< Lawiylar 6 >

1 Andin Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Əgǝr birsi gunaⱨ ⱪilip Pǝrwǝrdigarning aldida wapasizliⱪ ⱪilip, ⱪoxnisi ɵzigǝ amanǝt yaki kapalǝtkǝ bǝrgǝn bir nǝrsǝ yaki ⱪoxnisidin zorawanliⱪ bilǝn buluwalƣan mǝlum bir nǝrsǝ toƣrisida yalƣan gǝp ⱪilƣan bolsa yaki ⱪoxnisidin naⱨǝⱪliⱪ bilǝn mǝlum nǝrsini tartiwalƣan bolsa,
Әгәр бириси гуна қилип Пәрвәрдигарниң алдида вапасизлиқ қилип, хошниси өзигә аманәт яки капаләткә бәргән бир нәрсә яки хошнисидин зораванлиқ билән булувалған мәлум бир нәрсә тоғрисида ялған гәп қилған болса яки хошнисидин наһәқлиқ билән мәлум нәрсини тартивалған болса,
3 yaki yitip kǝtkǝn bir nǝrsini tepiwelip uningdin tansa yaki kixilǝrning gunaⱨ sadir ⱪilƣan ⱨǝrⱪandaⱪ bir Ixi toƣrisida yalƣan ⱪǝsǝm iqsǝ,
яки жүтүп кәткән бир нәрсини тепивелип униңдин танса яки кишиләрниң гуна садир қилған һәр қандақ бир Иши тоғрисида ялған қәсәм ичсә,
4 U gunaⱨ ⱪilƣan ixta ɵzini gunaⱨkar dǝp tonup yǝtsǝ, undaⱪta u buliwalƣan yaki naⱨǝⱪ tartiwalƣan nǝrsǝ yaki uningƣa amanǝtkǝ berilgǝn nǝrsǝ bolsun, yaki yitip ketip tepiwalƣan nǝrsǝ bolsun,
У гуна қилған ишта өзини гунакар дәп тонуп йәтсә, ундақта у буливалған яки наһәқ тартивалған нәрсә яки униңға аманәткә берилгән нәрсә болсун, яки жүтүп кетип тепивалған нәрсә болсун,
5 yaki u ⱨǝrⱪandaⱪ nǝrsǝ toƣrisida yalƣan ⱪǝsǝm iqkǝn bolsun, uning ⱨǝmmisini toluⱪ baⱨasi boyiqǝ tɵlisun, xundaⱪla xu baⱨaning bǝxtin bir ⱪismi boyiqǝ ⱪoxup tɵlisun; u itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪini ⱪilƣan künidǝ tɵlǝmni igisigǝ tapxurup bǝrsun.
яки у һәр қандақ нәрсә тоғрисида ялған қәсәм ичкән болсун, униң һәммисини толуқ баһаси бойичә төлисун, шундақла шу баниң бәштин бир қисми бойичә қошуп төлисун; у итаәтсизлик қурбанлиғини қилған күнидә төләмни егисигә тапшуруп бәрсун.
6 Andin u Pǝrwǝrdigarning aldiƣa itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi süpitidǝ uxxaⱪ maldin sǝn tohtatⱪan ⱪimmǝt boyiqǝ bejirim bir ⱪoqⱪarni itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi ⱪilip kaⱨinning ⱪexiƣa elip kǝlsun.
Андин у Пәрвәрдигарниң алдиға итаәтсизлик қурбанлиғи сүпитидә ушшақ малдин сән тохтатқан қиммәт бойичә беҗирим бир қочқарни итаәтсизлик қурбанлиғи қилип каһинниң қешиға елип кәлсун.
7 Kaⱨin bu yol bilǝn uning üqün Pǝrwǝrdigarning aldida kafarǝt kǝltüridu wǝ u ⱨǝrⱪaysi ixta itaǝtsizlik ⱪilƣan bolsimu u uningdin kǝqürülidu.
Каһин бу йол билән униң үчүн Пәрвәрдигарниң алдида кафарәт кәлтүриду вә у һәр қайси ишта итаәтсизлик қилған болсиму у униңдин кәчүрүлиду.
