< Lawiylar 11 >

1 Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunƣa mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға мундақ деди: —
2 Israillarƣa mundaⱪ degin: — Yǝr yüzidiki barliⱪ ⱨaywanlarning iqidin silǝrgǝ yeyixkǝ bolidiƣan janiwarlar xuki: —
Исраилларға мундақ дегин: — Йәр йүзидики барлиқ һайванларниң ичидин силәргә йейишкә болидиған җаниварлар шуки: —
3 Ⱨaywanlar iqidǝ ⱨǝm tuyaⱪliri pütün aqimaⱪ (tuyaⱪliri pütünlǝy yeriⱪ) ⱨǝm kɵxigüqi ⱨaywanlarning ⱨǝrbirini yesǝnglar bolidu.
Һайванлар ичидә һәм туяқлири пүтүн ачимақ (туяқлири пүтүнләй йериқ) һәм көшигүчи һайванларниң һәр бирини йесәңлар болиду.
4 Lekin kɵxigüqi yaki aqimaⱪ tuyaⱪliⱪ ⱨaywanlardin tɵwǝndikilǝrni yemǝslikinglar kerǝk: — Tɵgǝ: qünki u kɵxigini bilǝn tuyiⱪi aqimaⱪ ǝmǝs. Xunga u silǝrgǝ ⱨaram bolidu.
Лекин көшигүчи яки ачимақ туяқлиқ һайванлардин төвәндикиләрни йемәслигиңлар керәк: — Төгә: чүнки у көшигини билән туйиғи ачимақ әмәс. Шуңа у силәргә һарам болиду.
5 Suƣur bolsa kɵxigini bilǝn tuyiⱪi aqimaⱪ ǝmǝs — u silǝrgǝ ⱨaram bolidu.
Суғур болса көшигини билән туйиғи ачимақ әмәс — у силәргә һарам болиду.
6 Toxⱪan bolsa bumu kɵxigini bilǝn tuyiⱪi aqimaⱪ ǝmǝs — u silǝrgǝ ⱨaram bolidu.
Тошқан болса буму көшигини билән туйиғи ачимақ әмәс — у силәргә һарам болиду.
7 Qoxⱪa bolsa tuyaⱪliri aqimaⱪ (tuyaⱪliri pütünlǝy yeriⱪ) bolƣini bilǝn kɵximigini üqün silǝrgǝ ⱨaram bolidu.
Чошқа болса туяқлири ачимақ (туяқлири пүтүнләй йериқ) болғини билән көшимигини үчүн силәргә һарам болиду.
8 Silǝr xu ⱨaywanlarning gɵxidin yemǝslikinglar kerǝk wǝ ularning ɵlükigimu tǝgmǝnglar. Ular bolsa silǝrgǝ ⱨaram bolidu.
Силәр шу һайванларниң гөшидин йемәслигиңлар керәк вә уларниң өлүгигиму тәгмәңлар. Улар болса силәргә һарам болиду.
9 Suda yaxaydiƣan janiwarlardin tɵwǝndikilǝrni yeyixkǝ bolidu: — sudiki, yǝni dǝrya-dengizlardiki janiwarlardin ⱪaniti wǝ ⱪasiraⱪliri bolƣanlarni yeyixkǝ bolidu;
Суда яшайдиған җаниварлардин төвәндикиләрни йейишкә болиду: — судики, йәни дәрия-деңизлардики җаниварлардин қанити вә қасирақлири болғанларни йейишкә болиду;
10 lekin dǝrya-dengizlarda yaxaydiƣan, yǝni sularda top-top üzidiƣan barliⱪ janiwarlardin, ⱪasiraⱪliri yaki ⱪaniti bolmiƣanlirini yemǝslikinglar kerǝk; ular silǝrgǝ yirginqlik sanalsun.
лекин дәрия-деңизларда яшайдиған, йәни суларда топ-топ үзидиған барлиқ җаниварлардин, қасирақлири яки қанити болмиғанлирини йемәслигиңлар керәк; улар силәргә жиркиничлик саналсун.
11 Mǝzkur janiwarlar dǝrwǝⱪǝ silǝrgǝ yirginqlik sanalsun; silǝr ularning gɵxidin yemǝslikinglar kerǝk; ularning ɵlükini yirginqlik dǝp ⱪaranglar.
