< Batur Ⱨakimlar 8 >

1 (Keyin, Əfraimlar uningƣa: — Sǝn nemixⱪa bizgǝ xundaⱪ muamilǝ ⱪilisǝn, Midiyaniylar bilǝn soⱪuxⱪa qiⱪⱪanda, bizni qaⱪirmidingƣu, dǝp uning bilǝn ⱪattiⱪ deyixip kǝtti.
(Кейин, Әфраимлар униңға: — Сән немишкә бизгә шундақ муамилә қилисән, Мидиянийлар билән соқушқа чиққанда, бизни чақирмидиңғу, дәп униң билән қаттиқ дейишип кәтти.
2 U ularƣa jawabǝn: — Mening ⱪilƣanlirimni ⱪandaⱪmu silǝrning ⱪilƣininglarƣa tǝnglǝxtürgili bolsun? Əfraimning üzümlǝrni pasangdiƣini, Abieǝzǝrlǝrning üzüm üzginidin artuⱪ ǝmǝsmu?
У уларға җававән: — Мениң қилғанлиримни қандақму силәрниң қилғиниңларға тәңләштүргили болсун? Әфраимниң үзүмләрни пасаңдиғини, Абиеәзәрләрниң үзүм үзгинидин артуқ әмәсму?
3 Huda Midiyanning ǝmirliri Orǝb bilǝn Zǝǝbni ⱪolunglarƣa tapxurƣan yǝrdǝ, mening ⱪolumdin kǝlginini ⱪandaⱪmu silǝrning ⱪilƣininglarƣa tǝnglǝxtürgili bolsun? — dedi. Xundaⱪ dewidi, ularning uningƣa bolƣan aqqiⱪi yandi).
Худа Мидиянниң әмирлири Орәб билән Зәәбни қолуңларға тапшурған йәрдә, мениң қолумдин кәлгинини қандақму силәрниң қилғиниңларға тәңләштүргили болсун? — деди. Шундақ девиди, уларниң униңға болған аччиғи янди).
4 Əmdi Gideon Iordan dǝryasining boyiƣa yetip kǝldi. U wǝ ɵzigǝ ⱨǝmraⱨ bolƣan üq yüz adǝm ⱨerip kǝtkǝn bolsimu, ular yǝnila Midiyaniylarni ⱪoƣlap dǝryadin ɵtti.
Әнди Гидеон Иордан дәриясиниң бойиға йетип кәлди. У вә өзигә һәмраһ болған үч йүз адәм һерип кәткән болсиму, улар йәнила Мидиянийларни қоғлап дәриядин өтти.
5 Gideon Sukkot xǝⱨiridikilǝrgǝ: — Manga ⱨǝmraⱨ bolup kǝlgǝn kixilǝrgǝ nan bǝrsǝnglar, qünki ular ⱨerip-qarqap kǝtti. Biz Midiyanning ikki padixaⱨi Zǝbaⱨ wǝ Zalmunnani ⱪoƣlap ketip barimiz, — dedi.
Гидеон Суккот шәһиридикиләргә: — Маңа һәмраһ болуп кәлгән кишиләргә нан бәрсәңлар, чүнки улар һерип-чарчап кәтти. Биз Мидиянниң икки падишаси Зәбаһ вә Залмуннани қоғлап кетип баримиз, — деди.
6 Lekin Sukkotning qongliri jawab berip: — Zǝbaⱨ wǝ Zalmunna ⱨazir sening ⱪolungƣa qüxtimu?! Biz sening muxu lǝxkǝrliringgǝ nan berǝmduⱪ?! — dedi.
Лекин Суккотниң чоңлири җавап берип: — Зәбаһ вә Залмунна һазир сениң қолуңға чүштиму?! Биз сениң мошу ләшкәрлириңгә нан берәмдуқ?! — деди.
7 Gideon: — Hǝp! Xundaⱪ bolƣini üqün Pǝrwǝrdigar Zǝbaⱨ wǝ Zalmunnani mening ⱪolumƣa tapxurƣanda, ǝtliringlarni qɵldiki yantaⱪ wǝ xoha bilǝn hamanda tepimǝn, — dedi.
