< Yǝxua 9 >
1 Əmdi xundaⱪ boldiki, Iordan dǝryasining ƣǝrb tǝripidiki, yǝni taƣliⱪ rayondiki, Xǝfǝlaⱨ oymanliⱪidiki, Uluƣ Dengiz boyidiki, Liwanning uduliƣiqǝ sozulƣan barliⱪ yurtlardiki padixaⱨlar wǝ xuningdǝk Ⱨittiylar, Amoriylar, Ⱪanaaniylar, Pǝrizziylǝr, Ⱨiwiylar, Yǝbusiylarning padixaⱨliri bu ixtin hǝwǝr tapⱪanda,
Әнди шундақ болдики, Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидики, йәни тағлиқ райондики, Шәфәлаһ ойманлиғидики, Улуқ Деңиз бойидики, Ливанниң удулиғичә созулған барлиқ жутлардики падишалар вә шуниңдәк Һиттийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийләр, Һивийлар, Йәбусийларниң падишалири бу иштин хәвәр тапқанда,
2 ⱨǝmmisi bir bolup Yǝxua bilǝn Israilƣa ⱪarxi jǝng ⱪilƣili ittipaⱪlaxti.
һәммиси бир болуп Йәшуа билән Исраилға қарши җәң қилғили иттипақлашти.
3 Əmma Gibeon aⱨaliliri Yǝxuaning Yeriho bilǝn Ayiƣa nemǝ ⱪilƣinini angliƣanda,
Амма Гибеон аһалилири Йәшуаниң Йерихо билән Айиға немә қилғинини аңлиғанда,
4 ular ⱨiylǝ-mikir ixlitip, ɵzlirini [uzun] sǝpǝrdǝ bolƣandǝk kɵrsitip, exǝklǝrgǝ kona taƣar-hurjun bilǝn kona, yirtiⱪ-yamaⱪ xarab tulumlirini artip,
улар һейлә-микир ишлитип, өзлирини [узун] сәпәрдә болғандәк көрситип, ешәкләргә кона тағар-хурҗун билән кона, житиқ-ямақ шарап тулумлирини артип,
5 putliriƣa yamaⱪ qüxkǝn kona kǝxlǝrni kiyip, kona jul-jul eginlǝrni üstigǝ oriƣan idi; ular sǝpǝrgǝ alƣan nanlarning ⱨǝmmisi pahtilixip ⱪurup kǝtkǝnidi.
путлириға ямақ чүшкән кона кәшләрни кийип, кона җул-җул егинләрни үстигә ориған еди; улар сәпәргә алған нанларниң һәммиси пахтилишип қуруп кәткән еди.
6 Ular Gilgal qedirgaⱨiƣa berip Yǝxuaning ⱪexiƣa kirip uning bilǝn Israillarƣa: — Biz yiraⱪ yurttin kǝlduⱪ; biz bilǝn ǝⱨdǝ tüzsǝnglar, dedi.
Улар Гилгал чедиргаһиға берип Йәшуаниң қешиға кирип униң билән Исраилларға: — Биз жирақ жуттин кәлдуқ; биз билән әһдә түзсәңлар, деди.
7 Lekin Israillar Ⱨiwiylarƣa jawab berip: — Silǝr bizning arimizda turuwatⱪan muxu yǝrliklǝr boluxunglar mumkin; undaⱪta biz silǝr bilǝn ⱪandaⱪmu ǝⱨdǝ tüzimiz? — dedi.
Лекин Исраиллар Һивийларға җавап берип: — Силәр бизниң аримизда туруватқан мошу йәрликләр болушуңлар мүмкин; ундақта биз силәр билән қандақму әһдә түзимиз? — деди.
8 Ular Yǝxuaƣa: — Biz sening ⱪulliringmiz, dedi. Yǝxua ulardin: — Silǝr kim, ⱪǝyǝrdin kǝldinglar? — dǝp soridi.
Улар Йәшуаға: — Биз сениң қуллириңмиз, деди. Йәшуа улардин: — Силәр ким, қәйәрдин кәлдиңлар? — дәп сориди.
9 Ular uningƣa jawab berip: — Sening ⱪulliring bolsa Pǝrwǝrdigar Hudayingning namini angliƣanliⱪi üqün naⱨayiti yiraⱪ yurttin kǝldi. Qünki biz Uning nam-xɵⱨritini wǝ Uning Misirda ⱪilƣan ⱨǝmmǝ ixlirini,
Улар униңға җавап берип: — Сениң қуллириң болса Пәрвәрдигар Худайиңниң намини аңлиғанлиғи үчүн наһайити жирақ жуттин кәлди. Чүнки биз Униң нам-шөһритини вә Униң Мисирда қилған һәммә ишлирини,
10 xundaⱪla Uning Iordanning u tǝripidiki Amoriylarning ikki padixaⱨi, yǝni Ⱨǝxbonning padixaⱨi Siⱨon bilǝn Axtarotta turuⱪluⱪ Baxanning padixaⱨi Ogⱪa nemǝ ⱪilƣinini angliduⱪ.