Мәзкур җаниварлар дәрвәқә силәргә жиркиничлик саналсун; силәр уларниң гөшидин йемәслигиңлар керәк; уларниң өлүгини жиркиничлик дәп қараңлар.
12 Sudiki janiwarlarning iqidin ⱪaniti bilǝn ⱪasiriⱪi bolmiƣan janiwarlarning ⱨǝmmisi silǝrgǝ yirginqlik sanalsun.
Судики җаниварларниң ичидин қанити билән қасириғи болмиған җаниварларниң һәммиси силәргә жиркиничлик саналсун.
13 Uqar-ⱪanatlardin tɵwǝndikilǝr silǝrgǝ yirginqliktur; ular yeyilmǝsliki kerǝk wǝ silǝrgǝ yirginqlik bolsun: — yǝni bürküt, ⱪorultaz-tapⱪuxlar, dengiz bürküti,
Учар-қанатлардин төвәндикиләр силәргә жиркиничликтур; улар йейилмәслиги керәк вә силәргә жиркиничлик болсун: — йәни бүркүт, қорултаз-тапқушлар, деңиз бүркүти,
14 ⱪarliƣaq ⱪuyruⱪluⱪ sar, laqin wǝ ularning hilliri,
қарлиғач қуйруқлуқ сар, лачин вә уларниң хиллири,
15 ⱨǝmmǝ ⱪaƣa-ⱪozƣunlar wǝ ularning hilliri,
һәммә қарға-қозғунлар вә уларниң хиллири,
16 müxükyapilaⱪ, tɵgiⱪux, qayka, sar wǝ ularning hilliri,
мөшүкяпилақ, төгиқуш, чайка, сар вә уларниң хиллири,
17 ⱨuwⱪux, ⱪarna, ibis,
һувқуш, қарна, ибис,
18 aⱪⱪu, saⱪiyⱪux, beliⱪ’alƣuq,
аққу, сақийқуш, белиқъалғуч,
19 lǝylǝk, turna wǝ uning hilliri, ⱨɵpüp wǝ xǝpǝrǝng ⱪatarliⱪlar silǝrgǝ ⱨaram sanalsun.
ләйләк, турна вә униң хиллири, һөпүп вә шәпәрәң қатарлиқлар силәргә һарам саналсун.
20 Buningdin baxⱪa tɵt putlap mangidiƣan, uqidiƣan uxxaⱪ janiwarlarning ⱨǝmmisi silǝrgǝ yirginqlik bolidu.
Буниңдин башқа төрт путлап маңидиған, учидиған ушшақ җаниварларниң һәммиси силәргә жиркиничлик болиду.
21 Ⱨalbuki, tɵt putlap mangidiƣan, uqidiƣan uxxaⱪ janiwarlardin tɵwǝndikilǝrni yesǝnglar bolidu: — puti bilǝn ügilik paqiⱪi bolup, yǝr yüzidǝ sǝkriyǝlǝydiƣanlarni yesǝnglar bolidu;
Һалбуки, төрт путлап маңидиған, учидиған ушшақ җаниварлардин төвәндикиләрни йесәңлар болиду: — пути билән үгилик пачиғи болуп, йәр йүзидә сәкрәләйдиғанларни йесәңлар болиду;
22 bularning iqidin silǝrgǝ yeyixkǝ bolidiƣanliri: — qekǝtkǝ wǝ uning hilliri, ⱪara qekǝtkǝ wǝ uning hilliri, tomuzƣa wǝ uning hilliri, qaⱪqiⱪiz wǝ uning hilliri.
буларниң ичидин силәргә йейишкә болидиғанлири: — чекәткә вә униң хиллири, қара чекәткә вә униң хиллири, томузға вә униң хиллири, чақчиқиз вә униң хиллири.
23 Lekin tɵt putluⱪ bolƣan ɵmiligüqi ⱨǝm uqidiƣan ⱨǝmmǝ baxⱪa janiwarlar silǝrgǝ yirginqlik sanalsun.
Лекин төрт путлуқ болған өмилигүчи һәм учидиған һәммә башқа җаниварлар силәргә жиркиничлик саналсун.
