< Yǝrǝmiyaning yiƣa-zarliri 3 >

1 (Alǝf) Mǝn uning ƣǝzǝp tayiⱪini yǝp jǝbir-zulum kɵrgǝn adǝmdurmǝn.
(Аләф) Мән униң ғәзәп тайиғини йәп җәбир-зулум көргән адәмдурмән.
2 Meni U ⱨǝydiwǝtti, Nurƣa ǝmǝs, bǝlki ⱪarangƣuluⱪⱪa mangdurdi;
Мени У һайдивәтти, Нурға әмәс, бәлки қараңғулуққа маңдурди;
3 Bǝrⱨǝⱪ, U kün boyi ⱪolini manga ⱪayta-ⱪayta ⱨujum ⱪildurdi;
Бәрһәқ, У күн бойи қолини маңа қайта-қайта һуҗум қилдурди;
4 (Bǝt) Ətlirimni wǝ terilirimni ⱪaⱪxal ⱪiliwǝtti, Sɵngǝklirimni sunduruwǝtti.
(Бәт) Әтлиримни вә терилиримни қақшал қиливәтти, Сүйәклиримни сундурувәтти.
5 U manga muⱨasirǝ ⱪurdi, Ɵt süyi wǝ japa bilǝn meni ⱪapsiwaldi.
У маңа муһасирә қурди, Өт сүйи вә җапа билән мени қапсивалди.
6 U meni ɵlgili uzun bolƣanlardǝk ⱪapⱪarangƣu jaylarda turuxⱪa mǝjbur ⱪildi.
У мени өлгили узун болғанлардәк қап қараңғу җайларда турушқа мәҗбур қилди.
7 (Gimǝl) U meni qiⱪalmaydiƣan ⱪilip qitlap ⱪorxiwaldi; Zǝnjirimni eƣir ⱪildi.
(Гимәл) У мени чиқалмайдиған қилип читлап қоршивалди; Зәнҗиримни еғир қилди.
8 Mǝn warⱪirap nida ⱪilsammu, U duayimni ⱨeq ixtimidi.
Мән вақирап нида қилсамму, У дуайимни һеч иштимиди.
9 U yollirimni jipsilaxⱪan tax tam bilǝn tosuwaldi, Qiƣir yollirimni ǝgri-toⱪay ⱪiliwǝtti.
У йоллиримни җипсилашқан таш там билән тосувалди, Чиғир йоллиримни әгир-тоқай қиливәтти.
10 (Dalǝt) U manga paylap yatⱪan eyiⱪtǝk, Pistirmida yatⱪan xirdǝktur.
(Даләт) У маңа пайлап ятқан ейиқтәк, Пистирмида ятқан ширдәктур.
11 Meni yollirimdin burap tetma-titma ⱪildi; Meni tügǝxtürdi.
Мени йоллиримдин бурап тетма-титма қилди; Мени түгәштүрди.
12 U oⱪyasini kerip, Meni oⱪining ⱪarisi ⱪildi.
У оқясини керип, Мени оқиниң қариси қилди.
13 (He) Oⱪdenidiki oⱪlarni bɵrǝklirimgǝ sanjitⱪuzdi.
(Хе) Оқденидики оқларни бөрәклиримгә санҗитқузди.
14 Mǝn ɵz hǝlⱪimgǝ rǝswa obyekti, Kün boyi ularning mǝshirǝ nahxisining nixani boldum.
Мән өз хәлқимгә рәсва объекти, Күн бойи уларниң мәсқирә нахшисиниң нишани болдум.
15 U manga zǝrdabni toyƣuqǝ yutⱪuzup, Kǝkrǝ süyini toyƣuqǝ iqküzdi.
У маңа зәрдабни тойғичә жутқузуп, Кәкрә сүйини тойғичә ичкүзди.
16 (Waw) U qixlirimni xeƣil taxlar bilǝn qeⱪiwǝtti, Meni küllǝrdǝ tügüldürdi;
(Вав) У чишлиримни шеғил ташлар билән чеқивәтти, Мени күлләрдә түгүлдүрди;
17 Jenim tinq-hatirjǝmliktin yiraⱪlaxturuldi; Arambǝhxning nemǝ ikǝnlikini untup kǝttim.
Җеним тинич-хатирҗәмликтин жирақлаштурулди; Арамбәхшниң немә екәнлигини унтуп кәттим.
18 Mǝn: «Dǝrmanim ⱪalmidi, Pǝrwǝrdigardin ümidim ⱪalmidi» — dedim.
Мән: «Дәрманим қалмиди, Пәрвәрдигардин үмүтүм қалмиди» — дедим.