шундақла Униң Иорданниң у тәрипидики Аморийларниң икки падишаси, йәни Һәшбонниң падишаси Сиһон билән Аштаротта туруқлуқ Башанниң падишаси Огқа немә қилғинини аңлидуқ.
11 Xunga aⱪsaⱪallirimiz bilǝn yurtta turƣuqi ⱨǝmmǝ hǝlⱪ bizgǝ sɵz ⱪilip: — Ⱪolunglarƣa sǝpǝrgǝ lazimliⱪ ozuⱪ-tülük elip, berip Israillar bilǝn kɵrüxüp ularƣa: «Biz silǝrning ⱪulluⱪunglarda bolimiz; xunga biz bilǝn ǝⱨdǝ tüzünglar», dǝnglar, dǝp bizni ǝwǝtti.
Шуңа ақсақаллиримиз билән жутта турғучи һәммә хәлиқ бизгә сөз қилип: — Қолуңларға сәпәргә лазимлиқ озуқ-түлүк елип, берип Исраиллар билән көрүшүп уларға: «Биз силәрниң қуллуғуңларда болимиз; шуңа биз билән әһдә түзүңлар», дәңлар, дәп бизни әвәтти.
12 Silǝrning ⱪexinglarƣa ⱪarap yolƣa qiⱪⱪan künidǝ biz sǝpirimiz üqün ɵyimizdin alƣan nan issiⱪ idi, mana ⱨazir u ⱪurup, pahtilixip ketiptu.
Силәрниң қешиңларға қарап йолға чиққан күнидә биз сәпиримиз үчүн өйимиздин алған нан иссиқ еди, мана һазир у қуруп, пахтилишип кетипту.
13 Bu xarab tulumliri bolsa xarab ⱪaqiliƣanda yengi idi, mana ǝmdi yirtilip ketiptu. Biz kiygǝn bu kiyimlǝr wǝ kǝxlǝr sǝpǝrning intayin uzunluⱪidin konirap kǝtti, — dedi.
Бу шарап тулумлири болса шарап қачилиғанда йеңи еди, мана әнди житилип кетипту. Биз кийгән бу кийимләр вә кәшләр сәпәрниң интайин узунлуғидин конирап кәтти, — деди.
14 Xuning bilǝn Israillar ularning ozuⱪ-tülükidin azraⱪ aldi, lekin Pǝrwǝrdigardin yol sorimidi.
Шуниң билән Исраиллар уларниң озуқ-түлүгидин азрақ алди, лекин Пәрвәрдигардин йол соримиди.
15 Xundaⱪ ⱪilip, Yǝxua ular bilǝn sülⱨi tüzüp, ularni tirik ⱪoyuxⱪa ular bilǝn ǝⱨd baƣlidi; jamaǝt ǝmirlirimu ularƣa ⱪǝsǝm ⱪilip bǝrdi.
Шундақ қилип, Йәшуа улар билән сүлһи түзүп, уларни тирик қоюшқа улар билән әһд бағлиди; җамаәт әмирлириму уларға қәсәм қилип бәрди.
16 Ular ǝⱨdǝ baƣlixip üq kündin keyin, bu hǝlⱪning ɵzlirigǝ ⱪoxna ikǝnlikini, ɵzlirining arisida olturuxluⱪ ikǝnliki ularƣa mǝlum boldi.
Улар әһдә бағлишип үч күндин кейин, бу хәлиқниң өзлиригә хошна екәнлигини, өзлириниң арисида олтиришлиқ екәнлиги уларға мәлум болди.
17 Israillar sǝpirini dawamlaxturup üqinqi küni ularning xǝⱨǝrlirigǝ yetip kǝldi; ularning xǝⱨǝrliri Gibeon, Kǝfiraⱨ, Bǝǝrot bilǝn Kiriat-yearim idi.
Исраиллар сәпирини давамлаштуруп үчинчи күни уларниң шәһәрлиригә йетип кәлди; уларниң шәһәрлири Гибеон, Кәфираһ, Бәәрот билән Кириат-йеарим еди.
18 Jamaǝtning ǝmirliri ilgiri Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning nami bilǝn ularƣa ⱪǝsǝm ⱪilƣan bolƣaqⱪa, Israillar ularƣa ⱨujum ⱪilmidi. Buning bilǝn pütkül jamaǝt ǝmirlǝr üstidin ƣotuldaxⱪili turdi.
Җамаәтниң әмирлири илгири Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң нами билән уларға қәсәм қилған болғачқа, Исраиллар уларға һуҗум қилмиди. Буниң билән пүткүл җамаәт әмирләр үстидин ғотулдашқили турди.
19 Lekin ǝmirlǝrning ⱨǝmmisi pütkül jamaǝtkǝ: — Biz ularƣa Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning [nami] bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilip bǝrgǝqkǝ, ularƣa ⱪol tǝgküzǝlmǝymiz.
