< Lawiylar 21 >

1 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: — Sǝn kaⱨinlar bolƣan Ⱨarunning oƣulliriƣa mundaⱪ degin: — bir kaⱨin ɵz hǝlⱪining arisidiki ɵlgǝnlǝr wǝjidin ɵzini napak ⱪilmisun.
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: — Сән каһинлар болған Һарунниң оғуллириға мундақ дегин: — бир каһин өз хәлқиниң арисидики өлгәнләр вәҗидин өзини напак қилмисун.
2 Pǝⱪǝt ɵzining yeⱪin tuƣⱪanliri üqün — anisi bilǝn atisi, oƣli bilǝn ⱪizi wǝ aka-inisining ɵlüki tüpǝylidin ɵzini napak ⱪilsa bolidu;
Пәқәт өзиниң йеқин туққанлири үчүн — аниси билән атиси, оғли билән қизи вә ака-инисиниң өлүги түпәйлидин өзини напак қилса болиду;
3 xuningdǝk ǝgǝr aqa-singlisi ǝrgǝ tǝgmǝy pak ⱪiz ⱨalǝttǝ ɵzi bilǝn billǝ turuwatⱪan bolsa, uning ɵlüki tüpǝylidin ɵzini napak ⱪilsa bolidu;
шуниңдәк әгәр ача-сиңлиси әргә тәгмәй пак қиз һаләттә өзи билән биллә туруватқан болса, униң өлүги түпәйлидин өзини напак қилса болиду;
4 qünki [kaⱨin] ɵz hǝlⱪining arisida mɵtiwǝr bolƣaqⱪa, ɵzini napak ⱪilip bulƣimasliⱪi kerǝk.
чүнки [каһин] өз хәлқиниң арисида мөтивәр болғачқа, өзини напак қилип булғимаслиғи керәк.
5 Kaⱨinlar bexini yerim-yata ⱪilip qüxürmǝsliki, saⱪilining uq-yanlirini ⱨǝm qüxürmǝsliki, bǝdinigimu zǝhim yǝtküzüp tilmasliⱪi kerǝk,
Каһинлар бешини йерим-ята қилип чүшүрмәслиги, сақилиниң уч-янлирини һәм чүшүрмәслиги, бәдинигиму зәхим йәткүзүп тилмаслиғи керәк,
6 bǝlki ular ɵz Hudasiƣa muⱪǝddǝs turup, Hudasining namini bulƣimasliⱪi kerǝk; qünki ular Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan ⱪurbanliⱪlarni, ɵz Hudasining nenini sunidu; xunga ular muⱪǝddǝs boluxi kerǝk.
бәлки улар өз Худасиға муқәддәс туруп, Худасиниң намини булғимаслиғи керәк; чүнки улар Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқларни, өз Худасиниң ненини суниду; шуңа улар муқәддәс болуши керәк.
7 Ular bir ayalni ɵz ǝmrigǝ alƣanda paⱨixǝ ayalnimu, buzuⱪ ayalnimu almasliⱪi kerǝk wǝ eri ⱪoyuwǝtkǝn ayalnimu almisun. Qünki kaⱨin bolsa ɵz Hudasiƣa has muⱪǝddǝs ⱪilinƣan.
Улар бир аялни өз әмригә алғанда паһишә аялниму, бузуқ аялниму алмаслиғи керәк вә ери қоювәткән аялниму алмисун. Чүнки каһин болса өз Худасиға хас муқәддәс қилинған.
8 U Hudayingning nenini sunƣini üqün u sanga nisbǝtǝn muⱪǝddǝs dǝp sanilixi kerǝk; qünki silǝrni muⱪǝddǝs ⱪilƣuqi Pǝrwǝrdigar Ɵzüm muⱪǝddǝsturmǝn.
У Худайиңниң ненини сунғини үчүн у саңа нисбәтән муқәддәс дәп санилиши керәк; чүнки силәрни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Өзүм муқәддәстурмән.
9 Əgǝr bir kaⱨinning ⱪizi paⱨixilik ⱪilip ɵzini bulƣiƣan ⱪilsa, ɵz atisini bulƣiƣan bolidu; u otta kɵydürülsun.
Әгәр бир каһинниң қизи паһишилик қилип өзини булғиған қилса, өз атисини булғиған болиду; у отта көйдүрүлсун.
10 Bexiƣa mǝsiⱨlǝx zǝytun meyi tɵkülgǝn, kaⱨinliⱪ kiyimlǝrni kiyixkǝ tiklǝngǝn, ɵz ⱪerindaxlirining arisida bax kaⱨin ⱪilinƣan kixi yalangbax bolmisun, kiyimlirinimu yirtmisun;
Бешиға мәсиһләш зәйтун мейи төкүлгән, каһинлиқ кийимләрни кийишкә тикләнгән, өз қериндашлириниң арисида баш каһин қилинған киши ялаңбаш болмисун, кийимлириниму житмисун;
11 U yǝnǝ ⱨeq ɵlükkǝ yeⱪinlaxmasliⱪi kerǝk, ⱨǝtta atisi wǝ yaki anisining ɵlüklirining wǝjidin ɵzini napak ⱪilmasliⱪi kerǝk.
У йәнә һеч өлүккә йеқинлашмаслиғи керәк, һәтта атиси вә яки анисиниң өлүклириниң вәҗидин өзини напак қилмаслиғи керәк.
