< Batur Ⱨakimlar 20 >

1 Xuning bilǝn Israillarning ⱨǝmmisi qiⱪip, jamaǝt Dandin tartip Bǝǝr-Xebaƣiqǝ yiƣilip Gilead zeminining hǝlⱪi bilǝn ⱪoxulup Mizpaⱨda, Pǝrwǝrdigarning aldiƣa kelip bir adǝmdǝk boldi.
Шуниң билән Исраилларниң һәммиси чиқип, җамаәт Дандин тартип Бәәр-Шебағичә жиғилип Гилеад зимининиң хәлқи билән қошулуп Мизпаһда, Пәрвәрдигарниң алдиға келип бир адәмдәк болди.
2 Pütkül ⱪowmning qongliri, yǝni Israilning ⱨǝmmǝ ⱪǝbilisining baxliⱪliri Hudaning hǝlⱪining jamaiti arisida ⱨazir boldi. Jamaǝt jǝmiy bolup tɵt yüz ming ⱪiliq tutⱪan piyadǝ ǝskǝr idi
Пүткүл қовмниң чоңлири, йәни Исраилниң һәммә қәбилисиниң башлиқлири Худаниң хәлқиниң җамаити арисида һазир болди. Җамаәт җәмий болуп төрт йүз миң қилич тутқан пиядә әскәр еди
3 (Binyaminlar Israilning Mizpaⱨda jǝm bolƣinidin ǝmdi hǝwǝr tapⱪanidi). Israillar sürüxtǝ ⱪilip: «Bu rǝzil ix ⱪandaⱪ yüz bǝrdi?» — dǝp soridi.
(Биняминлар Исраилниң Мизпаһда җәм болғинидин әнди хәвәр тапқан еди). Исраиллар сүрүштә қилип: «Бу рәзил иш қандақ йүз бәрди?» — дәп сориди.
4 Ɵltürülgǝn qokanning eri Lawiy kixi jawab berip mundaⱪ dedi: — «Mǝn bolsam ɵz kenizikimni elip, Binyaminning Gibeaⱨ xǝⱨirigǝ ⱪonƣili barƣanidim;
Өлтүрүлгән чоканниң ери Лавий киши җавап берип мундақ деди: — «Мән болсам өз кенизигимни елип, Биняминниң Гибеаһ шәһиригә қонғили барған едим;
5 Gibeaⱨning adǝmliri keqidǝ manga ⱨujum ⱪilmaⱪqi bolup, meni dǝp ɵyni ⱪorxiwaldi. Ular meni ɵltürüxni ⱪǝstlidi, kenizikimni bolsa ular ayaƣ asti ⱪilip ɵltürüwǝtti.
Гибеаһниң адәмлири кечидә маңа һуҗум қилмақчи болуп, мени дәп өйни қоршивалди. Улар мени өлтүрүшни қәстлиди, кенизигимни болса улар аяқ асти қилип өлтүрүвәтти.
6 Xuning bilǝn mǝn kenizikimning jǝsitini parqǝ-parqǝ ⱪilip, kixilǝrgǝ kɵtürtküzüp Israilning mirasi bolƣan zeminning ⱨǝrbir yurtiƣa ǝwǝttim. Qünki ular Israil iqidǝ pasiⱪliⱪ wǝ iplasliⱪ ⱪildi.
Шуниң билән мән кенизигимниң җәситини парчә-парчә қилип, кишиләргә көтәрткүзүп Исраилниң мираси болған зиминниң һәр бир жутиға әвәттим. Чүнки улар Исраил ичидә пасиқлиқ вә ипласлиқ қилди.
7 Mana, ǝy barliⱪ Israillar, silǝr ⱨǝmminglar oylinip, mǝsliⱨǝt kɵrsitinglar».
Мана, әй барлиқ Исраиллар, силәр һәммиңлар ойлинип, мәслиһәт көрситиңлар».
