< Lawiylar 8 >
1 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
2 Ⱨarunni oƣulliri bilǝn billǝ, wǝ ularning mǝhsus kiyimlirini, «mǝsiⱨlǝx meyi»ni, gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bolidiƣan torpaⱪ bilǝn ikki ⱪoqⱪarni, petir nan selinƣan sewǝtni elip kelip,
Һарунни оғуллири билән биллә, вә уларниң мәхсус кийимлирини, «мәсиһләш мейи»ни, гуна қурбанлиғи болидиған топақ билән икки қочқарни, петир нан селинған севәтни елип келип,
3 [Israilning] pütün jamaitini jamaǝt qedirining kirix aƣzining aldiƣa jǝm ⱪilƣin, — dedi.
[Исраилниң] пүтүн җамаитини җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдиға җәм қилғин, — деди.
4 Musa Pǝrwǝrdigar uningƣa buyruƣinidǝk ⱪildi, jamaǝt jamaǝt qedirining kirix aƣzining aldiƣa yiƣildi.
Муса Пәрвәрдигар униңға буйруғинидәк қилди, җамаәт җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдиға жиғилди.
5 Andin Musa jamaǝtkǝ: — Pǝrwǝrdigar buyruƣan ix mana mundaⱪ, — dedi.
Андин Муса җамаәткә: — Пәрвәрдигар буйруған иш мана мундақ, — деди.
6 Xuning bilǝn Musa Ⱨarun bilǝn uning oƣullirini aldiƣa kǝltürüp ularni su bilǝn yuyup,
Шуниң билән Муса Һарун билән униң оғуллирини алдиға кәлтүрүп уларни су билән жуюп,
7 [Ⱨarunƣa] kɵnglǝk kiydürüp, bǝlwaƣ baƣlap, tonni kiydürdi wǝ üstigǝ ǝfodni yapti; u ǝfodning bǝlweƣini baƣlap, ǝfodni uningƣa taⱪap ⱪoydi.
[Һарунға] көйнәк кийдүрүп, бәлвағ бағлап, тонни кийдүрди вә үстигә әфодни япти; у әфодниң бәлвеғини бағлап, әфодни униңға тақап қойди.
8 Andin Musa uningƣa «ⱪoxen»ni taⱪap, ⱪoxenning iqigǝ «urim bilǝn tummim»ni selip,
Андин Муса униңға «қошен»ни тақап, қошенниң ичигә «урим билән туммим»ни селип,
9 Bexiƣa sǝllǝ yɵgǝp Pǝrwǝrdigar uningƣa buyruƣinidǝk sǝllining aldi tǝripigǝ «altun tahtiliⱪ muⱪǝddǝs otuƣat»ni bekitip ⱪoydi.
Бешиға сәллә йөгәп Пәрвәрдигар униңға буйруғинидәк сәллиниң алди тәрипигә «алтун тахтилиқ муқәддәс отуғат»ни бекитип қойди.
10 Andin Musa mǝsiⱨlǝx meyini elip ibadǝt qediri bilǝn iqidiki barliⱪ nǝrsilǝrning ⱨǝmmisini mǝsiⱨlǝp muⱪǝddǝs ⱪildi.
Андин Муса мәсиһләш мейини елип ибадәт чедири билән ичидики барлиқ нәрсиләрниң һәммисини мәсиһләп муқәддәс қилди.
11 U maydin elip ⱪurbangaⱨⱪa yǝttǝ mǝrtiwǝ qeqip, ⱪurbangaⱨ bilǝn uning barqǝ ⱪaqa-ⱪuqilirini, yuyunux desi wǝ tǝglikini Hudaƣa atap muⱪǝddǝs ⱪilixⱪa mǝsiⱨlidi.
У майдин елип қурбангаһқа йәттә мәртивә чечип, қурбангаһ билән униң барчә қача-қучилирини, жуюнуш деси вә тәглигини Худаға атап муқәддәс қилишқа мәсиһлиди.
12 U yǝnǝ mǝsiⱨlǝx meyidin azraⱪ elip Ⱨarunning bexiƣa ⱪuyup uni Hudaƣa atap muⱪǝddǝs ⱪilixⱪa mǝsiⱨlidi.
У йәнә мәсиһләш мейидин азрақ елип Һарунниң бешиға қуюп уни Худаға атап муқәддәс қилишқа мәсиһлиди.
