< Yǝxua 7 >

1 Lekin Israil «ⱨaram» nǝrsilǝr üstidǝ itaǝtsizlik ⱪildi; qünki Yǝⱨuda ⱪǝbilisidin bolƣan Zǝraⱨning ǝwrisi, Zabdining nǝwrisi, Karmining oƣli Aⱪan degǝn kixi ⱨaram dǝp bekitilgǝn nǝrsilǝrdin alƣanidi. Buning bilǝn Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi Israilƣa ⱪozƣaldi.
Лекин Исраил «һарам» нәрсиләр үстидә итаәтсизлик қилди; чүнки Йәһуда қәбилисидин болған Зәраһниң әвриси, Забдиниң нәвриси, Карминиң оғли Ақан дегән киши һарам дәп бекитилгән нәрсиләрдин алған еди. Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қозғалди.
2 Yǝxua Yerihodin Bǝyt-Əlning xǝrⱪ tǝripidiki Bǝyt-Awǝnning yenida bolƣan Ayi xǝⱨirigǝ birnǝqqǝ adǝm ǝwǝtip ularƣa: — U yǝrgǝ qiⱪip u zeminni qarlap kelinglar, dǝp buyrudi. Xuning bilǝn u adǝmlǝr qiⱪip Ayi zeminini qarlap kǝldi.
Йәшуа Йериходин Бәйт-Әлниң шәриқ тәрипидики Бәйт-Авәнниң йенида болған Айи шәһиригә бир нәччә адәм әвәтип уларға: — У йәргә чиқип у зиминни чарлап келиңлар, дәп буйруди. Шуниң билән у адәмләр чиқип Айи зиминини чарлап кәлди.
3 Ular ⱪaytip kelip, Yǝxuaƣa: — Ⱨǝmmǝ hǝlⱪning u yǝrgǝ berixining ⱨajiti yoⱪ ikǝn, ikki-üq mingqǝ adǝm bolsila ayiƣa ⱨujum ⱪilip [uni igiliyǝlǝydu; ] u yǝrdǝ olturuxluⱪ kixilǝr az bolƣaqⱪa, pütkül hǝlⱪni awarǝ ⱪilip u yǝrgǝ ǝwǝtmigin, — dedi.
Улар қайтип келип, Йәшуаға: — Һәммә хәлиқниң у йәргә беришиниң һаҗити йоқ екән, икки-үч миңчә адәм болсила айиға һуҗум қилип [уни егиләләйду; ] у йәрдә олтиришлиқ кишиләр аз болғачқа, пүткүл хәлиқни аварә қилип у йәргә әвәтмигин, — деди.
4 Xuning bilǝn hǝlⱪtin üq mingqǝ kixi u yǝrgǝ qiⱪti; lekin bular Ayining adǝmliri aldidin ⱪeqip ketixti.
Шуниң билән хәлиқтин үч миңчә киши у йәргә чиқти; лекин булар Айиниң адәмлири алдидин қечип кетишти.
5 Ayining adǝmliri ulardin ottuz altiqǝ kixini urup ɵltürdi; ⱪalƣanlarni sepil ⱪowuⱪining aldidin Xebarimƣiqǝ ⱪoƣlap berip, u yǝrdiki dawanda ularni urup mǝƣlup ⱪildi. Andin hǝlⱪning yüriki su bolup, ⱪattiⱪ sarasimgǝ qüxti.
Айиниң адәмлири улардин оттуз алтичә кишини уруп өлтүрди; қалғанларни сепил қовуқиниң алдидин Шебаримғичә қоғлап берип, у йәрдики даванда уларни уруп мәғлуп қилди. Андин хәлиқниң жүриги су болуп, қаттиқ сарасимгә чүшти.
6 Yǝxua kiyimlirini yirtip, Israilning aⱪsaⱪalliri Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪining aldida yǝrgǝ düm yiⱪilip, baxliriƣa topilarni qeqip, u yǝrdǝ kǝq kirgüqǝ yetip ⱪaldi.
Йәшуа кийимлирини житип, Исраилниң ақсақаллири Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәргә дүм жиқилип, башлириға топиларни чечип, у йәрдә кәч киргичә йетип қалди.
7 Yǝxua: — Aⱨ, Rǝb Pǝrwǝrdigar, sǝn bizni Amoriylarning ⱪoliƣa tapxurup ⱨalak ⱪilix üqün, bu hǝlⱪni nemixⱪa Iordan dǝryasining bu tǝripigǝ ɵtküzgǝnsǝn? Biz Iordan dǝryasining u tǝripidǝ turuwǝrgǝn bolsaⱪ boptikǝn!
