< Yǝxua 6 >
1 Yeriho sepilining ⱪowuⱪ-dǝrwaziliri Israillarning sǝwǝbidin mǝⱨkǝm etilip, ⱨeqkim qiⱪalmaytti, ⱨeqkim kirǝlmǝytti.
Йерихо сепилиниң қовуқ-дәрвазилири Исраилларниң сәвәвидин мәһкәм етилип, һеч ким чиқалмайтти, һеч ким кирәлмәйтти.
2 Pǝrwǝrdigar Yǝxuaƣa sɵz ⱪilip: — Mana, Mǝn Yeriho xǝⱨirini, padixaⱨini ⱨǝmdǝ batur jǝngqilirini ⱪolungƣa tapxurdum.
Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: — Мана, Мән Йерихо шәһирини, падишасини һәмдә батур җәңчилирини қолуңға тапшурдум.
3 Əmdi silǝr, yǝni barliⱪ jǝngqilǝr xǝⱨǝrni bir ⱪetim aylinip menginglar; altǝ küngiqǝ ⱨǝr küni xundaⱪ ⱪilinglar.
Әнди силәр, йәни барлиқ җәңчиләр шәһәрни бир қетим айлинип меңиңлар; алтә күнгичә һәр күни шундақ қилиңлар.
4 Ⱨǝmdǝ yǝttǝ kaⱨin ǝⱨdǝ sanduⱪining aldida ⱪoqⱪar münggüzidin etilgǝn yǝttǝ burƣini kɵtürüp mangsun; yǝttinqi künigǝ kǝlgǝndǝ silǝr xǝⱨǝrni yǝttǝ ⱪetim aylinisilǝr; kaⱨinlar burƣilarni qalsun.
Һәмдә йәттә каһин әһдә сандуғиниң алдида қочқар мүңгүзидин етилгән йәттә бурғини көтирип маңсун; йәттинчи күнигә кәлгәндә силәр шәһәрни йәттә қетим айлинисиләр; каһинлар бурғиларни чалсун.
5 Xundaⱪ boliduki, ular ⱪoqⱪar burƣiliri bilǝn sozup bir awaz qiⱪarƣinida, barliⱪ kixilǝr burƣining awazini anglap, ⱪattiⱪ tǝntǝnǝ ⱪilip towlisun; buning bilǝn xǝⱨǝrning sepilliri tegidin ɵrülüp qüxidu, ⱨǝrbir adǝm aldiƣa ⱪarap etilip kiridu, — dedi.
Шундақ болидуки, улар қочқар бурғилири билән созуп бир аваз чиқарғинида, барлиқ кишиләр бурғиниң авазини аңлап, қаттиқ тәнтәнә қилип товлисун; буниң билән шәһәрниң сепиллири тегидин өрүлүп чүшиду, һәр бир адәм алдиға қарап етилип кириду, — деди.
6 Xuning bilǝn Nunning oƣli Yǝxua kaⱨinlarni qaⱪirip ularƣa: — Silǝr ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtürüp menginglar; yǝttǝ kaⱨin Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪining aldida yǝttǝ ⱪoqⱪar burƣisini kɵtürüp mangsun, dedi
Шуниң билән Нунниң оғли Йәшуа каһинларни чақирип уларға: — Силәр әһдә сандуғини көтирип меңиңлар; йәттә каһин Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтирип маңсун, деди
7 U hǝlⱪⱪǝ: — Qiⱪip xǝⱨǝrni aylininglar; ⱪoralliⱪ lǝxkǝrlǝr Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪining aldida mangsun, dedi.
У хәлиққә: — Чиқип шәһәрни айлиниңлар; қураллиқ ләшкәрләр Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида маңсун, деди.
8 Yǝxua buni hǝlⱪⱪǝ buyruƣandin keyin, Pǝrwǝrdigarning aldida yǝttǝ ⱪoqⱪar burƣisini kɵtürgǝn yǝttǝ kaⱨin aldiƣa mengip burƣilarni qaldi; Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪi bolsa ularning kǝynidin elip mengildi.
