< Lawiylar 14 >
1 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Pesǝ-mahaw bolƣan kixi pak ⱪilinidiƣan künidǝ bǝja ⱪilix kerǝk bolƣan ⱪanun-bǝlgilimǝ mana tɵwǝndikidǝktur: — U kaⱨinning aldiƣa kǝltürülsun.
Песә-мохо болған киши пак қилинидиған күнидә беҗа қилиш керәк болған қанун-бәлгүлимә мана төвәндикидәктур: — У каһинниң алдиға кәлтүрүлсун.
3 Kaⱨin qedirgaⱨning taxⱪiriƣa qiⱪip, pesǝ-mahaw bolƣan kixigǝ sǝpselip ⱪarisun; ǝgǝr pesǝ-mahaw bolƣan kixi kesilidin saⱪayƣan bolsa,
Каһин чедиргаһниң ташқириға чиқип, песә-мохо болған кишигә сәпселип қарисун; әгәр песә-мохо болған киши кесилидин сақайған болса,
4 Undaⱪta kaⱨin pak ⱪilinidiƣan kixigǝ pak, tirik ⱪuxtin ikkini uningƣa ⱪoxup kedir yaƣiqi, ⱪizil rǝht wǝ zofa kǝltürüxkǝ buyrusun.
Ундақта каһин пак қилинидиған кишигә пак, тирик қуштин иккини униңға қошуп кедир яғичи, қизил рәхт вә зофа кәлтүрүшкә буйрусун.
5 Andin kaⱨin ⱪuxlarning birini eⱪin su ⱪaqilanƣan sapal kozining üstidǝ boƣuzlanglar dǝp buyrusun;
Андин каһин қушларниң бирини еқин су қачиланған сапал козиниң үстидә боғузлаңлар дәп буйрусун;
6 andin tirik ⱪuxni bolsa, kaⱨin uni kedir yaƣiqi, ⱪizil rǝht wǝ zofa bilǝn elip kelip, bu nǝrsilǝrning ⱨǝmmisini tirik ⱪux bilǝn birgǝ eⱪin suning üstidǝ boƣuzlanƣan ⱪuxning ⱪeniƣa qilisun,
андин тирик қушни болса, каһин уни кедир яғичи, қизил рәхт вә зофа билән елип келип, бу нәрсиләрниң һәммисини тирик қуш билән биргә еқин суниң үстидә боғузланған қушниң қениға чилисун,
7 andin pesǝ-mahawdin pak ⱪilinidiƣan kixigǝ yǝttǝ ⱪetim sepixi bilǝn uni pak dǝp jakarlisun; wǝ tirik ⱪuxni dalaƣa ⱪoyup bǝrsun.
андин песә-моходин пак қилинидиған кишигә йәттә қетим сепиши билән уни пак дәп җакалисун; вә тирик қушни далаға қоюп бәрсун.
8 Pesǝ-mahawdin pak ⱪilinidiƣan kixi kiyimlirini yuyup, bǝdinidiki barliⱪ tüklǝrni qüxürüp, suda yuyunƣandin keyin pak ⱨesablinidu. Andin uningƣa qedirgaⱨⱪa kirixkǝ ijazǝt bolidu; pǝⱪǝt u yǝttǝ küngiqǝ ɵz qedirining texida turuxi kerǝk.
Песә-моходин пак қилинидиған киши кийимлирини жуюп, бәдинидики барлиқ түкләрни чүшүрүп, суда жуюнғандин кейин пак һесаплиниду. Андин униңға чедиргаһқа киришкә иҗазәт болиду; пәқәт у йәттә күнгичә өз чедириниң тешида туруши керәк.
9 Yǝttinqi küni u bǝdinidiki ⱨǝmmǝ tüklǝrni qüxürsun; baxning qaq-saⱪalliri wǝ ⱪexini, yǝni barliⱪ tüklirini qüxürsun; u kiyimlirini yuyup ɵz bǝdinini suda yusun, andin pak bolidu.
Йәттинчи күни у бәдинидики һәммә түкләрни чүшүрсун; башниң чач-сақаллири вә қешини, йәни барлиқ түклирини чүшүрсун; у кийимлирини жуюп өз бәдинини суда жуйсун, андин пак болиду.