Гидеон: — Хәп! Шундақ болғини үчүн Пәрвәрдигар Зәбаһ вә Залмуннани мениң қолумға тапшурғанда, әтлириңларни чөлдики янтақ вә шоха билән хаманда тепимән, — деди.
8 Gideon u yǝrdin Pǝnuǝlgǝ berip, u yǝrdiki adǝmlǝrgimu xundaⱪ dewidi, Pǝnuǝldiki kixilǝrmu uningƣa Sukkottikilǝrdǝk jawab bǝrdi.
Гидеон у йәрдин Пәнуәлгә берип, у йәрдики адәмләргиму шундақ девиди, Пәнуәлдики кишиләрму униңға Суккоттикиләрдәк җавап бәрди.
9 U Pǝnuǝldikilǝrgǝ: — Mǝn ƣǝlibǝ bilǝn yenip kǝlginimdǝ, bu munaringlarni ɵrüwetimǝn, — dedi.
У Пәнуәлдикиләргә: — Мән ғәлибә билән йенип кәлгинимдә, бу мунариңларни өрүветимән, — деди.
10 U qaƣda Zǝbaⱨ wǝ Zalmunna Karkor degǝn jayda idi; ular bilǝn mangƣan ⱪoxunda on bǝx mingqǝ lǝxkǝr bar idi. Bular bolsa mǝxriⱪliⱪlǝrning pütkül ⱪoxunidin ⱪelip ⱪalƣanliri idi, qünki ulardin ⱪiliq tutⱪanliridin bir yüz yigirmǝ mingi ɵltürülgǝnidi.
У чағда Зәбаһ вә Залмунна Каркор дегән җайда еди; улар билән маңған қошунда он бәш миңчә ләшкәр бар еди. Булар болса мәшриқлиқләрниң пүткүл қошунидин қелип қалғанлири еди, чүнки улардин қилич тутқанлиридин бир йүз жигирмә миңи өлтүрүлгән еди.
11 Gideon bolsa Nobaⱨ wǝ Yogbihaⱨning xǝrⱪidiki kɵqmǝnlǝr yoli bilǝn qiⱪip Midiyanning lǝxkǝrgaⱨiƣa ⱨujum ⱪilip, ularni tarmar ⱪildi; qünki lǝxkǝrgaⱨtikilǝr tolimu ǝndixsiz turƣanidi.
Гидеон болса Нобаһ вә Йогбихаһниң шәрқидики көчмәнләр йоли билән чиқип Мидиянниң ләшкәргаһиға һуҗум қилип, уларни тар мар қилди; чүнки ләшкәргаһтикиләр толиму әндишсиз турған еди.
12 Zǝbaⱨ wǝ Zalmunna ⱪeqip kǝtti; Gideon kǝynidin ⱪoƣlap berip, Midiyanning bu ikki padixaⱨi Zǝbaⱨ wǝ Zalmunnani tutuwaldi; u pütkül lǝxkǝrgaⱨtikilǝrni alaⱪzadǝ ⱪilip tiripirǝn ⱪiliwǝtti.
Зәбаһ вә Залмунна қечип кәтти; Гидеон кәйнидин қоғлап берип, Мидиянниң бу икки падишаси Зәбаһ вә Залмуннани тутувалди; у пүткүл ләшкәргаһтикиләрни алақзадә қилип тирипирән қиливәтти.
13 Andin Yoaxning oƣli Gideon Ⱨǝrǝs dawinidin ɵtüp, jǝngdin ⱪaytip kǝldi.
Андин Йоашниң оғли Гидеон Һәрәс давинидин өтүп, җәңдин қайтип кәлди.
14 U Sukkotluⱪ bir yax yigitni tutuwelip, uningdin sürüxtǝ ⱪiliwidi, yigit uningƣa Sukkotning qongliri wǝ aⱪsaⱪallirining isimlirini yezip bǝrdi. Ular jǝmiy bolup yǝtmix yǝttǝ adǝm idi.
