< Yǝrǝmiyaning yiƣa-zarliri 1 >
1 (Alǝf) Aⱨ! Ilgiri adǝmlǝr bilǝn liⱪ tolƣan xǝⱨǝr, Ⱨazir xunqǝ yiganǝ olturidu! Əllǝr arisida katta bolƣuqi, Ⱨazir tul hotundǝk boldi! Ɵlkilǝr üstidin ⱨɵküm sürgǝn mǝlikǝ, Ⱨaxarƣa tutuldi!
(Аләф) Аһ! Илгири адәмләр билән лиқ толған шәһәр, Һазир шунчә йиганә олтириду! Әлләр арисида катта болғучи, Һазир тул хотундәк болди! Өлкиләр үстидин һөкүм сүргән мәликә, Һашарға тутулди!
2 (Bǝt) U keqiqǝ aqqiⱪ yiƣa kɵtürmǝktǝ; Mǝngzidǝ kɵz yaxliri taramlimaⱪta; Axniliri arisidin, Uningƣa tǝsǝlli beridiƣan ⱨeqbiri yoⱪtur; Barliⱪ dostliri uningƣa satⱪunluⱪ ⱪildi, Ular uningƣa düxmǝn bolup kǝtti.
(Бәт) У кечичә аччиқ жиға көтәрмәктә; Мәңзидә көз яшлири тарамлимақта; Ашнилири арисидин, Униңға тәсәлли беридиған һеч бири йоқтур; Барлиқ достлири униңға сатқунлуқ қилди, Улар униңға дүшмән болуп кәтти.
3 (Gimǝl) Yǝⱨuda jǝbir-japa ⱨǝm eƣir ⱪulluⱪ astida, Sürgünlükkǝ qiⱪti; U ǝllǝr arisida musapir boldi, Ⱨeq aram tapmaydu; Uni ⱪoƣliƣuqilarning ⱨǝmmisi, Uningƣa yetixiwelip, uni tar yolda ⱪistaydu;
(Гимәл) Йәһуда җәбир-җапа һәм еғир қуллуқ астида, Сүргүнлүккә чиқти; У әлләр арисида мусапир болди, Һеч арам тапмайду; Уни қоғлиғучиларниң һәммиси, Униңға йетишивелип, уни тар йолда қистайду;
4 (Dalǝt) Ⱨeqkim ⱨeytlarƣa kǝlmigǝnliki tüpǝylidin, Zionƣa baridiƣan yollar matǝm tutmaⱪta. Barliⱪ ⱪowuⱪliri qɵldǝrǝp ⱪaldi, Kaⱨinliri aⱨ-zar kɵtürmǝktǝ, Ⱪizliri dǝrd-ǝlǝm iqididur; Ɵzi bolsa, Ⱪattiⱪ azablanmaⱪta.
(Даләт) Һеч ким һейтларға кәлмигәнлиги түпәйлидин, Зионға баридиған йоллар матәм тутмақта. Барлиқ қовуқлири чөлдәрәп қалди, Каһинлири аһ-зар көтәрмәктә, Қизлири дәрд-әләм ичидидур; Өзи болса, Қаттиқ азапланмақта.
5 (He) Küxǝndiliri uningƣa hojayin boldi, Düxmǝnliri ronaⱪ tapmaⱪta; Qünki uning kɵpligǝn asiyliⱪliri tüpǝylidin, Pǝrwǝrdigar uni jǝbir-japaƣa ⱪoydi. Uning baliliri kǝlmǝskǝ kǝtti, Küxǝndisigǝ ǝsir bolup sürgün boldi.
(Хе) Күшәндилири униңға ғоҗайин болди, Дүшмәнлири ронақ тапмақта; Чүнки униң көплигән асийлиқлири түпәйлидин, Пәрвәрдигар уни җәбир-җапаға қойди. Униң балилири кәлмәскә кәтти, Күшәндисигә әсир болуп сүргүн болди.
6 (Waw) Barliⱪ ⱨɵrmǝt-xɵⱨriti Zionning ⱪizidin kǝtti; Əmirliri yaylaⱪni tapalmiƣan kiyiklǝrdǝk boldi; Ularning owqidin ɵzini ⱪaqurƣudǝk ⱨeq dǝrmani ⱪalmidi.