13 Andin Musa Ⱨarunning oƣullirini aldiƣa kǝltürüp, Pǝrwǝrdigar uningƣa buyruƣinidǝk ularƣa kɵnglǝk kiydürüp, bǝllirigǝ bǝlwaƣ baƣlap, ularƣa egiz bɵklǝrnimu taⱪap ⱪoydi.
Андин Муса Һарунниң оғуллирини алдиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигар униңға буйруғинидәк уларға көйнәк кийдүрүп, бәллиригә бәлвағ бағлап, уларға егиз бөкләрниму тақап қойди.
14 Andin u gunaⱨ ⱪurbanliⱪi ⱪilinidiƣan torpaⱪni yetilǝp kǝldi; Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri gunaⱨ ⱪurbanliⱪi ⱪilinidiƣan torpaⱪning bexiƣa ⱪollirini ⱪoydi.
Андин у гуна қурбанлиғи қилинидиған топақни йетиләп кәлди; Һарун билән униң оғуллири гуна қурбанлиғи қилинидиған топақниң бешиға қоллирини қойди.
15 U uni boƣuzlidi, andin Musa ⱪenidin elip, ɵz barmiⱪi bilǝn ⱪurbangaⱨning münggüzlirigǝ, qɵrisigǝ sürüp ⱪurbangaⱨni gunaⱨtin paklidi; ⱪalƣan ⱪanni bolsa u ⱪurbangaⱨning tɵwigǝ tɵküp, muⱪǝddǝs boluxⱪa kafarǝt kǝltürdi.
У уни боғузлиди, андин Муса қенидин елип, өз бармиғи билән қурбангаһниң мүңгүзлиригә, чөрисигә сүрүп қурбангаһни гунадин паклиди; қалған қанни болса у қурбангаһниң төвигә төкүп, муқәддәс болушқа кафарәт кәлтүрди.
16 Andin u iq ⱪarnini yɵgǝp turƣan mayning ⱨǝmmisini, jigǝrning üstidiki qawa mayni, ikki bɵrǝk wǝ üstidiki maylirini ⱪoxup aldi; andin Musa bularni ⱪurbangaⱨning üstidǝ kɵydürdi.
Андин у ич қарнини йөгәп турған майниң һәммисини, җигәрниң үстидики чава майни, икки бөрәк вә үстидики майлирини қошуп алди; андин Муса буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрди.
17 Biraⱪ [Musa] torpaⱪning terisi bilǝn gɵxi wǝ tezikini bolsa Pǝrwǝrdigar ɵzigǝ buyruƣinidǝk qedirgaⱨning taxⱪirida otta kɵydürüwǝtti.
Бирақ [Муса] топақниң териси билән гөши вә тезигини болса Пәрвәрдигар өзигә буйруғинидәк чедиргаһниң ташқирида отта көйдүрүвәтти.
18 Andin u kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilinidiƣan ⱪoqⱪarni kǝltürdi; Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri ⱪollirini ⱪoqⱪarning bexiƣa ⱪoydi.
Андин у көйдүрмә қурбанлиқ қилинидиған қочқарни кәлтүрди; Һарун билән униң оғуллири қоллирини қочқарниң бешиға қойди.
19 [Ⱨarun ⱪoqⱪarni] boƣuzlidi; andin Musa ⱪenini elip ⱪurbangaⱨning üsti ⱪismining ǝtrapiƣa sǝpti;
[Һарун қочқарни] боғузлиди; андин Муса қенини елип қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпти;
20 [Ⱨarun] ⱪoqⱪarni parqǝ-parqǝ ⱪilip parqilidi; andin Musa bexini, parqilanƣan gɵxlirini barliⱪ meyi bilǝn ⱪoxup kɵydürdi.
[Һарун] қочқарни парчә-парчә қилип парчилиди; андин Муса бешини, парчиланған гөшлирини барлиқ мейи билән қошуп көйдүрди.
21 Üqǝy-ⱪerinliri bilǝn paqaⱪlirini suda yudi. Andin Musa ⱪoqⱪarni pütün peti ⱪurbangaⱨ üstidǝ kɵydürdi. Bu Pǝrwǝrdigar Musaƣa buyruƣan, «Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan huxbuy qiⱪidiƣan ⱪurbanliⱪ» idi.
