< Lawiylar 15 >
1 Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
2 Israillarƣa mundaⱪ dǝnglar: — Ⱨǝrⱪandaⱪ ǝrkǝkning ɵz tenidin aⱪma qiⱪsa xu kixi xu aⱪma sǝwǝbidin napak sanalsun.
Исраилларға мундақ дәңлар: — Һәр қандақ әркәкниң өз тенидин ақма чиқса шу киши шу ақма сәвәвидин напак саналсун.
3 Aⱪma qiⱪixtin bolƣan napakliⱪ toƣrisidiki ⱨɵküm xuki, aⱪmisi mǝyli tenidin eⱪip tursun yaki eⱪixtin tohtitilƣan bolsun, xu kixi yǝnila napak sanalsun;
Ақма чиқиштин болған напаклиқ тоғрисидики һөкүм шуки, ақмиси мәйли тенидин еқип турсун яки еқиштин тохтитилған болсун, шу киши йәнила напак саналсун;
4 mundaⱪ aⱪma bolƣan kixi yatⱪan ⱨǝrbir orun-kɵrpǝ napak sanilidu wǝ u ⱪaysi nǝrsining üstidǝ oltursa xu nǝrsimu napak sanilidu.
мундақ ақма болған киши ятқан һәр бир орун-көрпә напак санилиду вә у қайси нәрсиниң үстидә олтарса шу нәрсиму напак санилиду.
5 Kimki u yatⱪan orun-kɵrpigǝ tǝgsǝ, ɵz kiyimlirini yuyup, suda yuyunsun, andin kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Кимки у ятқан орун-көрпигә тәгсә, өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун, андин кәч киргичә напак саналсун.
6 Xuningdǝk kimki mundaⱪ aⱪma bolƣan kixi olturƣan nǝrsidǝ oltursa ɵz kiyimlirini yuyup, suda yuyunsun wǝ kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Шуниңдәк кимки мундақ ақма болған киши олтарған нәрсидә олтарса өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
7 Kimki aⱪma bolƣan kixining tenigǝ tǝgsǝ, ɵz kiyimlirini yuyup, suda yuyunsun, wǝ kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Кимки ақма болған кишиниң тенигә тәгсә, өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун, вә кәч киргичә напак саналсун.
8 Əgǝr aⱪma bolƣan kixi pak birsigǝ tükürsǝ, xu kixi ɵz kiyimlirini yuyup, suda yuyunsun, kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Әгәр ақма болған киши пак бирисигә түкүрсә, шу киши өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун, кәч киргичә напак саналсун.
9 Ⱪaysibir egǝr-toⱪumning üstigǝ [aⱪma bolƣan] kixi minsǝ, xu nǝrsǝ napak sanalsun.
Қайсибир егәр-тоқумниң үстигә [ақма болған] киши минсә, шу нәрсә напак саналсун.
10 Kimki uning tegidǝ ⱪoyulƣan nǝrsilǝrgǝ tǝgsǝ kǝq kirgüqǝ napak sanilidu; wǝ kimki xu nǝrsilǝrni kɵtürsǝ, ɵz kiyimlirini yuyup, suda yuyunsun, wǝ kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Кимки униң тегидә қоюлған нәрсиләргә тәгсә кәч киргичә напак санилиду; вә кимки шу нәрсиләрни көтәрсә, өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун, вә кәч киргичә напак саналсун.
11 Aⱪma bolƣan kixi ⱪolini yumastin birkimgǝ tǝgküzsǝ, xu kixi ɵz kiyimlirini yuyup, suda yuyunsun wǝ kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Ақма болған киши қолини жуймастин биркимгә тәккүзсә, шу киши өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
12 Aⱪma bolƣan kixi sapal ⱪaqini tutup salsa, xu ⱪaqa qeⱪiwetilsun; yaƣaq ⱪaqa bolsa suda yuyulsun.
Ақма болған киши сапал қачини тутуп салса, шу қача чеқиветилсун; яғач қача болса суда жуюлсун.
13 Ⱪaqaniki aⱪma bar kixi aⱪma ⱨalitidin ⱪutulsa, ɵzining pak ⱪilinixi üqün yǝttǝ künni ⱨesablap ɵtküzüp, andin kiyimlirini yuyup, eⱪin suda yuyunsun; andin pak sanilidu.
Қачаники ақма бар киши ақма һалитидин қутулса, өзиниң пак қилиниши үчүн йәттә күнни һесаплап өткүзүп, андин кийимлирини жуюп, еқин суда жуюнсун; андин пак санилиду.
