< Lawiylar 23 >

1 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Sǝn Israillarƣa mundaⱪ degin: — Pǝrwǝrdigar bekitkǝn ⱨeytlar, silǝr muⱪǝddǝs sorunlar bolsun dǝp qaⱪirip jakarlaydiƣan ⱨeytlirim mana munulardur: —
Сән Исраилларға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар бекиткән һейтлар, силәр муқәддәс сорунлар болсун дәп чақирип җакалайдиған һейтлирим мана мунулардур: —
3 (altǝ kün ix-ǝmgǝk ⱪilinsun; lekin yǝttinqi küni «has xabat küni», muⱪǝddǝs sorunlar küni bolidu; u küni ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilmanglar. Ⱪǝyǝrdila tursanglar bu kün Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan xabat küni bolidu).
(алтә күн иш-әмгәк қилинсун; лекин йәттинчи күни «хас шабат күни», муқәддәс сорунлар күни болиду; у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар. Қәйәрдила турсаңлар бу күн Пәрвәрдигарға аталған шабат күни болиду).
4 Silǝr bekitilgǝn künliri muⱪǝddǝs sorunlar bolsun dǝp qaⱪirip jakarlaydiƣan, Pǝrwǝrdigarning ⱨeytliri mana munulardur: —
Силәр бекитилгән күнлири муқәддәс сорунлар болсун дәп чақирип җакалайдиған, Пәрвәрдигарниң һейтлири мана мунулардур: —
5 Birinqi ayning on tɵtinqi küni gugumda Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan «ɵtüp ketix ⱨeyti» bolidu.
Биринчи айниң он төртинчи күни гугумда Пәрвәрдигарға аталған «өтүп кетиш һейти» болиду.
6 Xu ayning on bǝxinqi küni Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan «petir nan» ⱨeyti bolidu; silǝr yǝttǝ küngiqǝ petir nan yǝysilǝr.
Шу айниң он бәшинчи күни Пәрвәрдигарға аталған «петир нан» һейти болиду; силәр йәттә күнгичә петир нан йәйсиләр.
7 Birinqi künidǝ silǝr muⱪǝddǝs yiƣilix ⱪilip, ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilmanglar.
Биринчи күнидә силәр муқәддәс жиғилиш қилип, һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
8 Silǝr yǝttǝ küngiqǝ Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunidiƣan ⱪurbanliⱪlarni sunup turunglar. Yǝttinqi künidǝ muⱪǝddǝs yiƣilix bolidu; ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilmanglar.
Силәр йәттә күнгичә Пәрвәрдигарға атап отта сунидиған қурбанлиқларни сунуп туруңлар. Йәттинчи күнидә муқәддәс жиғилиш болиду; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
9 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
10 Sǝn Israillarƣa mundaⱪ degin: — Silǝr Mǝn ɵzünglarƣa tǝⱪdim ⱪilidiƣan zeminƣa kirip, uningdin ⱨosul yiƣⱪininglarda, ⱨosulunglarning dǝslǝpki pixⱪinidin bir baƣlamni kaⱨinning ⱪexiƣa elip beringlar.
Сән Исраилларға мундақ дегин: — Силәр Мән өзүңларға тәқдим қилидиған зиминға кирип, униңдин һосул жиққиниңларда, һосулуңларниң дәсләпки пишқинидин бир бағламни каһинниң қешиға елип бериңлар.
11 Kaⱨin silǝr üqün ⱪobul boluxⱪa uni Pǝrwǝrdigarning aldida pulanglatsun; uni pulanglatⱪan waⱪit bolsa xabatning ǝtisi bolidu.
Каһин силәр үчүн қобул болушқа уни Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун; уни пулаңлатқан вақит болса шабатниң әтиси болиду.
