< Batur Ⱨakimlar 7 >
1 Yǝrubbaal (yǝni Gideon) wǝ ɵzigǝ ⱪoxulƣan ⱨǝmmǝ hǝlⱪ ǝtisi sǝⱨǝr ⱪopup, Ⱨarod degǝn bulaⱪning yeniƣa berip qedir tikti. Midiyaniylarning lǝxkǝrgaⱨi bolsa uning ximal tǝripidǝ, Morǝⱨ egizlikining yenidiki jilƣida idi.
Йәруббаал (йәни Гидеон) вә өзигә қошулған һәммә хәлиқ әтиси сәһәр қопуп, Һарод дегән булақниң йениға берип чедир тикти. Мидиянийларниң ләшкәргаһи болса униң шимал тәрипидә, Морәһ егизлигиниң йенидики җилғида еди.
2 Əmdi Pǝrwǝrdigar Gideonƣa: — Sanga ǝgǝxkǝn hǝlⱪning sani intayin kɵp, xunga Mǝn Midiyaniylarni ularning ⱪoliƣa tapxuralmaymǝn. Bolmisa Israil: «Ɵzimizni ɵzimizning ⱪoli ⱪutⱪuzdi» dǝp mahtinip ketixi mumkin.
Әнди Пәрвәрдигар Гидеонға: — Саңа әгәшкән хәлиқниң сани интайин көп, шуңа Мән Мидиянийларни уларниң қолиға тапшуралмаймән. Болмиса Исраил: «Өзимизни өзимизниң қоли қутқузди» дәп махтинип кетиши мүмкин.
3 Xuning üqün sǝn ǝmdi hǝlⱪⱪǝ: «Kimlǝr ⱪorⱪup titrǝk basⱪan bolsa, ular Gilead teƣidin yenip kǝtsun» dǝp jakarliƣin — dedi. Xuning bilǝn hǝlⱪning arisidin yigirmǝ ikki ming kixi ⱪaytip ketip, pǝⱪǝt on mingila ⱪelip ⱪaldi.
Шуниң үчүн сән әнди хәлиққә: «Кимләр қорқуп титрәк басқан болса, улар Гилеад теғидин йенип кәтсун» дәп җакалиғин — деди. Шуниң билән хәлиқниң арисидин жигирмә икки миң киши қайтип кетип, пәқәт он миңила қелип қалди.
4 Pǝrwǝrdigar Gideonƣa yǝnǝ: — Hǝlⱪning sani yǝnila intayin kɵp; ǝmdi sǝn bularni suning lewigǝ elip kǝlgin. U yǝrdǝ Mǝn ularni sǝn üqün sinaⱪtin ɵtküzǝy; Mǝn kimni kɵrsitip: «U sǝn bilǝn barsun desǝm», u sǝn bilǝn barsun; lekin Mǝn kimni kɵrsitip: «U sǝn bilǝn barmisun» desǝm, u sǝn bilǝn barmisun, — dedi.
Пәрвәрдигар Гидеонға йәнә: — Хәлиқниң сани йәнила интайин көп; әнди сән буларни суниң левигә елип кәлгин. У йәрдә Мән уларни сән үчүн синақтин өткүзәй; Мән кимни көрситип: «У сән билән барсун десәм», у сән билән барсун; лекин Мән кимни көрситип: «У сән билән бармисун» десәм, у сән билән бармисун, — деди.
5 Xuning bilǝn Gideon hǝlⱪni suning lewigǝ elip kǝldi. Pǝrwǝrdigar uningƣa: — Kimki it su iqkǝndǝk tili bilǝn yalap su iqsǝ, ularni ayrim bir tǝrǝptǝ turƣuzƣin; ⱨǝm kimki tizlinip turup su iqsǝ, ularnimu ayrim bir tǝrǝptǝ turƣuzƣin, — dedi.
Шуниң билән Гидеон хәлиқни суниң левигә елип кәлди. Пәрвәрдигар униңға: — Кимки ишт су ичкәндәк тили билән ялап су ичсә, уларни айрим бир тәрәптә турғузғин; һәм кимки тизлинип туруп су ичсә, уларниму айрим бир тәрәптә турғузғин, — деди.
6 Xundaⱪ boldiki, oqumini aƣziƣa tǝgküzüp yalap su iqkǝnlǝrdin üq yüzi qiⱪti. Ⱪalƣanlarning ⱨǝmmisi tizlinip turup su iqti.
