< Lawiylar 3 >

1 Birsining sunidiƣini inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi bolsa, xundaⱪla kalilardin sunsa, u Pǝrwǝrdigarning ⱨuzuriƣa bejirim bir ǝrkikini yaki qixisini kǝltürsun.
Бирисиниң сунидиғини енақлиқ қурбанлиғи болса, шундақла калилардин сунса, у Пәрвәрдигарниң һозуриға беҗирим бир әркикини яки чишисини кәлтүрсун.
2 U sunidiƣan bu ⱨaywanning bexiƣa ⱪolini ⱪoyup, andin uni jamaǝt qedirining kirix eƣizi aldida boƣuzlisun. Andin kaⱨinlar bolƣan Ⱨarunning oƣulliri ⱪenini ⱪurbangaⱨning üsti ⱪismining ǝtrapiƣa sǝpsun.
У сунидиған бу һайванниң бешиға қолини қоюп, андин уни җамаәт чедириниң кириш еғизи алдида боғузлисун. Андин каһинлар болған Һарунниң оғуллири қенини қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
3 Sunƣuqi kixi bu inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪidin Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan ⱨǝdiyǝ süpitidǝ bir ⱪismini elip beƣixlisun, yǝni iq ⱪarnini yɵgǝp turƣan mayni, xundaⱪla barliⱪ iq meyini elip
Сунғучи киши бу енақлиқ қурбанлиғидин Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә сүпитидә бир қисмини елип беғишлисун, йәни ич қарнини йөгәп турған майни, шундақла барлиқ ич мейини елип
4 ikki bɵrǝkni wǝ ularning üstidiki ⱨǝmdǝ ikki yanpixidiki mayni ajritip, jigǝrning bɵrǝkkiqǝ bolƣan qawa meyini kesip, elip kǝlsun.
икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини кесип, елип кәлсун.
5 Ⱨarunning oƣulliri bolsa bularni ⱪurbangaⱨning üstigǝ kǝltürüp ot üstigǝ ⱪoyulƣan otunning üstidiki kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪⱪa ⱪoxup kɵydürsun. Bu ot arⱪiliⱪ sunulidiƣan, Pǝrwǝrdigarƣa huxbuy qiⱪirilidiƣan ⱪurbanliⱪ bolidu.
Һарунниң оғуллири болса буларни қурбангаһниң үстигә кәлтүрүп от үстигә қоюлған отунниң үстидики көйдүрмә қурбанлиққа қошуп көйдүрсун. Бу от арқилиқ сунулидиған, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған қурбанлиқ болиду.
6 Birsining Pǝrwǝrdigarƣa ⱪilidiƣan inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi üqün sunidiƣini uxxaⱪ maldin bolsa, undaⱪta u bejirim bir ǝrkikini yaki qixisini kǝltürsun.
Бирисиниң Пәрвәрдигарға қилидиған енақлиқ қурбанлиғи үчүн сунидиғини ушшақ малдин болса, ундақта у беҗирим бир әркикини яки чишисини кәлтүрсун.
7 Əgǝr uning ⱪurbanliⱪi ⱪoy bolsa uni Pǝrwǝrdigarning aldiƣa kǝltürüp,
Әгәр униң қурбанлиғи қой болса уни Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрүп,
8 ⱪurbanliⱪ ⱪilidiƣan bu ⱨaywanning bexiƣa ⱪolini ⱪoyup, andin uni jamaǝt qedirining kirix aƣzining aldida boƣuzlisun. Andin Ⱨarunning oƣulliri ⱪenini elip ⱪurbangaⱨning üsti ⱪismining ǝtrapiƣa sǝpsun.
қурбанлиқ қилидиған бу һайванниң бешиға қолини қоюп, андин уни җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдида боғузлисун. Андин Һарунниң оғуллири қенини елип қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
9 Sunƣuqi kixi bu inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪidin Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan ⱨǝdiyǝ süpitidǝ bir ⱪismini, yǝni uning meyini elip beƣixlisun, — pütün mayliⱪ ⱪuyruⱪini uning omurtⱪisiƣa yeⱪin yǝrdin ajritip elip, iq ⱪarnini yɵgǝp turƣan mayni, xundaⱪla barliⱪ iq meyini elip,
Сунғучи киши бу енақлиқ қурбанлиғидин Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә сүпитидә бир қисмини, йәни униң мейини елип беғишлисун, — пүтүн майлиқ қуйруғини униң омуртқисиға йеқин йәрдин аҗритип елип, ич қарнини йөгәп турған майни, шундақла барлиқ ич мейини елип,
10 ikki bɵrǝkni wǝ ularning üstidiki ⱨǝmdǝ ikki yanpixidiki mayni ajritip, jigǝrning bɵrǝkkiqǝ bolƣan qawa meyini kesip, elip kǝlsun.
икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини кесип, елип кәлсун.
11 Kaⱨin bularni ⱪurbangaⱨning üstidǝ kɵydürsun; bu otta sunulidiƣan, Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan taam ⱨǝdiyǝsi bolidu.
Каһин буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрсун; бу отта сунулидиған, Пәрвәрдигарға аталған таам һәдийәси болиду.
12 Uning sunidiƣini ɵqkǝ bolsa, buni Pǝrwǝrdigarning ⱨuzuriƣa kǝltürsun.
Униң сунидиғини өшкә болса, буни Пәрвәрдигарниң һозуриға кәлтүрсун.
13 U ⱪolini uning bexiƣa ⱪoyup, andin uni jamaǝt qedirining aldida boƣuzlisun. Andin Ⱨarunning oƣulliri ⱪenini elip ⱪurbangaⱨning üsti ⱪismining ǝtrapiƣa sǝpsun.
У қолини униң бешиға қоюп, андин уни җамаәт чедириниң алдида боғузлисун. Андин Һарунниң оғуллири қенини елип қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
14 Andin sunƣuqi kixi bu ⱪurbanliⱪtin Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan ⱨǝdiyǝ süpitidǝ bir ⱪismini elip beƣixlisun, yǝni iq ⱪarnini yɵgǝp turƣan mayni, xundaⱪla barliⱪ iq meyini elip,
Андин сунғучи киши бу қурбанлиқтин Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә сүпитидә бир қисмини елип беғишлисун, йәни ич қарнини йөгәп турған майни, шундақла барлиқ ич мейини елип,
15 ikki bɵrǝkni wǝ ularning üstidiki ⱨǝmdǝ ikki yanpixidiki mayni ajritip, jigǝrning bɵrǝkkiqǝ bolƣan qawa meyini kesip, elip kǝlsun.
икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини кесип, елип кәлсун.
16 Kaⱨin bularni ⱪurbangaⱨning üstidǝ kɵydürsun; bu otta sunulidiƣan, huxbuy qiⱪiridiƣan taam ⱨǝdiyǝsi bolidu. Mayning ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarƣa tǝwǝdur.
Каһин буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрсун; бу отта сунулидиған, хушбуй чиқиридиған таам һәдийәси болиду. Майниң һәммиси Пәрвәрдигарға тәвәдур.
17 Bu ⱨǝrⱪandaⱪ turar jayinglarda silǝrgǝ ǝbǝdiy bǝlgilimǝ bolidu; silǝr ⱨeqⱪandaⱪ may yaki ⱪan yemǝslikinglar kerǝk.
Бу һәр қандақ турар җайиңларда силәргә әбәдий бәлгүлимә болиду; силәр һеч қандақ май яки қан йемәслигиңлар керәк.

< Lawiylar 3 >