10 Sǝkkizinqi küni u ikki bejirim ǝrkǝk ⱪoza bilǝn bir yaxⱪa kirgǝn bejirim qixi ⱪozidin birni, xuningdǝk bir [ǝfaⱨning] ondin üqigǝ barawǝr zǝytun meyi ilǝxtürülgǝn esil un «axliⱪ ⱨǝdiyǝ»ni, bir log zǝytun meyini kǝltürsun.
Сәккизинчи күни у икки беҗирим әркәк қоза билән бир яшқа киргән беҗирим чиши қозидин бирни, шуниңдәк бир [әфаһниң] ондин үчигә баравәр зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ун «ашлиқ һәдийә»ни, бир лог зәйтун мейини кәлтүрсун.
11 Uni «pak» dǝp jakarlaydiƣan bu rǝsim-ⱪaidini ɵtküzidiƣan kaⱨin pak ⱪilinidiƣan kixini wǝ u nǝrsilǝrni jamaǝt qedirining kirix aƣzida, Pǝrwǝrdigarning aldida ⱨazir ⱪilsun.
Уни «пак» дәп җакалайдиған бу рәсим-қаидини өткүзидиған каһин пак қилинидиған кишини вә у нәрсиләрни җамаәт чедириниң кириш ағзида, Пәрвәрдигарниң алдида һазир қилсун.
12 Andin kaⱨin ǝrkǝk ⱪozilarning birini elip itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi ⱪilip sunup, uning bilǝn billǝ xu bir log zǝytun meyinimu kǝltürüp, pulanglatma ⱨǝdiyǝ süpitidǝ Pǝrwǝrdigarning aldida pulanglatsun.
Андин каһин әркәк қозиларниң бирини елип итаәтсизлик қурбанлиғи қилип сунуп, униң билән биллә шу бир лог зәйтун мейиниму кәлтүрүп, пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун.
13 Ⱪoza bolsa muⱪǝddǝs bir jayning iqidǝ gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bilǝn kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlar boƣuzlinidiƣan jayda boƣuzlansun; qünki itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi bolsa gunaⱨ ⱪurbanliⱪiƣa ohxax, kaⱨinƣa tǝwǝ bolup «ǝng muⱪǝddǝslǝrning biri» sanilidu.
Қоза болса муқәддәс бир җайниң ичидә гуна қурбанлиғи билән көйдүрмә қурбанлиқлар боғузлинидиған җайда боғузлансун; чүнки итаәтсизлик қурбанлиғи болса гуна қурбанлиғиға охшаш, каһинға тәвә болуп «әң муқәддәсләрниң бири» санилиду.
14 Kaⱨin itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪining ⱪenidin elip pak ⱪilinidiƣan kixining ong ⱪuliⱪining yumxiⱪiƣa wǝ ong ⱪolining qong barmiⱪi bilǝn ong putining qong barmiⱪiƣimu sürüp ⱪoysun.
Каһин итаәтсизлик қурбанлиғиниң қенидин елип пак қилинидиған кишиниң оң қулиқиниң юмшиқиға вә оң қолиниң чоң бармиғи билән оң путиниң чоң бармиғиғиму сүрүп қойсун.
15 Andin kaⱨin xu bir log zǝytun meyidin elip, ɵzining sol ⱪolining aliⱪiniƣa azƣina ⱪuysun.
Андин каһин шу бир лог зәйтун мейидин елип, өзиниң сол қолиниң алиқиниға азғина қуйсун.
16 Kaⱨin ong barmiⱪini sol ⱪolidiki zǝytun meyiƣa qilap, Pǝrwǝrdigarning aldida yǝttǝ ⱪetim barmiⱪi bilǝn sǝpsun.
Каһин оң бармиғини сол қолидики зәйтун мейиға чилап, Пәрвәрдигарниң алдида йәттә қетим бармиғи билән сәпсун.
17 Andin kaⱨin ⱪolidiki ⱪalƣan maydin elip, pak ⱪilinidiƣan kixining ong ⱪuliⱪining yumxiⱪiƣa, ong ⱪolining bax barmiⱪiƣa wǝ ong putining bax barmiⱪiƣa sürülgǝn itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪining ⱪenining üstigǝ sürüp ⱪoysun.
Андин каһин қолидики қалған майдин елип, пак қилинидиған кишиниң оң қулиқиниң юмшиқиға, оң қолиниң баш бармиғиға вә оң путиниң баш бармиғиға сүрүлгән итаәтсизлик қурбанлиғиниң қениниң үстигә сүрүп қойсун.