Шундақ болдики, очумини ағзиға тәккүзүп ялап су ичкәнләрдин үч йүзи чиқти. Қалғанларниң һәммиси тизлинип туруп су ичти.
7 Andin Pǝrwǝrdigar Gideonƣa: — Mǝn muxu suni yalap iqkǝn üq yüz adǝmning ⱪoli bilǝn silǝrni ⱪutⱪuzup, Midiyanni sening ⱪolungƣa tapxurimǝn; lekin ⱪalƣan hǝlⱪ bolsa ⱨǝmmisi ɵz jayiƣa yenip kǝtsun, — dedi.
Андин Пәрвәрдигар Гидеонға: — Мән мошу суни ялап ичкән үч йүз адәмниң қоли билән силәрни қутқузуп, Мидиянни сениң қолуңға тапшуримән; лекин қалған хәлиқ болса һәммиси өз җайиға йенип кәтсун, — деди.
8 Xuning bilǝn bu [üq yüz adǝm] ozuⱪ-tülük wǝ kanaylirini ⱪoliƣa elixti; Gideon Israilning ⱪalƣan barliⱪ adǝmlirini ɵz qediriƣa ⱪayturuwetip, pǝⱪǝt xu üq yüz adǝmni elip ⱪaldi. Əmdi Midiyaniylarning lǝxkǝrgaⱨi bolsa ularning tɵwǝn tǝripidiki jilƣida idi.
Шуниң билән бу [үч йүз адәм] озуқ-түлүк вә канайлирини қолиға елишти; Гидеон Исраилниң қалған барлиқ адәмлирини өз чедириға қайтуруветип, пәқәт шу үч йүз адәмни елип қалди. Әнди Мидиянийларниң ләшкәргаһи болса уларниң төвән тәрипидики җилғида еди.
9 Xu keqisi xundaⱪ boldiki, Pǝrwǝrdigar uningƣa: — Sǝn ⱪopup lǝxkǝrgaⱨⱪa qüxkin, qünki Mǝn uni sening ⱪolungƣa tapxurdum;
Шу кечиси шундақ болдики, Пәрвәрдигар униңға: — Сән қопуп ләшкәргаһқа чүшкин, чүнки Мән уни сениң қолуңға тапшурдум;
10 ǝgǝr sǝn qüxüxtin ⱪorⱪsang, ɵz hizmǝtkaring Puraⱨni billǝ elip lǝxkǝrgaⱨⱪa qüxkin.
әгәр сән чүшүштин қорқсаң, өз хизмәткариң Пураһни биллә елип ләшкәргаһқа чүшкин.
11 Sǝn ularning nemǝ deyixiwatⱪinini anglaysǝn, andin sǝn lǝxkǝrgaⱨⱪa [ⱨujum ⱪilip] qüxüxkǝ jür’ǝt ⱪilalaysǝn, dedi. Buni anglap u hizmǝtkari Puraⱨni elip lǝxkǝrgaⱨning qetidiki ǝskǝrlǝrning yeniƣa bardi.
Сән уларниң немә дейишиватқинини аңлайсән, андин сән ләшкәргаһқа [һуҗум қилип] чүшүшкә җүръәт қилалайсән, деди. Буни аңлап у хизмәткари Пураһни елип ләшкәргаһниң четидики әскәрләрниң йениға барди.
12 Mana Midiyan, Amalǝk wǝ barliⱪ mǝxriⱪtikilǝr qekǝtkilǝrdǝk kɵp bolup, jilƣining boyiƣa yeyilƣanidi; ularning tɵgiliri kɵplikidin dengiz saⱨilidiki ⱪumdǝk ⱨǝddi-ⱨesabsiz idi.
Мана Мидиян, Амаләк вә барлиқ мәшриқтикиләр чекәткиләрдәк көп болуп, җилғиниң бойиға йейилған еди; уларниң төгилири көплигидин деңиз саһилидики қумдәк һәдди-һесапсиз еди.
13 Gideon barƣanda, mana, u yǝrdǝ birsi ⱨǝmraⱨiƣa kɵrgǝn qüxini sɵzlǝp beriwatatti: — Mana, mǝn bir qüx kɵrdum, qüxümdǝ mana, bir arpa toⱪiqi Midiyanning lǝxkǝrgaⱨiƣa domulap qüxüptudǝk; u qedirƣa kelip soⱪuluptidǝk, xuning bilǝn qedir ɵrulüp, düm kɵmtürülüp ketiptu — dǝwatatti.