8 Xuning bilǝn ⱨǝmmǝ hǝlⱪ bir adǝmdǝk ⱪopup: — Arimizdin nǝ ⱨeqkim ɵz qedirigǝ barmisun nǝ ⱨeqkim ɵz ɵyigǝ ⱪaytmisun,
Шуниң билән һәммә хәлиқ бир адәмдәк қопуп: — Аримиздин нә һеч ким өз чедиригә бармисун нә һеч ким өз өйигә қайтмисун,
9 bǝlki biz Gibeaⱨⱪa xundaⱪ ⱪilayliki: — Biz qǝk taxlap uningƣa ⱨujum ⱪilayli;
бәлки биз Гибеаһқа шундақ қилайлиги: — Биз чәк ташлап униңға һуҗум қилайли;
10 biz Israilning ⱨǝmmǝ ⱪǝbilisidikilǝrdin yüzning iqidin onni, mingdin yüzni, on mingdin mingni tallap qiⱪip, ularni hǝlⱪ üqün ozuⱪ-talⱪan yǝtküzüxkǝ tǝyinlǝyli. Xundaⱪ ⱪilip hǝlⱪ Binyamin yurtidiki Gibeaⱨ xǝⱨirigǝ berip, ularning Israil iqidǝ ⱪilƣan barliⱪ iplasliⱪini ularning ɵz bexiƣa yandursun, — deyixti.
биз Исраилниң һәммә қәбилисидикиләрдин йүзниң ичидин онни, миңдин йүзни, он миңдин миңни таллап чиқип, уларни хәлиқ үчүн озуқ-талқан йәткүзүшкә тайинлайли. Шундақ қилип хәлиқ Бинямин жутидики Гибеаһ шәһиригә берип, уларниң Исраил ичидә қилған барлиқ ипласлиғини уларниң өз бешиға яндурсун, — дейишти.
11 Xuning bilǝn Israilning ⱨǝmmǝ adǝmliri bir adǝmdǝk bolup, u xǝⱨǝrgǝ ⱨujum ⱪilixⱪa toplandi.
Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири бир адәмдәк болуп, у шәһәргә һуҗум қилишқа топланди.
12 Andin Israil ⱪǝbililiri Binyaminning barliⱪ jǝmǝtlirigǝ ǝlqi ǝwǝtip: — Aranglarda yüz bǝrgǝn bu rǝzillik zadi nemǝ ix?
Андин Исраил қәбилилири Биняминниң барлиқ җәмәтлиригә әлчи әвәтип: — Араңларда йүз бәргән бу рәзиллик зади немә иш?
13 Əmdi Gibeaⱨdiki bu lükqǝklǝrni bizgǝ tutup beringlar. Xuning bilǝn biz ularni ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilip, Israildin rǝzillikni yoⱪ ⱪilayli, — dedi. Lekin Binyaminlar ɵz ⱪerindaxliri bolƣan Israillarning sɵzini tingximidi,
Әнди Гибеаһдики бу лүкчәкләрни бизгә тутуп бериңлар. Шуниң билән биз уларни өлүмгә мәһкүм қилип, Исраилдин рәзилликни йоқ қилайли, — деди. Лекин Биняминлар өз қериндашлири болған Исраилларниң сөзини тиңшимиди,
14 bǝlki Binyaminlar Israilƣa ⱪarxi jǝng ⱪilix üqün xǝⱨǝr-xǝⱨǝrlǝrdin kelip Gibeaⱨda yiƣildi.
бәлки Биняминлар Исраилға қарши җәң қилиш үчүн шәһәр-шәһәрләрдин келип Гибеаһда жиғилди.
15 U waⱪitta Binyaminlardin xǝⱨǝr-xǝⱨǝrlǝrdin tizimlanƣanlar yigirmǝ altǝ ming ⱪiliq tutⱪan ǝrkǝk idi. Uningdin baxⱪa Gibeaⱨdin hillanƣan yǝttǝ yüz ǝskǝr bar idi.
У вақитта Биняминлардин шәһәр-шәһәрләрдин тизимланғанлар жигирмә алтә миң қилич тутқан әркәк еди. Униңдин башқа Гибеаһдин хилланған йәттә йүз әскәр бар еди.
16 Bu pütkül ⱪoxun arisida hillanƣan yǝttǝ yüz solhay ǝskǝr bolup, salƣuƣa taxni selip nixanƣa atsa, ⱪilqimu ⱪeyip kǝtmǝytti.
Бу пүткүл қошун арисида хилланған йәттә йүз солхай әскәр болуп, салғуға ташни селип нишанға атса, қилчиму қейип кәтмәйтти.
