< Batur Ⱨakimlar 6 >

1 Israillar Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪildi; xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar ularni yǝttǝ yilƣiqǝ Midiyaniylarning ⱪoliƣa tapxurup bǝrdi.
Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; шуниң билән Пәрвәрдигар уларни йәттә жилғичә Мидиянийларниң қолиға тапшуруп бәрди.
2 U waⱪitta Midiyaniylar Israilning üstidin ƣalib kelip, Israil Midiyaniylarning sǝwǝbidin ɵzliri üqün taƣlardin, ɵngkürlǝrdin wǝ ⱪoram taxlardin panaⱨ jaylarni yasidi.
У вақитта Мидиянийлар Исраилниң үстидин ғалип келип, Исраил Мидиянийларниң сәвәвидин өзлири үчүн тағлардин, өңкүрләрдин вә қорам ташлардин панаһ җайларни ясиди.
3 Ⱨǝr ⱪetim Israillar uruⱪ teriƣanda xundaⱪ bolattiki, Midiyaniylar, Amalǝkiylǝr wǝ mǝxriⱪtikilǝr kelip ularƣa ⱨujum ⱪilatti.
Һәр қетим Исраиллар уруқ териғанда шундақ болаттики, Мидиянийлар, Амаләкийләр вә мәшриқтикиләр келип уларға һуҗум қилатти.
4 Ularƣa ⱨujum ⱪilixⱪa bargaⱨlarni tikip, zemindiki ⱨosulni wǝyran ⱪilip, Gazaƣiqǝ Israilƣa ⱨeqⱪandaⱪ axliⱪ ⱪaldurmay, ularning ⱪoy, kala, exǝklirinimu elip ketǝtti.
Уларға һуҗум қилишқа баргаһларни тикип, зиминдики һосулни вәйран қилип, Газағичә Исраилға һеч қандақ ашлиқ қалдурмай, уларниң қой, кала, ешәклириниму елип кетәтти.
5 Qünki ular qekǝtkilǝrdǝk kɵp bolup, ɵz mal-qarwiliri wǝ qedirlirini elip kelǝtti; ularning adǝmliri wǝ tɵgiliri san-sanaⱪsiz bolup, zeminni wǝyran ⱪilix üqün tajawuz ⱪilatti.
Чүнки улар чекәткиләрдәк көп болуп, өз мал-чарвилири вә чедирлирини елип келәтти; уларниң адәмлири вә төгилири сан-санақсиз болуп, зиминни вәйран қилиш үчүн таҗавуз қилатти.
6 Xuning bilǝn Israil Midiyaniylarning aldida tolimu har ⱨalǝtkǝ qüxüp ⱪaldi; andin Israillar Pǝrwǝrdigarƣa nalǝ-pǝryad kɵtürdi.
Шуниң билән Исраил Мидиянийларниң алдида толиму хар һаләткә чүшүп қалди; андин Исраиллар Пәрвәрдигарға налә-пәряд көтәрди.
7 Midiyaniylarning dǝstidin Israil Pǝrwǝrdigarƣa pǝryad kɵtürginidǝ xundaⱪ boldiki,
Мидиянийларниң дәстидин Исраил Пәрвәрдигарға пәряд көтәргинидә шундақ болдики,
8 Pǝrwǝrdigar Israilƣa bir pǝyƣǝmbǝrni ǝwǝtti. U kelip ularƣa: — Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Mǝn silǝrni Misirdin qiⱪirip, «ⱪulluⱪ makani»din elip qiⱪⱪanidim;
Пәрвәрдигар Исраилға бир пәйғәмбәрни әвәтти. У келип уларға: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән силәрни Мисирдин чиқирип, «қуллуқ макани»дин елип чиққан едим;
9 silǝrni misirliⱪlarning ⱪolidin, xundaⱪla silǝrgǝ barliⱪ zulum ⱪilƣuqilarning ⱪolidin ⱪutⱪuzup, ularni aldinglardin ⱪoƣliwetip, ularning zeminini silǝrgǝ bǝrdim
силәрни мисирлиқларниң қолидин, шундақла силәргә барлиқ зулум қилғучиларниң қолидин қутқузуп, уларни алдиңлардин қоғливетип, уларниң зиминини силәргә бәрдим
10 wǝ silǝrgǝ: «Mana, Mǝn Pǝrwǝrdigar silǝrning Hudayinglardurmǝn; silǝr Amoriylarning zeminida turƣininglar bilǝn ularning ilaⱨliridin ⱪorⱪmanglar» degǝnidim. Lekin silǝr Mening awazimƣa ⱪulaⱪ salmidinglar», — dedi.