18 Sürüp bolup, kaⱨin ⱪolidiki exip ⱪalƣan mayni pak ⱪilinidiƣan kixining bexiƣa ⱪuysun. Bu yol bilǝn kaⱨin uning üqün Pǝrwǝrdigarning aldida kafarǝt kǝltüridu.
Сүрүп болуп, каһин қолидики ешип қалған майни пак қилинидиған кишиниң бешиға қуйсун. Бу йол билән каһин униң үчүн Пәрвәрдигарниң алдида кафарәт кәлтүриду.
19 Andin kaⱨin gunaⱨ ⱪurbanliⱪini sunup, pak ⱪilinidiƣan kixini napakliⱪidin pak ⱪilixⱪa kafarǝt kǝltüridu; ahirida u kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪni boƣuzlisun.
Андин каһин гуна қурбанлиғини сунуп, пак қилинидиған кишини напаклиғидин пак қилишқа кафарәт кәлтүриду; ахирида у көйдүрмә қурбанлиқни боғузлисун.
20 Kaⱨin kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ bilǝn axliⱪ ⱨǝdiyǝni ⱪurbangaⱨta sunsun. Bu yol bilǝn kaⱨin uning üqün kafarǝt kǝltürüp, u kixi pak bolidu.
Каһин көйдүрмә қурбанлиқ билән ашлиқ һәдийәни қурбангаһта сунсун. Бу йол билән каһин униң үчүн кафарәт кәлтүрүп, у киши пак болиду.
21 Lekin u kǝmbǝƣǝlliktin xundaⱪ ⱪilixⱪa ⱪurbi yǝtmisǝ, ɵzigǝ kafarǝt kǝltürüx üqün «pulanglatma ⱨǝdiyǝ» süpitidǝ yalƣuz bir ǝrkǝk ⱪozini itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi ⱪilip kǝltürsun, xuningdǝk axliⱪ ⱨǝdiyǝ üqün bir ǝfaⱨning ondin birigǝ barawǝr zǝytun meyi ilǝxtürülgǝn esil un bilǝn bir log zǝytun meyini kǝltürsun
Лекин у кәмбәғәлликтин шундақ қилишқа қурби йәтмисә, өзигә кафарәт кәлтүрүш үчүн «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә ялғуз бир әркәк қозини итаәтсизлик қурбанлиғи қилип кәлтүрсун, шуниңдәк ашлиқ һәдийә үчүн бир әфаһниң ондин биригә баравәр зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ун билән бир лог зәйтун мейини кәлтүрсун
22 wǝ ɵz ǝⱨwaliƣa yarixa ikki pahtǝk yaki ikki baqka elip kǝlsun; biri gunaⱨ ⱪurbanliⱪi üqün, yǝnǝ biri kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ üqün bolsun;
вә өз әһвалиға яриша икки пахтәк яки икки бачка елип кәлсун; бири гуна қурбанлиғи үчүн, йәнә бири көйдүрмә қурбанлиқ үчүн болсун;
23 sǝkkizinqi küni bularni ɵzining pak ⱪilinixi üqün jamaǝt qedirining kirix aƣziƣa elip kelip, Pǝrwǝrdigarning aldida kaⱨinning ⱪexiƣa kǝltürsun.
сәккизинчи күни буларни өзиниң пак қилиниши үчүн җамаәт чедириниң кириш ағзиға елип келип, Пәрвәрдигарниң алдида каһинниң қешиға кәлтүрсун.
24 Kaⱨin itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi bolidiƣan ǝrkǝk ⱪoza bilǝn xu bir log mayni elip, bularni pulanglatma ⱨǝdiyǝ süpitidǝ Pǝrwǝrdigarning aldida pulanglatsun.
Каһин итаәтсизлик қурбанлиғи болидиған әркәк қоза билән шу бир лог майни елип, буларни пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун.
25 Itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi ⱪilinƣan ǝrkǝk ⱪozini bolsa ɵzi boƣuzlisun; andin kaⱨin itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪining ⱪenidin azƣina elip, pak ⱪilinidiƣan kixining ong ⱪuliⱪining yumxiⱪiƣa, ong ⱪolining bax barmiⱪiƣa wǝ ong putining bax barmiⱪiƣa sürsun.
Итаәтсизлик қурбанлиғи қилинған әркәк қозини болса өзи боғузлисун; андин каһин итаәтсизлик қурбанлиғиниң қенидин азғина елип, пак қилинидиған кишиниң оң қулиқиниң юмшиқиға, оң қолиниң баш бармиғиға вә оң путиниң баш бармиғиға сүрсун.
