< Batur Ⱨakimlar 15 >
1 Əmma birnǝqqǝ waⱪit ɵtüp buƣday orux mǝzgili kǝlgǝndǝ xundaⱪ boldiki, Ximxon bir oƣlaⱪni elip ɵz ayalining ɵyigǝ berip: «Mǝn hotunumning ⱪexiƣa uning ⱨujrisiƣa kirimǝn» dedi. Lekin ayalining atisi uni iqkirigǝ kirixigǝ yol ⱪoymidi.
Амма бир нәччә вақит өтүп буғдай оруш мәзгили кәлгәндә шундақ болдики, Шимшон бир оғлақни елип өз аялиниң өйигә берип: «Мән хотунумниң қешиға униң һуҗрисиға киримән» деди. Лекин аялиниң атиси уни ичкиригә киришигә йол қоймиди.
2 Ⱪeynatisi uningƣa: — Mǝn ⱨǝⱪiⱪǝtǝn sizni uningƣa mutlǝⱪ ɵq bolup kǝtti, dǝp oylidim; xunga mǝn uni sizning ⱪoldixingizƣa beriwǝtkǝnidim. Ⱨalbuki, uning kiqik singlisi uningdin tehimu qirayliⱪⱪu? Uning orniƣa xuni alƣan bolsingiz! — dedi.
Қейинатиси униңға: — Мән һәқиқәтән сизни униңға мутләқ өч болуп кәтти, дәп ойлидим; шуңа мән уни сизниң қолдишиңизға беривәткән едим. Һалбуки, униң кичик сиңлиси униңдин техиму чирайлиққу? Униң орниға шуни алған болсиңиз! — деди.
3 Əmma Ximxon ularƣa: — Əmdi mǝn bu ⱪetim Filistiylǝrgǝ ziyan yǝtküzsǝm, manga gunaⱨ bolmaydu! — dedi.
Амма Шимшон уларға: — Әнди мән бу қетим Филистийләргә зиян йәткүзсәм, маңа гуна болмайду! — деди.
4 Xuni dǝp Ximxon berip üq yüz qilbɵrini tutup kelip, otⱪaxlarni tǝyyarlap, qilbɵrilǝrni jüplǝp ⱪuyruⱪlirini bir-birigǝ qetip, ikki ⱪuyriⱪining otturisiƣa birdin otⱪaxni asti;
Шуни дәп Шимшон берип үч йүз чилбөрини тутуп келип, отқашларни тәйярлап, чилбөриләрни җүпләп қуйруқлирини бир-биригә четип, икки қуйриқиниң оттурисиға бирдин отқашни асти;
5 otⱪaxlarƣa ot yeⱪip qilbɵrilǝrni elip berip, Filistiylǝrning etizdiki ormiƣan ziraǝtlirigǝ ⱪoyup bǝrdi. Xuning bilǝn u dɵwǝ-dɵwǝ ɵnqilǝrni, orulmiƣan ziraǝtlǝrni, xundaⱪla zǝytun baƣlirinimu kɵydürüwǝtti.
отқашларға от йеқип чилбөриләрни елип берип, Филистийләрниң етиздики ормиған зираәтлиригә қоюп бәрди. Шуниң билән у дога-дога өнчиләрни, орулмиған зираәтләрни, шундақла зәйтун бағлириниму көйдүрүвәтти.
6 Filistiylǝr buni kɵrüp: Buni kim ⱪildi, — dǝp sorisa, hǝlⱪ jawab berip: — Timnaⱨliⱪ adǝmning küy’oƣli Ximxon ⱪildi; ⱪeynatisi uning ayalini uning ⱪoldixiƣa beriwǝtkini üqün xundaⱪ ⱪildi, — dedi. Xuning bilǝn Filistiylǝr qiⱪip, u ayal bilǝn atisini otta kɵydürüwǝtti.
