< Batur Ⱨakimlar 3 >

1 Tɵwǝndikilǝr Pǝrwǝrdigar Ⱪanaaniylar bilǝn bolƣan jǝngni bexidin ɵtküzmigǝn Israilning [ǝwladlirini] sinax üqün ⱪaldurup ⱪoyƣan taipilǝr
Төвәндикиләр Пәрвәрдигар Ⱪананийлар билән болған җәңни бешидин өткүзмигән Исраилниң [әвлатлирини] синаш үчүн қалдуруп қойған таипиләр
2 (U Israillarning ǝwladlirini, bolupmu jǝng-uruxlarni kɵrüp baⱪmiƣanlarni pǝⱪǝt jǝngni ɵgünsun dǝp ⱪaldurƣanidi): —
(У Исраилларниң әвлатлирини, болупму җәң-урушларни көрүп бақмиғанларни пәқәт җәңни өгүнсун дәп қалдурған еди): —
3 — ular Filistiylǝrning bǝx ǝmirliki, barliⱪ Ⱪanaaniylar, Zidonluⱪlar wǝ Baal-Ⱨǝrmon teƣidin tartip Hamat eƣiziƣiqǝ Liwan taƣliⱪida turuwatⱪan Ⱨiwiylar idi;
— улар Филистийләрниң бәш әмирлиги, барлиқ Ⱪананийлар, Зидонлуқлар вә Баал-Һәрмон теғидин тартип Хамат еғизиғичә Ливан тағлиғида туруватқан Һивийлар еди;
4 Ularni ⱪaldurup ⱪoyuxtiki mǝⱪsiti Israilni sinax, yǝni ularning Pǝrwǝrdigarning Musaning wasitisi bilǝn ata-bowiliriƣa buyruƣan ǝmrlirini tutidiƣan-tutmaydiƣanliⱪini bilix üqün idi.
Уларни қалдуруп қоюштики мәхсити Исраилни синаш, йәни уларниң Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән ата-бовилириға буйруған әмирлирини тутидиған-тутмайдиғанлиғини билиш үчүн еди.
5 Xuning bilǝn Israillar Ⱪanaaniylar, yǝni Ⱨittiylar, Amoriylar, Pǝrizziylǝr, Ⱨiwiylar wǝ Yǝbusiylar arisida turdi;
Шуниң билән Исраиллар Ⱪананийлар, йәни Һиттийлар, Аморийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлар арисида турди;
6 Israillar ularning ⱪizliriƣa ɵylinip, ɵz ⱪizlirini ularning oƣulliriƣa berip, ularning ilaⱨlirining ⱪulluⱪiƣa kirdi.
Исраиллар уларниң қизлириға өйлинип, өз қизлирини уларниң оғуллириға берип, уларниң илаһлириниң қуллуғиға кирди.
7 Israillar Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilip, ɵz Hudasi Pǝrwǝrdigarni untup, Baallar wǝ Axǝraⱨlarning ⱪulluⱪiƣa kirdi.
Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, өз Худаси Пәрвәрдигарни унтуп, Бааллар вә Ашәраһларниң қуллуғиға кирди.
8 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi Israilƣa tutixip, ularni Aram-Naⱨaraimning padixaⱨi Ⱪuxan-Rixataimning ⱪoliƣa tapxurdi. Bu tǝriⱪidǝ Israillar sǝkkiz yilƣiqǝ Ⱪuxan-Rixataimƣa beⱪindi boldi.
Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға тутишип, уларни Арам-Наһараимниң падишаси Қушан-Ришатаимниң қолиға тапшурди. Бу тәриқидә Исраиллар сәккиз жилғичә Қушан-Ришатаимға беқинди болди.
9 Israillar Pǝrwǝrdigarƣa pǝryad kɵtürgǝndǝ, Pǝrwǝrdigar ular üqün bir ⱪutⱪuzƣuqini turƣuzup, u ularni ⱪutⱪuzdi. U kixi Kalǝbning inisi Kenazning oƣli Otniyǝl idi.
Исраиллар Пәрвәрдигарға пәряд көтәргәндә, Пәрвәрдигар улар үчүн бир қутқузғучини турғузуп, у уларни қутқузди. У киши Каләбниң иниси Кеназниң оғли Отнийәл еди.
10 Pǝrwǝrdigarning Roⱨi uning üstigǝ qüxüp, u Israilƣa ⱨakimliⱪ ⱪildi; u jǝnggǝ qiⱪiwidi, Pǝrwǝrdigar Aramning padixaⱨi Ⱪuxan-Rixataimni uning ⱪoliƣa tapxurdi; buning bilǝn u Ⱪuxan-Rixataimning üstidin ƣalib kǝldi.
Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, у Исраилға һакимлиқ қилди; у җәңгә чиқивиди, Пәрвәрдигар Арамниң падишаси Қушан-Ришатаимни униң қолиға тапшурди; буниң билән у Қушан-Ришатаимниң үстидин ғалип кәлди.
