< Yǝrǝmiyaning yiƣa-zarliri 2 >

1 (Alǝf) Rǝb ƣǝzǝp buluti bilǝn Zion ⱪizini xundaⱪ ⱪaplidi! U Israilning xǝrǝp-julasini asmandin yǝrgǝ qɵrüwǝtti, Ƣǝzipi qüxkǝn künidǝ Ɵz tǝhtipǝrini ⱨeq esidǝ ⱪaldurmidi.
(Аләф) Рәб ғәзәп булути билән Зион қизини шундақ қаплиди! У Исраилниң шәрәп-җуласини асмандин йәргә чөрүвәтти, Ғәзиви чүшкән күнидә Өз тәхтипәрини һеч есидә қалдурмиди.
2 (Bǝt) Rǝb Yaⱪupning barliⱪ turalƣulirini yutuwǝtti, ⱨeq ayimidi; U ⱪǝⱨri bilǝn Yǝⱨudaning ⱪizining ⱪǝl’ǝ-ⱪorƣanlirining ⱨǝmmisini ƣulatti; U padixaⱨliⱪni ǝmirliri bilǝn nomusⱪa ⱪoyup, Yǝr bilǝn yǝksan ⱪiliwǝtti.
(Бәт) Рәб Яқупниң барлиқ туралғулирини жутувәтти, һеч айимиди; У қәһри билән Йәһуданиң қизиниң қәлъә-қорғанлириниң һәммисини ғулатти; У падишалиқни әмирлири билән номусқа қоюп, Йәр билән йәксан қиливәтти.
3 (Gimǝl) U ⱪattiⱪ ƣǝzǝptǝ Israilning ⱨǝmmǝ münggüzlirini kesiwǝtti; Düxmǝnni tosuƣan ong ⱪolini Uning aldidin tartiwaldi; Lawuldap kɵygǝn ɵz ǝtrapini yǝp kǝtküqi ottǝk, U Yaⱪupni kɵydürüwǝtti.
(Гимәл) У қаттиқ ғәзәптә Исраилниң һәммә мүңгүзлирини кесивәтти; Дүшмәнни тосуған оң қолини Униң алдидин тартивалди; Лавулдап көйгән өз әтрапини йәп кәткүчи оттәк, У Яқупни көйдүрүвәтти.
4 (Dalǝt) Düxmǝndǝk U oⱪyasini kǝrdi; Uning ong ⱪoli etixⱪa tǝyyarlanƣanidi; Kɵzigǝ issiⱪ kɵrüngǝnlǝrning ⱨǝmmisini küxǝndisi kǝbi ⱪirdi; Zion ⱪizining qediri iqidǝ, Ⱪǝⱨrini ottǝk yaƣdurdi;
(Даләт) Дүшмәндәк У оқясини кәрди; Униң оң қоли етишқа тәйярланған еди; Көзигә иссиқ көрүнгәнләрниң һәммисини күшәндиси кәби қирди; Зион қизиниң чедири ичидә, Қәһрини оттәк яғдурди;
5 (He) Rǝb düxmǝndǝk boldi; U Israilni yutuwaldi, Ordilirining ⱨǝmmisini yutuwaldi; Uning ⱪǝl’ǝ-ⱪorƣanlirini yoⱪatti, Yǝⱨudaning ⱪizida matǝm wǝ yiƣa-zarlarni kɵpǝytti.
(Хе) Рәб дүшмәндәк болди; У Исраилни жутувалди, Ордилириниң һәммисини жутувалди; Униң қәлъә-қорғанлирини йоқатти, Йәһуданиң қизида матәм вә жиға-зерәларни көпәйтти.
6 (Waw) U Uning kǝpisini baƣqini paqaⱪlatⱪandǝk paqaⱪlatti; U ibadǝt sorunlirini yoⱪitiwǝtti; Pǝrwǝrdigar Zionda ⱨeyt-bayramlar ⱨǝm xabatlarni [hǝlⱪining] esidin qiⱪiriwǝtti; Ƣǝzǝp oti bilǝn padixaⱨ ⱨǝm kaⱨinni qǝtkǝ ⱪeⱪiwǝtti.