26 Andin kaⱨin maydin elip, sol ⱪolining aliⱪiniƣa azƣina ⱪuysun.
Андин каһин майдин елип, сол қолиниң алиқиниға азғина қуйсун.
27 Xundaⱪ ⱪilip, kaⱨin ong barmiⱪi bilǝn sol ⱪolidiki maydin Pǝrwǝrdigarning aldida yǝttǝ ⱪetim sǝpsun.
Шундақ қилип, каһин оң бармиғи билән сол қолидики майдин Пәрвәрдигарниң алдида йәттә қетим сәпсун.
28 Andin kaⱨin ɵzi ⱪolidiki maydin elip, pak ⱪilinidiƣan kixining ong ⱪuliⱪining yumxiⱪiƣa wǝ ong ⱪolining bax barmiⱪi bilǝn ong putining bax barmiⱪiƣa itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪining ⱪenining üstigǝ sürsun.
Андин каһин өзи қолидики майдин елип, пак қилинидиған кишиниң оң қулиқиниң юмшиқиға вә оң қолиниң баш бармиғи билән оң путиниң баш бармиғиға итаәтсизлик қурбанлиғиниң қениниң үстигә сүрсун.
29 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigarning aldida uningƣa kafarǝt kǝltürüxkǝ kaⱨin ⱪolidiki mayning ⱪalƣinini pak ⱪilinidiƣan kixining bexiƣa ⱪuysun;
Шуниң билән Пәрвәрдигарниң алдида униңға кафарәт кәлтүрүшкә каһин қолидики майниң қалғинини пак қилинидиған кишиниң бешиға қуйсун;
30 andin xu kixi ɵz ⱪurbiƣa ⱪarap pahtǝktin birni yaki baqkidin birni sunsun;
андин шу киши өз қурбиға қарап пахтәктин бирни яки бачкидин бирни сунсун;
31 ɵz ⱪurbiƣa ⱪarap, birini gunaⱨ ⱪurbanliⱪi, yǝnǝ birini kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilip axliⱪ ⱨǝdiyǝ bilǝn billǝ sunsun. Bu yolda kaⱨin Pǝrwǝrdigarning aldida pak ⱪilinidiƣan kixi üqün kafarǝt kǝltüridu.
өз қурбиға қарап, бирини гуна қурбанлиғи, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ қилип ашлиқ һәдийә билән биллә сунсун. Бу йолда каһин Пәрвәрдигарниң алдида пак қилинидиған киши үчүн кафарәт кәлтүриду.
32 Ɵzidǝ pesǝ-mahaw bolƣan, pak ⱪilinixi üqün wajip bolidiƣan nǝrsilǝrni kǝltürüxkǝ ⱪurbi yǝtmǝydiƣan kixilǝr toƣrisidiki ⱪanun-bǝlgilimǝ mana xulardur.
Өзидә песә-мохо болған, пак қилиниши үчүн ваҗип болидиған нәрсиләрни кәлтүрүшкә қурби йәтмәйдиған кишиләр тоғрисидики қанун-бәлгүлимә мана шулардур.
33 Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunƣa mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға мундақ деди: —
34 — Silǝr Mǝn ɵzünglarƣa miras ⱪilip beridiƣan Ⱪanaan zeminiƣa kirgǝndin keyin, Mǝn silǝr igǝ bolidiƣan xu zemindiki bir ɵygǝ birhil pesǝ-mahaw yarisini ǝwǝtsǝm,
— Силәр Мән өзүңларға мирас қилип беридиған Қанаан зиминиға киргәндин кейин, Мән силәр егә болидиған шу зиминдики бир өйгә бир хил песә-мохо ярисини әвәтсәм,
35 ɵyning igisi kaⱨinning ⱪexiƣa berip, uningƣa buni mǝlum ⱪilip: «Mening ɵyümgǝ waba yuⱪⱪandǝk kɵrünidu», dǝp mǝlum ⱪilixi kerǝk.
өйниң егиси каһинниң қешиға берип, униңға буни мәлум қилип: «Мениң өйүмгә ваба жуққандәк көрүниду», дәп мәлум қилиши керәк.
36 Kaⱨin bolsa: — Ɵydiki ⱨǝmmǝ nǝrsilǝr napak bolmisun üqün mǝn berip bu wabaƣa sǝpselip ⱪaraxtin burun ɵyni bikarlanglar, dǝp buyrusun. Andin kaⱨin kirip ɵygǝ sǝpselip ⱪarisun.
