< Yǝxua 4 >
1 Pütkül hǝlⱪ Iordan dǝryasidin tamamǝn ɵtüp bolƣanda, Pǝrwǝrdigar Yǝxuaƣa sɵz ⱪilip: —
Пүткүл хәлиқ Иордан дәриясидин тамамән өтүп болғанда, Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: —
2 Hǝlⱪning arisidin on ikki adǝmni talliƣin, ⱨǝr ⱪǝbilidin birdin adǝm bolsun,
Хәлиқниң арисидин он икки адәмни таллиғин, һәр қәбилидин бирдин адәм болсун,
3 ularƣa: — Silǝr Iordan dǝryasining otturisidin, kaⱨinlarning putliri mǝzmut turƣan jaydin on ikki taxni elip, ularni kɵtürüp kelip ɵzünglar bügün keqǝ bargaⱨ tikidiƣan yǝrgǝ ⱪoyunglar, degin, dedi.
уларға: — Силәр Иордан дәриясиниң оттурисидин, каһинларниң путлири мәзмут турған җайдин он икки ташни елип, уларни көтирип келип өзүңлар бүгүн кечә баргаһ тикидиған йәргә қоюңлар, дегин, деди.
4 Xuning bilǝn Yǝxua ⱨǝr ⱪǝbilidin birdin adǝmni, yǝni Israillar arisidin talliƣan on ikki kixini qaⱪirdi;
Шуниң билән Йәшуа һәр қәбилидин бирдин адәмни, йәни Исраиллар арисидин таллиған он икки кишини чақирди;
5 andin Yǝxua ularƣa: — Silǝr Iordan dǝryasining otturisiƣa qüxüp Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning ǝⱨdǝ sanduⱪining aldiƣa berip, Israilning on ikki ⱪǝbilisining saniƣa mas ⱨalda birdin taxni elip mürǝnglǝrgǝ ⱪoyunglar.
андин Йәшуа уларға: — Силәр Иордан дәриясиниң оттурисиға чүшүп Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдә сандуғиниң алдиға берип, Исраилниң он икки қәбилисиниң саниға мас һалда бирдин ташни елип мүрәңләргә қоюңлар.
6 Qünki bu aranglarda bir ǝslǝtmǝ-bǝlgǝ bolidu; kǝlgüsidǝ baliliringlar: — Bu taxlarning silǝrgǝ nemǝ ǝⱨmiyiti bar? — dǝp sorap ⱪalsa, silǝr ularƣa: —
Чүнки бу араңларда бир әсләтмә-бәлгү болиду; кәлгүсидә балилириңлар: — Бу ташларниң силәргә немә әһмийити бар? — дәп сорап қалса, силәр уларға: —
7 Iordan dǝryasining suliri Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪining aldida üzüp ⱪoyuldi; [ǝⱨdǝ sanduⱪi] Iordan dǝryasidin ɵtküzülgǝndǝ Iordan dǝryasining suliri üzüp ⱪoyuldi; xunga bu taxlar Israillarƣa mǝnggülük bir ǝslǝtmǝ-bǝlgǝ bolidu, — dǝp jawap berisilǝr.
Иордан дәриясиниң сулири Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида үзүп қоюлди; [әһдә сандуғи] Иордан дәриясидин өткүзүлгәндә Иордан дәриясиниң сулири үзүп қоюлди; шуңа бу ташлар Исраилларға мәңгүлүк бир әсләтмә-бәлгү болиду, — дәп җавап берисиләр.
8 Xuning bilǝn Israillar Yǝxua ularƣa buyruƣandǝk ⱪildi. Pǝrwǝrdigarning Yǝxuaƣa ⱪilƣan ǝmri boyiqǝ Israilning ⱪǝbililirining saniƣa muwapiⱪ Iordan dǝryasining otturisidin on ikki taxni elip, ⱪonidiƣan jayƣa kɵtürüp berip, xu yǝrdǝ ⱪoyup ⱪoydi.
Шуниң билән Исраиллар Йәшуа уларға буйруғандәк қилди. Пәрвәрдигарниң Йәшуаға қилған әмри бойичә Исраилниң қәбилилириниң саниға мувапиқ Иордан дәриясиниң оттурисидин он икки ташни елип, қонидиған җайға көтирип берип, шу йәрдә қоюп қойди.
9 Buningdin baxⱪa Yǝxua Iordan dǝryasining otturisida ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtürgǝn kaⱨinlarning putliri mustǝⱨkǝm turƣan jayda on ikki taxni tiklǝp ⱪoydi. Bu taxlar bolsa bügüngiqǝ xu yǝrdǝ turidu.
Буниңдин башқа Йәшуа Иордан дәриясиниң оттурисида әһдә сандуғини көтәргән каһинларниң путлири мустәһкәм турған җайда он икки ташни тикләп қойди. Бу ташлар болса бүгүнгичә шу йәрдә туриду.
10 Pǝrwǝrdigar Yǝxuaƣa hǝlⱪⱪǝ eytixⱪa tapiliƣan barliⱪ ixlar orunlanƣuqilik, yǝni Musa ǝslidǝ Yǝxuaƣa buyruƣanlirining ⱨǝmmisi bǝja kǝltürülgüqǝ, ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtürgǝn kaⱨinlar Iordan dǝryasining otturisida tohtap turdi. Hǝlⱪ xu yǝrdin tezdin ɵtüwatatti.
Пәрвәрдигар Йәшуаға хәлиққә ейтишқа тапилиған барлиқ ишлар орунланғичилик, йәни Муса әслидә Йәшуаға буйруғанлириниң һәммиси беҗа кәлтүрүлгичә, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисида тохтап турди. Хәлиқ шу йәрдин тездин өтүвататти.
