< Batur Ⱨakimlar 18 >

1 Xu künlǝrdǝ Israilda ⱨeq padixaⱨ bolmidi; xundaⱪla xu künlǝrdǝ Danlarning ⱪǝbilisi ɵzlirigǝ olturaⱪlixix üqün jay izdǝwatⱪanidi, qünki xu küngiqǝ ular Israil ⱪǝbililiri arisida qǝk taxlinip bekitilgǝn miras zeminƣa erixmigǝnidi.
Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; шундақла шу күнләрдә Данларниң қәбилиси өзлиригә олтирақлишиш үчүн җай издәватқан еди, чүнки шу күнгичә улар Исраил қәбилилири арисида чәк ташлинип бекитилгән мирас зиминға еришмигән еди.
2 Xuning bilǝn Danlar pütkül jǝmǝtidin Zoreaⱨ wǝ Əxtaolda olturuxluⱪ bǝx palwanni zeminni qarlap kelixkǝ ǝwǝtti wǝ ularƣa tapilap: — Silǝr berip zeminni qarlap kelinglar, dedi. Ular sǝpǝr ⱪilip Əfraim taƣliⱪ yurtiƣa kelip Mikaⱨning ɵyigǝ qüxüp u yǝrdǝ ⱪondi.
Шуниң билән Данлар пүткүл җәмәтидин Зореаһ вә Әштаолда олтиришлиқ бәш палванни зиминни чарлап келишкә әвәтти вә уларға тапилап: — Силәр берип зиминни чарлап келиңлар, деди. Улар сәпәр қилип Әфраим тағлиқ жутиға келип Микаһниң өйигә чүшүп у йәрдә қонди.
3 Ular Mikaⱨning ɵyining yenida turƣinida Lawiy yigitning awazini tonup, uning ⱪexiƣa kirip uningdin: — Seni kim bu jayƣa elip kǝldi? Bu yǝrdǝ nemǝ ix ⱪilisǝn? Bu jayda nemigǝ erixting? — dǝp soridi.
Улар Микаһниң өйиниң йенида турғинида Лавий жигитниң авазини тонуп, униң қешиға кирип униңдин: — Сени ким бу җайға елип кәлди? Бу йәрдә немә иш қилисән? Бу җайда немигә ериштиң? — дәп сориди.
4 U ularƣa jawabǝn: — Mikaⱨ manga mundaⱪ-mundaⱪ ⱪilip, meni yallap ɵzigǝ kaⱨin ⱪildi, dedi.
У уларға җававән: — Микаһ маңа мундақ-мундақ қилип, мени яллап өзигә каһин қилди, деди.
5 Buni anglap ular uningƣa: — Undaⱪ bolsa bizning mangƣan sǝpirimizning onguxluⱪ bolidiƣan-bolmaydiƣanliⱪini bilmikimiz üqün, Hudadin sorap bǝrgin, — dedi.
Буни аңлап улар униңға: — Ундақ болса бизниң маңған сәпиримизниң оңушлуқ болидиған-болмайдиғанлиғини билмикимиз үчүн, Худадин сорап бәргин, — деди.
6 Kaⱨin ularƣa: — Hatirjǝm beriweringlar. Mangƣan yolunglar Pǝrwǝrdigarning aldididur, — dedi.
Каһин уларға: — Хатирҗәм беривериңлар. Маңған йолуңлар Пәрвәрдигарниң алдидидур, — деди.
7 Xuning bilǝn bu bǝx adǝm qiⱪip, Laix degǝn jayƣa yetip kǝldi. Ular u yǝrdiki hǝlⱪning tinq-aman yaxawatⱪinini, turmuxining Zidoniylarning ɵrp-adǝtliri boyiqǝ ikǝnlikini, hatirjǝmlik wǝ raⱨǝt iqidǝ turuwatⱪinini kɵrdi; xu zeminda ularni har ⱪilƣuqi ⱨeqⱪandaⱪ ⱨoⱪuⱪdar yoⱪ idi; ular Zidoniylardin yiraⱪta turatti, xundaⱪla baxⱪilar bilǝnmu ⱨeqⱪandaⱪ bardi-kǝldi ⱪilixmaytti.
Шуниң билән бу бәш адәм чиқип, Лаиш дегән җайға йетип кәлди. Улар у йәрдики хәлиқниң теч-аман яшаватқинини, турмушиниң Зидонийларниң өрп-адәтлири бойичә екәнлигини, хатирҗәмлик вә раһәт ичидә туруватқинини көрди; шу зиминда уларни хар қилғучи һеч қандақ һоқуқдар йоқ еди; улар Зидонийлардин жирақта туратти, шундақла башқилар биләнму һеч қандақ барди-кәлди қилишмайтти.