Үчәй-қеринлири билән пачақлирини суда жуйди. Андин Муса қочқарни пүтүн пети қурбангаһ үстидә көйдүрди. Бу Пәрвәрдигар Мусаға буйруған, «Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған хушбуй чиқидиған қурбанлиқ» еди.
22 Andin u kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx ⱪurbanliⱪi ⱪilinidiƣan ⱪoqⱪarni, ikkinqi ⱪoqⱪarni kǝltürdi; Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri ⱪollirini ⱪoqⱪarning bexiƣa ⱪoydi.
Андин у каһинлиққа тикләш қурбанлиғи қилинидиған қочқарни, иккинчи қочқарни кәлтүрди; Һарун билән униң оғуллири қоллирини қочқарниң бешиға қойди.
23 U uni boƣuzlidi; wǝ Musa uning ⱪenidin elip Ⱨarunning ong ⱪuliⱪining yumxiⱪi bilǝn ong ⱪolining bax barmiⱪiƣa sürüp wǝ ong putining qong barmiⱪiƣimu suwap ⱪoydi.
У уни боғузлиди; вә Муса униң қенидин елип Һарунниң оң қулиқиниң юмшиқи билән оң қолиниң баш бармиғиға сүрүп вә оң путиниң чоң бармиғиғиму сугап қойди.
24 Andin Musa Ⱨarunning oƣullirini aldiƣa kǝltürüp, ⱪandin elip ularning ong ⱪulaⱪlirining yumxiⱪi bilǝn ong ⱪollirining bax barmaⱪliriƣa sürdi, ularning ong putlirining qong barmaⱪliriƣimu suwap ⱪoydi, ⱪalƣan ⱪanni Musa ⱪurbangaⱨning qɵrisigǝ sǝpti.
Андин Муса Һарунниң оғуллирини алдиға кәлтүрүп, қандин елип уларниң оң қулақлириниң юмшиқи билән оң қоллириниң баш бармақлириға сүрди, уларниң оң путлириниң чоң бармақлириғиму сугап қойди, қалған қанни Муса қурбангаһниң чөрисигә сәпти.
25 Xundaⱪ ⱪilip, u meyi bilǝn mayliⱪ ⱪuyruⱪini, iq ⱪarnini yɵgǝp turƣan barliⱪ may bilǝn jigǝrning üstidiki qawa meyini, ikki bɵrǝk wǝ üstidiki maylirini ⱪoxup elip ong arⱪa putinimu kesip elip,
Шундақ қилип, у мейи билән майлиқ қуйруғини, ич қарнини йөгәп турған барлиқ май билән җигәрниң үстидики чава мейини, икки бөрәк вә үстидики майлирини қошуп елип оң арқа путиниму кесип елип,
26 Pǝrwǝrdigarning aldidiki petir nan selinƣan sewǝttin bir petir toⱪaq bilǝn bir zǝytun may toⱪiqi wǝ bir danǝ ⱨǝmǝk nanni elip bularni may bilǝn ong arⱪa putning üstidǝ ⱪoydi;
Пәрвәрдигарниң алдидики петир нан селинған севәттин бир петир тоғач билән бир зәйтун май тоғичи вә бир данә һәмәк нанни елип буларни май билән оң арқа путниң үстидә қойди;
27 andin bularning ⱨǝmmisini Ⱨarun bilǝn uning oƣullirining ⱪolliriƣa tutⱪuzup, pulanglatma ⱨǝdiyǝ bolsun dǝp Pǝrwǝrdigarning aldida pulanglatti.
андин буларниң һәммисини Һарун билән униң оғуллириниң қоллириға тутқузуп, пулаңлатма һәдийә болсун дәп Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатти.
28 Andin Musa bularni ularning ⱪolliridin elip ⱪurbangaⱨtiki kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪning üstidǝ ⱪoyup kɵydürdi. Bu «kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx ⱪurbanliⱪi» bolup, Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan, huxbuy qiⱪidiƣan ⱪurbanliⱪ idi.
Андин Муса буларни уларниң қоллиридин елип қурбангаһтики көйдүрмә қурбанлиқниң үстидә қоюп көйдүрди. Бу «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» болуп, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, хушбуй чиқидиған қурбанлиқ еди.
