< Batur Ⱨakimlar 21 >

1 Əslidǝ Israilning adǝmliri Mizpaⱨda ⱪǝsǝm ⱪilixip: — Bizning iqimizdin ⱨeqkim ɵz ⱪizini Binyaminlarƣa hotunluⱪⱪa bǝrmisun, — deyixkǝnidi.
Әслидә Исраилниң адәмлири Мизпаһда қәсәм қилишип: — Бизниң ичимиздин һеч ким өз қизини Биняминларға хотунлуққа бәрмисун, — дейишкән еди.
2 Xuning üqün hǝlⱪ Bǝyt-Əlgǝ kelip, u yǝrdǝ kǝq kirgüqǝ Hudaning aldida pǝryad kɵtürüp ⱪattiⱪ yiƣlixip: —
Шуниң үчүн хәлиқ Бәйт-Әлгә келип, у йәрдә кәч киргичә Худаниң алдида пәряд көтирип қаттиқ жиғлишип: —
3 Əy Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar, Israilda nemixⱪa xundaⱪ ix yüz beridu, nemixⱪa Israilning ⱪǝbililiridin biri yoⱪap kǝtsun? — deyixti.
Әй Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Исраилда немишкә шундақ иш йүз бериду, немишкә Исраилниң қәбилилиридин бири йоқап кәтсун? — дейишти.
4 Ətisi hǝlⱪ sǝⱨǝr ⱪopup, u yǝrdǝ ⱪurbangaⱨ yasap, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ wǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪliri sundi.
Әтиси хәлиқ сәһәр қопуп, у йәрдә қурбангаһ ясап, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлири сунди.
5 Israillar ɵzara: — Israilning ⱨǝrⱪaysi ⱪǝbililiridin jamaǝtkǝ ⱪoxulup Pǝrwǝrdigarning aldida ⱨazir boluxⱪa kǝlmigǝn kimlǝr bar? — dǝp soraxti, qünki ular kimki Mizpaⱨⱪa Pǝrwǝrdigarning aldida ⱨazir bolmisa, u xǝksiz ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinsun, dǝp ⱪattiⱪ ⱪǝsǝm ⱪilixⱪanidi.
Исраиллар өз ара: — Исраилниң һәр қайси қәбилилиридин җамаәткә қошулуп Пәрвәрдигарниң алдида һазир болушқа кәлмигән кимләр бар? — дәп сорашти, чүнки улар кимки Мизпаһқа Пәрвәрдигарниң алдида һазир болмиса, у шәксиз өлүмгә мәһкүм қилинсун, дәп қаттиқ қәсәм қилишқан еди.
6 Israil ɵz ⱪerindixi bolƣan Binyamin toƣruluⱪ puxayman ⱪilip: — Mana, ǝmdi Israil arisidin bir ⱪǝbilǝ üzüwetildi.
Исраил өз қериндиши болған Бинямин тоғрилиқ пушайман қилип: — Мана, әнди Исраил арисидин бир қәбилә үзүветилди.
7 Biz Pǝrwǝrdigarning namida bizning iqimizdin ⱨeqⱪaysimiz ɵz ⱪizimizni Binyaminlarƣa hotunluⱪⱪa bǝrmǝymiz, — dǝp ⱪǝsǝm ⱪilƣaniduⱪ; ǝmdi ⱪandaⱪ ⱪilsaⱪ ulardin ⱪalƣanlirini hotunluⱪ ⱪilalaymiz — deyixti.
Биз Пәрвәрдигарниң намида бизниң ичимиздин һеч қайсимиз өз қизимизни Биняминларға хотунлуққа бәрмәймиз, — дәп қәсәм қилған едуқ; әнди қандақ қилсақ улардин қалғанлирини хотунлуқ қилалаймиз — дейишти.
8 Ular yǝnǝ ɵzara: — Israil ⱪǝbililiridin ⱪaysisi Mizpaⱨⱪa, Pǝrwǝrdigarning aldiƣa qiⱪmidi? — dǝp soraxti. Mana, Yabǝx-Gileadliⱪlardin ⱨeqⱪaysisi qedirgaⱨⱪa, jamaǝtkǝ ⱪoxuluxⱪa kǝlmigǝnidi.
Улар йәнә өз ара: — Исраил қәбилилиридин қайсиси Мизпаһқа, Пәрвәрдигарниң алдиға чиқмиди? — дәп сорашти. Мана, Ябәш-Гилеадлиқлардин һеч қайсиси чедиргаһқа, җамаәткә қошулушқа кәлмигән еди.
