< Yǝrǝmiyaning yiƣa-zarliri 5 >
1 Beximizƣa qüxkǝnlǝrni esinggǝ kǝltürgǝysǝn, i Pǝrwǝrdigar; Ⱪara, bizning rǝswaqiliⱪta ⱪalƣinimizni nǝziringgǝ alƣaysǝn!
Бешимизға чүшкәнләрни есиңгә кәлтүргәйсән, и Пәрвәрдигар; Қара, бизниң рәсвачилиқта қалғинимизни нәзириңгә алғайсән!
2 Mirasimiz yatlarƣa, Ɵylirimiz yaⱪa yurtluⱪlarƣa tapxuruldi.
Мирасимиз ятларға, Өйлиримиз яқа жутлуқларға тапшурулди.
3 Biz yetim-yesirlǝr, atisizlar bolup ⱪalduⱪ; Anilirimizmu tul ⱪaldi.
Биз житим-йесирләр, атисизлар болуп қалдуқ; Анилиримизму тул қалди.
4 Iqidiƣan suni setiweliximiz kerǝk; Otunni pǝⱪǝt pulƣa alƣili bolidu.
Ичидиған суни сетивелишимиз керәк; Отунни пәқәт пулға алғили болиду.
5 Bizni ⱪoƣliƣuqilar tap basturup keliwatidu; Ⱨalsirap, ⱨeq aram tapalmaymiz.
Бизни қоғлиғучилар тап бастуруп келиватиду; Һалсирап, һеч арам тапалмаймиз.
6 Jan saⱪliƣudǝk bir qixlǝm nanni dǝp, Misir ⱨǝm Asuriyǝgǝ ⱪol berip boysunƣanmiz.
Җан сақлиғидәк бир чишләм нанни дәп, Мисир һәм Асурийәгә қол берип бойсунғанмиз.
7 Ata-bowilirimiz gunaⱨ sadir ⱪilip dunyadin kǝtti; Biz bolsaⱪ, ularning ⱪǝbiⱨlikining jazasini kɵtürüxkǝ ⱪalduⱪ.
Ата-бовилиримиз гуна садир қилип дуниядин кәтти; Биз болсақ, уларниң қәбиһлигиниң җазасини көтиришкә қалдуқ.
8 Üstimizdin ⱨɵküm sürgüqilǝr ⱪullardur; Bizni ularning ⱪolidin azad ⱪilƣuqi yoⱪtur.
Үстимиздин һөкүм сүргүчиләр қуллардур; Бизни уларниң қолидин азат қилғучи йоқтур.
9 Dalada ⱪiliq tüpǝylidin, Nenimizni tepixⱪa jenimizni tǝwǝkkul ⱪilmaⱪtimiz.
Далада қилич түпәйлидин, Ненимизни тепишқа җенимизни тәвәккул қилмақтимиз.
10 Terimiz tonurdǝk ⱪiziⱪ, Aqliⱪ tüpǝylidin ⱪizitma bizni basmaⱪta.
Теримиз тонурдәк қизиқ, Ачлиқ түпәйлидин қизитма бизни басмақта.
11 Zionda ayallar, Yǝⱨuda xǝⱨǝrliridǝ pak ⱪizlar ayaƣ asti ⱪilindi.
Зионда аяллар, Йәһуда шәһәрлиридә пак қизлар аяқ асти қилинди.
12 Əmirlǝr ⱪolidin darƣa esip ⱪoyuldi; Aⱪsaⱪallarning ⱨɵrmiti ⱨeq ⱪilinmidi.
Әмирләр қолидин дарға есип қоюлди; Ақсақалларниң һөрмити һеч қилинмиди.
13 Yax yigitlǝr yarƣunqaⱪta japa tartmaⱪta, Oƣul balilirimiz otun yüklǝrni yüdüp dǝldǝngxip mangmaⱪta.
Яш жигитләр ярғунчақта җапа тартмақта, Оғул балилиримиз отун жүкләрни йүдүп дәлдәңшип маңмақта.
14 Aⱪsaⱪallar xǝⱨǝr dǝrwazisida olturmas boldi; Yigitlǝr nǝƣmǝ-nawadin ⱪaldi.
Ақсақаллар шәһәр дәрвазисида олтармас болди; Жигитләр нәғмә-навадин қалди.
15 Xad-huramliⱪ kɵnglimizdin kǝtti, Ussul oyniximiz matǝmgǝ aylandi.
Шат-хурамлиқ көңлимиздин кәтти, Уссул ойнишимиз матәмгә айланди.
16 Beximizdin taj yiⱪildi; Ⱨalimizƣa way! Qünki biz gunaⱨ sadir ⱪilduⱪ!
Бешимиздин таҗ жиқилди; Һалимизға вай! Чүнки биз гуна садир қилдуқ!
17 Buning tüpǝylidin yürǝklirimiz mujuldi; Bular tüpǝylidin kɵzlirimiz ⱪarangƣulaxti —
Буниң түпәйлидин жүрәклиримиз муҗулди; Булар түпәйлидин көзлиримиз қараңғулашти —
18 — Zion teƣiƣa ⱪarap kɵzlirimiz ⱪarangƣulaxti, Qünki u qɵldǝrǝp kǝtti, Qilbɵrǝ uningda paylap yürmǝktǝ.
— Зион теғиға қарап көзлиримиз қараңғулашти, Чүнки у чөлдәрәп кәтти, Чилбөрә униңда пайлап жүрмәктә.
19 Sǝn, i Pǝrwǝrdigar, mǝnggügǝ ⱨɵküm sürisǝn; Tǝhting dǝwrdin-dǝwrgǝ dawamlixidu.
Сән, и Пәрвәрдигар, мәңгүгә һөкүм сүрисән; Тәхтиң дәвирдин-дәвиргә давамлишиду.
20 Sǝn nemixⱪa bizni daim untuysǝn? Nemixⱪa xunqǝ uzunƣiqǝ bizdin waz keqisǝn?
Сән немишкә бизни дайим унтуйсән? Немишкә шунчә узунғичә биздин ваз кечисән?
21 Bizni yeningƣa ⱪayturƣaysǝn, i Pǝrwǝrdigar! Xundaⱪ bolƣanda biz ⱪaytalaymiz! Künlirimizni ⱪǝdimkidǝk ǝsligǝ kǝltürgǝysǝn,
Бизни йениңға қайтурғайсән, и Пәрвәрдигар! Шундақ болғанда биз қайталаймиз! Күнлиримизни қедимкидәк әслигә кәлтүргәйсән,
22 — Əgǝr sǝn bizni mutlǝⱪ qǝtkǝ ⱪaⱪmiƣan bolsang, Əgǝr bizdin qǝksiz ƣǝzǝplǝnmigǝn bolsang!
— Әгәр сән бизни мутләқ чәткә қақмиған болсаң, Әгәр биздин чәксиз ғәзәпләнмигән болсаң!