12 Silǝr uni pulanglatⱪan kündǝ silǝr bir yaxⱪa kirgǝn bejirim bir ⱪozini Pǝrwǝrdigarƣa atap kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ süpitidǝ sununglar;
Силәр уни пулаңлатқан күндә силәр бир яшқа киргән беҗирим бир қозини Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунуңлар;
13 xuningƣa ⱪoxup axliⱪ ⱨǝdiyǝ süpitidǝ zǝytun meyi ilǝxtürülgǝn esil undin bir ǝfaⱨning ondin birini Pǝrwǝrdigarƣa huxbuy kǝltürsun dǝp otta sununglar; buningƣa ⱪoxup xarab ⱨǝdiyǝ süpitidǝ xarabtin bir ⱨinning tɵttin birini sununglar.
шуниңға қошуп ашлиқ һәдийә сүпитидә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин бир әфаһниң ондин бирини Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрсун дәп отта сунуңлар; буниңға қошуп шарап һәдийә сүпитидә шараптин бир һинниң төрттин бирини сунуңлар.
14 Silǝr Hudayinglarƣa has bolƣan bu ⱨǝdiyǝni sunidiƣan kündin ilgiri [yengi ⱨosuldin] ⱨeqnemini, nǝ nan nǝ ⱪomaq nǝ kɵk bax bolsun yemǝnglar. Bu dǝwrdin-dǝwrgiqǝ silǝr üqün ⱪǝyǝrdǝ tursanglar ǝbǝdiy bir bǝlgilimǝ bolsun.
Силәр Худайиңларға хас болған бу һәдийәни сунидиған күндин илгири [йеңи һосулдин] һеч немини, нә нан нә қомач нә көк баш болсун йемәңлар. Бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн қәйәрдә турсаңлар әбәдий бир бәлгүлимә болсун.
15 Andin silǝr xu xabat künning ǝtisidin, yǝni xu bir baƣlamni pulanglatma ⱨǝdiyǝ süpitidǝ sunƣan künning ǝtisidin tartip, yǝttǝ ⱨǝptǝ sananglar (ular toluⱪ ⱨǝptǝ boluxi kerǝk);
Андин силәр шу шабат күнниң әтисидин, йәни шу бир бағламни пулаңлатма һәдийә сүпитидә сунған күнниң әтисидин тартип, йәттә һәптә санаңлар (улар толуқ һәптә болуши керәк);
16 yǝttinqi xabatning ikkinqi künigiqǝ ǝllik künni sananglar; andin Pǝrwǝrdigarƣa atap yengi [ⱨosuldin] bir axliⱪ ⱨǝdiyǝ sununglar.
йәттинчи шабатниң иккинчи күнигичә әллик күнни санаңлар; андин Пәрвәрдигарға атап йеңи [һосулдин] бир ашлиқ һәдийә сунуңлар.
17 Ɵzünglar turuwatⱪan jaylardin pulanglatma ⱨǝdiyǝ süpitidǝ esil undin bir ǝfaⱨning ondin ikkisidǝ etilgǝn ikki nanni elip kǝltürünglar; ular eqitⱪu selip etilgǝn bolsun; bular Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan dǝslǝpki ⱨosul ⱨǝdiyǝsi dǝp ⱨesablinidu.
Өзүңлар туруватқан җайлардин пулаңлатма һәдийә сүпитидә есил ундин бир әфаһниң ондин иккисидә етилгән икки нанни елип кәлтүрүңлар; улар ечитқу селип етилгән болсун; булар Пәрвәрдигарға аталған дәсләпки һосул һәдийәси дәп һесаплиниду.
18 Nandin baxⱪa yǝnǝ bir yaxliⱪ yǝttǝ bejirim ⱪoza, yax bir torpaⱪ wǝ ikki ⱪoqⱪarni kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ süpitidǝ Pǝrwǝrdigarƣa atap sununglar; ularƣa has axliⱪ ⱨǝdiyǝliri wǝ xarab ⱨǝdiyǝlirini ⱪoxup, ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarƣa huxbuy kǝltürüxkǝ sunulsun.