Йәшуа буни хәлиққә буйруғандин кейин, Пәрвәрдигарниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтәргән йәттә каһин алдиға меңип бурғиларни чалди; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи болса уларниң кәйнидин елип меңилди.
9 Ⱪoralliⱪ lǝxkǝrlǝr burƣa qeliwatⱪan kaⱨinlarning aldida mangdi; ǝⱨdǝ sanduⱪining arⱪidin ⱪoƣdiƣuqi ⱪoxun ǝgixip mangdi. Kaⱨinlar mangƣaq burƣa qalatti.
Қураллиқ ләшкәрләр бурға челиватқан каһинларниң алдида маңди; әһдә сандуғиниң арқидин қоғдиғучи қошун әгишип маңди. Каһинлар маңғач бурға чалатти.
10 Yǝxua hǝlⱪⱪǝ buyrup: — Mǝn silǝrgǝ: «Towlanglar» demigüqǝ nǝ towlimanglar, nǝ awazinglarni qiⱪarmanglar, nǝ aƣzinglardin ⱨeqbir sɵzmu qiⱪmisun; lekin silǝrgǝ «Towlanglar» degǝn künidǝ, xu qaƣda towlanglar, — degǝnidi.
Йәшуа хәлиққә буйруп: — Мән силәргә: «Товлаңлар» демигичә нә товлимаңлар, нә авазиңларни чиқармаңлар, нә ағзиңлардин һеч бир сөзму чиқмисун; лекин силәргә «Товлаңлар» дегән күнидә, шу чағда товлаңлар, — дегән еди.
11 Xu tǝriⱪidǝ ular Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtürüp xǝⱨǝrni bir aylandi. Halayiⱪ qedirgaⱨⱪa ⱪaytip kelip, qedirgaⱨda ⱪondi.
Шу тәриқидә улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип шәһәрни бир айланди. Халайиқ чедиргаһқа қайтип келип, чедиргаһда қонди.
12 Ətisi Yǝxua tang sǝⱨǝrdǝ ⱪopti, kaⱨinlarmu Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini yǝnǝ kɵtürdi;
Әтиси Йәшуа таң сәһәрдә қопти, каһинларму Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини йәнә көтәрди;
13 Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪining aldida yǝttǝ ⱪoqⱪar burƣisini kɵtürgǝn yǝttǝ kaⱨin aldiƣa mengip tohtimay qelip mangatti; [kaⱨinlar] mangƣaq burƣa qalƣanda, ⱪoralliⱪ lǝxkǝrlǝr ularning aldida mangdi, arⱪidin ⱪoƣdiƣuqi ⱪoxun ǝgixip mangdi.
Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтәргән йәттә каһин алдиға меңип тохтимай челип маңатти; [каһинлар] маңғач бурға чалғанда, қураллиқ ләшкәрләр уларниң алдида маңди, арқидин қоғдиғучи қошун әгишип маңди.
14 Ikkinqi künimu ular xǝⱨǝrning ǝtrapini bir ⱪetim aylinip, yǝnǝ qedirgaⱨⱪa yenip kǝldi. Ular altǝ küngiqǝ xundaⱪ ⱪilip turdi.
Иккинчи күниму улар шәһәрниң әтрапини бир қетим айлинип, йәнә чедиргаһқа йенип кәлди. Улар алтә күнгичә шундақ қилип турди.
15 Yǝttinqi küni ular tang sǝⱨǝrdǝ ⱪopup, ohxax ⱨalǝttǝ yǝttǝ ⱪetim xǝⱨǝrning ǝtrapini aylandi; pǝⱪǝt xu künila ular xǝⱨǝrning ǝtrapini yǝttǝ ⱪetim aylandi.
Йәттинчи күни улар таң сәһәрдә қопуп, охшаш һаләттә йәттә қетим шәһәрниң әтрапини айланди; пәқәт шу күнила улар шәһәрниң әтрапини йәттә қетим айланди.
