< Lawiylar 24 >
1 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Israillarƣa qiraƣ ⱨǝmixǝ yeniⱪ turuxi üqün zǝytundin soⱪup qiⱪirilƣan sap mayni sanga elip kelixkǝ buyruƣin.
Исраилларға чирақ һемишә йениқ туруши үчүн зәйтундин соқуп чиқирилған сап майни саңа елип келишкә буйруғин.
3 Ⱨarun jamaǝt qedirining iqidǝ, ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ sanduⱪining udulidiki pǝrdining sirtida ⱨǝr keqisi ǝtigǝngiqǝ Pǝrwǝrdigarning aldida qiraƣlarni xundaⱪ pǝrlǝp tursun. Bu dǝwrdin-dǝwrgiqǝ silǝr üqün ǝbǝdiy bir bǝlgilimǝ bolidu.
Һарун җамаәт чедириниң ичидә, һөкүм-гувалиқ сандуғиниң удулидики пәрдиниң сиртида һәр кечиси әтигәнгичә Пәрвәрдигарниң алдида чирақларни шундақ пәрләп турсун. Бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
4 Ⱨarun ⱨǝmixǝ Pǝrwǝrdigarning aldida bu qiraƣlarni pak qiraƣdanning üstigǝ tizip ⱪoysun.
Һарун һемишә Пәрвәрдигарниң алдида бу чирақларни пак чирақданниң үстигә тизип қойсун.
5 Sǝn yǝnǝ esil buƣday unidin on ikki toⱪaqni ǝtkin. Ⱨǝrbir toⱪaq bir ǝfaⱨning ondin ikkisigǝ barawǝr bolsun.
Сән йәнә есил буғдай унидин он икки тоғачни әткин. Һәр бир тоғач бир әфаһниң ондин иккисигә баравәр болсун.
6 Andin sǝn Pǝrwǝrdigarning aldidiki pak xirǝning üstigǝ altidin ikki ⱪatar ⱪilip tizƣin.
Андин сән Пәрвәрдигарниң алдидики пак ширәниң үстигә алтидин икки қатар қилип тизғин.
7 Ⱨǝrbir ⱪatarning üstigǝ sap mǝstiki ⱪoyƣin; xuning bilǝn ular Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan ⱨǝdiyǝ, ǝslǝtmǝ nan bolidu.
Һәр бир қатарниң үстигә сап мәстики қойғин; шуниң билән улар Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә, әсләтмә нан болиду.
8 Bularni u Israillarƣa wakalitǝn ⱨǝrbir xabat küni Pǝrwǝrdigarning aldida tizsun; bu ǝbǝdiy bir ǝⱨdidur.
Буларни у Исраилларға вакалитән һәр бир шабат күни Пәрвәрдигарниң алдида тизсун; бу әбәдий бир әһдидур.
9 Nanlar Ⱨarun bilǝn uning oƣulliriƣa tǝwǝ bolidu; ular ularni muⱪǝddǝs jayda yesun; qünki bu nǝrsilǝr Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulƣan nǝrsilǝr iqidǝ «ǝng muⱪǝddǝslǝrning biri» dǝp sanilip, Ⱨarunƣa tǝwǝ bolidu; bu ǝbǝdiy bir bǝlgilimidur.
Нанлар Һарун билән униң оғуллириға тәвә болиду; улар уларни муқәддәс җайда йесун; чүнки бу нәрсиләр Пәрвәрдигарға атап отта сунулған нәрсиләр ичидә «әң муқәддәсләрниң бири» дәп санилип, Һарунға тәвә болиду; бу әбәдий бир бәлгүлимидур.
10 Anisi Israiliy, atisi Misirliⱪ bir oƣul bar idi. U Israillarning arisiƣa bardi; u qedirgaⱨta bir Israiliy bilǝn uruxup ⱪaldi.
Аниси Исраилий, атиси Мисирлиқ бир оғул бар еди. У Исраилларниң арисиға барди; у чедиргаһта бир Исраилий билән урушуп қалди.
11 Ular soⱪuxⱪanda Israiliy ayalning oƣli kupurluⱪ ⱪilip, [Pǝrwǝrdigarning] namini bulƣap ⱪarƣidi. Hǝlⱪ uni Musaning aldiƣa elip bardi. U kixining anisining ismi Xelomit bolup, u Dan ⱪǝbilisidin bolƣan Dibrining ⱪizi idi.
Улар соқушқанда Исраилий аялниң оғли күпүрлүк қилип, [Пәрвәрдигарниң] намини булғап қарғиди. Хәлиқ уни Мусаниң алдиға елип барди. У кишиниң анисиниң исми Шеломит болуп, у Дан қәбилисидин болған Дибриниң қизи еди.