8 [Bǝx palwan] Zoreaⱨ wǝ Əxtaolƣa ɵz ⱪerindaxlirining ⱪexiƣa ⱪaytip kǝldi. Ⱪerindaxliri ulardin: — Nemǝ hǝwǝr elip kǝldinglar? — dǝp soridi.
[Бәш палван] Зореаһ вә Әштаолға өз қериндашлириниң қешиға қайтип кәлди. Қериндашлири улардин: — Немә хәвәр елип кәлдиңлар? — дәп сориди.
9 Ular jawabǝn: — Biz ⱪopup ularƣa ⱨujum ⱪilayli! Qünki biz xu zeminni qarlap kǝlduⱪ, mana, u intayin yahxi bir yurt ikǝn. Əmdi nemixⱪa ⱪimir ⱪilmay jim olturisilǝr? Əmdi dǝrⱨal berip, u yurtni elixⱪa ǝzmǝnglǝrni ǝzmǝnglar, berip ⱨujum ⱪilip zeminni igilǝnglar.
Улар җававән: — Биз қопуп уларға һуҗум қилайли! Чүнки биз шу зиминни чарлап кәлдуқ, мана, у интайин яхши бир жут екән. Әнди немишкә қимир қилмай җим олтирисиләр? Әнди дәрһал берип, у жутни елишқа әзмәңләрни әзмәңлар, берип һуҗум қилип зиминни егиләңлар.
10 U yǝrgǝ barƣininglarda silǝr tinq-aman turuwatⱪan bir hǝlⱪni, ⱨǝr ǝtrapiƣa sozulƣan kǝng-azadǝ bir zeminni kɵrisilǝr! Huda u yǝrni silǝrning ⱪolunglarƣa tapxurƣandur. U yurtta yǝr yüzidǝ tepilidiƣan barliⱪ nǝrsilǝrdin ⱨeqbiri kǝm ǝmǝs, dedi.
У йәргә барғиниңларда силәр теч-аман туруватқан бир хәлиқни, һәр әтрапиға созулған кәң-азатә бир зиминни көрисиләр! Худа у йәрни силәрниң қолуңларға тапшурғандур. У жутта йәр йүзидә тепилидиған барлиқ нәрсиләрдин һеч бири кам әмәс, деди.
11 Xuning bilǝn Danlarning jǝmǝtidin altǝ yüz adǝm jǝnggǝ ⱪorallinip, Zoreaⱨ wǝ Əxtaoldin qiⱪip mangdi.
Шуниң билән Данларниң җәмәтидин алтә йүз адәм җәңгә қураллинип, Зореаһ вә Әштаолдин чиқип маңди.
12 Ular Yǝⱨuda yurtidiki Kiriat-Yearim degǝn jayƣa berip, qedir tikti (xunga bu jay taki bügüngiqǝ «Danning lǝxkǝrgaⱨi» dǝp atalmaⱪta; u Kiriat-Yearimning arⱪa tǝripigǝ jaylaxⱪanidi).
Улар Йәһуда жутидики Кириат-Йеарим дегән җайға берип, чедир тикти (шуңа бу җай таки бүгүнгичә «Данниң ләшкәргаһи» дәп аталмақта; у Кириат-Йеаримниң арқа тәрипигә җайлашқан еди).
13 Andin ular u yǝrdin Əfraim taƣliⱪ rayoniƣa berip, Mikaⱨning ɵyigǝ yetip kǝldi.
Андин улар у йәрдин Әфраим тағлиқ райониға берип, Микаһниң өйигә йетип кәлди.
14 Laix yurtiƣa qarlax üqün barƣan bǝx kixi ɵz ⱪerindaxliriƣa: — Bilǝmsilǝr? Bu ɵydǝ bir ǝfod toni, birnǝqqǝ tǝrafim butliri, bir oyma mǝbud wǝ ⱪuyma mǝbud bardur! Əmdi ⱪandaⱪ ⱪilixinglar kerǝklikini oylixinglar! — dedi.
Лаиш жутиға чарлаш үчүн барған бәш киши өз қериндашлириға: — Биләмсиләр? Бу өйдә бир әфод тони, бир нәччә тәрафим бутлири, бир ойма мәбуд вә қуйма мәбуд бардур! Әнди қандақ қилишиңлар керәклигини ойлишиңлар! — деди.
