< Lawiylar 5 >
1 Əgǝr birsi mǝlum ixⱪa guwaⱨqi bolup, xundaⱪla uningƣa ⱪǝsǝm buyrulƣinida kɵrgini yaki bilginidin mǝlumat bǝrmisǝ, undaⱪta u ⱪǝbiⱨlikining jazasiƣa tartilidu.
Әгәр бириси мәлум ишқа гувачи болуп, шундақла униңға қәсәм буйрулғинида көргини яки билгинидин мәлумат бәрмисә, ундақта у қәбиһлигиниң җазасиға тартилиду.
2 Əgǝr birsi ɵzi bilmǝy napak bir nǝrsigǝ tegip kǝtsǝ — mǝyli u napak bir ⱨaywanning jǝsiti bolsun, mǝyli napak bir qarpayning jǝsiti bolsun, yaki napak bir ɵmiligüqi ⱨaywanning jǝsiti bolsun, muxundaⱪ nǝrsigǝ tegip kǝtsǝ umu napak sanilip gunaⱨkar ⱨesablinidu;
Әгәр бириси өзи билмәй напак бир нәрсигә тегип кәтсә — мәйли у напак бир һайванниң җәсити болсун, мәйли напак бир чарпайниң җәсити болсун, яки напак бир өмилигүчи һайванниң җәсити болсун, мошундақ нәрсигә тегип кәтсә уму напак санилип гунакар һесаплиниду;
3 ǝgǝr xuningdǝk birsi ɵzi tuymay mǝlum kixining adǝmni napak ⱪilidiƣan ⱨǝrⱪandaⱪ nijasitigǝ tegip kǝtsǝ, xundaⱪla u buni bilip yǝtsǝ, undaⱪta u gunaⱨkar ⱨesablinidu.
әгәр шуниңдәк бириси өзи туймай мәлум кишиниң адәмни напак қилидиған һәр қандақ ниҗаситигә тегип кәтсә, шундақла у буни билип йәтсә, ундақта у гунакар һесаплиниду.
4 Əgǝr birsi angsiz rǝwixtǝ yaman yaki yahxi bir ixni ⱪilay dǝp ⱪǝsǝm ⱪilip salsa (kixilǝr ⱨǝrtürlük ix toƣrisida angsiz rǝwixtǝ ⱪǝsǝm ⱪilixi mumkin), xundaⱪla u buni tonup yǝtsǝ, u bu ixlar tüpǝylidin gunaⱨkar ⱨesablinidu.
Әгәр бириси аңсиз рәвиштә яман яки яхши бир ишни қилай дәп қәсәм қилип салса (кишиләр һәртүрлүк иш тоғрисида аңсиз рәвиштә қәсәм қилиши мүмкин), шундақла у буни тонуп йәтсә, у бу ишлар түпәйлидин гунакар һесаплиниду.
5 Birsi yuⱪiriⱪi ⱨǝrⱪaysi ixlarda mǝn gunaⱨkar boldum dǝp bilsǝ, u ɵz gunaⱨini «mǝn mundaⱪ gunaⱨ ⱪildim» dǝp iⱪrar ⱪilsun;
Бириси жуқуриқи һәр қайси ишларда мән гунакар болдум дәп билсә, у өз гунайини «мән мундақ гуна қилдим» дәп иқрар қилсун;
6 andin ɵzi sadir ⱪilƣan gunaⱨining kafariti üqün Pǝrwǝrdigarning aldiƣa «itaǝtsizlikni tiligüqi ⱪurbanliⱪ» süpitidǝ uxxaⱪ maldin saƣliⱪ wǝ ya bir qixi ɵqkini gunaⱨ ⱪurbanliⱪi ⱪilip kǝltürsun; andin kaⱨin uni gunaⱨidin paklanduruxⱪa uning üqün kafarǝt kǝltürsun.
андин өзи садир қилған гунайиниң кафарити үчүн Пәрвәрдигарниң алдиға «итаәтсизликни тилигүчи қурбанлиқ» сүпитидә ушшақ малдин сағлиқ вә я бир чиши өшкини гуна қурбанлиғи қилип кәлтүрсун; андин каһин уни гунайидин пакландурушқа униң үчүн кафарәт кәлтүрсун.