17 Binyamin ⱪǝbilisidin baxⱪa, Israilning adǝmliri sanaⱪtin ɵtküzüliwidi, ⱪiliq tutⱪanlar tɵt yüz ming ǝrkǝk qiⱪti; bularning ⱨǝmmisi jǝngqilǝr idi.
Бинямин қәбилисидин башқа, Исраилниң адәмлири санақтин өткүзүливиди, қилич тутқанлар төрт йүз миң әркәк чиқти; буларниң һәммиси җәңчиләр еди.
18 Israil ⱪopup Bǝyt-Əlgǝ qiⱪip Hudadin: — Bizning arimizdin kim awwal qiⱪip Binyaminlar bilǝn soⱪuxsun, dǝp soriwidi, Pǝrwǝrdigar jawab berip: — Yǝⱨuda [awwal] qiⱪsun, dedi.
Исраил қопуп Бәйт-Әлгә чиқип Худадин: — Бизниң аримиздин ким авал чиқип Биняминлар билән соқушсун, дәп соривиди, Пәрвәрдигар җавап берип: — Йәһуда [авал] чиқсун, деди.
19 Xuning bilǝn Israillar ǝtisi sǝⱨǝr ⱪopup Gibeaⱨning udulida qedirgaⱨ tikti.
Шуниң билән Исраиллар әтиси сәһәр қопуп Гибеаһниң удулида чедиргаһ тикти.
20 Andin Israilning adǝmliri Binyamin bilǝn uruxuxⱪa qiⱪip, Gibeaⱨning yenida raslinip ularƣa ⱪarxi sǝp tüzdi.
Андин Исраилниң адәмлири Бинямин билән урушушқа чиқип, Гибеаһниң йенида раслинип уларға қарши сәп түзди.
21 Xu küni Binyaminlar Gibeaⱨdin qiⱪip, Israildin yigirmǝ ikki ming kixini ɵltürüp, yǝrgǝ yǝksan ⱪiliwǝtti.
Шу күни Биняминлар Гибеаһдин чиқип, Исраилдин жигирмә икки миң кишини өлтүрүп, йәргә йәксан қиливәтти.
22 Lekin Israilning adǝmliri jasarǝtkǝ kelip, awwalⱪi küni sǝp tüzgǝn jayda ikkinqi küni yǝnǝ sǝp tüzdi.
Лекин Исраилниң адәмлири җасарәткә келип, авалқи күни сәп түзгән җайда иккинчи күни йәнә сәп түзди.
23 [sǝp tüzüxtin awwalⱪi ahximi] Israil Pǝrwǝrdigarning aldiƣa berip, kǝq kirgüqǝ pǝryad ⱪilip yiƣlap, Pǝrwǝrdigardin yol sorap: — Biz ɵz ⱪerindiximiz bolƣan Binyamin nǝsilliri bilǝn yǝnǝ uruxuxⱪa qiⱪsaⱪ bolamdu, bolmamdu? — dǝp soriwidi, Pǝrwǝrdigar jawab berip: — Ularƣa ⱨujum ⱪilinglar, dedi.
[сәп түзүштин авалқи ахшими] Исраил Пәрвәрдигарниң алдиға берип, кәч киргичә пәряд қилип жиғлап, Пәрвәрдигардин йол сорап: — Биз өз қериндишимиз болған Бинямин нәсиллири билән йәнә урушушқа чиқсақ боламду, болмамду? — дәп соривиди, Пәрвәрдигар җавап берип: — Уларға һуҗум қилиңлар, деди.
24 Xuning bilǝn Israillar ikkinqi küni Binyaminlarƣa yeⱪin kelip ⱨujum ⱪildi.
Шуниң билән Исраиллар иккинчи күни Биняминларға йеқин келип һуҗум қилди.
25 Binyaminmu ikkinqi küni Gibeaⱨdin qiⱪip Israillar bilǝn soⱪuxup, ularning on sǝkkiz ming adimini ɵltürüp, yǝrgǝ yǝksan ⱪiliwǝtti; bularning ⱨǝmmisi ⱪiliq tutⱪanlardin idi.
Биняминму иккинчи күни Гибеаһдин чиқип Исраиллар билән соқушуп, уларниң он сәккиз миң адимини өлтүрүп, йәргә йәксан қиливәтти; буларниң һәммиси қилич тутқанлардин еди.