29 Andin Musa tɵxni elip pulanglatma ⱨǝdiyǝ süpitidǝ Pǝrwǝrdigarning aldida pulanglatti; Pǝrwǝrdigarning uningƣa buyruƣini boyiqǝ, «kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx ⱪurbanliⱪi» bolƣan ⱪoqⱪarning bu ⱪismi Musaning ülüxi idi.
Андин Муса төшни елип пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатти; Пәрвәрдигарниң униңға буйруғини бойичә, «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» болған қочқарниң бу қисми Мусаниң үлүши еди.
30 Andin Musa Mǝsiⱨlǝx meyidin wǝ ⱪurbangaⱨning üstidiki ⱪandin bir’az elip, Ⱨarun bilǝn uning kiyimlirigǝ wǝ oƣulliri bilǝn ularning kiyimlirigǝ sǝpti. Xundaⱪ ⱪilip, u Ⱨarun wǝ kiyimlirini, oƣulliri bilǝn ularning kiyimlirini muⱪǝddǝs ⱪildi.
Андин Муса Мәсиһләш мейидин вә қурбангаһниң үстидики қандин бир аз елип, Һарун билән униң кийимлиригә вә оғуллири билән уларниң кийимлиригә сәпти. Шундақ қилип, у Һарун вә кийимлирини, оғуллири билән уларниң кийимлирини муқәддәс қилди.
31 Musa Ⱨarun bilǝn uning oƣulliriƣa mundaⱪ buyrudi: — «Bu gɵxni jamaǝt qedirining kirix aƣzida ⱪaynitip pixurup xu yǝrdǝ olturup «kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx ⱪurbanliⱪi»ƣa tǝwǝ bolƣan sewǝttiki nan bilǝn ⱪoxup yǝnglar; bularni Ⱨarun bilǝn oƣulliri yesun, dǝp buyruƣinimdǝk uni yǝnglar;
Муса Һарун билән униң оғуллириға мундақ буйруди: — «Бу гөшни җамаәт чедириниң кириш ағзида қайнитип пиширип шу йәрдә олтирип «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи»ға тәвә болған севәттики нан билән қошуп йәңлар; буларни Һарун билән оғуллири йесун, дәп буйруғинимдәк уни йәңлар;
32 lekin gɵx bilǝn nandin exip ⱪalƣanlirining ⱨǝmmisini otta kɵydürüwetinglar.
лекин гөш билән нандин ешип қалғанлириниң һәммисини отта көйдүрүветиңлар.
33 Silǝr yǝttǝ küngiqǝ jamaǝt qedirining kirix aƣzidin qiⱪmay, Hudaƣa atap kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx künliringlar toxⱪuqǝ xu yǝrdǝ turunglar; qünki silǝrni Hudaƣa atap kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx üqün yǝttǝ kün ketidu.
Силәр йәттә күнгичә җамаәт чедириниң кириш ағзидин чиқмай, Худаға атап каһинлиққа тикләш күнлириңлар тошқичә шу йәрдә туруңлар; чүнки силәрни Худаға атап каһинлиққа тикләш үчүн йәттә күн кетиду.
34 Bügün ⱪilinƣan ixlar Pǝrwǝrdigarning buyruƣini boyiqǝ silǝr üqün kafarǝt kǝltürülsun dǝp ⱪilindi.
Бүгүн қилинған ишлар Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә силәр үчүн кафарәт кәлтүрүлсун дәп қилинди.
35 Silǝr ɵlmǝslikinglar üqün Pǝrwǝrdigarning ǝmrini tutup jamaǝt qedirining kirix aƣzining aldida keqǝ-kündüz yǝttǝ kün turuxunglar kerǝk; qünki manga xundaⱪ buyruldi».
Силәр өлмәслигиңлар үчүн Пәрвәрдигарниң әмрини тутуп җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдида кечә-күндүз йәттә күн турушуңлар керәк; чүнки маңа шундақ буйрулди».
36 Ⱨarun bilǝn oƣulliri Pǝrwǝrdigarning Musaning wasitisi bilǝn buyruƣinining ⱨǝmmisini bǝja kǝltürdi.
Һарун билән оғуллири Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән буйруғининиң һәммисини беҗа кәлтүрди.