11 Xundaⱪ boldiki, barliⱪ hǝlⱪ tamamǝn ɵtüp bolƣanda, Pǝrwǝrdigarning [ǝⱨdǝ] sanduⱪi bilǝn kaⱨinlar hǝlⱪning aldidin ɵtti.
Шундақ болдики, барлиқ хәлиқ тамамән өтүп болғанда, Пәрвәрдигарниң [әһдә] сандуғи билән каһинлар хәлиқниң алдидин өтти.
12 Rubǝnlǝr bilǝn Gadlar wǝ Manassǝⱨning yerim ⱪǝbilisidikilǝrmu Musaning ularƣa buyruƣinidǝk sǝptǝ tüzüp Israillarning aldida dǝryadin ɵtti.
Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисидикиләрму Мусаниң уларға буйруғинидәк сәптә түзүп Исраилларниң алдида дәриядин өтти.
13 jǝmiy bolup ⱪiriⱪ mingqǝ ⱪorallanƣan kixi Pǝrwǝrdigarning aldidin ɵtüp, Yeriho tüzlǝngliklirigǝ kelip, jǝng ⱪilixⱪa tǝyyar turdi.
Җәмий болуп қириқ миңчә қуралланған киши Пәрвәрдигарниң алдидин өтүп, Йерихо түзләңликлиригә келип, җәң қилишқа тәйяр турди.
14 U küni Pǝrwǝrdigar Yǝxuani pütkül Israilning nǝziridǝ qong ⱪildi; ular uning pütün ɵmridǝ Musadin ⱪorⱪⱪandǝk uningdinmu ⱪorⱪti.
У күни Пәрвәрдигар Йәшуани пүткүл Исраилниң нәзиридә чоң қилди; улар униң пүтүн өмридә Мусадин қорққандәк униңдинму қорқти.
15 Pǝrwǝrdigar Yǝxuaƣa sɵz ⱪilip: —
Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: —
16 Ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ sanduⱪini kɵtürgǝn kaⱨinlarƣa: — Iordan dǝryasidin qiⱪinglar, dǝp buyruƣin, dedi.
Һөкүм-гувалиқ сандуғини көтәргән каһинларға: — Иордан дәриясидин чиқиңлар, дәп буйруғин, деди.
17 Xunga Yǝxua kaⱨinlarƣa: — Iordan dǝryasidin qiⱪinglar, dǝp buyrudi.
Шуңа Йәшуа каһинларға: — Иордан дәриясидин чиқиңлар, дәп буйруди.
18 Xundaⱪ boldiki, Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtürgǝn kaⱨinlar Iordan dǝryasining otturisidin qiⱪip, putlirining tapini ⱪuruⱪluⱪni dǝssixi bilǝnla, Iordan dǝryasining süyi yǝnǝ ɵz jayiƣa ⱪaytip kelip, awwalⱪidǝk ikki ⱪirƣiⱪiƣiqǝ texip eⱪixⱪa baxlidi.
Шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисидин чиқип, путлириниң тапини қуруқлуқни дәссиши биләнла, Иордан дәриясиниң сүйи йәнә өз җайиға қайтип келип, авалқидәк икки қирғиқиғичә тешип еқишқа башлиди.
19 Hǝlⱪ bolsa birinqi ayning oninqi küni Iordan dǝryasidin ɵtüp, Yerihoning xǝrⱪining ǝng qǝt tǝripidiki Gilgalƣa kelip qedirgaⱨ tikti.
Хәлиқ болса биринчи айниң онинчи күни Иордан дәриясидин өтүп, Йерихониң шәрқиниң әң чәт тәрипидики Гилгалға келип чедиргаһ тикти.
20 Ular Iordan dǝryasidin alƣaq kǝlgǝn on ikki taxni bolsa, Yǝxua ularni Gilgalda tiklǝp ⱪoydi;
Улар Иордан дәриясидин алғач кәлгән он икки ташни болса, Йәшуа уларни Гилгалда тикләп қойди;
21 andin Israillarƣa: — Keyin baliliringlar ɵz atiliridin: — Bu taxlarning ǝⱨmiyiti nemǝ, dǝp sorisa,
андин Исраилларға: — Кейин балилириңлар өз атилиридин: — Бу ташларниң әһмийити немә, дәп сориса,
22 silǝr baliliringlarƣa mundaⱪ uⱪturup ⱪoyunglar: — «Israil ilgiri ⱪuruⱪ yǝrni dǝssǝp Iordan dǝryasidin ɵtkǝnidi;
силәр балилириңларға мундақ уқтуруп қоюңлар: — «Исраил илгири қуруқ йәрни дәссәп Иордан дәриясидин өткән еди;
23 qünki Pǝrwǝrdigar Hudayinglar biz Ⱪizil Dengizdin ɵtküqǝ aldimizda uning sulirini ⱪurutup bǝrgǝndǝk, Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝr ɵtküqǝ aldinglarda Iordan dǝryasining süyini ⱪurutup bǝrdi;
чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар биз Қизил Деңиздин өткичә алдимизда униң сулирини қурутуп бәргәндәк, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәр өткичә алдиңларда Иордан дәриясиниң сүйини қурутуп бәрди;
24 yǝr yüzidiki barliⱪ ǝllǝr Pǝrwǝrdigarning ⱪolining ⱪanqilik küqlüklükini bilsun, xundaⱪla silǝrning Pǝrwǝrdigar Hudayinglardin ⱨǝmixǝ ⱪorⱪuxunglar üqün U xundaⱪ ⱪildi» — dedi.
йәр йүзидики барлиқ әлләр Пәрвәрдигарниң қолиниң қанчилик күчлүклүгини билсун, шундақла силәрниң Пәрвәрдигар Худайиңлардин һемишә қорқушуңлар үчүн У шундақ қилди» — деди.