16 Yǝttinqi ⱪetim aylinip bolup, kaⱨinlar burƣa qalƣanda Yǝxua hǝlⱪⱪǝ: — Əmdi towlanglar! Qünki Pǝrwǝrdigar xǝⱨǝrni silǝrgǝ tapxurup bǝrdi!
Йәттинчи қетим айлинип болуп, каһинлар бурға чалғанда Йәшуа хәлиққә: — Әнди товлаңлар! Чүнки Пәрвәрдигар шәһәрни силәргә тапшуруп бәрди!
17 Lekin xǝⱨǝr wǝ uning iqidiki barliⱪ nǝrsilǝr Pǝrwǝrdigarƣa mutlǝⱪ atalƣanliⱪi üqün [silǝrgǝ] «ⱨaram»dur; pǝⱪǝt paⱨixǝ ayal Raⱨab bilǝn uning pütün ɵyidikilǝrla aman ⱪalsun; qünki u biz ǝwǝtkǝn ǝlqilirimizni yoxurup ⱪoyƣanidi.
Лекин шәһәр вә униң ичидики барлиқ нәрсиләр Пәрвәрдигарға мутләқ аталғанлиғи үчүн [силәргә] «һарам»дур; пәқәт паһишә аял Раһаб билән униң пүтүн өйидикиләрла аман қалсун; чүнки у биз әвәткән әлчилиримизни йошуруп қойған еди.
18 Lekin silǝr ⱪandaⱪla bolmisun «ⱨaram» dǝp bekitilgǝn nǝrsilǝrdin ɵzünglarni tartinglar; bolmisa, «ⱨaram» ⱪilinƣan nǝrsilǝrdin elixinglar bilǝn ɵzünglarni ⱨaram ⱪilip, Israilning qedirgaⱨinimu ⱨaram ⱪilip uning üstigǝ apǝt qüxürisilǝr.
Лекин силәр қандақла болмисун «һарам» дәп бекитилгән нәрсиләрдин өзүңларни тартиңлар; болмиса, «һарам» қилинған нәрсиләрдин елишиңлар билән өзүңларни һарам қилип, Исраилниң чедиргаһиниму һарам қилип униң үстигә апәт чүшүрисиләр.
19 Əmma barliⱪ altun-kümüx, mis wǝ tɵmürdin bolƣan nǝrsilǝr bolsa Pǝrwǝrdigarƣa muⱪǝddǝs ⱪilinsun; ular Pǝrwǝrdigarning hǝzinisigǝ kirgüzulsun, — dedi.
Амма барлиқ алтун-күмүч, мис вә төмүрдин болған нәрсиләр болса Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинсун; улар Пәрвәрдигарниң ғәзнисигә киргүзулсун, — деди.
20 Xuning bilǝn hǝlⱪ towlixip, kaⱨinlar burƣa qaldi. Xundaⱪ boldiki, hǝlⱪ burƣa awazini angliƣinida intayin ⱪattiⱪ towliwidi, sepil tegidin ɵrülüp qüxti; hǝlⱪ uning üstidin ɵtüp, ⱨǝrbiri ɵz aldiƣa atlinip kirip, xǝⱨǝrni ixƣal ⱪildi.
Шуниң билән хәлиқ товлишип, каһинлар бурға чалди. Шундақ болдики, хәлиқ бурға авазини аңлиғинида интайин қаттиқ товливиди, сепил тегидин өрүлүп чүшти; хәлиқ униң үстидин өтүп, һәр бири өз алдиға атлинип кирип, шәһәрни ишғал қилди.
21 Ular ǝr-ayal bolsun, ⱪeri-yax bolsun, ⱪoy-kala wǝ exǝklǝr bolsun xǝⱨǝr iqidiki ⱨǝmmini ⱪiliqlap yoⱪatti.
Улар әр-аял болсун, қери-яш болсун, қой-кала вә ешәкләр болсун шәһәр ичидики һәммини қиличлап йоқатти.