(Вав) Барлиқ һөрмәт-шөһрити Зионниң қизидин кәтти; Әмирлири яйлақни тапалмиған кийикләрдәк болди; Уларниң овчидин өзини қачурғидәк һеч дәрмани қалмиди.
7 (Zain) Harlanƣan, sǝrgǝrdan bolƣan künliridǝ, Hǝlⱪi küxǝndisining ⱪoliƣa qüxkǝn, Ⱨeqkim yardǝm ⱪolini sozmiƣan qaƣda, Yerusalem ⱪǝdimdǝ ɵzigǝ tǝwǝ bolƣanlirini, Ⱪimmǝtlik bayliⱪlirini yadiƣa kǝltürmǝktǝ; Küxǝndiliri uningƣa mǝshirilik ⱪaraytti; Küxǝndiliri uning nabut bolƣanliⱪini mǝshirǝ ⱪilixti.
(Заин) Харланған, сәргәрдан болған күнлиридә, Хәлқи күшәндисиниң қолиға чүшкән, Һеч ким ярдәм қолини созмиған чағда, Йерусалим қедимдә өзигә тәвә болғанлирини, Қиммәтлик байлиқлирини ядиға кәлтүрмәктә; Күшәндилири униңға мәсқирилик қарайтти; Күшәндилири униң набут болғанлиғини мәсқирә қилишти.
8 (Hǝt) Yerusalem ǝxǝddiy eƣir gunaⱨ sadir ⱪilƣan; Xuning bilǝn u ⱨaram boldi; Uning yalingaqliⱪini kɵrgǝqkǝ, Uni ⱨɵrmǝtligǝnlǝr ⱨazir uni kǝmsitidu; Uyatta, uⱨ tartⱪiniqǝ u kǝynigǝ buruldi.
(Хәт) Йерусалим әшәддий еғир гуна садир қилған; Шуниң билән у һарам болди; Униң ялаңачлиғини көргәчкә, Уни һөрмәтлигәнләр һазир уни кәмситиду; Уятта, уһ тартқиничә у кәйнигә бурулди.
9 (Tǝt) Uning ɵz ⱨǝyzliri etǝklirini bulƣiwǝtti; U aⱪiwitini ⱨeq oylimiƣandur; Uning yiⱪilixi ajayib boldi; Uningƣa tǝsǝlli bǝrgüqi yoⱪtur; — «Aⱨ Pǝrwǝrdigar, harlanƣinimƣa ⱪara! Qünki düxmǝn [ⱨalimdin] mahtinip kǝtti!»
(Тәт) Униң өз һәйзлири етәклирини булғивәтти; У ақивитини һеч ойлимиғандур; Униң жиқилиши әҗайип болди; Униңға тәсәлли бәргүчи йоқтур; — «Аһ Пәрвәрдигар, харланғинимға қара! Чүнки дүшмән [һалимдин] махтинип кәтти!»
10 (Yod) Küxǝndisi ⱪolini uning ⱪimmǝtlik nǝrsiliri üstigǝ sozdi; Ɵzining muⱪǝddǝs jayiƣa ǝllǝrning besip kirgǝnlikini kɵrdi; Sǝn ǝsli ularni ibadǝt jamaitinggǝ «kirixkǝ bolmaydu» dǝp mǝn’i ⱪilƣanƣu!
(Йод) Күшәндиси қолини униң қиммәтлик нәрсилири үстигә созди; Өзиниң муқәддәс җайиға әлләрниң бесип киргәнлигини көрди; Сән әсли уларни ибадәт җамаитиңгә «киришкә болмайду» дәп мәнъи қилғанғу!
11 (Kaf) Bir qixlǝm nan izdǝp, Uning hǝlⱪining ⱨǝmmisi uⱨ tartmaⱪta; Jenini saⱪlap ⱪelix üqünla, Ular ⱪimmǝtlik nǝrsilirini axliⱪⱪa tegixti. «Aⱨ Pǝrwǝrdigar, ⱪara! Mǝn ǝrzimǝs sanaldim.
(Каф) Бир чишләм нан издәп, Униң хәлқиниң һәммиси уһ тартмақта; Җенини сақлап қелиш үчүнла, Улар қиммәтлик нәрсилирини ашлиққа тегишти. «Аһ Пәрвәрдигар, қара! Мән әрзимәс саналдим.