24 Bu janiwarlardinmu mundaⱪ yol bilǝn napak bolisilǝr; birkim ularning ɵlük tenigǝ tǝgsǝ kǝq kirgüqǝ napak ⱨesablinidu.
Бу җаниварлардинму мундақ йол билән напак болисиләр; бирким уларниң өлүк тенигә тәгсә кәч киргичә напак һесаплиниду.
25 Kimdǝkim bularning ɵlükining bir ⱪismini kɵtürsǝ ɵz kiyimlirini yuyuxi kerǝk, u kixi kǝq kirgüqǝ napak ⱨesablinidu.
Кимдәким буларниң өлүгиниң бир қисмини көтәрсә өз кийимлирини жуюши керәк, у киши кәч киргичә напак һесаплиниду.
26 Tuyaⱪliri aqimaⱪ, biraⱪ pütünlǝy bɵlünmigǝn yaki kɵximǝydiƣan ⱨaywanlarning ⱨǝmmisi silǝrgǝ ⱨaramdur; ⱨǝrkim [ularning ɵlükigǝ] tǝgsǝ napak sanalsun.
Туяқлири ачимақ, бирақ пүтүнләй бөлүнмигән яки көшимәйдиған һайванларниң һәммиси силәргә һарамдур; һәр ким [уларниң өлүгигә] тәгсә напак саналсун.
27 Tɵt puti bilǝn mangidiƣan ⱨaywanlarning iqidin tapini bilǝn mangidiƣanlarning ⱨǝmmisi silǝrgǝ napak bolup, ⱨǝrkim ularning ɵlük tǝnlirigǝ tǝgsǝ kǝq kirgüqǝ napak sanilidu.
Төрт пути билән маңидиған һайванларниң ичидин тапини билән маңидиғанларниң һәммиси силәргә напак болуп, һәр ким уларниң өлүк тәнлиригә тәгсә кәч киргичә напак санилиду.
28 Kimki ularning ɵlükini kɵtürsǝ ɵz kiyimlirini yuyuxi kerǝk, u kixi kǝq kirgüqǝ napak turidu. Bu ⱨaywanlar bolsa silǝrgǝ ⱨaram bolidu.
Кимки уларниң өлүгини көтәрсә өз кийимлирини жуюши керәк, у киши кәч киргичә напак туриду. Бу һайванлар болса силәргә һарам болиду.
29 Yǝr yüzidǝ ɵmiligüqi uxxaⱪ janiwarlarning iqidin silǝrgǝ ⱨaram bolƣanlar munular: — ⱪariƣu zokor, qaxⱪan, kǝslǝnqük wǝ ularning türliri,
Йәр йүзидә өмилигүчи ушшақ җаниварларниң ичидин силәргә һарам болғанлар мунулар: — қариғу зокор, чашқан, кәсләнчүк вә уларниң түрлири,
30 salma, ⱪizil kǝslǝnqük, tam kǝslǝnqüki, tügürük kǝslǝnqük wǝ hameleon ⱪatarliⱪlar ⱨaram bolidu.
салма, қизил кәсләнчүк, там кәсләнчүги, түгүрүк кәсләнчүк вә хамелеон қатарлиқлар һарам болиду.
31 Bularning ⱨǝmmisi yǝr yüzidǝ ɵmüligüqi ⱨǝmmǝ uxxaⱪ janiwarlarning iqidǝ silǝrgǝ ⱨaram bolidu; ularning ɵlükigǝ tǝgsǝ, kǝq kirgüqǝ napak sanilidu.
Буларниң һәммиси йәр йүзидә өмүлигүчи һәммә ушшақ җаниварларниң ичидә силәргә һарам болиду; уларниң өлүгигә тәгсә, кәч киргичә напак санилиду.
32 Bu janiwarlarning ɵlüki ⱨǝrⱪandaⱪ nemigǝ qüxüp ⱪalsa xu nemǝ napak ⱨesablinidu — ⱨǝrⱪandaⱪ yaƣaq ⱪaqa-ⱪuqa bolsun, kiyim bolsun, terǝ bolsun, taƣar bolsun, ⱨǝrⱪandaⱪ ixⱪa ixlitilidiƣan ǝswab bolsun, suƣa qilinixi kerǝk; ular kǝq kirgüqǝ napak sanilip, keyin pak bolidu.