(Вав) У Униң кәписини бағчини пачақлатқандәк пачақлатти; У ибадәт сорунлирини йоқитивәтти; Пәрвәрдигар Зионда һейт-байрамлар һәм шабатларни [хәлқиниң] есидин чиқиривәтти; Ғәзәп оти билән падиша һәм каһинни чәткә қеқивәтти.
7 (Zain) Rǝb ⱪurbangaⱨini taxliwǝtti, Muⱪǝddǝs jayidin waz kǝqti; U Ziondiki ordilarning sepillirini düxmǝnning ⱪoliƣa tapxurdi; Ⱨǝtta Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ, Ular ⱨeyt-ayǝm künidikidǝk tǝntǝnǝ ⱪilixti!
(Заин) Рәб қурбангаһини ташливәтти, Муқәддәс җайидин ваз кәчти; У Зиондики ордиларниң сепиллирини дүшмәнниң қолиға тапшурди; Һәтта Пәрвәрдигарниң өйидә, Улар һейт-айәм күнидикидәк тәнтәнә қилишти!
8 (Hǝt) Pǝrwǝrdigar Zion ⱪizining sepilini qeⱪiwetixni ⱪarar ⱪilƣan; U uningƣa [ⱨalak] ɵlqǝm tanisini tartip ⱪoyƣan; U ⱪolini qeⱪixtin ⱨeq üzmidi; U ⱨǝm istiⱨkamlarni ⱨǝm sepilni zarlatti; Ikkisi tǝng ⱨalsirap ⱪayƣurmaⱪta.
(Хәт) Пәрвәрдигар Зион қизиниң сепилини чеқиветишни қарар қилған; У униңға [һалак] өлчәм танисини тартип қойған; У қолини чеқиштин һеч үзмиди; У һәм истиһкамларни һәм сепилни зарлатти; Иккиси тәң һалсирап қайғурмақта.
9 (Tǝt) Uning dǝrwaziliri yǝr tegigǝ ƣǝrⱪ bolup kǝtti; U uning tɵmür-taⱪaⱪlirini parǝ-parǝ ⱪiliwǝtti. Padixaⱨi ⱨǝm ǝmirliri ǝllǝr arisiƣa palandi; Tǝwrattiki tǝrbiyǝ-yolyoruⱪ yoⱪap kǝtti, Pǝyƣǝmbǝrliri Pǝrwǝrdigardin wǝⱨiy-kɵrünüxlǝrni izdǝp tapalmaydu.
(Тәт) Униң дәрвазилири йәр тегигә ғәриқ болуп кәтти; У униң төмүр-тақақлирини парә-парә қиливәтти. Падишаси һәм әмирлири әлләр арисиға паланди; Тәвраттики тәрбийә-йолйоруқ йоқап кәтти, Пәйғәмбәрлири Пәрвәрдигардин вәһий-көрүнүшләрни издәп тапалмайду.
10 (Yod) Zion ⱪizining aⱪsaⱪalliri, Yǝrdǝ zuwan sürmǝy olturmaⱪta; Ular baxliriƣa topa-qang qeqixti; Ular beligǝ bɵz yɵgiwelixti; Yerusalemning pak ⱪizlirining baxliri yǝrgǝ kirip kǝtküdǝk boldi.
(Йод) Зион қизиниң ақсақаллири, Йәрдә зуван сүрмәй олтармақта; Улар башлириға топа-чаң чечишти; Улар белигә бөз йөгивелишти; Йерусалимниң пак қизлириниң башлири йәргә кирип кәткидәк болди.
11 (Kaf) Mening kɵzlirim taramliƣan yaxlirimdin ⱨalidin kǝtti; Iqi-baƣrilirim zǝrdapƣa toldi; Jigirim yǝr yüzigǝ tɵkülüp parǝ-parǝ boldi, Qünki hǝlⱪimning ⱪizi nabut ⱪilindi, Qünki xǝⱨǝr koqilirida narsidilǝr ⱨǝm bowaⱪlar ⱨoxsiz yatmaⱪta.
(Каф) Мениң көзлирим тарамлиған яшлиримдин һалидин кәтти; Ичи-бағрилирим зәрдапға толди; Җигирим йәр йүзигә төкүлүп парә-парә болди, Чүнки хәлқимниң қизи набут қилинди, Чүнки шәһәр кочилирида нарсидиләр һәм бовақлар һошсиз ятмақта.