12 (Lamǝd) Əy ɵtüp ketiwatⱪanlar, Bu silǝr üqün ⱨeq ix ǝmǝsmu? Ⱪarap baⱪ, mening dǝrd-ǝlimimdǝk baxⱪa dǝrd-ǝlǝm barmidu? Pǝrwǝrdigar otluⱪ ƣǝzipini qüxürgǝn künidǝ, Uni mening üstümgǝ yüklidi.
(Ламәд) Әй өтүп кетиватқанлар, Бу силәр үчүн һеч иш әмәсму? Қарап бақ, мениң дәрд-әлимимдәк башқа дәрд-әләм бармиду? Пәрвәрдигар отлуқ ғәзивини чүшүргән күнидә, Уни мениң үстүмгә жүклиди.
13 (Mǝm) U yuⱪiridin ot yaƣdurdi, ot sɵngǝklirimdin ɵtüp kɵydürdi. U ularning üstidin ƣǝlibǝ ⱪildi. U putlirim üqün tor-tuzaⱪni ⱪoyup ⱪoydi, Meni kǝynimgǝ yandurdi, U meni nabut ⱪildi, Kün boyi U meni zǝiplǝxtürdi.
(Мәм) У жуқуридин от яғдурди, от сүйәклиримдин өтүп көйдүрди. У уларниң үстидин ғәлибә қилди. У путлирим үчүн тор-қапқанни қоюп қойди, Мени кәйнимгә яндурди, У мени набут қилди, Күн бойи У мени зәипләштүрди.
14 (Nun) Asiyliⱪlirim boyunturuⱪ bolup boynumƣa baƣlandi; Ⱪolliri tanini qing qigip qǝmbǝrqas ⱪiliwǝtti; Asiyliⱪlirim boynumƣa artildi; U dǝrmanimni mǝndin kǝtküzdi; Rǝb meni mǝn ⱪarxiliⱪ kɵrsitǝlmǝydiƣanlarning ⱪolliriƣa tapxurdi.
(Нун) Асийлиқлирим боюнтуруқ болуп бойнумға бағланди; Қоллири танини чиң чигип чәмбәрчас қиливәтти; Асийлиқлирим бойнумға артилди; У дәрманимни мәндин кәткүзди; Рәб мени мән қаршилиқ көрситәлмәйдиғанларниң қоллириға тапшурди.
15 (Samǝⱪ) Rǝb barliⱪ baturlirimni otturumdila yǝrgǝ uruwǝtti; U mening hil yigitlirimni ezixkǝ, Üstümdin ⱨɵküm qiⱪirixⱪa kengǝx qaⱪirdi. Rǝb goya üzüm kɵlqikidiki üzümlǝrni qǝyligǝndǝk, Yǝⱨudaning pak ⱪizini qǝyliwǝtti.
(Самәқ) Рәб барлиқ батурлиримни оттурумдила йәргә урувәтти; У мениң хил жигитлиримни езишкә, Үстүмдин һөкүм чиқиришқа кеңәш чақирди. Рәб гоя үзүм көлчигидики үзүмләрни чәйлигәндәк, Йәһуданиң пак қизини чәйливәтти.
16 (Ayin) Muxular tüpǝylidin taramlap yiƣlimaⱪtimǝn; Mening kɵzlirim, mening kɵzlirimdin su eⱪiwatidu; Manga tǝsǝlli bǝrgüqi, jenimni ǝsligǝ kǝltürgüqi mǝndin yiraⱪtur; Balilirimning kɵngli sunuⱪtur, Qünki düxmǝn ƣǝlibǝ ⱪildi.
(Айин) Мошулар түпәйлидин тарамлап жиғлимақтимән; Мениң көзлирим, мениң көзлиримдин су еқиватиду; Маңа тәсәлли бәргүчи, җенимни әслигә кәлтүргүчи мәндин жирақтур; Балилиримниң көңли сунуқтур, Чүнки дүшмән ғәлибә қилди.
17 (Pe) Zion ⱪolini sozmaⱪta, Lekin uningƣa tǝsǝlli bǝrgüqi yoⱪ; Pǝrwǝrdigar Yaⱪup toƣruluⱪ pǝrman qüxürdi — Ⱪoxniliri uning küxǝndiliri bolsun! Yerusalem ular arisida nijis nǝrsǝ dǝp ⱪaraldi.