Бу җаниварларниң өлүги һәр қандақ немигә чүшүп қалса шу немә напак һесаплиниду — һәр қандақ яғач қача-қуча болсун, кийим болсун, терә болсун, тағар болсун, һәр қандақ ишқа ишлитилидиған әсвап болсун, суға чилиниши керәк; улар кәч киргичә напак санилип, кейин пак болиду.
33 Bularning biri sapaldin yasalƣan ⱨǝrⱪandaⱪ ⱪaqa iqigǝ qüxüp ⱪalsa, xu ⱪaqa iqidiki ⱨǝmmǝ nǝrsǝ napak sanalsun wǝ ⱪaqa ɵzi sundurulsun.
Буларниң бири сапалдин ясалған һәр қандақ қача ичигә чүшүп қалса, шу қача ичидики һәммә нәрсә напак саналсун вә қача өзи сундурулсун.
34 Əgǝr ⱪaqidiki sudin ax-taam üstigǝ qaqrap kǝtsǝ, ax-taam napak sanalsun wǝ xundaⱪla ⱪaqidiki ⱨǝrⱪandaⱪ iqimlikmu napak sanalsun.
Әгәр қачидики судин аш-таам үстигә чачрап кәтсә, аш-таам напак саналсун вә шундақла қачидики һәр қандақ ичимликму напак саналсун.
35 Ⱨǝrnemigǝ undaⱪ ɵlükning birǝr ⱪismi qüxüp ⱪalsimu, napak sanalsun. Əgǝr tonur wǝ oqaⱪ bolsa, napak boldi dǝp qeⱪiwetilsun; ular silǝrgǝ ⱨaram bolsun.
Һәр немигә ундақ өлүкниң бирәр қисми чүшүп қалсиму, напак саналсун. Әгәр тонур вә очақ болса, напак болди дәп чеқиветилсун; улар силәргә һарам болсун.
36 Lekin xundaⱪ ǝⱨwalda bulaⱪ yaki su yiƣilidiƣan kɵlqǝk yǝnila pak sanilidu; ǝmma birkim ularning ɵlük tenigǝ tǝgsǝ napak bolidu.
Лекин шундақ әһвалда булақ яки су жиғилидиған көлчәк йәнила пак санилиду; амма бирким уларниң өлүк тенигә тәгсә напак болиду.
37 Əgǝr undaⱪ ɵlükning birǝr ⱪismi terixⱪa tǝyyarlanƣan danlarƣa qüxüp ⱪalsa, bumu yǝnila pak sanilidu.
Әгәр ундақ өлүкниң бирәр қисми теришқа тәйярланған данларға чүшүп қалса, буму йәнила пак санилиду.
38 Lekin ǝgǝr danning üstigǝ su ⱪuyulƣandin keyin xundaⱪ bir ɵlükning birǝr ⱪismi qüxüp ⱪalsa, undaⱪta bu danlar silǝrgǝ napak sanalsun.
Лекин әгәр данниң үстигә су қуюлғандин кейин шундақ бир өлүкниң бирәр қисми чүшүп қалса, ундақта бу данлар силәргә напак саналсун.
39 Əgǝr silǝrgǝ yeyixkǝ bolidiƣan ⱨaywanlardin biri ɵlüp ⱪalsa, uning ɵlükigǝ tǝgkǝn kixi kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Әгәр силәргә йейишкә болидиған һайванлардин бири өлүп қалса, униң өлүгигә тәккән киши кәч киргичә напак саналсун.
40 Kimki undaⱪ ɵlükning gɵxidin yesǝ, ɵz kiyimlirini yuyuxi kerǝk wǝ kǝq kirgüqǝ napak sanalsun; xundaⱪla undaⱪ bir ɵlükni kɵtürgǝn kiximu kiyimlirini yuyuxi kerǝk wǝ u kixi kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
Кимки ундақ өлүкниң гөшидин йесә, өз кийимлирини жуюши керәк вә кәч киргичә напак саналсун; шундақла ундақ бир өлүкни көтәргән кишиму кийимлирини жуюши керәк вә у киши кәч киргичә напак саналсун.