Филистийләр буни көрүп: Буни ким қилди, — дәп сориса, хәлиқ җавап берип: — Тимнаһлиқ адәмниң күйоғли Шимшон қилди; қейинатиси униң аялини униң қолдишиға беривәткини үчүн шундақ қилди, — деди. Шуниң билән Филистийләр чиқип, у аял билән атисини отта көйдүрүвәтти.
7 Ximxon ularƣa: — Silǝr xundaⱪ ⱪilƣininglar üqün, mǝn silǝrdin intiⱪam almay boldi ⱪilmaymǝn, — dedi.
Шимшон уларға: — Силәр шундақ қилғиниңлар үчүн, мән силәрдин интиқам алмай болди қилмаймән, — деди.
8 Xuning bilǝn Ximxon ularni ⱪir-qap ⱪilip ⱪǝtl ⱪiliwǝtti; andin u berip Etam ⱪoram texining ɵngkiridǝ turdi.
Шуниң билән Шимшон уларни қир-чап қилип қәтл қиливәтти; андин у берип Етам қорам тешиниң өңкиридә турди.
9 U waⱪitta Filistiylǝr qiⱪip, Yǝⱨuda yurtida qedir tikip, Leⱨi degǝn jayda yeyildi.
У вақитта Филистийләр чиқип, Йәһуда жутида чедир тикип, Леһи дегән җайда йейилди.
10 Yǝⱨudalar bolsa: — Nemixⱪa bizgǝ ⱨujum ⱪilmaⱪqi bolisilǝr? — dewidi, ular jawab berip: — Biz Ximxonni tutup baƣlap, u bizgǝ ⱪandaⱪ ⱪilƣan bolsa, bizmu uningƣa xundaⱪ ⱪilimiz, dǝp qiⱪtuⱪ, — dedi.
Йәһудалар болса: — Немишкә бизгә һуҗум қилмақчи болисиләр? — девиди, улар җавап берип: — Биз Шимшонни тутуп бағлап, у бизгә қандақ қилған болса, бизму униңға шундақ қилимиз, дәп чиқтуқ, — деди.
11 Xuning bilǝn Yǝⱨuda yurtidiki üq ming kixi Etam ⱪoram texining ɵngkirigǝ qüxüp, Ximxonƣa: — Sǝn Filistiylǝrning üstimizdin ⱨɵküm sürüwatⱪinini bilmǝmsǝn? Xuni bilip turup, sǝn nemixⱪa bizgǝ xundaⱪ ⱪilding? — dedi. U ularƣa: — Ular manga ⱪilƣandǝk, mǝnmu ularƣa ⱪildim, dǝp jawab bǝrdi.
Шуниң билән Йәһуда жутидики үч миң киши Етам қорам тешиниң өңкиригә чүшүп, Шимшонға: — Сән Филистийләрниң үстимиздин һөкүм сүрүватқинини билмәмсән? Шуни билип туруп, сән немишкә бизгә шундақ қилдиң? — деди. У уларға: — Улар маңа қилғандәк, мәнму уларға қилдим, дәп җавап бәрди.
12 Ular uningƣa: — Biz seni baƣlap Filistiylǝrning ⱪoliƣa tapxurup berix üqün kǝlduⱪ, dewidi, Ximxon ularƣa: — «Biz ɵzimiz sanga ⱨujum ⱪilip ɵltürmǝymiz», dǝp manga ⱪǝsǝm ⱪilinglar, dedi.
Улар униңға: — Биз сени бағлап Филистийләрниң қолиға тапшуруп бериш үчүн кәлдуқ, девиди, Шимшон уларға: — «Биз өзимиз саңа һуҗум қилип өлтүрмәймиз», дәп маңа қәсәм қилиңлар, деди.
13 Ular uningƣa: — Seni ɵltürmǝymiz; pǝⱪǝt seni qing baƣlap, ularning ⱪoliƣa tapxurup berimiz; ⱨǝrgiz ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilmaymiz, dǝp jawab bǝrdi. Xuni dǝp ular ikki yengi arƣamqa bilǝn uni baƣlap, ⱪoram taxning üstidin elip mangdi.