19 (Zain) Mening har ⱪilinƣanlirimni, sǝrgǝdan bolƣanlirimni, Əmǝn wǝ ɵt süyini [yǝp-iqkinimni] esinggǝ kǝltürgǝysǝn!
(Заин) Мениң хар қилинғанлиримни, сәргәдан болғанлиримни, Әмән вә өт сүйини [йәп-ичкинимни] есиңгә кәлтүргәйсән!
20 Jenim bularni ⱨǝrdaim ǝslǝwatidu, Yǝrgǝ kirip kǝtküdǝk bolmaⱪta.
Җеним буларни һәрдайим әсләватиду, Йәргә кирип кәткидәк болмақта.
21 Lekin xuni kɵnglümgǝ kǝltürüp ǝslǝymǝnki, Xuning bilǝn ümid ⱪaytidin yanidu, —
Лекин шуни көңлүмгә кәлтүрүп әсләймәнки, Шуниң билән үмүт қайтидин яниду, —
22 (Hǝt) Mana, Pǝrwǝrdigarning ɵzgǝrmǝs meⱨribanliⱪliri! Xunga biz tügǝxmiduⱪ; Qünki Uning rǝⱨimdilliⱪlirining ayiƣi yoⱪtur;
(Хәт) Мана, Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс меһриванлиқлири! Шуңа биз түгәшмидуқ; Чүнки Униң рәһимдиллиқлириниң айиғи йоқтур;
23 Ular ⱨǝr sǝⱨǝrdǝ yengilinidu; Sening ⱨǝⱪiⱪǝt-sadiⱪliⱪing tolimu moldur!
Улар һәр сәһәрдә йеңилиниду; Сениң һәқиқәт-садиқлиғиң толиму молдур!
24 Ɵz-ɵzümgǝ: «Pǝrwǝrdigar mening nesiwǝmdur; Xunga mǝn Uningƣa ümid baƣlaymǝn» — dǝymǝn.
Өз-өзүмгә: «Пәрвәрдигар мениң несивәмдур; Шуңа мән Униңға үмүт бағлаймән» — дәймән.
25 (Tǝt) Pǝrwǝrdigar Ɵzini kütkǝnlǝrgǝ, Ɵzini izdigǝn jan igisigǝ meⱨribandur;
(Тәт) Пәрвәрдигар Өзини күткәнләргә, Өзини издигән җан егисигә меһривандур;
26 Pǝrwǝrdigarning nijatini kütüx, Uni süküt iqidǝ kütüx yahxidur.
Пәрвәрдигарниң ниҗатини күтүш, Уни сүкүт ичидә күтүш яхшидур.
27 Adǝmning yax waⱪtida boyunturuⱪni kɵtürüxi yahxidur.
Адәмниң яш вақтида боюнтуруқни көтириши яхшидур.
28 (Yod) U yeganǝ bolup süküt ⱪilip oltursun; Qünki Rǝb buni uningƣa yüklidi.
(Йод) У йеганә болуп сүкүт қилип олтарсун; Чүнки Рәб буни униңға жүклиди.
29 Yüzini topa-tupraⱪⱪa tǝgküzsun, — Eⱨtimal, ümid bolup ⱪalar?
Йүзини топа-тупраққа тәккүзсун, — Еһтимал, үмүт болуп қалар?
30 Mǝngzini urƣuqiƣa tutup bǝrsun; Til-aⱨanǝtlǝrni toyƣuqǝ ixitsun!
Мәңзини урғучиға тутуп бәрсун; Тил-аһанәтләрни тойғичә ишитсун!
31 (Kaf) Qünki Rǝb ǝbǝdil-ǝbǝd insandin waz kǝqmǝydu;
(Каф) Чүнки Рәб әбәдил-әбәд инсандин ваз кәчмәйду;
32 Azar bǝrgǝn bolsimu, Ɵzgǝrmǝs meⱨribanliⱪlirining molluⱪi bilǝn iqini aƣritidu;
Азар бәргән болсиму, Өзгәрмәс меһриванлиқлириниң моллуғи билән ичини ағритиду;
33 Qünki U insan balilirini har ⱪilixni yaki azablaxni haliƣan ǝmǝstur.
Чүнки У инсан балилирини хар қилишни яки азаплашни халиған әмәстур.
