолиға чүшкән һелиқи кишигә [һәқиқий] хошна болған? — дәп сориди.
37 — Uningƣa meⱨribanliⱪ kɵrsǝtkǝn kixi, — dǝp jawab bǝrdi u. Əysa uningƣa: — Undaⱪ bolsa, sǝn ⱨǝm berip xuningƣa ohxax ⱪilƣin, — dedi.
— Униңға меһриванлиқ көрсәткән киши, — дәп җавап бәрди у. Әйса униңға: — Ундақ болса, сән һәм берип шуниңға охшаш қилғин, — деди.
38 Wǝ xundaⱪ boldiki, u [muhlisliri bilǝn billǝ] yolda ketiwetip, mǝlum bir yeziƣa kirdi. U yǝrdǝ Marta isimlik bir ayal uni ɵyigǝ qaⱪirip meⱨman ⱪildi.
Вә шундақ болдики, у [мухлислири билән биллә] йолда кетиветип, мәлум бир йезиға кирди. У йәрдә Марта исимлиқ бир аял уни өйигә чақирип меһман қилди.
39 Martaning Mǝryǝm isimlik bir singlisi bar idi. U Əysaning ayiƣi aldida olturup, uning sɵz-kalamini tingxiwatatti.
Мартаниң Мәрйәм исимлиқ бир сиңлиси бар еди. У Әйсаниң айиғи алдида олтирип, униң сөз-каламини тиңшивататти.
40 Əmdi meⱨmanlarni kütüx ixlirining kɵplükidin kɵngli bɵlünüp kǝtkǝn Marta Əysaning aldiƣa kelip: — I Rǝb, singlimning meni meⱨman kütkili yalƣuz taxlap ⱪoyƣiniƣa karing bolmamdu? Uni manga yardǝmlixixkǝ buyruƣin! — dedi.
Әнди меһманларни күтүш ишлириниң көплүгидин көңли бөлүнүп кәткән Марта Әйсаниң алдиға келип: — И Рәб, сиңлимниң мени меһман күткили ялғуз ташлап қойғиниға кариң болмамду? Уни маңа ярдәмлишишкә буйруғин! — деди.
41 Lekin Əysa uningƣa jawabǝn: — Əy Marta, Marta, sǝn kɵp ixlarning ƣemini yǝp awarǝ bolup yürüwatisǝn.
Лекин Әйса униңға җававән: — Әй Марта, Марта, сән көп ишларниң ғемини йәп аварә болуп жүрүватисән.
42 Biraⱪ birla ix zɵrürdur; wǝ Mǝryǝm xuningdin ɵzigǝ nesiwǝ bolidiƣan yahxi ülüxni tallidi; bu ⱨǝrgiz uningdin tartiwelinmaydu — dedi.
Бирақ бирла иш зөрүрдур; вә Мәрйәм шуниңдин өзигә несивә болидиған яхши үлүшни таллиди; бу һәргиз униңдин тартивелинмайду — деди.

< Luⱪa 10 >