< Lawiylar 9 >
1 Sǝkkizinqi küni Musa Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri wǝ Israilning aⱪsaⱪallirini qaⱪirip,
Сәккизинчи күни Муса Һарун билән униң оғуллири вә Исраилниң ақсақаллирини чақирип,
2 Ⱨarunƣa mundaⱪ dedi: — «Sǝn gunaⱨ ⱪurbanliⱪiƣa bejirim bir mozayni, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪⱪa bejirim bir ⱪoqⱪarni ɵzüng üqün elip, Pǝrwǝrdigarning aldiƣa kǝltürgin,
Һарунға мундақ деди: — «Сән гуна қурбанлиғиға беҗирим бир мозайни, көйдүрмә қурбанлиққа беҗирим бир қочқарни өзүң үчүн елип, Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүргин,
3 andin Israillarƣa sɵz ⱪilip: — Silǝr gunaⱨ ⱪurbanliⱪi üqün bir tekǝ elip kelinglar, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ üqün bir mozay wǝ bir ⱪoza elip kelinglar, ⱨǝr ikkisi bejirim, bir yaxⱪa kirgǝn bolsun;
андин Исраилларға сөз қилип: — Силәр гуна қурбанлиғи үчүн бир текә елип келиңлар, көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир мозай вә бир қоза елип келиңлар, һәр иккиси беҗирим, бир яшқа киргән болсун;
4 Pǝrwǝrdigarning aldida sunuxⱪa inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bir torpaⱪ bilǝn bir ⱪoqⱪarni elip, zǝytun meyi ilǝxtürülgǝn axliⱪ ⱨǝdiyǝ bilǝn billǝ kǝltürünglar; qünki bügün Pǝrwǝrdigar Ɵzini silǝrgǝ ayan ⱪilidu, degin».
Пәрвәрдигарниң алдида сунушқа енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә бир топақ билән бир қочқарни елип, зәйтун мейи иләштүрүлгән ашлиқ һәдийә билән биллә кәлтүрүңлар; чүнки бүгүн Пәрвәрдигар Өзини силәргә аян қилиду, дегин».
5 Ular Musa buyruƣan nǝrsilǝrni jamaǝt qedirining aldiƣa elip kǝldi; pütkül jamaǝt yeⱪin kelip, Pǝrwǝrdigarning aldida ⱨazir bolup turdi.
Улар Муса буйруған нәрсиләрни җамаәт чедириниң алдиға елип кәлди; пүткүл җамаәт йеқин келип, Пәрвәрдигарниң алдида һазир болуп турди.
6 Musa: — Mana, bu Pǝrwǝrdigar buyruƣan ixtur; buni ⱪilsanglar Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripi silǝrgǝ ayan bolidu, dedi.
Муса: — Мана, бу Пәрвәрдигар буйруған иштур; буни қилсаңлар Пәрвәрдигарниң шан-шәриви силәргә аян болиду, деди.
7 Xuning bilǝn Musa Ⱨarunƣa: — Sǝn ⱪurbangaⱨⱪa yeⱪin berip gunaⱨ ⱪurbanliⱪing bilǝn kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪingni sunup ɵzüng wǝ hǝlⱪ üqün kafarǝt kǝltürgin; andin hǝlⱪning ⱪurbanliⱪinimu sunup, Pǝrwǝrdigar ǝmr ⱪilƣandǝk ular ⱨǝⱪⱪidǝ kafarǝt kǝltürgin» — dedi.
Шуниң билән Муса Һарунға: — Сән қурбангаһқа йеқин берип гуна қурбанлиғиң билән көйдүрмә қурбанлиғиңни сунуп өзүң вә хәлиқ үчүн кафарәт кәлтүргин; андин хәлиқниң қурбанлиғиниму сунуп, Пәрвәрдигар әмир қилғандәк улар һәққидә кафарәт кәлтүргин» — деди.
8 Xuni dewidi, Ⱨarun ⱪurbangaⱨⱪa yeⱪin berip ɵzi üqün gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bolidiƣan mozayni boƣuzlidi.
Шуни девиди, Һарун қурбангаһқа йеқин берип өзи үчүн гуна қурбанлиғи болидиған мозайни боғузлиди.
9 Ⱨarunning oƣulliri ⱪanni uningƣa sunup bǝrdi; u barmiⱪini ⱪanƣa tǝgküzüp, ⱪurbangaⱨning münggüzlirigǝ sürdi, ⱪalƣan ⱪanni ⱪurbangaⱨning tüwigǝ ⱪuydi.
Һарунниң оғуллири қанни униңға сунуп бәрди; у бармиғини қанға тәккүзүп, қурбангаһниң мүңгүзлиригә сүрди, қалған қанни қурбангаһниң түвигә қуйди.
10 Gunaⱨ ⱪurbanliⱪining meyi bilǝn ikki bɵrǝk wǝ jigǝrning üstidiki qawa mayni elip, Pǝrwǝrdigar Musaƣa buyruƣinidǝk ularni ⱪurbangaⱨ üstidǝ kɵydürdi.
Гуна қурбанлиғиниң мейи билән икки бөрәк вә җигәрниң үстидики чава майни елип, Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк уларни қурбангаһ үстидә көйдүрди.
11 Gɵx bilǝn terisini bolsa qedirgaⱨning taxⱪiriƣa elip qiⱪip otta kɵydürdi.
Гөш билән терисини болса чедиргаһниң ташқириға елип чиқип отта көйдүрди.