34 (Lamǝd) Yǝr yüzidiki barliⱪ ǝsirlǝrni ayaƣ astida yanjixⱪa,
(Ламәд) Йәр йүзидики барлиқ әсирләрни аяқ астида янҗишқа,
35 Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining aldida adǝmni ɵz ⱨǝⱪⱪidin mǝⱨrum ⱪilixⱪa,
Һәммидин Алий Болғучиниң алдида адәмни өз һәққидин мәһрум қилишқа,
36 Insanƣa ɵz dǝwasida uwal ⱪilixⱪa, — Rǝb bularning ⱨǝmmisigǝ guwaⱨqi ǝmǝsmu?
Инсанға өз дәвасида увал қилишқа, — Рәб буларниң һәммисигә гувачи әмәсму?
37 (Mǝm) Rǝb uni buyrumiƣan bolsa, Kim deginini ǝmǝlgǝ axuralisun?
(Мәм) Рәб уни буйрумиған болса, Ким дегинини әмәлгә ашуралисун?
38 Külpǝtlǝr bolsun, bǝht-saadǝt bolsun, ⱨǝmmisi Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining aƣzidin kǝlgǝn ǝmǝsmu?
Күлпәтләр болсун, бәхит-саадәт болсун, һәммиси Һәммидин Алий Болғучиниң ағзидин кәлгән әмәсму?
39 Əmdi tirik bir insan nemǝ dǝp aƣrinidu, Adǝm balisi gunaⱨlirining jazasidin nemǝ dǝp waysaydu?
Әнди тирик бир инсан немә дәп ағриниду, Адәм балиси гуналириниң җазасидин немә дәп вайсайду?
40 (Nun) Yollirimizni tǝkxürüp sinap bilǝyli, Pǝrwǝrdigarning yeniƣa yǝnǝ ⱪaytayli;
(Нун) Йоллиримизни тәкшүрүп синап биләйли, Пәрвәрдигарниң йениға йәнә қайтайли;
41 Ⱪollirimizni kɵnglimiz bilǝn billǝ ǝrxtiki Tǝngrigǝ kɵtürǝyli!
Қоллиримизни көңлимиз билән биллә әрштики Тәңригә көтирәйли!
42 Biz itaǝtsizlik ⱪilip sǝndin yüz ɵriduⱪ; Sǝn kǝqürüm ⱪilmiding.
Биз итаәтсизлик қилип сәндин йүз өридуқ; Сән кәчүрүм қилмидиң.
43 (Samǝⱪ) Sǝn ɵzüngni ƣǝzǝp bilǝn ⱪaplap, bizni ⱪoƣliding; Sǝn ɵltürdüng, ⱨeq rǝⱨim ⱪilmiding.
(Самәқ) Сән өзүңни ғәзәп билән қаплап, бизни қоғлидиң; Сән өлтүрдүң, һеч рәһим қилмидиң.
44 Sǝn Ɵzüngni bulut bilǝn ⱪapliƣansǝnki, Dua-tilawǝt uningdin ⱨeq ɵtǝlmǝs.
Сән Өзүңни булут билән қаплиғансәнки, Дуа-тилавәт униңдин һеч өтәлмәс.
45 Sǝn bizni hǝlⱪlǝr arisida daxⱪal wǝ nijasǝt ⱪilding.
Сән бизни хәлиқләр арисида дашқал вә ниҗасәт қилдиң.
46 (Pe) Barliⱪ düxmǝnlirimiz bizgǝ ⱪarap aƣzini yoƣan eqip [mazaⱪ ⱪildi];
(Пе) Барлиқ дүшмәнлиримиз бизгә қарап ағзини йоған ечип [мазақ қилди];
47 Üstimizgǝ qüxti alaⱪzadilik wǝ ora-tuzaⱪ, Wǝyranqiliⱪ ⱨǝm ⱨalakǝt.
Үстимизгә чүшти алақзадилик вә ора-қапқан, Вәйранчилиқ һәм һалакәт.
48 Hǝlⱪimning ⱪizi nabut bolƣini üqün, Kɵzümdin yaxlar ɵstǝng bolup aⱪmaⱪta.
Хәлқимниң қизи набут болғини үчүн, Көзүмдин яшлар өстәң болуп ақмақта.
49 (Ayin) Kɵzüm yaxlarni üzülmǝy tɵküwatidu, Ular ⱨeq tohtiyalmaydu,
(Айин) Көзүм яшларни үзүлмәй төкүватиду, Улар һеч тохталмайду,
50 Taki Pǝrwǝrdigar asmanlardin tɵwǝngǝ nǝzǝr selip [ⱨalimizƣa] ⱪariƣuqǝ.
Таки Пәрвәрдигар асманлардин төвәнгә нәзәр селип [һалимизға] қариғичә.