11 Xuningdin keyin zeminda ⱪiriⱪ yilƣiqǝ amanliⱪ boldi; Kenazning oƣli Otniyǝl alǝmdin ɵtti.
Шуниңдин кейин зиминда қириқ жилғичә аманлиқ болди; Кеназниң оғли Отнийәл аләмдин өтти.
12 Andin Israillar yǝnǝ Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪildi; ular Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilƣaqⱪa, u Moabning padixaⱨi Əglonni Israil bilǝn ⱪarixilixixⱪa küqlǝndürdi.
Андин Исраиллар йәнә Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; улар Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилғачқа, у Моабниң падишаси Әглонни Исраил билән қаришилишишқа күчләндүрди.
13 U Ammoniylar wǝ Amalǝkiylǝrni ɵzigǝ tartip, jǝnggǝ qiⱪip Israilni urup ⱪirip, «Ⱨormiliⱪ Xǝⱨǝr»ni ixƣal ⱪildi.
У Аммонийлар вә Амаләкийләрни өзигә тартип, җәңгә чиқип Исраилни уруп қирип, «Һормилиқ Шәһәр»ни ишғал қилди.
14 Buning bilǝn Israillar on sǝkkiz yilƣiqǝ Moabning padixaⱨi Əglonƣa beⱪindi boldi.
Буниң билән Исраиллар он сәккиз жилғичә Моабниң падишаси Әглонға беқинди болди.
15 Xuning bilǝn Israillar Pǝrwǝrdigarƣa pǝryad kɵtürdi; Pǝrwǝrdigar ular üqün bir ⱪutⱪuzƣuqi, yǝni Binyamin ⱪǝbilisidin bolƣan Gǝraning oƣli Əⱨudni turƣuzdi; u solhay idi. Israil uning ⱪoli bilǝn Moabning padixaⱨi Əglonƣa sowƣat ǝwǝtti.
Шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди; Пәрвәрдигар улар үчүн бир қутқузғучи, йәни Бинямин қәбилисидин болған Гәраниң оғли Әһудни турғузди; у солхай еди. Исраил униң қоли билән Моабниң падишаси Әглонға соғат әвәтти.
16 Əmdi Əⱨud ɵzigǝ bir gǝz uzunluⱪta ikki bisliⱪ bir xǝmxǝr yasatⱪanidi; uni kiyimining iqigǝ, ong yotisining üstigǝ ⱪisturuwaldi;
Әнди Әһуд өзигә бир гәз узунлуқта икки бислиқ бир шәмшәр ясатқан еди; уни кийиминиң ичигә, оң янпишиниң үстигә қистурувалди;
17 U xu ⱨalǝttǝ sowƣatni Moabning padixaⱨi Əglonning aldiƣa elip kǝldi. Əglon tolimu semiz bir adǝm idi.
У шу һаләттә соғатни Моабниң падишаси Әглонниң алдиға елип кәлди. Әглон толиму семиз бир адәм еди.
18 Əⱨud sowƣatni tǝⱪdim ⱪilip bolƣandin keyin, sowƣatni kɵtürüp kǝlgǝn kixilǝrni kǝtküzüwǝtti;
Әһуд соғатни тәқдим қилип болғандин кейин, соғатни көтирип кәлгән кишиләрни кәткүзүвәтти;
19 andin ɵzi Gilgalning yenidiki tax oymilar bar jaydin yenip, padixaⱨning ⱪexiƣa kelip: — Əy padixaⱨ, mǝndǝ ɵzlirigǝ dǝydiƣan bir mǝhpiyǝtlik bar idi, — dewidi, padixaⱨ: — Jim tur! — dedi. Xuning bilǝn ǝtrapidiki hizmǝtkarlarning ⱨǝmmisi sirtⱪa qiⱪip kǝtti.
андин өзи Гилгалниң йенидики таш оймилар бар җайдин йенип, падишаниң қешиға келип: — Әй падиша, мәндә өзлиригә дәйдиған бир мәхпийәтлик бар еди, — девиди, падиша: — Җим тур! — деди. Шуниң билән әтрапидики хизмәткарларниң һәммиси сиртқа чиқип кәтти.
20 Andin Əⱨud padixaⱨning aldiƣa kǝldi; padixaⱨ yalƣuz salⱪin balihanida olturatti. Əⱨud: — Mǝndǝ sili üqün Hudadin kǝlgǝn bir sɵz bar, dewidi, padixaⱨ orunduⱪtin ⱪopup ɵrǝ turdi.
Андин Әһуд падишаниң алдиға кәлди; падиша ялғуз салқин балиханида олтиратти. Әһуд: — Мәндә сили үчүн Худадин кәлгән бир сөз бар, девиди, падиша орундуқтин қопуп өрә турди.
21 Xuning bilǝn Əⱨud sol ⱪolini uzitip ong yotisidin xǝmxǝrni suƣurup elip, uning ⱪorsiⱪiƣa tiⱪti.
Шуниң билән Әһуд сол қолини узитип оң янпишидин шәмшәрни суғуруп елип, униң қосиғиға тиқти.