Нандин башқа йәнә бир яшлиқ йәттә беҗирим қоза, яш бир топақ вә икки қочқарни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә Пәрвәрдигарға атап сунуңлар; уларға хас ашлиқ һәдийәлири вә шарап һәдийәлирини қошуп, һәммиси Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрүшкә сунулсун.
19 Buningdin baxⱪa silǝr gunaⱨ ⱪurbanliⱪi üqün bir tekini, inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi üqün bir yaxliⱪ ikki ⱪozini kǝltürünglar;
Буниңдин башқа силәр гуна қурбанлиғи үчүн бир текини, енақлиқ қурбанлиғи үчүн бир яшлиқ икки қозини кәлтүрүңлар;
20 kaⱨin bularni, yǝni xu ikki ⱪozini dǝslǝpki ⱨosul nanliriƣa ⱪoxup pulanglatma ⱨǝdiyǝ süpitidǝ Pǝrwǝrdigar aldida pulanglatsun. Bular bolsa Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan muⱪǝddǝs sanilip, kaⱨinƣa tǝgsun.
каһин буларни, йәни шу икки қозини дәсләпки һосул нанлириға қошуп пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигар алдида пулаңлатсун. Булар болса Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс санилип, каһинға тәгсун.
21 Xu küni silǝr «bügün bizlǝrgǝ muⱪǝddǝs yiƣilix bolidu» dǝp jakarlanglar; xu küni ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilmanglar. Bu silǝr üqün ⱪǝyǝrdila tursanglar ǝbǝdiy bir bǝlgilimǝ bolidu.
Шу күни силәр «бүгүн бизләргә муқәддәс жиғилиш болиду» дәп җакалаңлар; шу күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар. Бу силәр үчүн қәйәрдила турсаңлар әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
22 Etizingning bulung-puqⱪaⱪliriƣiqǝ tamam yiƣiwalmanglar, wǝ ⱨosulungdin ⱪalƣan wasangni teriwalmiƣin, bǝlki bularni kǝmbǝƣǝllǝr bilǝn musapirlarƣa ⱪoyƣin. Mǝn Ɵzüm Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
Етизиңниң булуң-пучқақлириғичә тамам жиғивалмаңлар, вә һосулуңдин қалған васаңни теривалмиғин, бәлки буларни кәмбәғәлләр билән мусапирларға қойғин. Мән Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
23 Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
24 Sǝn Israillarƣa mundaⱪ degin: — Silǝr yǝttinqi ayning birinqi küni toluⱪ aram elip, kanaylar qelinix bilǝn ǝslǝtmǝ yosunda ⱨeyt ⱪilip, muⱪǝddǝs sorunlarni tüzünglar.
Сән Исраилларға мундақ дегин: — Силәр йәттинчи айниң биринчи күни толуқ арам елип, канайлар челиниш билән әсләтмә йосунда һейт қилип, муқәддәс сорунларни түзүңлар.
25 U kündǝ ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilmanglar; Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan bir ⱪurbanliⱪ sununglar.
У күндә һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар; Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған бир қурбанлиқ сунуңлар.
26 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
27 Yǝttinqi ayning oninqi küni bolsa kafarǝt küni bolidu; u kün silǝr üqün muⱪǝddǝs yiƣilix küni bolidu; xu küni nǝpsinglarni tartip ɵzünglarni tɵwǝn tutup, Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan ⱪurbanliⱪni sununglar;
Йәттинчи айниң онинчи күни болса кафарәт күни болиду; у күн силәр үчүн муқәддәс жиғилиш күни болиду; шу күни нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуп, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқни сунуңлар;
28 U kündǝ ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilmanglar; qünki u bir kafarǝt küni bolup, xu kün ɵzünglar üqün Hudayinglar Pǝrwǝrdigar aldida kafarǝt ⱪilinixⱪa bekitilgǝndur.
У күндә һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар; чүнки у бир кафарәт күни болуп, шу күн өзүңлар үчүн Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида кафарәт қилинишқа бекитилгәндур.