Лекин әмирләрниң һәммиси пүткүл җамаәткә: — Биз уларға Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң [нами] билән қәсәм қилип бәргәчкә, уларға қол тәккүзәлмәймиз.
20 Biz ularƣa ⱪilƣan ⱪǝsǝmimiz tüpǝylidin, üstimizgǝ ƣǝzǝp qüxmǝsliki üqün ularni tirik ⱪalduruxmiz kerǝk; ularƣa xundaⱪ ⱪilmisaⱪ bolmaydu, dedi.
Биз уларға қилған қәсәмимиз түпәйлидин, үстимизгә ғәзәп чүшмәслиги үчүн уларни тирик қалдурушмиз керәк; уларға шундақ қилмисақ болмайду, деди.
21 Andin ǝmirlǝr jamaǝtkǝ yǝnǝ: — Ularni tirik ⱪoyunglar; ⱨalbuki, ular pütkül jamaǝt üqün otun yarƣuqi wǝ su toxuƣuqilar bolidu, dedi. Bu ix ǝmirlǝr jamaǝtkǝ degǝndǝk boldi.
Андин әмирләр җамаәткә йәнә: — Уларни тирик қоюңлар; һалбуки, улар пүткүл җамаәт үчүн отун ярғучи вә су тошуғучилар болиду, деди. Бу иш әмирләр җамаәткә дегәндәк болди.
22 U waⱪitta Yǝxua ularni qaⱪirip ularƣa: — Silǝr arimizdiki yǝrliklǝr turup, nemixⱪa biz yiraⱪtin kǝlduⱪ, dǝp bizni aldidinglar?
У вақитта Йәшуа уларни чақирип уларға: — Силәр аримиздики йәрликләр туруп, немишкә биз жирақтин кәлдуқ, дәп бизни алдидиңлар?
23 Buning üqün silǝr ǝmdi lǝnǝtkǝ ⱪelip, aranglarda Hudayimning ɵyi üqün otun yaridiƣan wǝ su toxuydiƣan ⱪul boluxtin birǝr adǝmmu mustǝsna bolmaydu, — dedi.
Буниң үчүн силәр әнди ләнәткә қелип, араңларда Худайимниң өйи үчүн отун яридиған вә су тошуйдиған қул болуштин бирәр адәмму мустәсна болмайду, — деди.
24 Xuning bilǝn ular Yǝxuaƣa jawab berip: — Pǝrwǝrdigar Hudayingning Ɵz ⱪuli bolƣan Musaƣa ǝmr ⱪilip, barliⱪ zeminni silǝrgǝ berixkǝ, xundaⱪla zeminda turuwatⱪanlarning ⱨǝmmisini aldinglardin yoⱪitixⱪa wǝdǝ ⱪilƣanliⱪi ⱪulliring bolƣan peⱪirlarƣa eniⱪ mǝlum ⱪilindi; xunga biz silǝrning tüpǝylinglardin jenimizdin jǝzmǝn ayrilip ⱪalimiz dǝp wǝⱨimigǝ qüxüp, bu ixni ⱪilip salduⱪ.
Шуниң билән улар Йәшуаға җавап берип: — Пәрвәрдигар Худайиңниң Өз қули болған Мусаға әмир қилип, барлиқ зиминни силәргә беришкә, шундақла зиминда туруватқанларниң һәммисини алдиңлардин йоқитишқа вәдә қилғанлиғи қуллириң болған пеқирларға ениқ мәлум қилинди; шуңа биз силәрниң түпәйлиңлардин җенимиздин җәзмән айрилип қалимиз дәп вәһимигә чүшүп, бу ишни қилип салдуқ.
25 Əmdi biz ⱪolungƣa qüxtuⱪ; nǝziringgǝ nemǝ yahxi wǝ durus kɵrünsǝ xuni ⱪilƣin, — dedi.
Әнди биз қолуңға чүштуқ; нәзириңгә немә яхши вә дурус көрүнсә шуни қилғин, — деди.
26 Yǝxua ǝnǝ xundaⱪ ⱪilix bilǝn ularni Israilning ⱪolidin ⱪutⱪuzdi; Israillar ularni ɵltürmidi.
Йәшуа әнә шундақ қилиш билән уларни Исраилниң қолидин қутқузди; Исраиллар уларни өлтүрмиди.
27 Lekin xu küni Yǝxua Pǝrwǝrdigar tallaydiƣan jayda jamaǝt üqün wǝ Pǝrwǝrdigarning ⱪurbangaⱨi üqün ularni otun yarƣuqilar wǝ su toxuƣuqilar dǝp bekitti. Ular bügüngǝ ⱪǝdǝr xundaⱪ ⱪilip kǝlmǝktǝ.
Лекин шу күни Йәшуа Пәрвәрдигар таллайдиған җайда җамаәт үчүн вә Пәрвәрдигарниң қурбангаһи үчүн уларни отун ярғучилар вә су тошуғучилар дәп бекитти. Улар бүгүнгә қәдәр шундақ қилип кәлмәктә.