Йәшуа: — Аһ, Рәб Пәрвәрдигар, сән бизни Аморийларниң қолиға тапшуруп һалак қилиш үчүн, бу хәлиқни немишкә Иордан дәриясиниң бу тәрипигә өткүзгәнсән? Биз Иордан дәриясиниң у тәрипидә турувәргән болсақ боптикән!
8 Əy Rǝbbim! Israil ɵz düxmǝnlirining aldidin burulup ⱪaqⱪan yǝrdǝ mǝn nemimu deyǝlǝymǝn?
Әй Рәббим! Исраил өз дүшмәнлириниң алдидин бурулуп қачқан йәрдә мән немиму дейәләймән?
9 Ⱪanaaniylar, xundaⱪla zeminda barliⱪ turuwatⱪanlar buni anglisa bizni ⱪapsiwelip yǝr yüzidin namimizni üzüp taxlaydu; xu qaƣda Sǝn uluƣ nam-xɵⱨriting üqün nemilǝrni ⱪilisǝn?! — dedi.
Ⱪананийлар, шундақла зиминда барлиқ туруватқанлар буни аңлиса бизни қапсивелип йәр йүзидин намимизни үзүп ташлайду; шу чағда Сән улуқ нам-шөһритиң үчүн немиләрни қилисән?! — деди.
10 Lekin Pǝrwǝrdigar Yǝxuaƣa jawab berip mundaⱪ dedi: — «Ornungdin ⱪop! Nemixⱪa xundaⱪ düm yatisǝn?
Лекин Пәрвәрдигар Йәшуаға җавап берип мундақ деди: — «Орнуңдин қоп! Немишкә шундақ дүм ятисән?
11 Israil gunaⱨ ⱪildi! Ular yǝnǝ Mǝn ularƣa tapiliƣan ǝⱨdǝmgǝ hilapliⱪ ⱪilip, ⱨaram dǝp bekitilgǝn nǝrsilǝrdin elip, oƣriliⱪ ⱪilip, aldamqiliⱪ ⱪilip ⱨǝm ⱨaram bekitilgǝnni ɵz mallirining arisiƣa tiⱪip ⱪoydi.
Исраил гуна қилди! Улар йәнә Мән уларға тапилиған әһдәмгә хилаплиқ қилип, һарам дәп бекитилгән нәрсиләрдин елип, оғрилиқ қилип, алдамчилиқ қилип һәм һарам бекитилгәнни өз маллириниң арисиға тиқип қойди.
12 Xunga Israillar düxmǝnlirining aldida tik turalmaydu; ular ɵzlirini «ⱨaram» ⱪilip bekitip, mutlǝⱪ yoⱪitilixⱪa yüzlǝngǝqkǝ, düxmǝnlirining aldidin burulup arⱪisiƣa ⱪaqidu. Əgǝr silǝr «ⱨaram» dǝp bekitilgǝnni aranglardin tamamǝn yoⱪ ⱪilmisanglar, mundin keyin mǝn silǝr bilǝn billǝ bolmaymǝn.
Шуңа Исраиллар дүшмәнлириниң алдида тик туралмайду; улар өзлирини «һарам» қилип бекитип, мутләқ йоқитилишқа йүзләнгәчкә, дүшмәнлириниң алдидин бурулуп арқисиға қачиду. Әгәр силәр «һарам» дәп бекитилгәнни араңлардин тамамән йоқ қилмисаңлар, мундин кейин мән силәр билән биллә болмаймән.
13 Əmdi sǝn turup hǝlⱪni pak-muⱪǝddǝs ⱪilip ularƣa: — «Ətǝ üqün ɵzünglarni pak ⱪilinglar; qünki Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu: — Əy Israil, sǝndǝ «ⱨaram» dǝp bekitilgǝn nǝrsǝ bardur; bu ⱨaram nǝrsini aranglardin yoⱪ ⱪilmiƣuqilik düxmǝnliringlarning aldida tik turalmaysilǝr.
Әнди сән туруп хәлиқни пак-муқәддәс қилип уларға: — «Әтә үчүн өзүңларни пак қилиңлар; чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Әй Исраил, сәндә «һарам» дәп бекитилгән нәрсә бардур; бу һарам нәрсини араңлардин йоқ қилмиғичилик дүшмәнлириңларниң алдида тик туралмайсиләр.