12 Xuning bilǝn ular Pǝrwǝrdigarning ⱨɵküm buyruⱪi qiⱪⱪuqǝ u kixini solap ⱪoydi.
Шуниң билән улар Пәрвәрдигарниң һөкүм буйруғи чиққичә у кишини солап қойди.
13 Andin Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
14 Ⱪarƣiƣuqini qedirgaⱨning taxⱪiriƣa elip qiⱪinglar. Uning eytⱪinini angliƣanlarning ⱨǝmmisi ⱪollirini uning bexiƣa ⱪoysun, andin pütkül jamaǝt bir bolup uni qalma-kesǝk ⱪilsun.
Қарғиғучини чедиргаһниң ташқириға елип чиқиңлар. Униң ейтқинини аңлиғанларниң һәммиси қоллирини униң бешиға қойсун, андин пүткүл җамаәт бир болуп уни чалма-кесәк қилсун.
15 Ⱨǝmdǝ sǝn Israillarƣa mundaⱪ degin: — Əgǝr birkim ɵz Hudasini ⱨaⱪarǝtlǝp ⱪarƣisa ɵz gunaⱨini tartidu.
Һәмдә сән Исраилларға мундақ дегин: — Әгәр бирким өз Худасини һақарәтләп қарғиса өз гунайини тартиду.
16 Pǝrwǝrdigarning namiƣa kupurluⱪ ⱪilƣan ⱨǝrⱪandaⱪ kixi ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinsun; pütkül jamaǝt qoⱪum bir bolup uni qalma-kesǝk ⱪilsun; mǝyli u musapir bolsun yaki yǝrlik bolsun, [muⱪǝddǝs] namƣa kupurluⱪ ⱪilsa ɵltürülsun.
Пәрвәрдигарниң намиға күпүрлүк қилған һәр қандақ киши өлүмгә мәһкүм қилинсун; пүткүл җамаәт чоқум бир болуп уни чалма-кесәк қилсун; мәйли у мусапир болсун яки йәрлик болсун, [муқәддәс] намға күпүрлүк қилса өлтүрүлсун.
17 Əgǝr birsi baxⱪa birsini urup ɵltürsǝ, u ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinsun.
Әгәр бириси башқа бирисини уруп өлтүрсә, у өлүмгә мәһкүм қилинсун.
18 Birsi bir qarpayni ɵltürsǝ, uning üqün ⱨaywanni tɵlǝp, janƣa-jan tɵlǝp bǝrsun.
Бириси бир чарпайни өлтүрсә, униң үчүн һайванни төләп, җанға-җан төләп бәрсун.
19 Birkim ɵz ⱪoxnisini meyip ⱪilsa, u ɵzgigǝ ⱪandaⱪ ⱪilƣan bolsa, uning ɵzigimu xundaⱪ ⱪilinsun.
Бирким өз хошнисини мәйип қилса, у өзгигә қандақ қилған болса, униң өзигиму шундақ қилинсун.
20 Birǝr ǝzasi sunduruwetilgǝn bolsa, uningmu sundurulsun; kɵzigǝ-kɵz, qixiƣa-qix nakar ⱪilinsun; baxⱪa kixini ⱪandaⱪ zǝhimlǝndürgǝn bolsa umu ⱨǝm xundaⱪ ⱪilinsun.
Бирәр әзаси сундуруветилгән болса, униңму сундурулсун; көзигә-көз, чишиға-чиш накар қилинсун; башқа кишини қандақ зәхимләндүргән болса уму һәм шундақ қилинсун.
21 Kimdǝkim bir qarpayni ɵltürsǝ, qarpay tɵlǝp bǝrsun; adǝmni urup ɵltürgǝn kixi bolsa, ɵlüm jazasiƣa mǝⱨkum ⱪilinsun.
Кимдәким бир чарпайни өлтүрсә, чарпай төләп бәрсун; адәмни уруп өлтүргән киши болса, өлүм җазасиға мәһкүм қилинсун.
22 Silǝrdǝ birla ⱪanun bolsun. musapir yaki yǝrlik bolsun, barawǝr muamilǝ ⱪilinsun; qünki Mǝn Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
Силәрдә бирла қанун болсун. мусапир яки йәрлик болсун, баравәр муамилә қилинсун; чүнки Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
23 Musa Israillarƣa xularni dedi; xuning bilǝn ular xu ⱪarƣiƣuqini qedirgaⱨning taxⱪiriƣa elip qiⱪip, qalma-kesǝk ⱪildi. Xundaⱪ ⱪilip, Israillar Pǝrwǝrdigarning Musaƣa ǝmr ⱪilƣinidǝk ⱪildi.
Муса Исраилларға шуларни деди; шуниң билән улар шу қарғиғучини чедиргаһниң ташқириға елип чиқип, чалма-кесәк қилди. Шундақ қилип, Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға әмир қилғинидәк қилди.