Гидеон барғанда, мана, у йәрдә бириси һәмраһиға көргән чүшини сөзләп беривататти: — Мана, мән бир чүш көрдум, чүшүмдә мана, бир арпа тоғичи Мидиянниң ләшкәргаһиға домулап чүшүптудәк; у чедирға келип соқулуптидәк, шуниң билән чедир өрулүп, дүм көмтүрүлүп кетипту — дәвататти.
14 Uning ⱨǝmraⱨi jawabǝn tǝbir berip: — Buning mǝnisi xuki, u toⱪaq Yoaxning oƣli, Israilliⱪ adǝm Gideonning ⱪiliqidin baxⱪa nǝrsǝ ǝmǝstur; Huda Midiyan wǝ uning barliⱪ ⱪoxunini uning ⱪoliƣa tapxuruptu, dedi.
Униң һәмраһи җававән тәбир берип: — Буниң мәнаси шуки, у тоғач Йоашниң оғли, Исраиллиқ адәм Гидеонниң қиличидин башқа нәрсә әмәстур; Худа Мидиян вә униң барлиқ қошунини униң қолиға тапшурупту, деди.
15 Xundaⱪ boldiki, Gideon bu qüxni wǝ uning berilgǝn tǝbirini anglap, sǝjdǝ ⱪildi. Andin u Israilning lǝxkǝrgaⱨiƣa yenip kelip: — Ⱪopunglar, Pǝrwǝrdigar Midiyanning lǝxkǝrgaⱨini ⱪolunglarƣa tapxurdi, — dedi.
Шундақ болдики, Гидеон бу чүшни вә униң берилгән тәбирини аңлап, сәҗдә қилди. Андин у Исраилниң ләшкәргаһиға йенип келип: — Қопуңлар, Пәрвәрдигар Мидиянниң ләшкәргаһини қолуңларға тапшурди, — деди.
16 Xuning bilǝn u bu üq yüz adǝmni üq guruppiƣa bɵlüp, ⱨǝmmisining ⱪoliƣa birdin kanay bilǝn birdin ⱪuruⱪ komzǝkni bǝrdi; ⱨǝrbir komzǝk iqidǝ birdin mǝx’ǝl ⱪoyuldi.
Шуниң билән у бу үч йүз адәмни үч гуруппиға бөлүп, һәммисиниң қолиға бирдин канай билән бирдин қуруқ комзәкни бәрди; һәр бир комзәк ичидә бирдин мәшъәл қоюлди.
17 U ularƣa: — Silǝr manga ⱪarap, mening ⱪilƣinimdǝk ⱪilinglar. Mana, mǝn lǝxkǝrgaⱨning ⱪexiƣa barƣanda, nemǝ ⱪilsam, silǝrmu xuni ⱪilinglar;
У уларға: — Силәр маңа қарап, мениң қилғинимдәк қилиңлар. Мана, мән ләшкәргаһниң қешиға барғанда, немә қилсам, силәрму шуни қилиңлар;
18 mǝn wǝ mǝn bilǝn ⱨǝmraⱨ bolup mangƣan barliⱪ adǝmlǝr kanay qalsaⱪ, silǝrmu lǝxkǝrgaⱨning qɵrisidǝ turup kanay qelinglar wǝ: «Pǝrwǝrdigar üqün ⱨǝm Gideon üqün!» dǝp towlanglar, — dedi.
мән вә мән билән һәмраһ болуп маңған барлиқ адәмләр канай чалсақ, силәрму ләшкәргаһниң чөрисидә туруп канай челиңлар вә: «Пәрвәрдигар үчүн һәм Гидеон үчүн!» дәп товлаңлар, — деди.
19 Keyinki yerim keqilik kɵzǝtning baxlinixida, kɵzǝtqilǝr yengidin almaxⱪanda, Gideon wǝ uning bilǝn billǝ bolƣan yüz adǝm lǝxkǝrgaⱨning ⱪexiƣa kǝldi; andin ular kanay qelip ⱪolliridiki komzǝklǝrni qaⱪti.
Кейинки йерим кечилик күзәтниң башлинишида, күзәтчиләр йеңидин алмашқанда, Гидеон вә униң билән биллә болған йүз адәм ләшкәргаһниң қешиға кәлди; андин улар канай челип қоллиридики комзәкләрни чақти.