8 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
9 Sǝn Ⱨarun bilǝn oƣulliriƣa kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ toƣrisida ǝmr ⱪilip mundaⱪ degin: — Kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ toƣrisidiki ⱪaidǝ-nizam mundaⱪ bolidu: — Kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ pütün keqǝ tang atⱪuqǝ ⱪurbangaⱨtiki oqaⱪning üstidǝ kɵyüp tursun; wǝ ⱪurbangaⱨning otini ɵqürmǝy yeniⱪ turƣuzunglar.
Сән Һарун билән оғуллириға көйдүрмә қурбанлиқ тоғрисида әмир қилип мундақ дегин: — Көйдүрмә қурбанлиқ тоғрисидики қаидә-низам мундақ болиду: — Көйдүрмә қурбанлиқ пүтүн кечә таң атқичә қурбангаһтики очақниң үстидә көйүп турсун; вә қурбангаһниң отини өчүрмәй йениқ турғузуңлар.
10 Kaⱨin kanap tonini kiyip, yalingaqliⱪini yepip, saƣrisiƣiqǝ kanap iq tambal kiyip tursun; ⱪurbangaⱨning üstidiki ot bilǝn kɵydürülgǝn kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪning külini elip, ⱪurbangaⱨning bir tǝripidǝ ⱪoysun;
Каһин канап тонини кийип, ялаңачлиғини йепип, сағрисиғичә канап ич тамбал кийип турсун; қурбангаһниң үстидики от билән көйдүрүлгән көйдүрмә қурбанлиқниң күлини елип, қурбангаһниң бир тәрипидә қойсун;
11 andin kiyimlirini seliwetip baxⱪa kiyimlǝrni kiyip, külini qedirgaⱨning sirtiƣa elip qiⱪip pakiz bir jayda ⱪoysun.
андин кийимлирини селиветип башқа кийимләрни кийип, күлини чедиргаһниң сиртиға елип чиқип пакиз бир җайда қойсун.
12 Ⱪurbangaⱨning oti bolsa ⱨǝmixǝ yenip tursun; uni ⱨeq waⱪit ɵqürüxkǝ bolmaydu, kaⱨin ɵzi ⱨǝr küni ǝtigǝndǝ uningƣa otun selip, üstigǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪni tizsun wǝ uning üstigǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪining meyini ⱪoyup kɵydürsun.
Қурбангаһниң оти болса һемишә йенип турсун; уни һеч вақит өчүрүшкә болмайду, каһин өзи һәр күни әтигәндә униңға отун селип, үстигә көйдүрмә қурбанлиқни тизсун вә униң үстигә енақлиқ қурбанлиғиниң мейини қоюп көйдүрсун.
13 Üzülmǝs bir ot ⱪurbangaⱨning üstidǝ ⱨǝmixǝ kɵyüp tursun; u ⱨǝrgiz ɵqürülmisun.
Үзүлмәс бир от қурбангаһниң үстидә һемишә көйүп турсун; у һәргиз өчүрүлмисун.
14 Axliⱪ ⱨǝdiyǝ toƣrisidiki ⱪaidǝ-nizam mundaⱪ: — Ⱨarunning oƣulliridin biri uni Pǝrwǝrdigarning aldiƣa, ⱪurbangaⱨning aldiƣa kǝltürsun.
Ашлиқ һәдийә тоғрисидики қаидә-низам мундақ: — Һарунниң оғуллиридин бири уни Пәрвәрдигарниң алдиға, қурбангаһниң алдиға кәлтүрсун.
15 U axliⱪ ⱨǝdiyǝ bolƣan esil unƣa ⱪolini selip uningdin xundaⱪla uningdiki zǝytun meyidin bir qanggal elip wǝ ⱨǝdiyǝning üstidiki barliⱪ mǝstikini ⱪoxup, bularni ⱪurbangaⱨ üstidǝ kɵydürsun; bu ⱨǝdiyǝning «yadlinix ülüxi» bolup, Pǝrwǝrdigarning aldida huxbuy kǝltürüx üqün ⱪilinƣan bolidu.