вә силәргә: «Мана, Мән Пәрвәрдигар силәрниң Худайиңлардурмән; силәр Аморийларниң зиминида турғиниңлар билән уларниң илаһлиридин қорқмаңлар» дегән едим. Лекин силәр Мениң авазимға қулақ салмидиңлар», — деди.
11 Andin Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi kelip Ofraⱨ degǝn jayda Abiezǝr jǝmǝtidiki Yoaxⱪa tǝwǝ bolƣan dub dǝrihining tüwidǝ olturdi. U waⱪitta [Yoaxning] oƣli Gideon Midiyaniylarning [bulangqiliⱪidin] saⱪlinix üqün xarab kɵlqiki iqidǝ buƣday tepiwatatti.
Андин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси келип Офраһ дегән җайда Абиезәр җәмәтидики Йоашқа тәвә болған дуб дәриғиниң түвидә олтарди. У вақитта [Йоашниң] оғли Гидеон Мидиянийларниң [булаңчилиғидин] сақлиниш үчүн шарап көлчиги ичидә буғдай тепивататти.
12 Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi uningƣa kɵrünüp: — Əy jasarǝtlik palwan, Pǝrwǝrdigar sǝn bilǝn billidur! — dedi.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға көрүнүп: — Әй җасарәтлик палван, Пәрвәрдигар сән билән биллидур! — деди.
13 Gideon uningƣa jawab berip: — I hojam, ǝgǝr Pǝrwǝrdigar biz bilǝn billǝ bolƣan bolsa, bu kɵrgülüklǝr nemixⱪa üstimizgǝ kǝldi? Ata-bowilirimiz bizgǝ sɵzlǝp bǝrgǝn uning barliⱪ mɵjiziliri ⱪeni? Bular toƣrisida ata-bowilirimiz: «Mana, Pǝrwǝrdigar bizni Misirdin qiⱪirip kǝlmigǝnmidi?» — dedi. Lekin bügünki kündǝ Pǝrwǝrdigar bizni taxlap, Midiyanning ⱪoliƣa tapxurup bǝrdi! — dedi.
Гидеон униңға җавап берип: — И ғоҗам, әгәр Пәрвәрдигар биз билән биллә болған болса, бу көргүлүкләр немишкә үстимизгә кәлди? Ата-бовилиримиз бизгә сөзләп бәргән униң барлиқ мөҗизилири қени? Булар тоғрисида ата-бовилиримиз: «Мана, Пәрвәрдигар бизни Мисирдин чиқирип кәлмигәнмиди?» — деди. Лекин бүгүнки күндә Пәрвәрдигар бизни ташлап, Мидиянниң қолиға тапшуруп бәрди! — деди.
14 Pǝrwǝrdigar uningƣa ⱪarap: — Sǝn muxu küqünggǝ tayinip, berip Israilni Midiyanning ⱪolidin ⱪutⱪuzƣin! Mana, Mǝn seni ǝwǝtkǝn ǝmǝsmu? — dedi.
Пәрвәрдигар униңға қарап: — Сән мошу күчүңгә тайинип, берип Исраилни Мидиянниң қолидин қутқузғин! Мана, Мән сени әвәткән әмәсму? — деди.