9 Qünki hǝlⱪni sanap kɵrgǝndǝ Yabǝx-Gileadning adǝmliridin u yǝrdǝ ⱨeqkim yoⱪ idi.
Чүнки хәлиқни санап көргәндә Ябәш-Гилеадниң адәмлиридин у йәрдә һеч ким йоқ еди.
10 Xuning bilǝn jamaǝt on ikki ming palwanni u yǝrgǝ ǝwǝtip, ularƣa tapilap: — Yabǝx-Gileadta turuwatⱪanlarni, jümlidin ayallar wǝ balilarni urup-ⱪirip ⱪiliqlap ɵltürüwetinglar;
Шуниң билән җамаәт он икки миң палванни у йәргә әвәтип, уларға тапилап: — Ябәш-Гилеадта туруватқанларни, җүмлидин аяллар вә балиларни уруп-қирип қиличлап өлтүрүветиңлар;
11 xundaⱪ ⱪilinglarki, barliⱪ ǝrkǝklǝrni wǝ ǝrlǝr bilǝn billǝ bolƣan barliⱪ ayallarni ɵltürüwetinglar, dedi.
шундақ қилиңларки, барлиқ әркәкләрни вә әрләр билән биллә болған барлиқ аялларни өлтүрүветиңлар, деди.
12 Ular xundaⱪ ⱪilip Yabǝx-Gileadtiki hǝlⱪining iqidǝ tehi ǝrlǝr bilǝn billǝ bolup baⱪmiƣan tɵt yüz ⱪizni tepip, ularni tutup Ⱪanaan zeminidiki Xiloⱨⱪa, qedirgaⱨƣa elip kǝldi.
Улар шундақ қилип Ябәш-Гилеадтики хәлқиниң ичидә техи әрләр билән биллә болуп бақмиған төрт йүз қизни тепип, уларни тутуп Қанаан зиминидики Шилоһқа, чедиргаһға елип кәлди.
13 Andin pütkül jamaǝt Rimmondiki tik yardiki Binyaminlarƣa adǝm ǝwǝtip, ularƣa tinqliⱪ salimini jakarlidi.
Андин пүткүл җамаәт Риммондики тик ярдики Биняминларға адәм әвәтип, уларға течлиқ салимини җакалиди.
14 Xuning bilǝn Binyaminlar ⱪaytip kǝldi; Israillar Yabǝx-Gileadtiki ⱨayat ⱪalƣan ⱪizlarni ularƣa hotunluⱪⱪa bǝrdi, lekin bular ularƣa yetixmidi.
Шуниң билән Биняминлар қайтип кәлди; Исраиллар Ябәш-Гилеадтики һаят қалған қизларни уларға хотунлуққа бәрди, лекин булар уларға йетишмиди.
15 Wǝ hǝlⱪ Binyamin toƣruluⱪ puxayman ⱪildi; qünki Pǝrwǝrdigar Israilning ⱪǝbililirining arisida kǝmtük pǝyda ⱪilip ⱪoyƣanidi.
Вә хәлиқ Бинямин тоғрилиқ пушайман қилди; чүнки Пәрвәрдигар Исраилниң қәбилилириниң арисида кәмтүк пәйда қилип қойған еди.
16 Bu waⱪitta jamaǝtning aⱪsaⱪalliri: — Binyaminning ⱪiz-ayalliri yoⱪutiwetildi, ǝmdi biz ⱪandaⱪ ⱪilsaⱪ ⱪalƣanlirini hotunluⱪ ⱪilalaymiz, — dedi.
Бу вақитта җамаәтниң ақсақаллири: — Биняминниң қиз-аяллири йоқутиветилди, әнди биз қандақ қилсақ қалғанлирини хотунлуқ қилалаймиз, — деди.
17 Andin yǝnǝ: — Binyamindin ⱪeqip ⱪutulƣan ⱪaldisiƣa miras saⱪlinixi kerǝkki, Israilning bir ⱪǝbilisimu ɵqüp kǝtmǝsliki kerǝk.
Андин йәнә: — Биняминдин қечип қутулған қалдисиға мирас сақлиниши керәкки, Исраилниң бир қәбилисиму өчүп кәтмәслиги керәк.
18 Pǝⱪǝt bizla ⱪizlirimizni ularƣa hotunluⱪⱪa bǝrsǝk bolmaydu, qünki Israillar: «Ɵz ⱪizini Binyaminlarƣa hotunluⱪⱪa bǝrgǝn kixi lǝnǝtkǝ ⱪalsun!» dǝp ⱪǝsǝm ⱪilixⱪan, — deyixti.