У ашлиқ һәдийә болған есил унға қолини селип униңдин шундақла униңдики зәйтун мейидин бир чаңгал елип вә һәдийәниң үстидики барлиқ мәстикини қошуп, буларни қурбангаһ үстидә көйдүрсун; бу һәдийәниң «ядлиниш үлүши» болуп, Пәрвәрдигарниң алдида хушбуй кәлтүрүш үчүн қилинған болиду.
16 Exip ⱪalƣanlirini bolsa Ⱨarun bilǝn oƣulliri yesun; u eqitⱪu selinmay pixurulup muⱪǝddǝs bir jayda yeyilsun; ular uni jamaǝt qedirining ⱨoylisida yesun.
Ешип қалғанлирини болса Һарун билән оғуллири йесун; у ечитқу селинмай пиширилуп муқәддәс бир җайда йейилсун; улар уни җамаәт чедириниң һойлисида йесун.
17 U mutlǝⱪ eqitⱪusiz pixurulsun. Mǝn otta Manga sunulidiƣan ⱪurbanliⱪ-ⱨǝdiyǝlǝr iqidin xuni ularning ɵz ülüxi bolsun dǝp ularƣa ⱨǝⱪ ⱪilip bǝrdim; u gunaⱨ wǝ itaǝtsizlikni tiligüqi ⱪurbanliⱪlarƣa ohxax «ǝng muⱪǝddǝslǝrning biri» ⱨesablinidu.
У мутләқ ечитқусиз пиширилсун. Мән отта Маңа сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләр ичидин шуни уларниң өз үлүши болсун дәп уларға һәқ қилип бәрдим; у гуна вә итаәтсизликни тилигүчи қурбанлиқларға охшаш «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
18 Ⱨarunning ǝwladidin bolƣan ǝrkǝklǝrning ⱨǝmmisi buningdin yesun; bu dǝwrdin-dǝwrgǝ aranglarda ǝbǝdiy bir bǝlgilimǝ bolidu; Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulƣanliridin bular ularning ülüxi bolsun. Uningƣa ⱪol tǝgküzgüqi jǝzmǝn muⱪǝddǝs boluxi kerǝk.
Һарунниң әвладидин болған әркәкләрниң һәммиси буниңдин йесун; бу дәвирдин-дәвиргә араңларда әбәдий бир бәлгүлимә болиду; Пәрвәрдигарға атап отта сунулғанлиридин булар уларниң үлүши болсун. Униңға қол тәккүзгүчи җәзмән муқәддәс болуши керәк.
19 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
20 Ⱨarun Mǝsiⱨlinidiƣan künidǝ u wǝ oƣullirining Pǝrwǝrdigarning aldiƣa sunidiƣini mundaⱪ boluxi kerǝk: — Ular üzülmǝs axliⱪ ⱨǝdiyǝ süpitidǝ esil undin bir ǝfaⱨning ondin birini sunuxi kerǝk; ǝtigini yerimini, ahximi yǝnǝ yerimini sunsun.
Һарун Мәсиһлинидиған күнидә у вә оғуллириниң Пәрвәрдигарниң алдиға сунидиғини мундақ болуши керәк: — Улар үзүлмәс ашлиқ һәдийә сүпитидә есил ундин бир әфаһниң ондин бирини сунуши керәк; әтигини йеримини, ахшими йәнә йеримини сунсун.
21 U tawida zǝytun meyi bilǝn etilsun; u zǝytun meyiƣa qilap pixurulƣandin keyin sǝn uni elip kir; axliⱪ ⱨǝdiyǝning pixurulƣan parqilirini huxbuy süpitidǝ Pǝrwǝrdigarƣa atap sunƣin.
У тавида зәйтун мейи билән етилсун; у зәйтун мейиға чилап пиширилғандин кейин сән уни елип кир; ашлиқ һәдийәниң пиширилған парчилирини хушбуй сүпитидә Пәрвәрдигарға атап сунғин.
22 Ⱨarunning oƣullirining ⱪaysisi uning ornida turuxⱪa Mǝsiⱨlǝngǝn bolsa umu [ⱨǝdiyǝni] xundaⱪ tǝyyarlap sunsun; bu ǝbǝdiy mutlǝⱪ bir bǝlgilimǝ bolidu. Bu ⱨǝdiyǝ Pǝrwǝrdigarƣa atap toluⱪ kɵydürülsun.