У Суккотлуқ бир яш жигитни тутувелип, униңдин сүрүштә қиливиди, жигит униңға Суккотниң чоңлири вә ақсақаллириниң исимлирини йезип бәрди. Улар җәмий болуп йәтмиш йәттә адәм еди.
15 Andin Gideon Sukkotning adǝmlirining ⱪexiƣa yetip barƣanda: — Silǝr meni zangliⱪ ⱪilip: «Zǝbaⱨ wǝ Zalmunna ⱨazir sening ⱪolungƣa qüxtimu? Biz sening bilǝn billǝ mangƣan muxu ⱨarƣin adǝmliringgǝ nan berǝmduⱪ?» degǝnidinglar! Mana, u Zǝbaⱨ wǝ Zalmunna degǝnlǝr! — dedi.
Андин Гидеон Суккотниң адәмлириниң қешиға йетип барғанда: — Силәр мени заңлиқ қилип: «Зәбаһ вә Залмунна һазир сениң қолуңға чүштиму? Биз сениң билән биллә маңған мошу һарғин адәмлириңгә нан берәмдуқ?» дегән едиңлар! Мана, у Зәбаһ вә Залмунна дегәнләр! — деди.
16 Xuni dǝp u xǝⱨǝrning aⱪsaⱪallirini tutup kelip, qɵldiki yantaⱪ bilǝn xohilarni elip kelip, ular bilǝn Sukkotning adǝmlirini urup ǝdipini bǝrdi.
Шуни дәп у шәһәрниң ақсақаллирини тутуп келип, чөлдики янтақ билән шохиларни елип келип, улар билән Суккотниң адәмлирини уруп әдивини бәрди.
17 Andin u Pǝnuǝlning munarini ɵrüp, xǝⱨǝrdiki adǝmlǝrni ɵltürdi.
Андин у Пәнуәлниң мунарини өрүп, шәһәрдики адәмләрни өлтүрди.
18 Gideon Zǝbaⱨ wǝ Zalmunnani soraⱪ ⱪilip: — Silǝr ikkinglar Taborda ɵltürgǝn adǝmlǝr ⱪandaⱪ adǝmlǝr idi? — dǝp soriwidi, ular jawab berip: — Ular sanga intayin ohxaytti; ularning ⱨǝrbiri xaⱨzadidǝk idi, — dedi.
Гидеон Зәбаһ вә Залмуннани сорақ қилип: — Силәр иккиңлар Таборда өлтүргән адәмләр қандақ адәмләр еди? — дәп соривиди, улар җавап берип: — Улар саңа интайин охшайтти; уларниң һәр бири шаһзадидәк еди, — деди.
19 U buni anglap: — Ular mening bir tuƣⱪanlirimdur, biz bir anining oƣullirimiz. Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, silǝr ǝyni waⱪitta ularni tirik ⱪoyƣan bolsanglar, mǝn silǝrni ⱨǝrgiz ɵltürmǝyttim, — dedi;
У буни аңлап: — Улар мениң бир туққанлиримдур, биз бир аниниң оғуллиримиз. Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, силәр әйни вақитта уларни тирик қойған болсаңлар, мән силәрни һәргиз өлтүрмәйттим, — деди;
20 xuning bilǝn u qong oƣli Yǝtǝrgǝ: — Sǝn ⱪopup bularni ɵltürgin, — dedi. Lekin oƣul kiqik bolƣaqⱪa ⱪorⱪup, ⱪiliqini suƣurmidi.
шуниң билән у чоң оғли Йәтәргә: — Сән қопуп буларни өлтүргин, — деди. Лекин оғул кичик болғачқа қорқуп, қиличини суғурмиди.
21 Xuning bilǝn Zǝbaⱨ wǝ Zalmunna: — Sǝn ɵzüng ⱪopup bizni ɵltürgin; qünki adǝm ⱪandaⱪ bolsa küqimu xundaⱪ bolidu, — dedi. Xundaⱪ dewidi, Gideon ⱪopup Zǝbaⱨ wǝ Zalmunnani ɵltürdi. U tɵgilirining boynidiki ⱨilal ay xǝkillik bezǝklǝrni eliwaldi.