7 Əgǝr u ⱪoylardin [ⱪurbanliⱪ] ⱪilixⱪa ⱪurbi yǝtmisǝ, u ⱪilƣan itaǝtsizliki üqün ikki pahtǝk yaki ikki baqkini elip kelip, birini gunaⱨ ⱪurbanliⱪi üqün, yǝnǝ birini kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ üqün Pǝrwǝrdigarning aldiƣa sunsun.
Әгәр у қойлардин [қурбанлиқ] қилишқа қурби йәтмисә, у қилған итаәтсизлиги үчүн икки пахтәк яки икки бачкини елип келип, бирини гуна қурбанлиғи үчүн, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ үчүн Пәрвәрдигарниң алдиға сунсун.
8 U bularni kaⱨinning ⱪexiƣa kǝltürgǝndǝ, [kaⱨin] awwal gunaⱨ ⱪurbanliⱪiƣa tǝyyarlanƣanni ⱪurbanliⱪ ⱪilip boynini üzmǝy, bexiƣa yeⱪin jayidin tolƣisun, lekin bexini boynidin üzüwǝtmisun;
У буларни каһинниң қешиға кәлтүргәндә, [каһин] авал гуна қурбанлиғиға тәйярланғанни қурбанлиқ қилип бойнини үзмәй, бешиға йеқин җайидин толғисун, лекин бешини бойнидин үзүвәтмисун;
9 andin gunaⱨ ⱪurbanliⱪining ⱪenidin azƣina elip ⱪurbangaⱨning temiƣa qaqsun; ⱪalƣan ⱪeni bolsa ⱪurbangaⱨning tüwigǝ siⱪip qiⱪirilsun. Buning ɵzi gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bolidu.
андин гуна қурбанлиғиниң қенидин азғина елип қурбангаһниң темиға чачсун; қалған қени болса қурбангаһниң түвигә сиқип чиқирилсун. Буниң өзи гуна қурбанлиғи болиду.
10 Əmma ikkinqisini bolsa bekitilgǝn bǝlgilimǝ boyiqǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilip sunsun. Bu yol bilǝn kaⱨin uning ⱪilƣan gunaⱨi üqün kafarǝt kǝltüridu wǝ xu gunaⱨ uningdin kǝqürülidu.
Амма иккинчисини болса бекитилгән бәлгүлимә бойичә көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунсун. Бу йол билән каһин униң қилған гунайи үчүн кафарәт кәлтүриду вә шу гуна униңдин кәчүрүлиду.
11 Əgǝr ikki pahtǝk yaki ikki baqkini kǝltürüxkǝ ⱪurbi yǝtmisǝ, undaⱪta gunaⱨ ⱪilƣan kixi gunaⱨ ⱪurbanliⱪi üqün esil undin bir ǝfaⱨning ondin birini kǝltürsun; bu gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bolƣaqⱪa u uning üstigǝ zǝytun meyi ⱪuymisun yaki üstigǝ ⱨeqⱪandaⱪ mǝstiki salmisun; qünki u gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bolidu.
Әгәр икки пахтәк яки икки бачкини кәлтүрүшкә қурби йәтмисә, ундақта гуна қилған киши гуна қурбанлиғи үчүн есил ундин бир әфаһниң ондин бирини кәлтүрсун; бу гуна қурбанлиғи болғачқа у униң үстигә зәйтун мейи қуймисун яки үстигә һеч қандақ мәстики салмисун; чүнки у гуна қурбанлиғи болиду.
12 U uni kaⱨinning ⱪexiƣa kǝltürsun wǝ kaⱨin buningdin [sunƣuqining] «yadlinix ülüxi» süpitidǝ bir qanggal elip, xuni Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulƣan ⱪurbanliⱪlarƣa ⱪoxup, ⱪurbangaⱨning üstidǝ kɵydürsun. Buning ɵzi gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bolidu.
У уни каһинниң қешиға кәлтүрсун вә каһин буниңдин [сунғучиниң] «ядлиниш үлүши» сүпитидә бир чаңгал елип, шуни Пәрвәрдигарға атап отта сунулған қурбанлиқларға қошуп, қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Буниң өзи гуна қурбанлиғи болиду.