15 Ular burulup Lawiy yigitning ɵyigǝ (Mikaⱨⱪa tǝwǝ ɵygǝ) kirip uningdin ⱨal soridi.
Улар бурулуп Лавий жигитниң өйигә (Микаһқа тәвә өйгә) кирип униңдин һал сориди.
16 Dan ⱪǝbilisidin bolƣan jǝng ⱪorallirini kɵtürgǝn altǝ yüz kixi dǝrwaza aldida turup turdi.
Дан қәбилисидин болған җәң қураллирини көтәргән алтә йүз киши дәрваза алдида туруп турди.
17 U zeminni qarlaxⱪa barƣan bǝx adǝm [buthaniƣa] kirip, oyma but, ǝfod toni, tǝrafim butliri wǝ ⱪuyma butni elip qiⱪti. Kaⱨin jǝng ⱪorallirini kɵtürgǝn altǝ yüz kixi bilǝn billǝ dǝrwazida turatti.
У зиминни чарлашқа барған бәш адәм [бутханиға] кирип, ойма бут, әфод тони, тәрафим бутлири вә қуйма бутни елип чиқти. Каһин җәң қураллирини көтәргән алтә йүз киши билән биллә дәрвазида туратти.
18 Bu bǝx adǝm Mikaⱨning ɵyigǝ kirip oyma but, ǝfod tonini, tǝrafim butliri wǝ ⱪuyma butni elip qiⱪⱪanda kaⱨin ulardin: — Bu nemǝ ⱪilƣininglar?! — dǝp soridi.
Бу бәш адәм Микаһниң өйигә кирип ойма бут, әфод тонини, тәрафим бутлири вә қуйма бутни елип чиққанда каһин улардин: — Бу немә қилғиниңлар?! — дәп сориди.
19 Ular uningƣa: — Ün qiⱪarmay, aƣzingni ⱪolung bilǝn etip, biz bilǝn mengip, bizgǝ ⱨǝm ata ⱨǝm kaⱨin bolup bǝrgin. Sening pǝⱪǝt bir adǝmning ɵyidikilǝrgǝ kaⱨin bolƣining yahximu, yaki Israilning bir jǝmǝti bolƣan pütün bir ⱪǝbiligǝ kaⱨin bolƣining yahximu? — dedi.
Улар униңға: — Үн чиқармай, ағзиңни қолуң билән етип, биз билән меңип, бизгә һәм ата һәм каһин болуп бәргин. Сениң пәқәт бир адәмниң өйидикиләргә каһин болғиниң яхшиму, яки Исраилниң бир җәмәти болған пүтүн бир қәбилигә каһин болғиниң яхшиму? — деди.
20 Xundaⱪ dewidi, kaⱨinning kɵngli hux bolup, ǝfod, tǝrafim butliri wǝ oyma mǝbudni elip hǝlⱪning arisiƣa kirip turdi.
Шундақ девиди, каһинниң көңли хуш болуп, әфод, тәрафим бутлири вә ойма мәбудни елип хәлиқниң арисиға кирип турди.
21 Andin ular burulup, u yǝrdin kǝtti; ular baliliri wǝ qarpaylarni wǝ yük-taⱪlirining ⱨǝmmisini aldida mangduruwǝtkǝnidi.
Андин улар бурулуп, у йәрдин кәтти; улар балилири вә чарпайларни вә жүк-тақлириниң һәммисини алдида маңдурувәткән еди.
22 Mikaⱨning ɵyidin heli yiraⱪliƣanda Mikaⱨning ɵyining ǝtrapidiki hǝlⱪlǝr yiƣilip, Danlarƣa ⱪoƣlap yetixti.
Микаһниң өйидин хелә жирақлиғанда Микаһниң өйиниң әтрапидики хәлиқләр жиғилип, Данларға қоғлап йетишти.
23 Ular Danlarni towlap qaⱪirdi, Danlar burulup Mikaⱨⱪa: — Sanga nemǝ boldi, bunqiwila kɵp hǝlⱪni yiƣip kelip nemǝ ⱪilmaⱪqisǝn?! — dedi.
Улар Данларни товлап чақирди, Данлар бурулуп Микаһқа: — Саңа немә болди, бунчивила көп хәлиқни жиғип келип немә қилмақчисән?! — деди.