29 Ⱨǝrkim xu küni nǝpsini tartmay ɵzini tɵwǝn tutmisa ɵz hǝlⱪidin üzüp taxlinidu.
Һәр ким шу күни нәпсини тартмай өзини төвән тутмиса өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
30 Kimdǝkim xu kündimu ⱨǝrⱪandaⱪ bir ix ⱪilsa, Mǝn xu adǝmni ɵz hǝlⱪidin üzüp taxlaymǝn.
Кимдәким шу күндиму һәр қандақ бир иш қилса, Мән шу адәмни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
31 Xu küni ⱨeqⱪandaⱪ ix ⱪilmanglar; bu dǝwrdin-dǝwrgiqǝ silǝr üqün ⱪǝyǝrdǝ tursanglar bir ǝbǝdiy bǝlgilimǝ bolidu.
Шу күни һеч қандақ иш қилмаңлар; бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн қәйәрдә турсаңлар бир әбәдий бәлгүлимә болиду.
32 U kün silǝr üqün toluⱪ aram alidiƣan xabat küni bolidu; nǝpsinglarni tartip ɵzünglarni tɵwǝn tutunglar. Xu ayning toⱪⱪuzinqi küni gugumdin tartip ǝtisi gugumƣiqǝ xabat künigǝ riayǝ ⱪilip aram elinglar.
У күн силәр үчүн толуқ арам алидиған шабат күни болиду; нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар. Шу айниң тоққузинчи күни гугумдин тартип әтиси гугумғичә шабат күнигә риайә қилип арам елиңлар.
33 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
34 Sǝn Israillarƣa mundaⱪ degin: — Yǝttinqi ayning on bǝxinqi künidin baxlap, yǝttǝ küngiqǝ Pǝrwǝrdigarning «kǝpilǝr ⱨeyti» bolidu.
Сән Исраилларға мундақ дегин: — Йәттинчи айниң он бәшинчи күнидин башлап, йәттә күнгичә Пәрвәрдигарниң «кәпиләр һейти» болиду.
35 Birinqi kündǝ muⱪǝddǝs yiƣilix bolidu; ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilmanglar.
Биринчи күндә муқәддәс жиғилиш болиду; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
36 Yǝttǝ küngiqǝ Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan ⱪurbanliⱪ sununglar; sǝkkizinqi kündǝ silǝrgǝ muⱪǝddǝs yiƣilix bolidu; Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan ⱪurbanliⱪ sununglar. Bu ɵzi tǝntǝnilik yiƣilix bolƣaq, u küni ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilmanglar.
Йәттә күнгичә Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сунуңлар; сәккизинчи күндә силәргә муқәддәс жиғилиш болиду; Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сунуңлар. Бу өзи тәнтәнилик жиғилиш болғач, у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
37 Silǝr «muⱪǝddǝs sorunlar bolsun» dǝp jakarlaydiƣan, yǝni Pǝrwǝrdigar bekitkǝn ⱨeytlar mana xulardur. Xu sorunlarda silǝr ⱨǝrⱪaysi küngǝ bekitilgini boyiqǝ, Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan ⱨǝdiyǝ-ⱪurbanliⱪ, yǝni kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, axliⱪ ⱨǝdiyǝ, baxⱪa ⱨǝrhil ⱪurbanliⱪlar wǝ xarab ⱨǝdiyǝlǝrni sunisilǝr;
Силәр «муқәддәс сорунлар болсун» дәп җакалайдиған, йәни Пәрвәрдигар бекиткән һейтлар мана шулардур. Шу сорунларда силәр һәр қайси күнгә бекитилгини бойичә, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә-қурбанлиқ, йәни көйдүрмә қурбанлиқ, ашлиқ һәдийә, башқа һәр хил қурбанлиқлар вә шарап һәдийәләрни сунисиләр;
38 bulardin baxⱪa, Pǝrwǝrdigarning xabat künlirini tutisilǝr wǝ Pǝrwǝrdigarƣa atap ⱪalƣan ⱨǝdiyǝliringlarni berip, ⱪǝsǝm ⱪurbanliⱪliringlarning ⱨǝmmisini ada ⱪilip, ihtiyariy ⱪurbanliⱪliringlarning ⱨǝmmisini sunisilǝr.