14 Sǝkkizinqi küni ikki pahtǝk yaki ikki baqkini elip, jamaǝt qedirining kirix aƣziƣa, Pǝrwǝrdigarning aldiƣa kǝltürüp, kaⱨinƣa tapxursun.
Сәккизинчи күни икки пахтәк яки икки бачкини елип, җамаәт чедириниң кириш ағзиға, Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрүп, каһинға тапшурсун.
15 Kaⱨin ulardin birini gunaⱨ ⱪurbanliⱪi üqün, yǝnǝ birini kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ üqün sunsun. Bu yol bilǝn kaⱨin Pǝrwǝrdigarning aldida uning aⱪma bolƣanliⱪiƣa kafarǝt kǝltüridu.
Каһин улардин бирини гуна қурбанлиғи үчүн, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ үчүн сунсун. Бу йол билән каһин Пәрвәрдигарниң алдида униң ақма болғанлиғиға кафарәт кәлтүриду.
16 Əgǝr bir ǝrkǝkning mǝniysi ɵzlükidin qiⱪip kǝtkǝn bolsa, u pütün bǝdinini suda yusun, u kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Әгәр бир әркәкниң мәнийси өзлүгидин чиқип кәткән болса, у пүтүн бәдинини суда жуйсун, у кәч киргичә напак саналсун.
17 Xuningdǝk adǝmning mǝniysi ⱪaysi kiyimigǝ yaki terisigǝ yuⱪup ⱪalsa, suda yuyulsun wǝ kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Шуниңдәк адәмниң мәнийси қайси кийимигә яки терисигә жуқуп қалса, суда жуюлсун вә кәч киргичә напак саналсун.
18 Ər wǝ ayal kixi bir-birigǝ yeⱪinlixixi bilǝn mǝniy qiⱪsa, ikkisi yuyunsun wǝ kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Әр вә аял киши бир-биригә йеқинлишиши билән мәний чиқса, иккиси жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
19 Əgǝr ayal kixilǝr aⱪma kelix ⱨalitidǝ tursa wǝ aⱪmisi hun bolsa, u yǝttǝ küngiqǝ «ayrim» tursun; kimki uningƣa tǝgsǝ kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Әгәр аял кишиләр ақма келиш һалитидә турса вә ақмиси хун болса, у йәттә күнгичә «айрим» турсун; кимки униңға тәгсә кәч киргичә напак саналсун.
20 «Ayrim» turux mǝzgilidǝ, ⱪaysi nǝrsining üstidǝ yatsa, xu nǝrsǝ napak sanilidu, xundaⱪla ⱪaysi nǝrsining üstidǝ olturƣan bolsa, xu nǝrsimu napak sanalsun.
«Айрим» туруш мәзгилидә, қайси нәрсиниң үстидә ятса, шу нәрсә напак санилиду, шундақла қайси нәрсиниң үстидә олтарған болса, шу нәрсиму напак саналсун.
21 Ⱨǝrkim uning orun-kɵrpisigǝ tǝgsǝ ɵz kiyimlirini yuyup, suda yuyunsun wǝ kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Һәр ким униң орун-көрписигә тәгсә өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
22 Ⱨǝrkim u olturƣan nǝrsigǝ tǝgsǝ, ɵz kiyimlirini yuyup, suda yuyunsun wǝ kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Һәр ким у олтарған нәрсигә тәгсә, өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
23 Wǝ ǝgǝr birkim u yatⱪan yaki olturƣan jayda ⱪoyulƣan birǝr nǝrsigǝ tǝgsǝ, kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Вә әгәр бирким у ятқан яки олтарған җайда қоюлған бирәр нәрсигә тәгсә, кәч киргичә напак саналсун.
24 Əgǝr bir ǝr kixi xu ⱨalǝttiki ayal bilǝn birgǝ yatsa, xundaⱪla uning hun napakliⱪi xu ǝrgǝ yuⱪup ⱪalsa, u yǝttǝ küngiqǝ napak sanalsun; u yatⱪan ⱨǝrbir orun-kɵrpimu napak sanalsun.
Әгәр бир әр киши шу һаләттики аял билән биргә ятса, шундақла униң хун напаклиғи шу әргә жуқуп қалса, у йәттә күнгичә напак саналсун; у ятқан һәр бир орун-көрпиму напак саналсун.