Улар униңға: — Сени өлтүрмәймиз; пәқәт сени чиң бағлап, уларниң қолиға тапшуруп беримиз; һәргиз өлүмгә мәһкүм қилмаймиз, дәп җавап бәрди. Шуни дәп улар икки йеңи арғамча билән уни бағлап, қорам ташниң үстидин елип маңди.
14 U Leⱨigǝ kǝlgǝndǝ, Filistiylǝr warⱪiraxⱪiniqǝ uning aldiƣa yügürüxüp kǝldi. Əmma Pǝrwǝrdigarning Roⱨi uning üstigǝ qüxüp, ⱪollirini baƣliƣan arƣamqilar ot tutaxⱪan kǝndir yiptǝk üzülüp, tügüqlǝr ⱪolliridin yexilip kǝtti.
У Леһигә кәлгәндә, Филистийләр вақирашқиничә униң алдиға жүгүрүшүп кәлди. Амма Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, қоллирини бағлиған арғамчилар от туташқан кәндир жиптәк үзүлүп, түгүчләр қоллиридин йешилип кәтти.
15 Andin u exǝkning yengi bir engǝk sɵngikini kɵrüp, ⱪolini uzitipla elip, uning bilǝn ming adǝmni urup ɵltürdi.
Андин у ешәкниң йеңи бир еңәк сүйигини көрүп, қолини узитипла елип, униң билән миң адәмни уруп өлтүрди.
16 Ximxon: — «Exǝkning bir engǝk sɵngiki bilǝn adǝmlǝrni ɵltürüp, Ularni dɵwǝ-dɵwǝ ⱪiliwǝttim, Exǝkning bir engǝk sɵngiki bilǝn ming adǝmni ɵltürdüm!» — dedi.
Шимшон: — «Ешәкниң бир еңәк сүйиги билән адәмләрни өлтүрүп, Уларни дога-дога қиливәттим, Ешәкниң бир еңәк сүйиги билән миң адәмни өлтүрдүм!» — деди.
17 Bularni dǝp exǝkning engǝk sɵngikini taxliwǝtti. Xuningdǝk u xu jayƣa «Ramot-Leⱨi» dǝp nam ⱪoydi.
Буларни дәп ешәкниң еңәк сүйигини ташливәтти. Шуниңдәк у шу җайға «Рамот-Леһи» дәп нам қойди.
18 U intayin ussap Pǝrwǝrdigarƣa pǝryad ⱪilip: — Sǝn Ɵz ⱪulungning ⱪoli bilǝn bunqǝ qong nusrǝtni barliⱪⱪa kǝltürdüng, ǝmdi mǝn ⱨazir ussuzluⱪtin ɵlüp, hǝtnisizlǝrning ⱪoliƣa qüxüp ⱪalarmǝnmu? — dedi.
У интайин уссап Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — Сән Өз қулуңниң қоли билән бунчә чоң нусрәтни барлиққа кәлтүрдүң, әнди мән һазир уссузлуқтин өлүп, хәтнисизләрниң қолиға чүшүп қалармәнму? — деди.
19 Xuning bilǝn Huda leⱨidiki azgalni yardi, su uningdin urƣup qiⱪti. Ximxon iqip, roⱨi urƣup jan kirdi. Bu sǝwǝbtin bu [bulaⱪⱪa] «Ən-Ⱨakkorǝ» dǝp nam ⱪoyuldi; ta bügüngiqǝ u Leⱨida bar.
Шуниң билән Худа леһидики азгални ярди, су униңдин урғуп чиқти. Шимшон ичип, роһи урғуп җан кирди. Бу сәвәптин бу [булаққа] «Ән-Һаккорә» дәп нам қоюлди; та бүгүнгичә у Леһида бар.
20 Ximxon Filistiylǝrning dǝwridǝ yigirmǝ yilƣiqǝ Israilƣa ⱨakim boldi.
Шимшон Филистийләрниң дәвридә жигирмә жилғичә Исраилға һаким болди.