12 U [wǝzipisidǝ turuwatⱪanda] muⱪǝddǝs jaydin ⱨǝrgiz ayrilmisun wǝ xuningdǝk Hudasining muⱪǝddǝs jayini bulƣimasliⱪi kerǝk; qünki uning Hudasining uni Ɵzigǝ has ⱪilƣan «mǝsiⱨlǝx meyi» uning bexida turidu. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
У [вәзиписидә туруватқанда] муқәддәс җайдин һәргиз айрилмисун вә шуниңдәк Худасиниң муқәддәс җайини булғимаслиғи керәк; чүнки униң Худасиниң уни Өзигә хас қилған «мәсиһләш мейи» униң бешида туриду. Мән Пәрвәрдигардурмән.
13 U hotun alsa pak ⱪizni elixi kerǝk;
У хотун алса пак қизни елиши керәк;
14 tul wǝ yaki ǝrdin ⱪoyuwetilgǝn ayal wǝ yaki buzuⱪ wǝ yaki paⱨixǝ ayal bolsa bularni almasliⱪi, bǝlki ɵz hǝlⱪidin bolƣan pak ⱪizni hotunluⱪⱪa elixi kerǝk.
тул вә яки әрдин қоюветилгән аял вә яки бузуқ вә яки паһишә аял болса буларни алмаслиғи, бәлки өз хәлқидин болған пак қизни хотунлуққа елиши керәк.
15 Bolmisa u ɵz hǝlⱪining arisida ɵz uruⱪini napak ⱪilidu; qünki uni muⱪǝddǝs ⱪilƣuqi Pǝrwǝrdigar Mǝndurmǝn.
Болмиса у өз хәлқиниң арисида өз уруғини напак қилиду; чүнки уни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Мәндурмән.
16 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
17 Sǝn Ⱨarunƣa mundaⱪ degin: — «Əwladtin-ǝwladⱪiqǝ sening nǝslingdin bolƣan birsi meyip bolsa, Hudaning nenini sunux üqün yeⱪin kǝlmisun;
Сән Һарунға мундақ дегин: — «Әвлаттин-әвлатқичә сениң нәслиңдин болған бириси мәйип болса, Худаниң ненини сунуш үчүн йеқин кәлмисун;
18 meyip bolƣan ⱨǝrⱪandaⱪ kixi ⱨǝrgiz yeⱪin kǝlmisun — yaki kor bolsun, tokur bolsun, panaⱪ bolsun yaki bir ǝzasi yǝnǝ bir jüpidin uzun bolƣan adǝm bolsun,
мәйип болған һәр қандақ киши һәргиз йеқин кәлмисун — яки кор болсун, токур болсун, панақ болсун яки бир әзаси йәнә бир җүпидин узун болған адәм болсун,
19 puti yaki ⱪoli sunuⱪ bolsun,
пути яки қоли сунуқ болсун,
20 dok bolsun, parpa bolsun, kɵzidǝ aⱪ bolsun, ⱪiqixⱪaⱪ bolƣan bolsun, tǝmrǝtkǝ basⱪan bolsun yaki uruⱪdeni ezilgǝn ⱨǝrkim bolsun,
док болсун, парпа болсун, көзидә ақ болсун, қичишқақ болған болсун, тәмрәткә басқан болсун яки уруқдени езилгән һәр ким болсун,
21 Ⱨarun kaⱨinning nǝslidin bolƣan undaⱪ meyip kixilǝrning ⱨeqbiri Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan nǝrsilǝrni kǝltürüxkǝ yeⱪin barmisun; undaⱪ kixi meyiptur; u ɵz Hudasining nenini sunuxⱪa yeⱪin kǝlmisun.
Һарун каһинниң нәслидин болған ундақ мәйип кишиләрниң һеч бири Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған нәрсиләрни кәлтүрүшкә йеқин бармисун; ундақ киши мәйиптур; у өз Худасиниң ненини сунушқа йеқин кәлмисун.
22 Ⱨalbuki, u ɵz Hudasining nenini, yǝni «ǝng muⱪǝddǝs» wǝ «muⱪǝddǝs» ⱨesablanƣan nǝrsilǝrning ⱨǝr ikkisidin yesun.
Һалбуки, у өз Худасиниң ненини, йәни «әң муқәддәс» вә «муқәддәс» һесапланған нәрсиләрниң һәр иккисидин йесун.
23 Pǝⱪǝt u pǝrdidin ɵtüp iqkirisigǝ kirmǝsliki yaki ⱪurbangaⱨⱪimu yeⱪin barmasliⱪi kerǝk; qünki u meyiptur; bolmisa, u Mening muⱪǝddǝs jaylirimni bulƣiƣan bolidu; qünki ularni muⱪǝddǝs ⱪilƣuqi Pǝrwǝrdigar Ɵzümdurmǝn».
Пәқәт у пәрдидин өтүп ичкирисигә кирмәслиги яки қурбангаһқиму йеқин бармаслиғи керәк; чүнки у мәйиптур; болмиса, у Мениң муқәддәс җайлиримни булғиған болиду; чүнки уларни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Өзүмдурмән».
24 Bu sɵzlǝrning ⱨǝmmisini Musa Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri wǝ Israillarning ⱨǝmmisigǝ eytip bǝrdi.
Бу сөзләрниң һәммисини Муса Һарун билән униң оғуллири вә Исраилларниң һәммисигә ейтип бәрди.

< Lawiylar 21 >