12 Andin u kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilidiƣan [ⱪoqⱪarni] boƣozlidi; Ⱨarunning oƣulliri uningƣa ⱪanni sunup bǝrdi; u buni ⱪurbangaⱨning üsti ⱪismining ǝtrapiƣa sǝpti.
Андин у көйдүрмә қурбанлиқ қилидиған [қочқарни] боғозлиди; Һарунниң оғуллири униңға қанни сунуп бәрди; у буни қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпти.
13 Andin ular parqǝ-parqǝ ⱪilinƣan kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪni bexi bilǝn billǝ uningƣa sunup bǝrdi; u bularni ⱪurbangaⱨta kɵydürdi.
Андин улар парчә-парчә қилинған көйдүрмә қурбанлиқни беши билән биллә униңға сунуп бәрди; у буларни қурбангаһта көйдүрди.
14 U iq ⱪarni bilǝn paqaⱪlirini yuyup, bularnimu ⱪurbangaⱨning üstidǝ, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪning üstigǝ ⱪoyup kɵydürdi.
У ич қарни билән пачақлирини жуюп, буларниму қурбангаһниң үстидә, көйдүрмә қурбанлиқниң үстигә қоюп көйдүрди.
15 Andin u hǝlⱪning ⱪurbanliⱪini kǝltürdi; hǝlⱪning gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bolƣan tekini boƣuzlap, ilgiri ⱨaywanni sunƣandǝk unimu gunaⱨ ⱪurbanliⱪi ⱪilip sundi.
Андин у хәлиқниң қурбанлиғини кәлтүрди; хәлиқниң гуна қурбанлиғи болған текини боғузлап, илгири һайванни сунғандәк униму гуна қурбанлиғи қилип сунди.
16 U kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilidiƣan malni kǝltürüp bunimu bǝlgilimǝ boyiqǝ sundi.
У көйдүрмә қурбанлиқ қилидиған мални кәлтүрүп буниму бәлгүлимә бойичә сунди.
17 Andin u axliⱪ ⱨǝdiyǝni kǝltürüp uningdin bir qanggal elip ǝtigǝnlik kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪⱪa ⱪoxup ⱪurbangaⱨ üstidǝ kɵydürdi.
Андин у ашлиқ һәдийәни кәлтүрүп униңдин бир чаңгал елип әтигәнлик көйдүрмә қурбанлиққа қошуп қурбангаһ үстидә көйдүрди.
18 Andin hǝlⱪⱪǝ bolidiƣan inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi bolidiƣan torpaⱪ bilǝn ⱪoqⱪarni boƣuzlidi. Ⱨarunning oƣulliri ⱪenini uningƣa sunup bǝrdi; u buni ⱪurbangaⱨning üsti ⱪismining ǝtrapiƣa sǝpti.
Андин хәлиққә болидиған енақлиқ қурбанлиғи болидиған топақ билән қочқарни боғузлиди. Һарунниң оғуллири қенини униңға сунуп бәрди; у буни қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпти.
19 Ular torpaⱪ bilǝn ⱪoqⱪarning may ⱪismini, yǝni mayliⱪ ⱪuyruⱪi, iq ⱪarnini yɵgǝp turƣan maylirini, ikki bɵrǝk wǝ jigǝrning qawa meyini elip,
Улар топақ билән қочқарниң май қисмини, йәни майлиқ қуйруғи, ич қарнини йөгәп турған майлирини, икки бөрәк вә җигәрниң чава мейини елип,
20 Bu may parqilirini ikki tɵxning üstidǝ ⱪoydi, [Ⱨarun] bularni ⱪurbangaⱨning üstidǝ kɵydürdi.
Бу май парчилирини икки төшниң үстидә қойди, [Һарун] буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрди.
21 Ahirida Ⱨarun ikki tɵx bilǝn ong arⱪa putini pulanglatma ⱨǝdiyǝ süpitidǝ Musaning buyruƣinidǝk Pǝrwǝrdigarning aldida pulanglatti.
Ахирида Һарун икки төш билән оң арқа путини пулаңлатма һәдийә сүпитидә Мусаниң буйруғинидәк Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатти.
22 Andin Ⱨarun ⱪollirini hǝlⱪⱪǝ ⱪaritip kɵtürüp, ularƣa bǝht tilidi; u gunaⱨ ⱪurbanliⱪi, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ wǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪini sunup, [ⱪurbangaⱨtin] qüxti.
Андин Һарун қоллирини хәлиққә қаритип көтирип, уларға бәхит тилиди; у гуна қурбанлиғи, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиғини сунуп, [қурбангаһтин] чүшти.
23 Musa bilǝn Ⱨarun jamaǝt qediriƣa kirip, yǝnǝ yenip qiⱪip hǝlⱪⱪǝ bǝht tilidi; xuning bilǝn Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripi pütkül hǝlⱪⱪǝ ayan boldi;
Муса билән Һарун җамаәт чедириға кирип, йәнә йенип чиқип хәлиққә бәхит тилиди; шуниң билән Пәрвәрдигарниң шан-шәриви пүткүл хәлиққә аян болди;
24 Pǝrwǝrdigarning aldidin ot qiⱪip, ⱪurbangaⱨ üstidiki kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ bilǝn maylarni yutup kǝtti. Pütkül hǝlⱪ buni kɵrüp, towlixip, düm yiⱪilixti.
Пәрвәрдигарниң алдидин от чиқип, қурбангаһ үстидики көйдүрмә қурбанлиқ билән майларни жутуп кәтти. Пүткүл хәлиқ буни көрүп, товлишип, дүм жиқилишти.