15 Gideon Uningƣa: — I Rǝb, mǝn Israilni ⱪandaⱪ ⱪutⱪuzalaymǝn? Mening ailǝm bolsa Manassǝⱨ ⱪǝbilisi iqidǝ ǝng namriti, ɵzüm atamning jǝmǝtidǝ ǝng kiqikidurmǝn, — dedi.
Гидеон Униңға: — И Рәб, мән Исраилни қандақ қутқузалаймән? Мениң аиләм болса Манассәһ қәбилиси ичидә әң намрити, өзүм атамниң җәмәтидә әң кичигидурмән, — деди.
16 Pǝrwǝrdigar uningƣa: — Mǝn jǝzmǝn sǝn bilǝn billǝ bolimǝn; xunga sǝn Midiyanlarni bir adǝmni urƣandǝk urup ⱪirisǝn, — dedi.
Пәрвәрдигар униңға: — Мән җәзмән сән билән биллә болимән; шуңа сән Мидиянларни бир адәмни урғандәк уруп қирисән, — деди.
17 Gideon Uningƣa iltija ⱪilip: — Mǝn nǝziringdǝ iltipat tapⱪan bolsam, mǝn bilǝn sɵzlǝxküqining ⱨǝⱪiⱪǝtǝn Sǝn Ɵzüng ikǝnlikigǝ bir alamǝt kɵrsǝtkǝysǝn;
Гидеон Униңға илтиҗа қилип: — Мән нәзириңдә илтипат тапқан болсам, мән билән сөзләшкүчиниң һәқиқәтән Сән Өзүң екәнлигигә бир аламәт көрсәткәйсән;
18 ɵtünimǝn, mǝn yenip kelip ɵz ⱨǝdiyǝ-ⱪurbanliⱪimni aldingƣa ⱪoyƣuqǝ bu yǝrdin kǝtmigǝysǝn, — dedi. U jawab berip: — Sǝn yenip kǝlgüqǝ kütimǝn, dedi.
өтүнимән, мән йенип келип өз һәдийә-қурбанлиғимни алдиңға қойғичә бу йәрдин кәтмигәйсән, — деди. У җавап берип: — Сән йенип кәлгичә күтимән, деди.
19 Gideon berip [ɵygǝ] kirip bir oƣlaⱪni tǝyyarlap, bir ǝfaⱨ esil undin petir nan pixurup, gɵxni sewǝtkǝ selip, xorpisini koriƣa usup bularni uning ⱪexiƣa elip kelip, uningƣa sundi (U tehiqǝ dub dǝrihining tüwidǝ olturatti).
Гидеон берип [өйгә] кирип бир оғлақни тәйярлап, бир әфаһ есил ундин петир нан пиширип, гөшни севәткә селип, шорписини кориға усуп буларни униң қешиға елип келип, униңға сунди (У техичә дуб дәриғиниң түвидә олтиратти).
20 Andin Hudaning Pǝrixtisi uningƣa: — Bu gɵx bilǝn petir nanlarni elip berip, muxu yǝrdiki [ⱪoram] taxning üstigǝ ⱪoyup, xorpini tɵkkin, — dewidi, u xundaⱪ ⱪildi.
Андин Худаниң Пәриштиси униңға: — Бу гөш билән петир нанларни елип берип, мошу йәрдики [қорам] ташниң үстигә қоюп, шорпини төккин, — девиди, у шундақ қилди.
21 Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi ⱪolidiki ⱨasini uzitip uqini gɵx bilǝn petir nanlarƣa tǝkküziwidi, [ⱪoram] taxtin ot qiⱪip, gɵx bilǝn petir nanlarni yǝp kǝtti. Xu ⱨaman Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisimu uning kɵzidin ƣayib boldi.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси қолидики һасини узитип учини гөш билән петир нанларға тәккүзивиди, [қорам] таштин от чиқип, гөш билән петир нанларни йәп кәтти. Шу һаман Пәрвәрдигарниң Пәриштисиму униң көзидин ғайип болди.
22 Xuning bilǝn Gideon uning Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi ikǝnlikini bilip: — Apla, i Rǝb Pǝrwǝrdigar! Qataⱪ boldi, qünki mǝn Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi bilǝn yüzmuyüz kɵrüxüp ⱪaldim...! — dedi.