Һарунниң оғуллириниң қайсиси униң орнида турушқа Мәсиһләнгән болса уму [һәдийәни] шундақ тәйярлап сунсун; бу әбәдий мутләқ бир бәлгүлимә болиду. Бу һәдийә Пәрвәрдигарға атап толуқ көйдүрүлсун.
23 Kaⱨinning ⱨǝrbir axliⱪ ⱨǝdiyǝsi bolsa pütünlǝy kɵydürülsun; u ⱨǝrgiz yeyilmisun.
Каһинниң һәр бир ашлиқ һәдийәси болса пүтүнләй көйдүрүлсун; у һәргиз йейилмисун.
24 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
25 Ⱨarun bilǝn oƣulliriƣa mundaⱪ degin: — Gunaⱨ ⱪurbanliⱪi toƣrisidiki ⱪaidǝ-nizam mundaⱪ: — Gunaⱨ ⱪurbanliⱪimu kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ boƣuzlinidiƣan jayda, Pǝrwǝrdigarning aldida boƣuzlansun; bu hil ⱪurbanliⱪ «ǝng muⱪǝddǝslǝrning biri» ⱨesablinidu.
Һарун билән оғуллириға мундақ дегин: — Гуна қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мундақ: — Гуна қурбанлиғиму көйдүрмә қурбанлиқ боғузлинидиған җайда, Пәрвәрдигарниң алдида боғузлансун; бу хил қурбанлиқ «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
26 Gunaⱨ ⱪurbanliⱪini ɵtküzgüqi kaⱨin ɵzi uni yesun; ⱪurbanliⱪ muⱪǝddǝs bir yǝrdǝ, jamaǝt qedirining ⱨoylisida yeyilsun.
Гуна қурбанлиғини өткүзгүчи каһин өзи уни йесун; қурбанлиқ муқәддәс бир йәрдә, җамаәт чедириниң һойлисида йейилсун.
27 Uning gɵxigǝ ⱪol tǝgküzgüqi ⱨǝrkim muⱪǝddǝs bolmisa bolmaydu, xuningdǝk ǝgǝr uning ⱪeni birsining kiyimigǝ qaqrap kǝtsǝ, undaⱪta ⱪan qeqilƣan jay muⱪǝddǝs bir yǝrdǝ yuyulsun.
Униң гөшигә қол тәккүзгүчи һәр ким муқәддәс болмиса болмайду, шуниңдәк әгәр униң қени бирисиниң кийимигә чачрап кәтсә, ундақта қан чечилған җай муқәддәс бир йәрдә жуюлсун.
28 Ⱪaysi sapal ⱪazanda ⱪurbanliⱪ ⱪaynitilip pixurulƣan bolsa, u sundurulsun. Əgǝr u mis ⱪazanda ⱪaynitip pixurulƣan bolsa, u ⱪirip sürülsun ⱨǝm su bilǝn yuyulsun.
Қайси сапал қазанда қурбанлиқ қайнитилип пиширилған болса, у сундурулсун. Әгәр у мис қазанда қайнитип пиширилған болса, у қирип сүрүлсун һәм су билән жуюлсун.
29 Kaⱨinlardin bolƣan barliⱪ ǝr kixilǝr uningdin yesǝ bolidu. Bu «ǝng muⱪǝddǝslǝrning biri» ⱨesablinidu.
Каһинлардин болған барлиқ әр кишиләр униңдин йесә болиду. Бу «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
30 Ⱨalbuki, muⱪǝddǝs jayda kafarǝt kǝltürüx üqün ⱪeni jamaǝt qediriƣa kirgüzülgǝn ⱨǝrⱪandaⱪ gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bolsa, ⱨǝrgiz yeyilmisun, bǝlki [pütünlǝy] kɵydürülsun.
Һалбуки, муқәддәс җайда кафарәт кәлтүрүш үчүн қени җамаәт чедириға киргүзүлгән һәр қандақ гуна қурбанлиғи болса, һәргиз йейилмисун, бәлки [пүтүнләй] көйдүрүлсун.

< Lawiylar 6 >