22 Yǝxua u zeminni qarlap kǝlgǝn ikki adǝmgǝ: — Silǝr u paⱨixǝ hotunning ɵyigǝ kirip, uningƣa bǝrgǝn ⱪǝsiminglar boyiqǝ uni wǝ uningƣa tǝwǝ bolƣanlarning ⱨǝmmisini elip qiⱪinglar, dedi.
Йәшуа у зиминни чарлап кәлгән икки адәмгә: — Силәр у паһишә хотунниң өйигә кирип, униңға бәргән қәсимиңлар бойичә уни вә униңға тәвә болғанларниң һәммисини елип чиқиңлар, деди.
23 Xuning bilǝn ikki qarliƣuqi yax yigit kirip, Raⱨabni ata-anisi bilǝn ⱪerindaxliriƣa ⱪoxup ⱨǝmmǝ nǝrsiliri bilǝn elip qiⱪti; ular uning barliⱪ uruⱪ-tuƣⱪanlirini elip kelip, ularni Israilning qedirgaⱨining sirtiƣa orunlaxturup ⱪoydi.
Шуниң билән икки чарлиғучи яш жигит кирип, Раһабни ата-аниси билән қериндашлириға қошуп һәммә нәрсилири билән елип чиқти; улар униң барлиқ уруқ-туққанлирини елип келип, уларни Исраилниң чедиргаһиниң сиртиға орунлаштуруп қойди.
24 Halayiⱪ xǝⱨǝrni wǝ xǝⱨǝr iqidiki ⱨǝmmǝ nǝrsilǝrni ot yeⱪip kɵydürüwǝtti. Pǝⱪǝt altun-kümüx, mis wǝ tɵmürdin bolƣan ⱪaqa-ⱪuqa ǝswablarni yiƣip, Pǝrwǝrdigarning ɵyining hǝzinisigǝ ǝkirip ⱪoydi.
Халайиқ шәһәрни вә шәһәр ичидики һәммә нәрсиләрни от йеқип көйдүрүвәтти. Пәқәт алтун-күмүч, мис вә төмүрдин болған қача-қуча әсвапларни жиғип, Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнисигә әкирип қойди.
25 Lekin Yǝxua paⱨixǝ ayal Raⱨabni, ata jǝmǝtidikilǝrni wǝ uningƣa tǝwǝ bolƣanlirining ⱨǝmmisini tirik saⱪlap ⱪaldi; u bügüngiqǝ Israil arisida turuwatidu; qünki u Yǝxua Yerihoni qarlaxⱪa ǝwǝtkǝn ǝlqilǝrni yoxurup ⱪoyƣanidi.
Лекин Йәшуа паһишә аял Раһабни, ата җәмәтидикиләрни вә униңға тәвә болғанлириниң һәммисини тирик сақлап қалди; у бүгүнгичә Исраил арисида туруватиду; чүнки у Йәшуа Йерихони чарлашқа әвәткән әлчиләрни йошуруп қойған еди.
26 U qaƣda Yǝxua agaⱨ-bexarǝt berip: — Bu Yeriho xǝⱨirini ⱪaytidin yasaxⱪa ⱪopⱪan kixi Pǝrwǝrdigarning aldida ⱪarƣix astida bolidu; u xǝⱨǝrning ulini salƣanda tunji oƣlidin ayrilidu, xǝⱨǝrning ⱪowuⱪlirini orunlaxturidiƣan qaƣda kiqik oƣlidinmu ayrilidu, — dedi.
У чағда Йәшуа агаһ-бешарәт берип: — Бу Йерихо шәһирини қайтидин ясашқа қопқан киши Пәрвәрдигарниң алдида қарғиш астида болиду; у шәһәрниң улини салғанда тунҗа оғлидин айрилиду, шәһәрниң қовуқлирини орунлаштуридиған чағда кичик оғлидинму айрилиду, — деди.
27 Pǝrwǝrdigar Yǝxua bilǝn billǝ idi; uning nam-xɵⱨriti pütkül zeminƣa kǝng tarⱪaldi.
Пәрвәрдигар Йәшуа билән биллә еди; униң нам-шөһрити пүткүл зиминға кәң тарқалди.