12 (Lamǝd) Ular xǝⱨǝr koqilirida yarilanƣanlardǝk ⱨalidin kǝtkǝndǝ, Anilirining ⱪuqiⱪida yetip jan talaxⱪanda, Aniliriƣa: «Yemǝk-iqmǝk nǝdǝ?» dǝp yalwuruxmaⱪta.
(Ламәд) Улар шәһәр кочилирида яриланғанлардәк һалидин кәткәндә, Анилириниң қучиғида йетип җан талашқанда, Анилириға: «Йемәк-ичмәк нәдә?» дәп ялвурушмақта.
13 (Mǝm) Mǝn dǝrdinggǝ guwaⱨqi bolup, seni nemigǝ ohxitarmǝn? Seni nemigǝ selixturarmǝn, i Yerusalem ⱪizi? Sanga tǝsǝlli berixtǝ, nemini sanga tǝng ⱪilarmǝn, i Zionning pak ⱪizi? Qünki sening yarang dengizdǝk qǝksizdur; Kim seni saⱪaytalisun?
(Мәм) Мән дәрдиңгә гувачи болуп, сени немигә охшитармән? Сени немигә селиштурармән, и Йерусалим қизи? Саңа тәсәлли бериштә, немини саңа тәң қилармән, и Зионниң пак қизи? Чүнки сениң яраң деңиздәк чәксиздур; Ким сени сақайталисун?
14 (Nun) Pǝyƣǝmbǝrliringning sǝn üqün kɵrgǝnliri bimǝnilik ⱨǝm ǝhmǝⱪliⱪtur; Ular sening ⱪǝbiⱨlikingni ⱨeq axkarǝ ⱪilmidi, Xundaⱪ ⱪilip ular sürgün boluxungning aldini almidi. Əksiqǝ ularning sǝn üqün kɵrgǝnliri yalƣan bexarǝtlǝr ⱨǝm ezitⱪuluⱪlardur.
(Нун) Пәйғәмбәрлириңниң сән үчүн көргәнлири бимәнилик һәм ахмақлиқтур; Улар сениң қәбиһлигиңни һеч ашкарә қилмиди, Шундақ қилип улар сүргүн болушуңниң алдини алмиди. Әксичә уларниң сән үчүн көргәнлири ялған бешарәтләр һәм езитқулуқлардур.
15 (Samǝⱪ) Yeningdin ɵtüwatⱪanlarning ⱨǝmmisi sanga ⱪarap qawaklixidu; Ular üxⱪirtip Yerusalemning ⱪiziƣa bax qayⱪaxmaⱪta: — «Güzǝllikning jǝwⱨiri, pütkül jaⱨanning hursǝnliki» dǝp atalƣan xǝⱨǝr muxumidu?»
(Самәқ) Йениңдин өтүватқанларниң һәммиси саңа қарап чаваклишиду; Улар үшқиртип Йерусалимниң қизиға баш чайқашмақта: — «Гөзәлликниң җәвһири, пүткүл җаһанниң хурсәнлиги» дәп аталған шәһәр мошумиду?»
16 (Pe) Barliⱪ düxmǝnliring sanga ⱪarap aƣzini yoƣan eqip [mazaⱪ ⱪilmaⱪta], Ux-ux ⱪilixip, qixlirini ƣuqurlatmaⱪta; Ular: «Biz uni yutuwalduⱪ! Bu bǝrⱨǝⱪ biz kütkǝn kündur! Biz buni ɵz kɵzimiz bilǝn kɵrüxkǝ muyǝssǝr bolduⱪ!» — demǝktǝ.
(Пе) Барлиқ дүшмәнлириң саңа қарап ағзини йоған ечип [мазақ қилмақта], Уш-уш қилишип, чишлирини ғучурлатмақта; Улар: «Биз уни жутувалдуқ! Бу бәрһәқ биз күткән күндур! Биз буни өз көзимиз билән көрүшкә муйәссәр болдуқ!» — демәктә.
17 (Ayin) Pǝrwǝrdigar Ɵz niyǝtlirini ixⱪa axurdi; Ⱪǝdimdin tartip Ɵzining bekitkǝn sɵzigǝ ǝmǝl ⱪildi; U ⱨeq rǝⱨim ⱪilmay ƣulatti; U düxmǝnni üstüngdin xadlandurdi; Küxǝndiliringning münggüzini yuⱪiri kɵtürdi.