Шуниң билән Гидеон униң Пәрвәрдигарниң Пәриштиси екәнлигини билип: — Апла, и Рәб Пәрвәрдигар! Чатақ болди, чүнки мән Пәрвәрдигарниң Пәриштиси билән йүзму-йүз көрүшүп қалдим...! — деди.
23 Lekin Pǝrwǝrdigar uningƣa: — Hatirjǝm bolƣin! Ⱪorⱪmiƣin, ɵlmǝysǝn, — dedi.
Лекин Пәрвәрдигар униңға: — Хатирҗәм болғин! Қорқмиғин, өлмәйсән, — деди.
24 Xuning bilǝn Gideon Pǝrwǝrdigarƣa atap u yǝrdǝ bir ⱪurbangaⱨ yasap, uning ismini «Yaⱨwǝⱨ-xalom» dǝp atidi. Bu ⱪurbangaⱨ ta bügüngiqǝ Abiezǝr jǝmǝtining Ofraⱨ degǝn jayida bar.
Шуниң билән Гидеон Пәрвәрдигарға атап у йәрдә бир қурбангаһ ясап, униң исмини «Яһвәһ-шалом» дәп атиди. Бу қурбангаһ та бүгүнгичә Абиезәр җәмәтиниң Офраһ дегән җайида бар.
25 U keqisi Pǝrwǝrdigar uningƣa: — Sǝn atangning [qong] buⱪisi wǝ yǝttǝ yaxliⱪ ikkinqi buⱪisini elip atangƣa tǝwǝ bolƣan Baal ⱪurbangaⱨini ɵrüp, uning yenidiki Axǝraⱨ butini kesiwǝtkin.
У кечиси Пәрвәрдигар униңға: — Сән атаңниң [чоң] буқиси вә йәттә яшлиқ иккинчи буқисини елип атаңға тәвә болған Баал қурбангаһини өрүп, униң йенидики Ашәраһ бутини кесивәткин.
26 Andin muxu ⱪorƣanning üstigǝ Pǝrwǝrdigar Hudayingƣa atalƣan, bǝlgilǝngǝn rǝsim boyiqǝ bir ⱪurbangaⱨ yasap, ikkinqi bir buⱪini elip, ɵzüng kesiwǝtkǝn Axǝraⱨning parqilirini otun ⱪilip ⱪalap, uni kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilƣin, — dedi.
Андин мошу қорғанниң үстигә Пәрвәрдигар Худайиңға аталған, бәлгүләнгән рәсим бойичә бир қурбангаһ ясап, иккинчи бир буқини елип, өзүң кесивәткән Ашәраһниң парчилирини отун қилип қалап, уни көйдүрмә қурбанлиқ қилғин, — деди.
27 Xuning bilǝn Gideon ɵz hizmǝtqiliridin on adǝmni elip berip, Pǝrwǝrdigarning ɵzigǝ eytⱪinidǝk ⱪildi; lekin u atisining ɵyidikilǝrdin wǝ xǝⱨǝr adǝmliridin ⱪorⱪⱪini üqün, u bu ixni kündüzi ⱪilmay, keqisi ⱪildi.
Шуниң билән Гидеон өз хизмәтчилиридин он адәмни елип берип, Пәрвәрдигарниң өзигә ейтқинидәк қилди; лекин у атисиниң өйидикиләрдин вә шәһәр адәмлиридин қорққини үчүн, у бу ишни күндүзи қилмай, кечиси қилди.
28 Ətisi sǝⱨǝrdǝ xǝⱨǝr hǝlⱪi ⱪopup ⱪarisa, mana, Baal ⱪurbangaⱨi ɵrüwetilgǝn, uning yenidiki Axǝraⱨ buti kesiwetilgǝnidi wǝ yengi yasalƣan ⱪurbangaⱨning üstidǝ ikkinqi buⱪa ⱪurbanliⱪ ⱪilinƣanidi.