булардин башқа, Пәрвәрдигарниң шабат күнлирини тутисиләр вә Пәрвәрдигарға атап қалған һәдийәлириңларни берип, қәсәм қурбанлиқлириңларниң һәммисини ада қилип, ихтиярий қурбанлиқлириңларниң һәммисини сунисиләр.
39 Silǝr ǝmdi zemindin ⱨosul-mǝⱨsulatlirini yiƣip bolup, yǝttinqi ayning on bǝxinqi künidin baxlap yǝttǝ kün Pǝrwǝrdigarning ⱨeytini ɵtküzünglar. Birinqi küni toluⱪ aram elix bolidu, sǝkkizinqi konidimu toluⱪ aram elix bolidu.
Силәр әнди зиминдин һосул-мәһсулатлирини жиғип болуп, йәттинчи айниң он бәшинчи күнидин башлап йәттә күн Пәрвәрдигарниң һейтини өткүзүңлар. Биринчи күни толуқ арам елиш болиду, сәккизинчи конидиму толуқ арам елиш болиду.
40 Birinqi küni silǝr esil dǝrǝhlǝrdin xah-putaⱪlarni qatap, yǝni horma dǝrǝhliri bilǝn ⱪoyuⱪ yopurmaⱪliⱪ dǝrǝhlǝrning xahlirini kesip, eriⱪ boyidiki sɵgǝt qiwiⱪlirini ⱪirⱪip Hudayinglar Pǝrwǝrdigar aldida yǝttǝ künni xundaⱪ xad-huram ɵtküzisilǝr.
Биринчи күни силәр есил дәрәқләрдин шах-путақларни чатап, йәни хорма дәрәқлири билән қоюқ йопурмақлиқ дәрәқләрниң шахлирини кесип, ериқ бойидики сөгәт чивиқлирини қирқип Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида йәттә күнни шундақ шат-хурам өткүзисиләр.
41 Silǝr ⱨǝr yili bu yǝttǝ künni Pǝrwǝrdigarƣa atiƣan bir ⱨeyt süpitidǝ ɵtküzünglar; dǝwrdin-dǝwrgiqǝ bu silǝr üqün ǝbǝdiy bir bǝlgilimǝ bolidu. Silǝr ⱨeytni yǝttinqi ayda ɵtküzünglar.
Силәр һәр жили бу йәттә күнни Пәрвәрдигарға атиған бир һейт сүпитидә өткүзүңлар; дәвирдин-дәвиргичә бу силәр үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болиду. Силәр һейтни йәттинчи айда өткүзүңлар.
42 Yǝttǝ küngiqǝ kǝpilǝrdǝ turunglar. Israilda tuƣulƣanlarning ⱨǝmmisi kǝpidǝ tursun.
Йәттә күнгичә кәпиләрдә туруңлар. Исраилда туғулғанларниң һәммиси кәпидә турсун.
43 Buning bilǝn Mǝn Israillarni Misir zeminidin qiⱪarƣinimda, ularni kǝpilǝrdǝ turƣuzƣinimni ǝwladliringlar bilidu. Ɵzüm Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
Буниң билән Мән Исраилларни Мисир зиминидин чиқарғинимда, уларни кәпиләрдә турғузғинимни әвлатлириңлар билиду. Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
44 Xundaⱪ ⱪilip Musa Pǝrwǝrdigarning bekitkǝn xu ⱨeytlirini Israillarƣa bayan ⱪildi.
Шундақ қилип Муса Пәрвәрдигарниң бекиткән шу һейтлирини Исраилларға баян қилди.

< Lawiylar 23 >