24 U jawab berip: — Silǝr mǝn yasatⱪan mǝbudlarni kaⱨinim bilǝn ⱪoxup aldinglar, andin kǝttinglar! Manga yǝnǝ nemǝ ⱪaldi?! Xundaⱪ turuⱪluⱪ silǝr tehi: «Sanga nemǝ boldi?» — dǝwatisilǝrƣu! — dedi.
У җавап берип: — Силәр мән ясатқан мәбудларни каһиним билән қошуп алдиңлар, андин кәттиңлар! Маңа йәнә немә қалди?! Шундақ туруқлуқ силәр техи: «Саңа немә болди?» — дәватисиләрғу! — деди.
25 Danlar uningƣa: — Ününgni qiⱪarma, bolmisa aqqiⱪi yaman kixilǝr seni tutuwelip, seni wǝ ailǝngdikilǝrni janliridin juda ⱪilmisun, yǝnǝ, — dedi.
Данлар униңға: — Үнүңни чиқарма, болмиса аччиғи яман кишиләр сени тутувелип, сени вә аиләңдикиләрни җанлиридин җуда қилмисун, йәнә, — деди.
26 Bularni dǝp Danlar ɵz yoliƣa mangdi; Mikaⱨ ularning ɵzidin küqlük ikǝnlikini kɵrüp, yenip ɵz ɵyigǝ kǝtti.
Буларни дәп Данлар өз йолиға маңди; Микаһ уларниң өзидин күчлүк екәнлигини көрүп, йенип өз өйигә кәтти.
27 Ular Mikaⱨ yasatⱪuzƣan nǝrsilǝr wǝ uning kaⱨinini elip, Laixⱪa ⱨujum ⱪildi; u yǝrdiki hǝlⱪ tinq-aman wǝ hatirjǝm turuwatⱪanidi; ular ularni ⱪiliqlap ⱪirip, xǝⱨǝrni otta kɵydürüwǝtti.
Улар Микаһ ясатқузған нәрсиләр вә униң каһинини елип, Лаишқа һуҗум қилди; у йәрдики хәлиқ теч-аман вә хатирҗәм туруватқан еди; улар уларни қиличлап қирип, шәһәрни отта көйдүрүвәтти.
28 Xǝⱨǝrni ⱪutⱪuzƣudǝk ⱨeq adǝm qiⱪimidi; qünki bu xǝⱨǝr Zidondin yiraⱪta idi, hǝlⱪi ⱨeqkim bilǝn bardi-kǝldi ⱪilixmaytti. Xǝⱨǝr Bǝyt-Rǝⱨobning yenidiki jilƣida idi. Danlar xǝⱨǝrni ⱪaytidin ⱪurup, olturaⱪlaxti.
Шәһәрни қутқузғидәк һеч адәм чиқимиди; чүнки бу шәһәр Зидондин жирақта еди, хәлқи һеч ким билән барди-кәлди қилишмайтти. Шәһәр Бәйт-Рәһобниң йенидики җилғида еди. Данлар шәһәрни қайтидин қуруп, олтирақлашти.
29 Ular bu xǝⱨǝrgǝ Israilning oƣulliridin bolƣan, ɵz atisi Danning ismini ⱪoyup Dan dǝp atidi. Ilgiri u xǝⱨǝrning nami Laix idi.
Улар бу шәһәргә Исраилниң оғуллиридин болған, өз атиси Данниң исмини қоюп Дан дәп атиди. Илгири у шәһәрниң нами Лаиш еди.
30 Danlar xu yǝrdǝ bu oyma butni ɵzlirigǝ tiklidi; Musaning oƣli Gǝrxomning ǝwladi Yonatan wǝ uning oƣulliri bolsa xu zeminning hǝlⱪi sürgün boluxⱪa elip ketilgǝn küngiqǝ Danlarning ⱪǝbilisigǝ kaⱨin bolup turƣanidi.
Данлар шу йәрдә бу ойма бутни өзлиригә тиклиди; Мусаниң оғли Гәршомниң әвлади Йонатан вә униң оғуллири болса шу зиминниң хәлқи сүргүн болушқа елип кетилгән күнгичә Данларниң қәбилисигә каһин болуп турған еди.
31 Hudaning ɵyi Xiloⱨda turƣan barliⱪ waⱪitlarda, Danlar ɵzliri üqün tikligǝn, Mikaⱨ yasatⱪuzƣan oyma mǝbud [Danda] turƣuzuldi.
Худаниң өйи Шилоһда турған барлиқ вақитларда, Данлар өзлири үчүн тиклигән, Микаһ ясатқузған ойма мәбуд [Данда] турғузулди.

< Batur Ⱨakimlar 18 >