Әтиси сәһәрдә шәһәр хәлқи қопуп қариса, мана, Баал қурбангаһи өрүветилгән, униң йенидики Ашәраһ бути кесиветилгән еди вә йеңи ясалған қурбангаһниң үстидә иккинчи буқа қурбанлиқ қилинған еди.
29 Buni kɵrüp ular bir-birigǝ: — Bu ixni kim ⱪilƣandu? — deyixti. Ular sürüxtüriwidi, buni Yoaxning oƣli Gideonning ⱪilƣanliⱪi mǝlum boldi.
Буни көрүп улар бир-биригә: — Бу ишни ким қилғанду? — дейишти. Улар сүрүштүривиди, буни Йоашниң оғли Гидеонниң қилғанлиғи мәлум болди.
30 Xuning üqün xǝⱨǝrning adǝmliri Yoaxⱪa: — Oƣlungni qiⱪirip bǝrgin! U Baal ⱪurbangaⱨini ɵrüp, uning yenidiki Axǝraⱨni kesiwǝtkini üqün ɵltürülsun! — dedi.
Шуниң үчүн шәһәрниң адәмлири Йоашқа: — Оғлуңни чиқирип бәргин! У Баал қурбангаһини өрүп, униң йенидики Ашәраһни кесивәткини үчүн өлтүрүлсун! — деди.
31 Biraⱪ Yoax ɵzigǝ ⱪarxilixixⱪa turƣan kɵpqilikkǝ jawab berip: — Silǝr Baal üqün dǝwalaxmaⱪqimusilǝr? Silǝr uni ⱪutⱪuzmaⱪqimu? Kimki uning toƣrisida dǝwalaxsa ǝtigǝ ⱪalmay ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinsun! Əgǝr Baal dǝrwǝⱪǝ bir huda bolsa, undaⱪta uning ⱪurbangaⱨini birsi ɵrüwǝtkini üqün, u xu adǝm bilǝn ɵzi dǝwalaxsun! — dedi.
Бирақ Йоаш өзигә қаршилишишқа турған көпчиликкә җавап берип: — Силәр Баал үчүн дәвалашмақчимусиләр? Силәр уни қутқузмақчиму? Кимки униң тоғрисида дәвалашса әтигә қалмай өлүмгә мәһкүм қилинсун! Әгәр Баал дәрвәқә бир худа болса, ундақта униң қурбангаһини бириси өрүвәткини үчүн, у шу адәм билән өзи дәвалашсун! — деди.
32 Bu sǝwǝbtin [atisi] Gideonni «Yǝrubbaal» dǝp atidi, qünki [atisi]: «U Baalning ⱪurbangaⱨini ɵrüwǝtkini üqün, Baal ɵzi uning bilǝn dǝwalaxsun!» degǝnidi.
Бу сәвәптин [атиси] Гидеонни «Йәруббаал» дәп атиди, чүнки [атиси]: «У Баалниң қурбангаһини өрүвәткини үчүн, Баал өзи униң билән дәвалашсун!» дегән еди.
33 Əmma Midiyan, Amalǝklǝr wǝ mǝxriⱪtikilǝrning ⱨǝmmisi yiƣilip, [Iordan] dǝryasidin ɵtüp Yizrǝǝl jilƣisida qedirlirini tikixti.
Амма Мидиян, Амаләкләр вә мәшриқтикиләрниң һәммиси жиғилип, [Иордан] дәриясидин өтүп Йизрәәл җилғисида чедирлирини тикишти.
34 U waⱪitta Pǝrwǝrdigarning Roⱨi Gideonning üstigǝ qüxti; u kanay qeliwidi, Abiezǝr jǝmǝtidikilǝr yiƣilip uning kǝynidin ǝgixip mangdi.
У вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи Гидеонниң үстигә чүшти; у канай челивиди, Абиезәр җәмәтидикиләр жиғилип униң кәйнидин әгишип маңди.