Каһин болса: — Өйдики һәммә нәрсиләр напак болмисун үчүн мән берип бу вабаға сәпселип қараштин бурун өйни бекарлаңлар, дәп буйрусун. Андин каһин кирип өйгә сәпселип қарисун.
37 U xu wabaƣa sǝpselip ⱪariƣinida, mana ɵyning tamliriƣa waba daƣliri yuⱪⱪan jaylar kawak bolsa, ⱨǝm yexilƣa mayil yaki ⱪizƣuq bolup, tamning yüzidin ⱪeniⱪraⱪ bolsa,
У шу вабаға сәпселип қариғинида, мана өйниң тамлириға ваба дағлири жуққан җайлар кавак болса, һәм йешилға майил яки қизғуч болуп, тамниң йүзидин қениқрақ болса,
38 kaⱨin ɵyning ixikining aldiƣa qiⱪip, ixikni yǝttǝ küngiqǝ taⱪap ⱪoysun.
каһин өйниң ишигиниң алдиға чиқип, ишикни йәттә күнгичә тақап қойсун.
39 Andin kaⱨin yǝttinqi küni yenip kelip, sǝpselip ⱪariƣinida, ɵyning tamliridiki iz-daƣ kengiyip kǝtkǝn bolsa,
Андин каһин йәттинчи күни йенип келип, сәпселип қариғинида, өйниң тамлиридики из-дағ кеңийип кәткән болса,
40 kaⱨin: — Waba yuⱪⱪan taxlarni qiⱪirip xǝⱨǝrning sirtidiki napak bir jayƣa taxliwetinglar, dǝp buyrusun.
каһин: — Ваба жуққан ташларни чиқирип шәһәрниң сиртидики напак бир җайға ташливетиңлар, дәп буйрусун.
41 Xuning bilǝn birgǝ u ɵyning iqining tɵt ǝtrapini ⱪirdorsun wǝ ular ⱪirƣan suwaⱪni bolsa xǝⱨǝrning texidiki napak bir jayƣa tɵküwǝtsun.
Шуниң билән биргә у өйниң ичиниң төрт әтрапини қирдорсун вә улар қирған сугақни болса шәһәрниң тешидики напак бир җайға төкүвәтсун.
42 Andin ular baxⱪa taxlarni elip, ilgiriki taxlarning ornida ⱪoysun wǝ baxⱪa ⱨak lay etip, uning bilǝn ɵyni ⱪaytidin suwisun.
Андин улар башқа ташларни елип, илгәрки ташларниң орнида қойсун вә башқа һак лай етип, униң билән өйни қайтидин сугисун.
43 Əgǝr u taxlarni qiⱪirip, ɵyni ⱪirdurup ⱪaytidin suwatⱪandin keyin, ɵydǝ waba deƣi yǝnǝ pǝyda bolsa,
Әгәр у ташларни чиқирип, өйни қирдуруп қайтидин сугатқандин кейин, өйдә ваба деғи йәнә пәйда болса,
44 undaⱪta kaⱨin yǝnǝ kirip buningƣa sǝpselip ⱪarisun. Sǝpselip ⱪariƣinida, mana iz-daƣ ɵydǝ kengiyip kǝtkǝn bolsa, bu ɵygǝ yuⱪⱪini qiritküq waba bolidu; ɵy napak sanilidu.
ундақта каһин йәнә кирип буниңға сәпселип қарисун. Сәпселип қариғинида, мана из-дағ өйдә кеңийип кәткән болса, бу өйгә жуққини чириткүч ваба болиду; өй напак санилиду.
45 Bu wǝjidin ular ɵyni, yǝni yaƣaq-tax wǝ barliⱪ suwiⱪi bilǝn billǝ qüxürüp, ⱨǝmmisini kɵtürüp xǝⱨǝrning sirtidiki napak bir jayƣa taxliwǝtsun.
Бу вәҗидин улар өйни, йәни яғач-таш вә барлиқ сугиқи билән биллә чүшүрүп, һәммисини көтирип шәһәрниң сиртидики напак бир җайға ташливәтсун.
46 Kimdǝkim ɵy taⱪalƣan mǝzgildǝ uningƣa kirsǝ, u kǝq kirgüqǝ napak sanilidu.
Кимдәким өй тақалған мәзгилдә униңға кирсә, у кәч киргичә напак санилиду.