26 Andin Israillarning ⱨǝmmisi, yǝni pütün ⱪoxun ⱪopup Bǝyt-Əlgǝ qiⱪip yiƣlap, xu küni Pǝrwǝrdigarning aldida kǝqkiqǝ roza tutup, Pǝrwǝrdigarning aldida kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ bilǝn inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi ɵtküzdi.
Андин Исраилларниң һәммиси, йәни пүтүн қошун қопуп Бәйт-Әлгә чиқип жиғлап, шу күни Пәрвәрдигарниң алдида кәчкичә роза тутуп, Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиғи өткүзди.
27 Xu künlǝrdǝ Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪi xu yǝrdǝ bolup, Ⱨarunning ǝwladi, Əliazarning oƣli Finiⱨas uning aldida hizmǝt ⱪilatti; xuning bilǝn Israillar Pǝrwǝrdigardin yol sorap: — Biz ɵz ⱪerindiximiz bolƣan Binyaminning nǝsilliri bilǝn yǝnǝ uruxuxⱪa qiⱪamduⱪ yaki tohtap ⱪalamduⱪ? — dǝp soridi; Pǝrwǝrdigar jawabǝn: — Qiⱪinglar, qünki ǝtǝ Mǝn ularni sening ⱪolungƣa tapxurimǝn, dedi.
Шу күнләрдә Худаниң әһдә сандуғи шу йәрдә болуп, Һарунниң әвлади, Әлиазарниң оғли Финиһас униң алдида хизмәт қилатти; шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигардин йол сорап: — Биз өз қериндишимиз болған Биняминниң нәсиллири билән йәнә урушушқа чиқамдуқ яки тохтап қаламдуқ? — дәп сориди; Пәрвәрдигар җававән: — Чиқиңлар, чүнки әтә Мән уларни сениң қолуңға тапшуримән, деди.
29 Buni anglap Israil hǝlⱪi Gibeaⱨning ǝtrapiƣa ǝskǝrlǝrni pistirma ⱪoydi;
Буни аңлап Исраил хәлқи Гибеаһниң әтрапиға әскәрләрни пистирма қойди;
30 üqinqi küni Israillar ilgiriki ikki ⱪetimⱪidǝk Binyaminlarƣa ⱨujum ⱪilixⱪa Gibeaⱨning uduliƣa kelip sǝp tüzdi.
үчинчи күни Исраиллар илгәрки икки қетимқидәк Биняминларға һуҗум қилишқа Гибеаһниң удулиға келип сәп түзди.
31 Binyamin [Israil] hǝlⱪigǝ ⱪarxi jǝnggǝ qiⱪiwidi, hǝlⱪ ularni xǝⱨǝrdin azdurup qiⱪti. Ular Bǝyt-Əlgǝ qiⱪidiƣan yol wǝ Gibeaⱨⱪa baridiƣan yolning üstidǝ ⱨǝm dalada hǝlⱪni ilgiriki ikki ⱪetimⱪidǝk urup ⱪirƣili turdi. Israilning adǝmliridin ottuzqǝ kixini ɵltürdi.
Бинямин [Исраил] хәлқигә қарши җәңгә чиқивиди, хәлиқ уларни шәһәрдин аздуруп чиқти. Улар Бәйт-Әлгә чиқидиған йол вә Гибеаһқа баридиған йолниң үстидә һәм далада хәлиқни илгәрки икки қетимқидәк уруп қирғили турди. Исраилниң адәмлиридин оттузчә кишини өлтүрди.
32 Binyaminlar: — Ular yǝnila awwalⱪidǝk mǝƣlup boldi, — deyixti. Əmma Israil: — Bizlǝr ⱪeqip ularni xǝⱨǝrdin ǝgǝxtürüp qiⱪip, yollarƣa elip qiⱪayli, dǝp mǝsliⱨǝtlixiwalƣanidi.
Биняминлар: — Улар йәнила авалқидәк мәғлуп болди, — дейишти. Амма Исраил: — Бизләр қечип уларни шәһәрдин әгәштүрүп чиқип, йолларға елип чиқайли, дәп мәслиһәтлишивалған еди.