35 Andin u ǝlqilǝrni Manassǝⱨning zeminiƣa berip, u yǝrni aylinip kelixkǝ ǝwǝtiwidi, Manassǝⱨlǝr yiƣilip uningƣa ǝgixip kǝldi. U Axirlarƣa, Zǝbulunlarƣa wǝ Naftalilarƣa ǝlqi ǝwǝtiwidi, ularmu uning aldiƣa qiⱪixti.
Андин у әлчиләрни Манассәһниң зиминиға берип, у йәрни айлинип келишкә әвәтивиди, Манассәһләр жиғилип униңға әгишип кәлди. У Аширларға, Зәбулунларға вә Нафталиларға әлчи әвәтивиди, уларму униң алдиға чиқишти.
36 Gideon Hudaƣa: — Əgǝr Sǝn ⱨǝⱪiⱪǝtǝn eytⱪiningdǝk mening ⱪolum bilǝn Israilni ⱪutⱪuzidiƣan bolsang,
Гидеон Худаға: — Әгәр Сән һәқиқәтән ейтқиниңдәк мениң қолум билән Исраилни қутқузидиған болсаң,
37 Undaⱪta mana, mǝn hamanƣa bir parqǝ ⱪoy terisi ⱪoyup ⱪoyimǝn; ǝgǝr pǝⱪǝt terining üstigila xǝbnǝm qüxüp, qɵrisidiki yǝrlǝrning ⱨǝmmisi ⱪuruⱪ tursa, mǝn Ɵzüng eytⱪiningdǝk mening ⱪolum arⱪiliⱪ Israilni ⱪutⱪuzmaⱪqi bolƣiningni bilimǝn, — dedi.
Ундақта мана, мән хаманға бир парчә қой териси қоюп қойимән; әгәр пәқәт териниң үстигила шәбнәм чүшүп, чөрисидики йәрләрниң һәммиси қуруқ турса, мән Өзүң ейтқиниңдәк мениң қолум арқилиқ Исраилни қутқузмақчи болғиниңни билимән, — деди.
38 Ix dǝrwǝⱪǝ xundaⱪ boldi. Ətisi sǝⱨǝrdǝ Gideon ⱪopup, yungni siⱪiwidi, liⱪ bir piyalǝ xǝbnǝm süyi qiⱪti.
Иш дәрвәқә шундақ болди. Әтиси сәһәрдә Гидеон қопуп, жуңни сиқивиди, лиқ бир пиялә шәбнәм сүйи чиқти.
39 Andin Gideon Hudaƣa yǝnǝ: Ƣǝzipingni manga ⱪozƣimiƣaysǝn, mǝn pǝⱪǝt muxu bir ⱪetimla dǝymǝn! Sǝndin ɵtünǝy, mǝn pǝⱪǝt yǝnǝ bu ⱪetim bu terǝ bilǝn sinap baⱪay; iltija ⱪilimǝnki, ǝmdi bu ⱪetim pǝⱪǝt terǝ ⱪuruⱪ bolup, qɵrisidiki yǝrning ⱨǝmmisigǝ xǝbnǝm qüxkǝy, — dedi.
Андин Гидеон Худаға йәнә: Ғәзивиңни маңа қозғимиғайсән, мән пәқәт мошу бир қетимла дәймән! Сәндин өтүнәй, мән пәқәт йәнә бу қетим бу терә билән синап бақай; илтиҗа қилимәнки, әнди бу қетим пәқәт терә қуруқ болуп, чөрисидики йәрниң һәммисигә шәбнәм чүшкәй, — деди.
40 Bu keqisimu Huda xundaⱪ ⱪildi; dǝrwǝⱪǝ pǝⱪǝt terila ⱪuruⱪ bolup, qɵrisidiki yǝrning ⱨǝmmisigǝ xǝbnǝm qüxkǝnidi.
Бу кечисиму Худа шундақ қилди; дәрвәқә пәқәт терила қуруқ болуп, чөрисидики йәрниң һәммисигә шәбнәм чүшкән еди.

< Batur Ⱨakimlar 6 >