51 Mening kɵzüm Roⱨimƣa azab yǝtküzmǝktǝ, Xǝⱨirimning barliⱪ ⱪizlirining Ⱨali tüpǝylidin.
Мениң көзүм Роһумға азап йәткүзмәктә, Шәһиримниң барлиқ қизлириниң Һали түпәйлидин.
52 (Tsadǝ) Manga sǝwǝbsiz düxmǝn bolƣanlar, Meni ⱪuxtǝk ⱨǝdǝp owlap kǝldi.
(Тсадә) Маңа сәвәпсиз дүшмән болғанлар, Мени қуштәк һәдәп овлап кәлди.
53 Ular orida jenimni üzmǝkqi bolup, Üstümgǝ taxni qɵridi.
Улар орида җенимни үзмәкчи болуп, Үстүмгә ташни чөриди.
54 Sular beximdin texip aⱪti; Mǝn: «Üzüp taxlandim!» — dedim.
Сулар бешимдин тешип ақти; Мән: «Үзүп ташландим!» — дедим.
55 (Kof) Ⱨangning tüwliridin namingni qaⱪirip nida ⱪildim, i Pǝrwǝrdigar;
(Коф) Һаңниң түвлиридин намиңни чақирип нида қилдим, и Пәрвәрдигар;
56 Sǝn awazimni angliding; Ⱪutulduruxⱪa nidayimƣa ⱪuliⱪingni yupuruwalmiƣin!
Сән авазимни аңлидиң; Қутулдурушқа нидайимға қулиқиңни юпурувалмиғин!
57 Sanga nida ⱪilƣan künidǝ manga yeⱪin kǝlding, «Ⱪorⱪma» — deding.
Саңа нида қилған күнидә маңа йеқин кәлдиң, «Қорқма» — дедиң.
58 (Rǝx) I rǝb, jenimning dǝwasini ɵzüng soriding; Sǝn manga ⱨǝmjǝmǝt bolup ⱨayatimni ⱪutⱪuzdung.
(Рәш) И рәб, җенимниң дәвасини өзүң соридиң; Сән маңа һәмҗәмәт болуп һаятимни қутқуздуң.
59 I Pǝrwǝrdigar, manga bolƣan uwalliⱪni kɵrdüngsǝn; Mǝn üqün ⱨɵküm qiⱪarƣaysǝn;
И Пәрвәрдигар, маңа болған уваллиқни көрдүңсән; Мән үчүн һөкүм чиқарғайсән;
60 Sǝn ularning manga ⱪilƣan barliⱪ ɵqmǝnliklirini, Barliⱪ ⱪǝstlirini kɵrdungsǝn.
Сән уларниң маңа қилған барлиқ өчмәнликлирини, Барлиқ қәстлирини көрдуңсән.
61 (Xiyn) I Pǝrwǝrdigar, ularning aⱨanǝtlirini, Meni barliⱪ ⱪǝstligǝnlirini anglidingsǝn,
(Шийн) И Пәрвәрдигар, уларниң аһанәтлирини, Мени барлиқ қәстлигәнлирини аңлидиңсән,
62 Manga ⱪarxi turƣanlarning xiwirlaxlirini, Ularning kün boyi kǝynimdin kusur-kusur ⱪilixⱪanlirini anglidingsǝn.
Маңа қарши турғанларниң шивирлашлирини, Уларниң күн бойи кәйнимдин кусур-кусур қилишқанлирини аңлидиңсән.
63 Olturƣanlirida, turƣanlirida ularƣa ⱪariƣaysǝn! Mǝn ularning [mǝshirǝ] nahxisi boldum.
Олтарғанлирида, турғанлирида уларға қариғайсән! Мән уларниң [мәсқирә] нахшиси болдум.
64 (Taw) Ularning ⱪolliri ⱪilƣanliri boyiqǝ, i Pǝrwǝrdigar, bexiƣa jaza yandurƣaysǝn;
(Тав) Уларниң қоллири қилғанлири бойичә, и Пәрвәрдигар, бешиға җаза яндурғайсән;
65 Ularning kɵngüllirini kaj ⱪilƣaysǝn! Bu sening ularƣa qüxidiƣan lǝniting bolidu!
Уларниң көңүллирини каҗ қилғайсән! Бу сениң уларға чүшидиған ләнитиң болиду!
66 Ƣǝzǝp bilǝn ularni ⱪoƣliƣaysǝn, Ularni Pǝrwǝrdigarning asmanliri astidin yoⱪatⱪaysǝn!
Ғәзәп билән уларни қоғлиғайсән, Уларни Пәрвәрдигарниң асманлири астидин йоқатқайсән!

< Yǝrǝmiyaning yiƣa-zarliri 3 >