33 Xuning bilǝn Israilning ⱨǝmmǝ adǝmliri ɵz jayidin ⱪopup Baal-Tamarƣa berip sǝp tüzdi, pistirmida turƣan Israillarmu ɵz jayidin, yǝni Gebadiki qimǝndin qiⱪip kǝldi.
Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири өз җайидин қопуп Баал-Тамарға берип сәп түзди, пистирмида турған Исраилларму өз җайидин, йәни Гебадики чимәндин чиқип кәлди.
34 Israilning arisidin sǝrhil on ming kixi Gibeaⱨning udulidin uningƣa ⱨujum ⱪildi, jǝng ⱪattiⱪ boldi. Lekin Binyaminlar ɵzlirining üstigǝ bala yeⱪinlaxⱪinini bilmǝy ⱪaldi.
Исраилниң арисидин сәрхил он миң киши Гибеаһниң удулидин униңға һуҗум қилди, җәң қаттиқ болди. Лекин Биняминлар өзлириниң үстигә бала йеқинлашқинини билмәй қалди.
35 Pǝrwǝrdigar Binyaminlarni Israilning aldida mǝƣlup ⱪilƣaqⱪa, ular u küni Binyaminlardin yigirmǝ bǝx ming bir yüz ⱪiliq tutⱪan adǝmni ɵltürdi.
Пәрвәрдигар Биняминларни Исраилниң алдида мәғлуп қилғачқа, улар у күни Биняминлардин жигирмә бәш миң бир йүз қилич тутқан адәмни өлтүрди.
36 Əmdi Binyaminlar ɵzlirining mǝƣlup bolƣinini kɵrdi. Israilning adǝmliri ǝslidǝ Gibeaⱨⱪa ⱪoyƣan pistirmidiki kixilirigǝ ixǝnq ⱪilip, Binyaminlarni aldap, aldida qekingǝnidi.
Әнди Биняминлар өзлириниң мәғлуп болғинини көрди. Исраилниң адәмлири әслидә Гибеаһқа қойған пистирмидики кишилиригә ишәш қилип, Биняминларни алдап, алдида чекингән еди.
37 U waⱪitta pistirmidikilǝr tezdin atlinip Gibeaⱨⱪa ⱨujum ⱪilip besip kirip, xǝⱨǝrdikilǝrning ⱨǝmmisini ⱪiliqlap ⱪirdi.
У вақитта пистирмидикиләр тездин атлинип Гибеаһқа һуҗум қилип бесип кирип, шәһәрдикиләрниң һәммисини қиличлап қирди.
38 Israillar ǝslidǝ pistirmidikilǝr bilǝn aldin’ala nixan üqün bǝlgǝ bekitkǝnidi, yǝni xǝⱨǝrgǝ ot ⱪuyup, ⱪelin tütün tüwrükining asmanƣa kɵtürülüxini bǝlgǝ ⱪilixⱪa kelixiwalƣanidi.
Исраиллар әслидә пистирмидикиләр билән алдин-ала нишан үчүн бәлгү бекиткән еди, йәни шәһәргә от қуюп, қелин түтүн түврүгиниң асманға көтирилишини бәлгү қилишқа келишивалған еди.
39 Xunga Israilning adǝmliri uruxtin waⱪtinqǝ qekingǝndǝ, Binyaminlar Israilning adǝmlirini urup soⱪup, ottuzqǝ kixini ɵltürüp: — Mana, Israil awwalⱪi jǝngdikidǝk aldimizda xǝksiz tarmar bolidu, — deyixti.
Шуңа Исраилниң адәмлири уруштин вақтинчә чекингәндә, Биняминлар Исраилниң адәмлирини уруп соқуп, оттузчә кишини өлтүрүп: — Мана, Исраил авалқи җәңдикидәк алдимизда шәксиз тар мар болиду, — дейишти.
40 Lekin xǝⱨǝrning iqidin tütün tüwrük ɵrlǝp qiⱪⱪanda, Binyaminlar kǝynigǝ burulup ⱪariwidi, mana, pütkül xǝⱨǝr is-tütǝk bolup asmanlarƣa kɵtürülüp ketiwatatti.
Лекин шәһәрниң ичидин түтүн түврүк өрләп чиққанда, Биняминлар кәйнигә бурулуп қаривиди, мана, пүткүл шәһәр ис-түтәк болуп асманларға көтирилип кетивататти.