14 Ətǝ sǝⱨǝrdǝ silǝr ⱪǝbilǝ boyiqǝ ⱨazir ⱪilinisilǝr; xundaⱪ boliduki, Pǝrwǝrdigar bekitkǝn ⱪǝbilǝ jǝmǝt-jǝmǝti boyiqǝ birdin-birdin aldiƣa kǝlsun; Pǝrwǝrdigar bekitkǝn jǝmǝt ailǝ-ailǝ boyiqǝ birdin-birdin ⱨazir bolup aldiƣa kǝlsun; andin Pǝrwǝrdigar bekitkǝn ailidiki ǝrkǝklǝr birdin-birdin aldiƣa kelip ⱨazir bolsun.
Әтә сәһәрдә силәр қәбилә бойичә һазир қилинисиләр; шундақ болидуки, Пәрвәрдигар бекиткән қәбилә җәмәт-җәмәти бойичә бирдин-бирдин алдиға кәлсун; Пәрвәрдигар бекиткән җәмәт аилә-аилә бойичә бирдин-бирдин һазир болуп алдиға кәлсун; андин Пәрвәрдигар бекиткән аилидики әркәкләр бирдин-бирдин алдиға келип һазир болсун.
15 Xundaⱪ boliduki, ⱨaram dǝp bekitilgǝn nǝrsini ɵz yenida saⱪliƣan kixi tepilƣanda, Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdisigǝ hilapliⱪ ⱪilƣanliⱪi üqün ⱨǝm xundaⱪla Israil iqidǝ rǝzillik sadir ⱪilƣini üqün u wǝ uningƣa barliⱪ tǝwǝ bolƣanlar otta kɵydürülsun, — dǝydu», dǝp eytⱪin».
Шундақ болидуки, һарам дәп бекитилгән нәрсини өз йенида сақлиған киши тепилғанда, Пәрвәрдигарниң әһдисигә хилаплиқ қилғанлиғи үчүн һәм шундақла Исраил ичидә рәзиллик садир қилғини үчүн у вә униңға барлиқ тәвә болғанлар отта көйдүрүлсун, — дәйду», дәп ейтқин».
16 Yǝxua ǝtisi tang sǝⱨǝrdǝ turup Israilni aldiƣa yiƣip, ⱪǝbilǝ-ⱪǝbilini ⱨazir ⱪiliwidi, Yǝⱨuda ⱪǝbilisi bekitildi;
Йәшуа әтиси таң сәһәрдә туруп Исраилни алдиға жиғип, қәбилә-қәбилини һазир қиливиди, Йәһуда қәбилиси бекитилди;
17 u Yǝⱨudaning jǝmǝtlirini ⱨazir ⱪiliwidi, Zarⱨiylar jǝmǝti bekitildi. U Zarⱨiylar jǝmǝtini ailǝ-ailǝ boyiqǝ aldiƣa kǝltürüwidi, Zabdi degǝn kixi bekitildi.
у Йәһуданиң җәмәтлирини һазир қиливиди, Зарһийлар җәмәти бекитилди. У Зарһийлар җәмәтини аилә-аилә бойичә алдиға кәлтүрүвиди, Забди дегән киши бекитилди.
18 Zabdi ɵz ailisidiki ǝrkǝklǝrni birdin-birdin ⱨazir ⱪiliwidi, Yǝⱨuda ⱪǝbilisidin Zǝraⱨning ǝwladi, Zabdining nǝwrisi, Karmining oƣli Aⱪan bekitildi.
Забди өз аилисидики әркәкләрни бирдин-бирдин һазир қиливиди, Йәһуда қәбилисидин Зәраһниң әвлади, Забдиниң нәвриси, Карминиң оғли Ақан бекитилди.
19 Xuning bilǝn Yǝxua Aⱪanƣa: — Əy oƣlum, Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarƣa xan-xǝrǝpni ⱪayturup berip, [Uning ⱨɵrmiti üqün] ⱪilƣanliringni iⱪrar ⱪilƣin; mǝndin ⱨeqnemini yoxurmay, ⱪilƣiningning ⱨǝmmisini manga eytⱪin, dedi.
Шуниң билән Йәшуа Ақанға: — Әй оғлум, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға шан-шәрәпни қайтуруп берип, [Униң һөрмити үчүн] қилғанлириңни иқрар қилғин; мәндин һеч немини йошурмай, қилғиниңниң һәммисини маңа ейтқин, деди.