13 Bu yol bilǝn u xu gunaⱨlardin ⱪaysisini ⱪilƣan bolsa, kaⱨin uning üqün kafarǝt kǝltüridu. Axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝrdikigǝ ohxax ⱪalƣan ⱪismi kaⱨinƣa tǝwǝ bolidu.
Бу йол билән у шу гуналардин қайсисини қилған болса, каһин униң үчүн кафарәт кәлтүриду. Ашлиқ һәдийәләрдикигә охшаш қалған қисми каһинға тәвә болиду.
14 Andin Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
15 Birsi bilmǝy Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan muⱪǝddǝs nǝrsilǝrgǝ nisbǝtǝn itaǝtsizlik ⱪilip gunaⱨ ɵtküzsǝ, undaⱪta u Pǝrwǝrdigarning aldiƣa uxxaⱪ maldin bejirim bir ⱪoqⱪarni itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi ⱪilip kǝltürsun; xu itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi bolƣan ⱪoqⱪarning baⱨasini sǝn muⱪǝddǝs jaydiki xǝkǝlning ɵlqǝm birliki boyiqǝ kümüx xǝkǝlgǝ tohtatⱪin.
Бириси билмәй Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс нәрсиләргә нисбәтән итаәтсизлик қилип гуна өткүзсә, ундақта у Пәрвәрдигарниң алдиға ушшақ малдин беҗирим бир қочқарни итаәтсизлик қурбанлиғи қилип кәлтүрсун; шу итаәтсизлик қурбанлиғи болған қочқарниң баһасини сән муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә күмүч шәкәлгә тохтатқин.
16 Andin xu kixi muⱪǝddǝs nǝrsilǝrgǝ nisbǝtǝn ɵtküzgǝn hataliⱪidin bolƣan ziyanni toldursun, xundaⱪla ziyanning bǝxtin biri boyiqǝ ⱪoxup kaⱨinƣa tɵlǝm tɵlisun. Bu yol bilǝn kaⱨin itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi bolƣan ⱪoqⱪarning wasitisi bilǝn uning üqün kafarǝt kǝltüridu; xu gunaⱨ uningdin kǝqürülidu.
Андин шу киши муқәддәс нәрсиләргә нисбәтән өткүзгән хаталиғидин болған зиянни толдурсун, шундақла зиянниң бәштин бири бойичә қошуп каһинға төләм төлисун. Бу йол билән каһин итаәтсизлик қурбанлиғи болған қочқарниң вастиси билән униң үчүн кафарәт кәлтүриду; шу гуна униңдин кәчүрүлиду.
17 Əgǝr birsi bilmǝy Pǝrwǝrdigarning «ⱪilma» degǝn ⱨǝrⱪandaⱪ ǝmrlirining birǝrisigǝ hilapliⱪ ⱪilip, gunaⱨkar bolƣan bolsa u ⱪǝbiⱨlikining jazasiƣa tartilidu;
Әгәр бириси билмәй Пәрвәрдигарниң «қилма» дегән һәр қандақ әмирлириниң бирәрисигә хилаплиқ қилип, гунакар болған болса у қәбиһлигиниң җазасиға тартилиду;
18 xundaⱪ bolsa, u uxxaⱪ maldin sǝn tohtatⱪan ⱪimmǝttǝ bejirim bir ⱪoqⱪarni itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi ⱪilip sunsun. Bu yol bilǝn kaⱨin uning bilmǝy ɵtküzgǝn itaǝtsizliki üqün kafarǝt kǝltüridu wǝ xu itaǝtsizlik gunaⱨi uningdin kǝqürülidu.
шундақ болса, у ушшақ малдин сән тохтатқан қиммәттә беҗирим бир қочқарни итаәтсизлик қурбанлиғи қилип сунсун. Бу йол билән каһин униң билмәй өткүзгән итаәтсизлиги үчүн кафарәт кәлтүриду вә шу итаәтсизлик гунайи униңдин кәчүрүлиду.
19 Bu itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi bolidu; qünki u dǝrⱨǝⱪiⱪǝt Pǝrwǝrdigarning aldida itaǝtsizlik ⱪilƣan.
Бу итаәтсизлик қурбанлиғи болиду; чүнки у дәрһәқиқәт Пәрвәрдигарниң алдида итаәтсизлик қилған.