41 Yǝr yüzidǝ ɵmüligüqi ⱨǝmmǝ uxxaⱪ janiwarlar yirginqlik sanilip, ⱨǝrgiz yeyilmisun.
Йәр йүзидә өмүлигүчи һәммә ушшақ җаниварлар жиркиничлик санилип, һәргиз йейилмисун.
42 Ⱪorsiⱪi bilǝn beƣirlap mangidiƣan janiwar bolsun, yǝr yüzidǝ yürüp tɵt puti bilǝn yaki kɵp putliri bilǝn mangidiƣan ɵmiligüqi janiwarlarning ⱨǝrtürlükini bolsa, ularni ⱨǝrgiz yemǝnglar; qünki ular yirginqlikdur.
Қосиғи билән беғирлап маңидиған җанивар болсун, йәр йүзидә жүрүп төрт пути билән яки көп путлири билән маңидиған өмилигүчи җаниварларниң һәртүрлүгини болса, уларни һәргиз йемәңлар; чүнки улар жиркиничликдур.
43 Silǝr bolsanglar mundaⱪ ɵmiligüqi janiwarning sǝwǝbidin ɵzünglarni yirginqlik ⱪilmasliⱪinglar kerǝk. Ɵzünglarni ular tüpǝylidin napak ⱪilmanglar, bolmisa ularning sǝwǝbidin bulƣinip ⱪalisilǝr;
Силәр болсаңлар мундақ өмилигүчи җаниварниң сәвәвидин өзүңларни жиркиничлик қилмаслиғиңлар керәк. Өзүңларни улар түпәйлидин напак қилмаңлар, болмиса уларниң сәвәвидин булғинип қалисиләр;
44 qünki Mǝn Hudayinglardurmǝn. Silǝr ɵzünglarni [Ɵzümgǝ] atap muⱪǝddǝs ⱪilixinglar kerǝk; Mǝn Ɵzüm muⱪǝddǝs bolƣaq silǝrmu ɵzünglarni muⱪǝddǝs tutuxunglar kerǝk. Silǝr ɵzünglarni yǝr yüzidǝ ɵmiligüqi uxxaⱪ ⱨǝrⱪandaⱪ janiwarlarning sǝwǝbidin napak ⱪilmanglar.
чүнки Мән Худайиңлардурмән. Силәр өзүңларни [Өзүмгә] атап муқәддәс қилишиңлар керәк; Мән Өзүм муқәддәс болғач силәрму өзүңларни муқәддәс тутушуңлар керәк. Силәр өзүңларни йәр йүзидә өмилигүчи ушшақ һәр қандақ җаниварларниң сәвәвидин напак қилмаңлар.
45 Qünki Mǝn ɵz Hudayinglar boluxⱪa silǝrni Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn; silǝr muⱪǝddǝs bolunglar, qünki Mǝn muⱪǝddǝsturmǝn.
Чүнки Мән өз Худайиңлар болушқа силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Пәрвәрдигардурмән; силәр муқәддәс болуңлар, чүнки Мән муқәддәстурмән.
46 Xular bolsa qarpay bilǝn uqar-ⱪanatlar, suda yüridiƣan ⱨǝrbir janiwar bilǝn yǝr yüzidǝ ɵmiligüqi ⱨǝrbir uxxaⱪ janiwarlar toƣrisidiki ⱪanun-bǝlgilimidur.
Шулар болса чарпай билән учар-қанатлар, суда жүридиған һәр бир җанивар билән йәр йүзидә өмилигүчи һәр бир ушшақ җаниварлар тоғрисидики қанун-бәлгүлимидур.
47 Bular bilǝn ⱨaram-ⱨalalni uⱪup, yeyixkǝ bolidiƣan ⱨaywan bilǝn yeyixkǝ bolmaydiƣan ⱨaywanlarni pǝrⱪ etǝlǝysilǝr.
Булар билән һарам-һалални уқуп, йейишкә болидиған һайван билән йейишкә болмайдиған һайванларни пәриқ етәләйсиләр.

< Lawiylar 11 >