20 Xu ⱨaman üq guruppidikilǝrning ⱨǝmmisi kanay qelip, komzǝklǝrni qeⱪip, sol ⱪollirida mǝx’ǝllǝrni tutup, ong ⱪollirida kanaylarni elip: — Pǝrwǝrdigarƣa wǝ Gideonƣa atalƣan ⱪiliq! — dǝp towlaxⱪiniqǝ,
Шу һаман үч гуруппидикиләрниң һәммиси канай челип, комзәкләрни чеқип, сол қоллирида мәшъәлләрни тутуп, оң қоллирида канайларни елип: — Пәрвәрдигарға вә Гидеонға аталған қилич! — дәп товлашқиничә,
21 ularning ⱨǝrbiri lǝxkǝrgaⱨning ǝtrapida, ɵz jayida turuxti; yaw ⱪoxuni tǝrǝp-tǝrǝpkǝ petirap, warⱪirap-jarⱪiriƣan peti ⱪaqⱪili turdi.
уларниң һәр бири ләшкәргаһниң әтрапида, өз җайида турушти; яв қошуни тәрәп-тәрәпкә петирап, вақирап-җақириған пети қачқили турди.
22 Bu üq yüz adǝm kanay qalƣanda, Pǝrwǝrdigar pütkül lǝxkǝrgaⱨtiki yaw lǝxkǝrlirini bir-birini ⱪiliqlaxⱪa selip ⱪoydi, xuning bilǝn yaw ⱪoxuni Zerǝraⱨⱪa baridiƣan yoldiki Bǝyt-Xittaⱨ tǝrǝpkǝ ⱪaqti; ular Tabbatning yenidiki Abǝl-Mǝⱨolaⱨning qegrisiƣiqǝ ⱪaqti.
Бу үч йүз адәм канай чалғанда, Пәрвәрдигар пүткүл ләшкәргаһтики яв ләшкәрлирини бир-бирини қиличлашқа селип қойди, шуниң билән яв қошуни Зерәраһқа баридиған йолдики Бәйт-Шиттаһ тәрәпкә қачти; улар Таббатниң йенидики Абәл-Мәһолаһниң чегарисиғичә қачти.
23 Andin Naftali, Axir wǝ pütkül Manassǝⱨning ⱪǝbililiridin Israillar qaⱪirip kelindi wǝ ular Midiyaniylarni ⱪoƣlidi.
Андин Нафтали, Ашир вә пүткүл Манассәһниң қәбилилиридин Исраиллар чақирип келинди вә улар Мидиянийларни қоғлиди.
24 Xuning bilǝn Gideon Əfraim pütkül taƣliⱪini arilap kelixkǝ ǝlqilǝrni ǝwǝtip Əfraimlarƣa: — «Silǝr qüxüp Midiyaniylarƣa ⱨujum ⱪilinglar, Bǝyt-Baraⱨⱪiqǝ, xundaⱪla Iordan dǝryasiƣiqǝ barliⱪ eⱪin keqiklirini igilǝp, ularni tosuwelinglar», dedi. Xuning bilǝn Əfraimning ⱨǝmmǝ adǝmliri yiƣilip, Bǝyt-Baraⱨⱪiqǝ wǝ Iordan dǝryasiƣiqǝ barliⱪ eⱪin keqiklirini igilidi.
Шуниң билән Гидеон Әфраим пүткүл тағлиғини арилап келишкә әлчиләрни әвәтип Әфраимларға: — «Силәр чүшүп Мидиянийларға һуҗум қилиңлар, Бәйт-Бараһқичә, шундақла Иордан дәриясиғичә барлиқ еқин кечиклирини егиләп, уларни тосувелиңлар», деди. Шуниң билән Әфраимниң һәммә адәмлири жиғилип, Бәйт-Бараһқичә вә Иордан дәриясиғичә барлиқ еқин кечиклирини егилиди.
25 Ular Midiyanning Orǝb wǝ Zǝǝb degǝn ikki ǝmirini tutuwaldi; Orǝbni ular «Orǝb ⱪoram texi» üstidǝ, Zǝǝbni «Zǝǝb xarab kɵlqiki»dǝ ɵltürdi, Midiyaniylarni ⱪoƣlap berip, Orǝb wǝ Zǝǝbning baxlirini elip, Iordan dǝryasining u tǝripigǝ Gideonning ⱪexiƣa kǝldi.
Улар Мидиянниң Орәб вә Зәәб дегән икки әмрини тутувалди; Орәбни улар «Орәб қорам теши» үстидә, Зәәбни «Зәәб шарап көлчиги»дә өлтүрди, Мидиянийларни қоғлап берип, Орәб вә Зәәбниң башлирини елип, Иордан дәриясиниң у тәрипигә Гидеонниң қешиға кәлди.