Пәқәт бизла қизлиримизни уларға хотунлуққа бәрсәк болмайду, чүнки Исраиллар: «Өз қизини Биняминларға хотунлуққа бәргән киши ләнәткә қалсун!» дәп қәсәм қилишқан, — дейишти.
19 Ular yǝnǝ: — Mana, Bǝyt-Əlning ximal tǝripidiki, Bǝyt-Əldin Xǝkǝmgǝ qiⱪidiƣan yolning xǝrⱪ tǝripidiki, Libonaⱨning jǝnub tǝripidiki Xiloⱨda ⱨǝr yili Pǝrwǝrdigarning bir ⱨeyti bolup turidu, — dedi.
Улар йәнә: — Мана, Бәйт-Әлниң шимал тәрипидики, Бәйт-Әлдин Шәкәмгә чиқидиған йолниң шәриқ тәрипидики, Либонаһниң җәнуп тәрипидики Шилоһда һәр жили Пәрвәрдигарниң бир һейти болуп туриду, — деди.
20 Andin Israillar Binyaminlarƣa buyrup: — Silǝr berip, [xu yǝrdiki] üzümzarliⱪlarƣa yoxuruniwelinglar.
Андин Исраиллар Биняминларға буйруп: — Силәр берип, [шу йәрдики] үзүмзарлиқларға йошурунивелиңлар.
21 Kɵzitip turunglar, ⱪaqaniki Xiloⱨdiki ⱪizlarning ussul oyniƣili qiⱪⱪinini kɵrsǝnglar, üzümzarliⱪlardin qiⱪip ⱨǝrbiringlar Xiloⱨning ⱪizliridin birini ɵzünglarƣa hotunluⱪⱪa elip ⱪeqinglar, andin Binyaminning zeminiƣa ketinglar.
Күзитип туруңлар, қачаники Шилоһдики қизларниң уссул ойниғили чиққинини көрсәңлар, үзүмзарлиқлардин чиқип һәр бириңлар Шилоһниң қизлиридин бирини өзүңларға хотунлуққа елип қечиңлар, андин Биняминниң зиминиға кетиңлар.
22 Xundaⱪ boliduki, ǝgǝr ularning atiliri ya aka-ukiliri kelip bizgǝ pǝryad kɵtürsǝ, biz ularƣa: «Bizgǝ yüz-hatirǝ ⱪilip, ularƣa yol ⱪoyunglar, qünki biz jǝngdǝ ularning ⱨǝmmisigǝ hotunluⱪⱪa toluⱪ birdin ⱪiz alalmiduⱪ; uning üstigǝ silǝr bu ⱪetim ⱪizliringlarni ɵz ihtiyarliⱪinglar bilǝn ularƣa bǝrmidinglar; ihtiyarǝn bǝrgǝn bolsanglar, gunaⱨⱪa tartilattinglar», dǝymiz, — dedi.
Шундақ болидуки, әгәр уларниң атилири я ака-укилири келип бизгә пәряд көтәрсә, биз уларға: «Бизгә йүз-хатирә қилип, уларға йол қоюңлар, чүнки биз җәңдә уларниң һәммисигә хотунлуққа толуқ бирдин қиз алалмидуқ; униң үстигә силәр бу қетим қизлириңларни өз ихтиярлиғиңлар билән уларға бәрмидиңлар; ихтиярән бәргән болсаңлар, гунаға тартилаттиңлар», дәймиз, — деди.
23 Binyaminlar xundaⱪ ⱪilip sani boyiqǝ ussul oynaydiƣan ⱪizlardin ɵzlirigǝ hotunluⱪⱪa elip ⱪeqip, ɵz miras zeminiƣa ⱪaytip berip, xǝⱨǝrlǝrni yǝnǝ yasap u yǝrdǝ turdi.
Биняминлар шундақ қилип сани бойичә уссул ойнайдиған қизлардин өзлиригә хотунлуққа елип қечип, өз мирас зиминиға қайтип берип, шәһәрләрни йәнә ясап у йәрдә турди.
24 U waⱪitta Israil u yǝrdin ayrilip, ⱨǝrbiri ɵz ⱪǝbililiri wǝ jǝmǝtigǝ yenip bardi, andin ⱨǝrbiri ɵz miras zeminiƣa kǝtti.
У вақитта Исраил у йәрдин айрилип, һәр бири өз қәбилилири вә җәмәтигә йенип барди, андин һәр бири өз мирас зиминиға кәтти.
25 Xu künlǝrdǝ Israilda ⱨeq padixaⱨ bolmidi; ⱨǝrkim ɵz nǝziridǝ yahxi kɵrüngǝnni ⱪilatti.
Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти.

< Batur Ⱨakimlar 21 >