Шуниң билән Зәбаһ вә Залмунна: — Сән өзүң қопуп бизни өлтүргин; чүнки адәм қандақ болса күчиму шундақ болиду, — деди. Шундақ девиди, Гидеон қопуп Зәбаһ вә Залмуннани өлтүрди. У төгилириниң бойнидики һилал ай шәкиллик безәкләрни еливалди.
22 Andin Israillar Gideonƣa: — Sǝn bizni Midiyanning ⱪolidin ⱪutⱪuzƣanikǝnsǝn, ɵzüng bizgǝ padixaⱨ bolƣin; oƣlung wǝ oƣlungning oƣlimu bizning üstimizgǝ ⱨɵküm sürsun, — dedi.
Андин Исраиллар Гидеонға: — Сән бизни Мидиянниң қолидин қутқузған екәнсән, өзүң бизгә падиша болғин; оғлуң вә оғлуңниң оғлиму бизниң үстимизгә һөкүм сүрсун, — деди.
23 Əmma Gideon ularƣa jawab berip: — Mǝn üstünglǝrgǝ sǝltǝnǝt ⱪilmaymǝn, oƣlummu üstünglǝrgǝ sǝltǝnǝt ⱪilmaydu; bǝlki Pǝrwǝrdigar Ɵzi üstünglǝrgǝ sǝltǝnǝt ⱪilidu, dedi.
Амма Гидеон уларға җавап берип: — Мән үстүңләргә сәлтәнәт қилмаймән, оғлумму үстүңләргә сәлтәнәт қилмайду; бәлки Пәрвәрдигар Өзи үстүңләргә сәлтәнәт қилиду, деди.
24 Andin Gideon ularƣa yǝnǝ: — Silǝrgǝ pǝⱪǝt birla iltimasim bar: — Ⱨǝr biringlar ɵz oljanglardin ⱨalⱪa-zerilǝrni manga beringlar, dedi (Midiyanlar Ismaillardin bolƣaqⱪa, ⱨǝrbiri altun zirǝ-ⱨalⱪilarni taⱪaytti).
Андин Гидеон уларға йәнә: — Силәргә пәқәт бирла илтимасим бар: — Һәр бириңлар өз олҗаңлардин һалқа-зериләрни маңа бериңлар, деди (Мидиянлар Исмаиллардин болғачқа, һәр бири алтун зирә-һалқиларни тақайтти).
25 Ular jawabǝn: — Berixkǝ razimiz, dǝp yǝrgǝ bir yepinqini selip, ⱨǝrbiri uning üstigǝ oljisidin zirǝ-ⱨalⱪilarni elip taxlidi.
Улар җававән: — Беришкә разимиз, дәп йәргә бир йепинчини селип, һәр бири униң үстигә олҗисидин зирә-һалқиларни елип ташлиди.
26 U sorap yiƣⱪan altun zirilǝrning eƣirliⱪi bir ming yǝttǝ yüz xǝkǝl altun idi, buningdin baxⱪa Midiyan padixaⱨliri ɵzigǝ asⱪan ⱨilal ay xǝkillik buyumlar, zunnar, uqisiƣa kiygǝn sɵsün eginlǝr wǝ tɵgilǝrning boyniƣa asⱪan altun zǝnjirlǝrmu bar idi.
У сорап жиққан алтун зириләрниң еғирлиғи бир миң йәттә йүз шәкәл алтун еди, буниңдин башқа Мидиян падишалири өзигә асқан һилал ай шәкиллик буюмлар, зуннар, учисиға кийгән сөсүн егинләр вә төгиләрниң бойниға асқан алтун зәнҗирләрму бар еди.