(Айин) Пәрвәрдигар Өз нийәтлирини ишқа ашурди; Қедимдин тартип Өзиниң бекиткән сөзигә әмәл қилди; У һеч рәһим қилмай ғулатти; У дүшмәнни үстүңдин шатландурди; Күшәндилириңниң мүңгүзини жуқури көтәрди.
18 (Tsadǝ) Ularning kɵngli Rǝbgǝ nida ⱪilmaⱪta! I Zion ⱪizining sepili! Yaxliring dǝryadǝk keqǝ-kündüz aⱪsun! Ɵzünggǝ aram bǝrmǝ; Yax tamqiliring taramlaxtin aram almisun!
(Тсадә) Уларниң көңли Рәбгә нида қилмақта! И Зион қизиниң сепили! Яшлириң дәриядәк кечә-күндүз ақсун! Өзүңгә арам бәрмә; Яш тамчилириң тарамлаштин арам алмисун!
19 (Kof) Tün keqidǝ ornungdin tur, Kǝqtǝ jesǝk baxlinixi bilǝn nida ⱪil! Kɵnglüngni Rǝbning aldiƣa sudǝk tɵk; Narsidiliringning ⱨayati üqün uningƣa ⱪolliringni kɵtür! Ular barliⱪ koqiliring doⱪmuxida ⱪǝⱨǝtqiliktin ⱨalidin kǝtmǝktǝ.
(Коф) Түн кечидә орнуңдин тур, Кәчтә җесәк башлиниши билән нида қил! Көңлүңни Рәбниң алдиға судәк төк; Нарсидилириңниң һаяти үчүн униңға қоллириңни көтәр! Улар барлиқ кочилириң доқмушида қәһәтчиликтин һалидин кәтмәктә.
20 (Rǝx) Ⱪara, i Pǝrwǝrdigar, oylap baⱪⱪaysǝn, Sǝn kimgǝ muxundaⱪ muamilǝ ⱪilip baⱪⱪan?! Ayallar ɵz mewiliri — ǝrkǝ bowaⱪlirini yeyixkǝ bolamdu? Kaⱨin ⱨǝm pǝyƣǝmbǝrni Rǝbning muⱪǝddǝs jayida ɵltürüxkǝ bolamdu?!
(Рәш) Қара, и Пәрвәрдигар, ойлап баққайсән, Сән кимгә мошундақ муамилә қилип баққан?! Аяллар өз мевилири — әркә бовақлирини йейишкә боламду? Каһин һәм пәйғәмбәрни Рәбниң муқәддәс җайида өлтүрүшкә боламду?!
21 (Xiyn) Yaxlar ⱨǝm ⱪerilar koqilarda yetixmaⱪta; Pak ⱪizlirim wǝ yax yigitlirim ⱪiliqlinip yiⱪildi; Ularni ƣǝziping qüxkǝn künidǝ ⱪirdingsǝn; Ularni ⱨeq ayimay soydungsǝn.
(Шийн) Яшлар һәм қерилар кочиларда йетишмақта; Пак қизлирим вә яш жигитлирим қиличлинип жиқилди; Уларни ғәзивиң чүшкән күнидә қирдиңсән; Уларни һеч айимай сойдуңсән.
22 (Taw) Sǝn ⱨeyt-bayram künidǝ jamaǝtni qaⱪirƣandǝk, Meni tǝrǝp-tǝrǝplǝrdin besixⱪa wǝⱨimilǝrni qaⱪirding; Pǝrwǝrdigarning ƣǝzǝp künidǝ ⱪaqⱪanlar yaki tirik ⱪalƣanlar yoⱪ idi; Ɵzüm ǝrkilitip qong ⱪilƣanlarni düxminim yǝp kǝtti.
(Тав) Сән һейт-байрам күнидә җамаәтни чақирғандәк, Мени тәрәп-тәрәпләрдин бесишқа вәһимиләрни чақирдиң; Пәрвәрдигарниң ғәзәп күнидә қачқанлар яки тирик қалғанлар йоқ еди; Өзүм әркилитип чоң қилғанларни дүшминим йәп кәтти.

< Yǝrǝmiyaning yiƣa-zarliri 2 >