41 Xu ⱨaman Israilning adǝmliri burulup yenip kǝldi, Binyaminning adǝmliri bolsa: Bizgǝ bala yeⱪinlaxti dǝp, wǝⱨimigǝ qüxti.
Шу һаман Исраилниң адәмлири бурулуп йенип кәлди, Биняминниң адәмлири болса: Бизгә бала йеқинлашти дәп, вәһимигә чүшти.
42 Ular Israillarning aldidin burulup qɵllükkǝ mangidiƣan yol bilǝn ⱪeqip kǝtti; lekin jǝng ularning kǝynidin iz besip mangdi; ǝtrapidiki ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrlǝrdin adǝmlǝr qiⱪip ularni ariƣa elip ⱨalak ⱪildi.
Улар Исраилларниң алдидин бурулуп чөллүккә маңидиған йол билән қечип кәтти; лекин җәң уларниң кәйнидин из бесип маңди; әтрапидики һәр қайси шәһәрләрдин адәмләр чиқип уларни ариға елип һалак қилди.
43 Xu tǝriⱪidǝ ular Binyaminlarni ⱪorxiwaldi, ularni kün qiⱪix tǝripidiki Gebaning uduliƣiqǝ tohtimay ⱪoƣlap berip, qǝylǝp ɵltürdi.
Шу тәриқидә улар Биняминларни қоршивалди, уларни күн чиқиш тәрипидики Гебаниң удулиғичә тохтимай қоғлап берип, чәйләп өлтүрди.
44 Buning bilǝn Binyaminlardin on sǝkkiz ming kixi ɵldi, ularning ⱨǝmmisi batur palwanlar idi.
Буниң билән Биняминлардин он сәккиз миң киши өлди, уларниң һәммиси батур палванлар еди.
45 Baxⱪiliri burulup qɵl tǝrǝpkǝ ⱪeqip, Rimmon ⱪoram texiƣa bardi; ǝmma Israillar yollarda huddi baxaⱪ tǝrgǝndǝk ulardin bǝx ming adǝmni ɵltürdi; andin ularning kǝynidin Gidomƣiqǝ ⱪoƣlap berip, yǝnǝ ikki ming adǝmni ɵltürdi.
Башқилири бурулуп чөл тәрәпкә қечип, Риммон қорам тешиға барди; амма Исраиллар йолларда худди башақ тәргәндәк улардин бәш миң адәмни өлтүрди; андин уларниң кәйнидин Гидомғичә қоғлап берип, йәнә икки миң адәмни өлтүрди.
46 U küni Binyaminlardin ɵltürülgǝnlǝr yigirmǝ bǝx ming adǝm idi. Bularning ⱨǝmmisi palwanlar bolup, ⱪiliq tutⱪanlar idi.
У күни Биняминлардин өлтүрүлгәнләр жигирмә бәш миң адәм еди. Буларниң һәммиси палванлар болуп, қилич тутқанлар еди.
47 Ⱨalbuki, ulardin pǝⱪǝt altǝ yüz adǝm ⱪalƣanidi, ular burulup qɵl tǝrǝpkǝ ⱪeqip, Rimmondiki tik yarƣa bardi. Ular Rimmondiki tik yarda tɵt ay turdi.
Һалбуки, улардин пәқәт алтә йүз адәм қалған еди, улар бурулуп чөл тәрәпкә қечип, Риммондики тик ярға барди. Улар Риммондики тик ярда төрт ай турди.
48 Israillar yǝnǝ Binyaminlarning zeminiƣa yenip kelip, ⱨǝmmǝ xǝⱨǝrlǝrdiki adǝmlǝrni, qarpaylarni ⱨǝm uqriƣanlarning ⱨǝmmisini ⱪiliq bilǝn ⱪiriwǝtti, xundaⱪla ot ⱪuyup, udul kǝlgǝn xǝⱨǝrlirining ⱨǝmmisini kɵydürüwǝtti.
Исраиллар йәнә Биняминларниң зиминиға йенип келип, һәммә шәһәрләрдики адәмләрни, чарпайларни һәм учриғанларниң һәммисини қилич билән қиривәтти, шундақла от қуюп, удул кәлгән шәһәрлириниң һәммисини көйдүрүвәтти.

< Batur Ⱨakimlar 20 >