47 Əgǝr birkim ɵy iqidǝ yatⱪan bolsa, kiyimlirini yusun; wǝ ǝgǝr birsi ɵydǝ ƣizalanƣan bolsa, umu ɵz kiyimlirini yusun.
Әгәр бирким өй ичидә ятқан болса, кийимлирини жуйсун; вә әгәр бириси өйдә ғизаланған болса, уму өз кийимлирини жуйсун.
48 Lekin kaⱨin kirip, ɵygǝ sǝpselip ⱪariƣinida ɵy suwalƣandin keyin waba uningda kengiyip kǝtmigǝn bolsa, undaⱪta kaⱨin ɵyni «pak» dǝp jakarlisun; qünki uningdiki waba saⱪayƣan bolidu.
Лекин каһин кирип, өйгә сәпселип қариғинида өй сугалғандин кейин ваба униңда кеңийип кәтмигән болса, ундақта каһин өйни «пак» дәп җакалисун; чүнки униңдики ваба сақайған болиду.
49 Andin u ɵyning pak ⱪilinixi üqün ikki ⱪux, kedir yaƣiqi, ⱪizil rǝht bilǝn zofa elip kelip,
Андин у өйниң пак қилиниши үчүн икки қуш, кедир яғичи, қизил рәхт билән зофа елип келип,
50 ⱪuxlarning birini eⱪin su ⱪaqilanƣan sapal kozining üstidǝ boƣuzlisun;
қушларниң бирини еқин су қачиланған сапал козиниң үстидә боғузлисун;
51 andin u kedir yaƣiqi, zofa, ⱪizil rǝht wǝ tirik ⱪuxni billǝ elip kelip, bu nǝrsilǝrning ⱨǝmmisini boƣuzlanƣan ⱪuxning ⱪeniƣa, xundaⱪla eⱪin suƣa qilap, ɵygǝ yǝttǝ mǝrtiwǝ sǝpsun;
андин у кедир яғичи, зофа, қизил рәхт вә тирик қушни биллә елип келип, бу нәрсиләрниң һәммисини боғузланған қушниң қениға, шундақла еқин суға чилап, өйгә йәттә мәртивә сәпсун;
52 bu yol bilǝn u ɵyni ⱪuxning ⱪeni, eⱪin su, tirik ⱪux, kedir yaƣiqi, zofa wǝ ⱪizil rǝht arⱪiliⱪ napakliⱪtin paklaydu.
бу йол билән у өйни қушниң қени, еқин су, тирик қуш, кедир яғичи, зофа вә қизил рәхт арқилиқ напаклиқтин паклайду.
53 Andin u tirik ⱪuxni xǝⱨǝrning sirtida, dalada ⱪoyup bǝrsun. U xundaⱪ ⱪilip, ɵy üqün kafarǝt kǝltüridu; u ɵy pak sanilidu.
Андин у тирик қушни шәһәрниң сиртида, далада қоюп бәрсун. У шундақ қилип, өй үчүн кафарәт кәлтүриду; у өй пак санилиду.
54 Bular bolsa ⱨǝrhil pesǝ-mahaw jaraⱨiti, ⱪaⱪaq,
Булар болса һәр хил песә-мохо җараһити, қақач,
55 kiyim-keqǝk wǝ ɵygǝ yuⱪⱪan pesǝ-mahaw wabasi,
кийим-кечәк вә өйгә жуққан песә-мохо вабаси,
56 teridiki qiⱪanlar, tǝmrǝtkǝ wǝ parⱪiraⱪ aⱪ iz-daƣlar toƣrisidiki ⱪanun-bǝlgilimidur.
теридики чиқанлар, тәмрәткә вә пақирақ ақ из-дағлар тоғрисидики қанун-бәлгүлимидур.
57 Xu bǝlgilimilǝr bilǝn bir nǝrsining ⱪaysi ǝⱨwalda napak, ⱪaysi ǝⱨwalda pak bolidiƣanliⱪini pǝrⱪ etixkǝ kɵrsǝtmǝ berixkǝ bolidu; mana bu pesǝ-mahaw toƣrisidiki ⱪanun-bǝlgilimidur.
Шу бәлгүлимиләр билән бир нәрсиниң қайси әһвалда напак, қайси әһвалда пак болидиғанлиғини пәриқ етишкә көрсәтмә беришкә болиду; мана бу песә-мохо тоғрисидики қанун-бәлгүлимидур.