25 Əgǝr ayal kixining adǝt waⱪtining sirtidimu birnǝqqǝ küngiqǝ huni kelip tursa, yaki hun aⱪmisi adǝt waⱪtidin exip kǝtkǝn bolsa, undaⱪta bu napak ⱪan eⱪip turƣan künlirining ⱨǝmmisidǝ, u adǝt künliridǝ turƣandǝk sanalsun, yǝnǝ napak sanalsun.
Әгәр аял кишиниң адәт вақтиниң сиртидиму бир нәччә күнгичә хуни келип турса, яки хун ақмиси адәт вақтидин ешип кәткән болса, ундақта бу напак қан еқип турған күнлириниң һәммисидә, у адәт күнлиридә турғандәк саналсун, йәнә напак саналсун.
26 Ⱪan kǝlgǝn ⱨǝrbir kündǝ u ⱪaysi orun-kɵrpǝ üstidǝ yatsa, bular u adǝt künliridǝ yatⱪan orun-kɵrpilǝrdǝk ⱨesablinidu; u ⱪaysi nǝrsining üstidǝ olturƣan bolsa, xu nǝrsǝ adǝt künlirining napakliⱪidǝk napak sanalsun.
Қан кәлгән һәр бир күндә у қайси орун-көрпә үстидә ятса, булар у адәт күнлиридә ятқан орун-көрпиләрдәк һесаплиниду; у қайси нәрсиниң үстидә олтарған болса, шу нәрсә адәт күнлириниң напаклиғидәк напак саналсун.
27 Ⱨǝrkim bu nǝrsilǝrgǝ tǝgsǝ napak bolidu; xu kixi kiyimlirini yuyup, suda yuyunsun wǝ kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Һәр ким бу нәрсиләргә тәгсә напак болиду; шу киши кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
28 Ayal kixi ⱪaqan hun kelixtin saⱪaysa, u yǝttǝ künni ⱨesablap, ɵtküzüp bolƣanda pak sanilidu.
Аял киши қачан хун келиштин сақайса, у йәттә күнни һесаплап, өткүзүп болғанда пак санилиду.
29 Sǝkkizinqi küni u ikki pahtǝk yaki ikki baqkini elip jamaǝt qedirining kirix aƣziƣa, kaⱨinning ⱪexiƣa kǝltürsun.
Сәккизинчи күни у икки пахтәк яки икки бачкини елип җамаәт чедириниң кириш ағзиға, каһинниң қешиға кәлтүрсун.
30 Kaⱨin bularning birini gunaⱨ ⱪurbanliⱪi üqün, yǝnǝ birini kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ üqün ɵtküzsun; bu yol bilǝn kaⱨin uning napak aⱪma ⱪenidin pak boluxiƣa uning üqün Pǝrwǝrdigarning aldida kafarǝt kǝltüridu.
Каһин буларниң бирини гуна қурбанлиғи үчүн, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ үчүн өткүзсун; бу йол билән каһин униң напак ақма қенидин пак болушиға униң үчүн Пәрвәрдигарниң алдида кафарәт кәлтүриду.
31 Silǝr muxu yol bilǝn Israillarni napakliⱪidin üzünglar; bolmisa, ular napakliⱪida turiwerip, ularning arisida turƣan mening turalƣu qedirimni bulƣixi tüpǝylidin napak ⱨalitidǝ ɵlüp ketidu.
Силәр мошу йол билән Исраилларни напаклиғидин үзүңлар; болмиса, улар напаклиғида туриверип, уларниң арисида турған мениң туралғу чедиримни булғиши түпәйлидин напак һалитидә өлүп кетиду.
32 Aⱪma kelix ⱨalitidǝ bolƣan kixi wǝ mǝniy ketix bilǝn napak bolƣan kixi toƣrisida,
Ақма келиш һалитидә болған киши вә мәний кетиш билән напак болған киши тоғрисида,
33 Xuningdǝk hun kelix künliridiki aƣriⱪ ayal kixi toƣruluⱪ, aⱪma ⱨalǝttǝ bolƣan ǝr wǝ ayal toƣruluⱪ, napak ⱨalǝttiki ayal billǝ yatⱪan ǝr toƣruluⱪ kǝlgǝn ⱪanun-bǝlgilimǝ mana xulardur.
Шуниңдәк хун келиш күнлиридики ағриқ аял киши тоғрилиқ, ақма һаләттә болған әр вә аял тоғрилиқ, напак һаләттики аял биллә ятқан әр тоғрилиқ кәлгән қанун-бәлгүлимә мана шулардур.