20 Aⱪan Yǝxuaƣa jawab berip: — Mǝn dǝrwǝⱪǝ Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar aldida gunaⱨ ⱪilip, mundaⱪ-mundaⱪ ⱪildim:
Ақан Йәшуаға җавап берип: — Мән дәрвәқә Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар алдида гуна қилип, мундақ-мундақ қилдим:
21 mǝn oljining arisidin Xinarda qiⱪⱪan qirayliⱪ bir tonƣa, ikki yüz xǝkǝl kümüx, ǝllik xǝkǝl eƣirliⱪtiki altun tahtiƣa kɵzüm ⱪizirip ularni eliwaldim. Mana, bu nǝrsilǝrni qedirimning otturisidiki yǝrgǝ kɵmüp ⱪoydum, kümüx ularning astida, — dedi.
мән олҗиниң арисидин Шинарда чиққан чирайлиқ бир тонға, икки йүз шәкәл күмүч, әллик шәкәл еғирлиқтики алтун тахтиға көзүм қизирип уларни еливалдим. Мана, бу нәрсиләрни чедиримниң оттурисидики йәргә көмүп қойдум, күмүч уларниң астида, — деди.
22 Xularni dewidi, Yǝxua ǝlqilǝrni ǝwǝtti, ular qedirƣa yügürüp bardi wǝ mana, nǝrsilǝr dǝrwǝⱪǝ qedirda yoxuruⱪluⱪ bolup, kümüx bularning astida idi.
Шуларни девиди, Йәшуа әлчиләрни әвәтти, улар чедирға жүгүрүп барди вә мана, нәрсиләр дәрвәқә чедирда йошуруқлуқ болуп, күмүч буларниң астида еди.
23 Ular bu nǝrsilǝrni qedirdin elip qiⱪip Yǝxuaƣa, xundaⱪla barliⱪ Israillarning ⱪexiƣa kǝltürüp, Pǝrwǝrdigarning aldiƣa ⱪoydi.
Улар бу нәрсиләрни чедирдин елип чиқип Йәшуаға, шундақла барлиқ Исраилларниң қешиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигарниң алдиға қойди.
24 Andin Yǝxua bilǝn pütkül Israil jamaiti ⱪopup Zǝraⱨning oƣli Aⱪanni, kümüx, ton wǝ altun tahta bilǝn ⱪoxup, uning oƣulliri bilǝn ⱪizlirini, uyliri bilǝn exǝkliri, ⱪoyliri, qediri bilǝn barliⱪ tǝwǝliklirini elip Aⱪor jilƣisiƣa kǝltürdi.
Андин Йәшуа билән пүткүл Исраил җамаити қопуп Зәраһниң оғли Ақанни, күмүч, тон вә алтун тахта билән қошуп, униң оғуллири билән қизлирини, уйлири билән ешәклири, қойлири, чедири билән барлиқ тәвәликлирини елип Ақор җилғисиға кәлтүрди.
25 Yǝxua Aⱪanƣa: — Sǝn beximizƣa ⱪanqilik apǝt kǝltürdüng! Mana, bügün Pǝrwǝrdigar sening üstünggǝ apǝt kǝltüridu, — dedi. Andin pütkül Israil jamaiti uni qalma-kesǝk ⱪilip ɵltürdi. Ular ailisidikilǝrnimu qalma-kesǝk ⱪilip ɵltürgǝndin keyin, ⱨǝmmini otta kɵydürüwǝtti.
Йәшуа Ақанға: — Сән бешимизға қанчилик апәт кәлтүрдүң! Мана, бүгүн Пәрвәрдигар сениң үстүңгә апәт кәлтүриду, — деди. Андин пүткүл Исраил җамаити уни чалма-кесәк қилип өлтүрди. Улар аилисидикиләрниму чалма-кесәк қилип өлтүргәндин кейин, һәммини отта көйдүрүвәтти.
26 Andin halayiⱪ bir qong dɵwǝ taxni uning üstigǝ dɵwilǝp ⱪoydi. Bügüngǝ ⱪǝdǝr u u yǝrdǝ turmaⱪta. Buning bilǝn Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi yandi. Xuning bilǝn xu yǝrgǝ «Apǝt jilƣisi» [«(Aⱪor jilƣisi)»] dǝp nam ⱪoyuldi wǝ bu küngiqǝ xundaⱪ atalmaⱪta.
Андин халайиқ бир чоң дога ташни униң үстигә догилап қойди. Бүгүнгә қәдәр у у йәрдә турмақта. Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви янди. Шуниң билән шу йәргә «Апәт җилғиси» [«(Ақор җилғиси)»] дәп нам қоюлди вә бу күнгичә шундақ аталмақта.

< Yǝxua 7 >