27 Gideon bu nǝrsilǝrdin bir ǝfod yasitip, ɵz xǝⱨiri Ofraⱨta ⱪoyup ⱪoydi. Nǝtijidǝ, pütkül Israil uni izdǝp buzuⱪqiliⱪ ⱪildi. Buning bilǝn bu nǝrsǝ Gideon wǝ uning pütün ailisigǝ bir tor-tuzaⱪ boldi.
Гидеон бу нәрсиләрдин бир әфод яситип, өз шәһири Офраһта қоюп қойди. Нәтиҗидә, пүткүл Исраил уни издәп бузуқчилиқ қилди. Буниң билән бу нәрсә Гидеон вә униң пүтүн аилисигә бир тор-қапқан болди.
28 Midiyaniylar xu tǝriⱪidǝ Israillarning aldida boysundurulup, ikkinqi bax kɵtürǝlmidi; zemin Gideonning künliridǝ ⱪiriⱪ yilƣiqǝ tinq-aramliⱪ tapti.
Мидиянийлар шу тәриқидә Исраилларниң алдида бойсундурулуп, иккинчи баш көтирәлмиди; зимин Гидеонниң күнлиридә қириқ жилғичә тинич-арамлиқ тапти.
29 Yoaxning oƣli Yǝrubbaal ⱪaytip berip, ɵz ɵyidǝ olturdi.
Йоашниң оғли Йәруббаал қайтип берип, өз өйидә олтарди.
30 Gideonning ayalliri kɵp bolƣaqⱪa, uning puxtidin yǝtmix oƣul tɵrǝldi.
Гидеонниң аяллири көп болғачқа, униң пуштидин йәтмиш оғул төрәлди.
31 Xǝkǝmdǝ uning bir kenizikimu bar idi; u uningƣa bir oƣul tuƣup bǝrdi, Gideon uning ismini «Abimǝlǝk» dǝp ⱪoydi.
Шәкәмдә униң бир кенизигиму бар еди; у униңға бир оғул туғуп бәрди, Гидеон униң исмини «Абимәләк» дәп қойди.
32 Yoaxning oƣli Gideon uzun ɵmür kɵrüp, ⱪerip alǝmdin ɵtti. U Abiezǝrlǝrgǝ tǝwǝ bolƣan Ofraⱨda, ɵz atisi Yoaxning ⱪǝbrisigǝ dǝpnǝ ⱪilindi.
Йоашниң оғли Гидеон узун өмүр көрүп, қерип аләмдин өтти. У Абиезәрләргә тәвә болған Офраһда, өз атиси Йоашниң қәбригә дәпнә қилинди.
33 Gideon ɵlgǝndin keyin Israillar kǝynigǝ yenip, Baal butliriƣa ǝgixip buzuⱪqiliⱪ ⱪildi wǝ «Baal-Berit»ni ɵzlirining ilaⱨi ⱪilip bekitti.
Гидеон өлгәндин кейин Исраиллар кәйнигә йенип, Баал бутлириға әгишип бузуқчилиқ қилди вә «Баал-Берит»ни өзлириниң илаһи қилип бекитти.
34 Xundaⱪ ⱪilip Israillar ɵzlirini ǝtrapidiki barliⱪ düxmǝnlirining ⱪolidin ⱪutⱪuzƣan ɵz Hudasi Pǝrwǝrdigarni untudi
Шундақ қилип Исраиллар өзлирини әтрапидики барлиқ дүшмәнлириниң қолидин қутқузған өз Худаси Пәрвәрдигарни унтуди
35 wǝ xuningdǝk Gideonning Israilƣa ⱪilƣan ⱨǝmmǝ yahxiliⱪlirini ⱨeq ǝslimǝy, Yǝrubbaal (yǝni Gideon)ning jǝmǝtigǝ ⱨeqbir meⱨribanliⱪ kɵrsǝtmidi.
вә шуниңдәк Гидеонниң Исраилға қилған һәммә яхшилиқлирини һеч әслимәй, Йәруббаал (йәни Гидеон)ниң җәмәтигә һеч бир меһриванлиқ көрсәтмиди.

< Batur Ⱨakimlar 8 >