22 Xundaⱪ ⱪilip xǝmxǝrning dǝstisimu tiƣi bilǝn ⱪoxulup kirip kǝtti, semiz eti xǝmxǝrni ⱪisiwalƣaqⱪa, Əⱨud xǝmxǝrni ⱪorsiⱪidin tartip qiⱪiriwalmidi; üqǝy-poⱪi arⱪidin qiⱪti.
Шундақ қилип шәмшәрниң дәстисиму тиғи билән қошулуп кирип кәтти, семиз ети шәмшәрни қисивалғачқа, Әһуд шәмшәрни қосиғидин тартип чиқиривалмиди; үчәй-поқи арқидин чиқти.
23 Andin Əⱨud dalanƣa qiⱪip, balihanining ixiklirini iqidin etip ⱪuluplap ⱪoydi.
Андин Әһуд даланға чиқип, балиханиниң ишиклирини ичидин етип қулуплап қойди.
24 U qiⱪip kǝtkǝndǝ, padixaⱨning hizmǝtqiliri kelip ⱪarisa, balihanining ixikliri ⱪuluplaⱪliⱪ idi. Ular: — Padixaⱨ salⱪin ɵydǝ qong tǝrǝtkǝ olturƣan bolsa kerǝk, dǝp oylidi.
У чиқип кәткәндә, падишаниң хизмәтчилири келип қариса, балиханиниң ишиклири қулуплақлиқ еди. Улар: — Падиша салқин өйдә чоң тәрәткә олтарған болса керәк, дәп ойлиди.
25 Ular uzun saⱪlap kirmisǝk sǝt bolarmu dǝp oylaxti; u yǝnila balihanining ixiklirini aqmiƣandin keyin, aqⱪuqni elip ixiklǝrni eqiwidi, mana, hojisining yǝrdǝ ɵlük yatⱪinini kɵrdi.
Улар узун сақлап кирмисәк сәт боларму дәп ойлашти; у йәнила балиханиниң ишиклирини ачмиғандин кейин, ачқучни елип ишикләрни ечивиди, мана, ғоҗисиниң йәрдә өлүк ятқинини көрди.
26 Əmdi ular ikkilinip ⱪarap turƣan waⱪtida, Əⱨud ⱪeqip qiⱪⱪanidi; u tax oymilar bar jaydin ɵtüp, Seiraⱨⱪa ⱪeqip kǝlgǝnidi.
Әнди улар иккилинип қарап турған вақтида, Әһуд қечип чиққан еди; у таш оймилар бар җайдин өтүп, Сеираһқа қечип кәлгән еди.
27 Xu yǝrgǝ yǝtkǝndǝ, u Əfraim taƣliⱪ rayonida kanay qeliwidi, Israillar uning bilǝn birgǝ taƣliⱪ rayondin qüxti, u aldida yol baxlap mangdi.
Шу йәргә йәткәндә, у Әфраим тағлиқ районида канай челивиди, Исраиллар униң билән биргә тағлиқ райондин чүшти, у алдида йол башлап маңди.
28 U ularƣa: — Manga ǝgixip yürünglar, qünki Pǝrwǝrdigar düxmininglar Moabiylarni ⱪolunglarƣa tapxurdi, — dewidi, ular uningƣa ǝgixip qüxüp, Iordan dǝryasining keqiklirini tosup, ⱨeqkimni ɵtküzmidi.
У уларға: — Маңа әгишип жүрүңлар, чүнки Пәрвәрдигар дүшминиңлар Моабийларни қолуңларға тапшурди, — девиди, улар униңға әгишип чүшүп, Иордан дәриясиниң кечиклирини тосуп, һеч кимни өткүзмиди.
29 U waⱪitta ular Moabiylardin on mingqǝ ǝskǝrni ɵltürdi; bularning ⱨǝmmisi tǝmbǝl palwanlar idi; ulardin ⱨeqbir adǝm ⱪeqip ⱪutulalmidi.
У вақитта улар Моабийлардин он миңчә әскәрни өлтүрди; буларниң һәммиси тәмбәл палванлар еди; улардин һеч бир адәм қечип қутулалмиди.
30 Xu küni Moab Israilning ⱪolida besiⱪturuldi. Zemin sǝksǝn yilƣiqǝ aman-tinqliⱪta turdi.
Шу күни Моаб Исраилниң қолида бесиқтурулди. Зимин сәксән жилғичә аман-течлиқта турди.
31 Əⱨuddin keyin Anatning oƣli Xamgar ⱨakim boldi; u altǝ yüz Filistiyǝlikni biraⱪla kala sanjiƣuq bilǝn ɵltürdi; umu Israilni ⱪutⱪuzdi.
Әһуддин кейин Анатниң оғли Шамгар һаким болди; у алтә йүз Филистийәликни бирақла кала санҗиғуч билән өлтүрди; уму Исраилни қутқузди.

< Batur Ⱨakimlar 3 >