(Пе) Зион қолини созмақта, Лекин униңға тәсәлли бәргүчи йоқ; Пәрвәрдигар Яқуп тоғрилиқ пәрман чүшүрди — Хошнилири униң күшәндилири болсун! Йерусалим улар арисида иплас нәрсә дәп қаралди.
18 (Tsadǝ) Pǝrwǝrdigar ⱨǝⱪⱪaniydur; Qünki mǝn Uning ǝmrigǝ hilapliⱪ ⱪildim! Əy, barliⱪ hǝlⱪlǝr, anglanglar! Dǝrdlirimgǝ ⱪaranglar! Pak ⱪizlirim, yax yigitlirim sürgün boldi!
(Тсадә) Пәрвәрдигар һәққанийдур; Чүнки мән Униң әмригә хилаплиқ қилдим! Әй, барлиқ хәлиқләр, аңлаңлар! Дәрдлиримгә қараңлар! Пак қизлирим, яш жигитлирим сүргүн болди!
19 (Kof) Axnilirimni qaⱪirdim, Lekin ular meni aldiƣanidi; Jan saⱪliƣudǝk ozuⱪ-tülük izdǝp yürüp, Kaⱨinlirim ⱨǝm aⱪsaⱪallirim xǝⱨǝrdǝ nǝpǝstin ⱪaldi.
(Коф) Ашнилиримни чақирдим, Лекин улар мени алдиған еди; Җан сақлиғидәк озуқ-түлүк издәп жүрүп, Каһинлирим һәм ақсақаллирим шәһәрдә нәпәстин қалди.
20 (Rǝx) Ⱪara, i Pǝrwǝrdigar, qünki azar qekiwatimǝn! Ⱨǝddidin ziyadǝ asiyliⱪ ⱪilƣinim tüpǝylidin, Iq-baƣrim ⱪiyniliwatidu, Yürikim ɵrtilip kǝtti. Sirtta ⱪiliq [anisini balisidin] juda ⱪildi, Ɵylirimdǝ bolsa ɵlüm-waba ⱨɵküm sürmǝktǝ!
(Рәш) Қара, и Пәрвәрдигар, чүнки азар чекиватимән! Һәддидин зиядә асийлиқ қилғиним түпәйлидин, Ич-бағрим қийниливатиду, Жүригим өртилип кәтти. Сиртта қилич [анисини балисидин] җуда қилди, Өйлиримдә болса өлүм-ваба һөкүм сүрмәктә!
21 (Xiyn) [Hǝⱪlǝr] aⱨ-zarlirimni anglidi; Lekin tǝsǝlli bǝrgüqim yoⱪtur; Düxmǝnlirimning ⱨǝmmisi külpitimdin hǝwǝrdar bolup, Bu ⱪilƣiningdin huxal boldi; Sǝn jakarliƣan künni ularning bexiƣa qüxürgǝysǝn, Xu qaƣda ularning ⱨali meningkidǝk bolidu.
(Шийн) [Хәқләр] аһ-зарлиримни аңлиди; Лекин тәсәлли бәргүчим йоқтур; Дүшмәнлиримниң һәммиси күлпитимдин хәвәрдар болуп, Бу қилғиниңдин хошал болди; Сән җакалиған күнни уларниң бешиға чүшүргәйсән, Шу чағда уларниң һали мениңкидәк болиду.
22 (Taw) Ularning barliⱪ rǝzillikini kɵz aldingƣa kǝltürgǝysǝn, Barliⱪ asiyliⱪlirim üqün meni ⱪandaⱪ ⱪilƣan bolsang, Ularƣimu xundaⱪ ⱪilƣaysǝn; Qünki aⱨ-zarlirim nurƣundur, Ⱪǝlbim azabtin zǝiplixip kǝtti!
(Тав) Уларниң барлиқ рәзиллигини көз алдиңға кәлтүргәйсән, Барлиқ асийлиқлирим үчүн мени қандақ қилған болсаң, Уларғиму шундақ қилғайсән; Чүнки аһ-зарлирим нурғундур, Қәлбим азаптин зәиплишип кәтти!